Хитайниң “биңтуән билән йәрликни бир шаһмат тахтисиға айландуруш” пилани немидин дерәк бериду?
2022.05.20
15-Май йәкшәнбә күни ечилған уйғур аптоном районлуқ 13-нөвәтлик хәлқ һөкүмитиниң 12-қетимлиқ омумий йиғинида “һөкүмәт хизмитидә қанунчилиқни тәкитләш”, “қанунчилиқ арқилиқ терорлуққа қарши туруш”, “биңтуән билән йәрликни бир шаһмат тахтисиға айландуруш” қатарлиқ бир йүрүш пиланларни алға силҗитиш тәкитләнгән.
“тәңритағ тори” ниң 18-май күнидики уйғурчә хәвиридә мундақ дейилгән: “сотсиялистик қанунчилиқ байриқини егиз көтүрүп, терорлуққа қарши туруш, муқимлиқни қоғдашни қанунийлаштуруш вә даимлаштурушни алға силҗитип, һәқиқий түрдә җәмийәт муқимлиқини қоғдашни дәл җайида әмәлийләштүрүш керәк; партийәниң милләт сияситини омумиййүзлүк изчиллаштуруп, милләтләр иттипақлиқини үзлүксиз мустәһкәмләп, җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләш керәк; ‛биңтуән билән йәрликни бир шаһмат тахтисиға айландуруш” та чиң туруп, йәниму илгирилигән һалда биңтуән билән йәрликниң юғурулма тәрәққият йеңи вәзийитини яритиш керәк.”
Германийәдики мустәқил анализчи әнвәр әхмәт әпәнди, уйғур аптоном районлуқ даириләрниң бу қетимқи йиғинида тәкитлигән нуқтиланиң өзиниң диққитини алаһидә қозғиғанлиқини билдүрди.
Әнвәр әхмәт әпәндиниң қаришичә, йиғинда “қанун бойичә узун муддәтлик муқимлиққа капаләтлик қилиш”, “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси” намида хитайлаштурушни шқа ашуруш, “биңтуән билән йәрликни бир шаһмат тахтисиға айландуруш” дегәндәк нуқтиларниң алаһидә тәкитлиниши, хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан бастуруш сияситиниң йәниму күчийишиниң бир сигнали икән.
Әнвәр әхмәт әпәнди хитай һөкүмити тәкитләватқан йоқири үч нуқта һәққидики қарашлирини шәрһийләп өтти.
Америкада чиқидиған “бейҗиң баһари” журнилиниң баш муһәррири, обзорчи ху пиң әпәндиниң қаришичә, “биңтуән йәрликни бир шаһмат тахтисиға айландуруш” шоари, йеқиндин буян хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном райониниң әмәлий орнини йәниму аҗизлаштуруп, биңтуәнни уйғур районидики әң һоқуқлуқ органға айландуруш пиланиниң бир қисми әкән.
Хупиң мундақ деди: “илгири биңтуән башқа бир система иди. Йәни у илгири уйғур аптоном райони билән айрим орган иди. Хитайлардин тәшкил тапқан бу орун шинҗаң уйғур аптоном районидики йәрлик хәлқниң турмуш муһитидин айрим һаләттә турған болуп, мәркәз тәрипидин биваситә вә йерим һәрбий һаләттә башқурулатти. Һазир бу йәрдә ениқ қилип, ‛биңтуән билән йәрликни бир шаһмат тахтисиға айландуруш‚ дәйдиған йеңичә башқуруш түзүми тәкитләнмәктә. Бу дегини әлвәттә биңтуәнниң башқуруш түзүмини пүткүл уйғур аптоном райони даирисигә кеңәйтишни көрситиду. Бу бир җәһәттин уйғур аптоном райониниң бундин кейинки башқуруш түзүминиң һәрбий башқуруш һалитидә болидиғанлиқини көрситиду. Йәнә бир тәрәптин, хитайларниң райондики идарә қилиш һоқуқини техиму ашурушни мәқсәт қилиду. Мушу икки җәһәттин елип ейтқанда, бу шоарниң ахириқи мәқсити илгирики уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң һоқуқ даирисини йәниму чәкләп, әмәлий күчини аҗизлитишни нишан қилиду.”
Ху пиң әпәнди йәнә уйғур аптоном районлуқ даириләрниң бу қетимлиқ йиғинда “қанун бойичә узун муддәтлик муқимлиққа капаләтлик қилиш” ни тәкитлигәнликиниң сәвәби һәққидиму тохтилип өтти.
Ху пиң әпәндиниң қаришичә, бу дегәнлик районда уйғурларни нишан қилип давамлишиватқан “терорлуққа зәрбә бериш”, “муқим вәзийәт яритиш” намидики қаттиқ бастуруш сиясити бундин кейин йәниму давамлишидикән, шундақла районда йүргүзүлидиған даимлиқ нормал башқуруш түзүмигә айлинидикән.
Ху пиң әпәндиниң тәкитлишичә, уйғур аптоном районида вәзипә иҗра қиливатқан ма шиңрүйгә охшаш әмәлдарлар, әмәлийәттә пәқәтла хитай мәркизи һөкүмитиниң сияситини иҗра қилғучилар икән. Әнә шундақ болғини үчүн, әгәр хитай һоқуқ мәркизидә бирәр өзгириш йүз бәрсә, у һалда уйғур аптоном районидики “ирқий қирғинчилиқ” түсини алған бастуруш сияситидә нисбәтән юмшаш вәзийитиниң барлиққа келиши мумкин икән.
Әмма әнвәр әхмәт әпәнди башқичә қарашни илгири сүриду. Униң тәкитлишичә, хитай компартийәси һакимийәт бешида мәвҗутла болидикән, мустәмликә астидики уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ хитай болмиған милләтләргә қаритилған мустәмликичилик вә бастуруш сиясити йәнила давам қилидикән.