2-Дуня уруши бомбардиманидин қутулуп қалған уйғур мәдәнийәт байлиқлири

Берлиндин обзорчимиз абләт сәмәт тәйярлиди
2023.10.31
123-nomurluq-tash-kemir Куча қизилдин берлинға елип келингән там рәсимлириниң 123-номурлуқ таш кемирликниң әсли шәклини асас қилип кириштүрүлгән һалитидин бир көрүнүш. Әслигә кәлтүрүлгән бу таш кемирлик күнимиздә берлин һумболдт мунбири музейида көргәзмигә қоюлған. (Апторниң шәхсий архипидин)
RFA/Ablet

Уйғурлар иккинчи дуня урушиға қатнашқанму? бәзиләр бу соалға, әйни вақиттики оттура асия дөләтлиридики уйғур яшлириниң советлар иттипақини қоғдаш сәвәбидин урушқа қатнашқанлиқини, һәтта у урушни “улуғ вәтән уруши” дәп аталғанлиқини әсләп “қатнашқан” дәп җаваб бәрсә, йәнә бәзиләр “уйғур дияри” ниң биваситә уруш ичидә болмиғанлиқини ойлап “қатнашмиған” дәп җаваб беришиду.

Һәқиқәтән уйғурларниң бу рәһимсиз урушта тартқан зийини, урушқа қатнашқан һәрқандақ бир дөләтниң зийинидин аз болмиди. Һәл қилғуч урушта совет коммунистлириниң ғәлибигә еришиши нәтиҗисидә, шәрқий түркистан армийәси манас дәряси бойида тохтитилип, улар арзу қилғининиң дәл әкси нәтиҗисигә еришти. Шундақ қилип уйғур йеқинқи заман тарихида мустәқиллиқ үчүн төләнгән әң чоң бәдәл совет коммунистлири билән хитай коммунистлириниң ялған вәдилириниң қурбани болуп кәтти.

Уйғур дияриға иккинчи дуня урушидики герман яки япон қошунлириниң бомбиси чүшмигән болсиму, әмма уйғурларниң берлиндики баһаси пичилмас мәдәнийәт байлиқлири бомба ямғурлириниң рәһимсиз зәрбисидин қутулалмиғаниди. Биз бүгүн бу обзоримизда пәқәтла германийәгә елип кетилгән уйғур мәдәнийәт мираслириниң һазирғичә анчә көп билинмигән азаблиқ әслимилиригә қулақ салимиз. Бу қиммәтлик байлиқларниң бир қисми уруш айропиланлири яғдурған бомбиларда кукум талқан болған. Қиммәт баһалиқ үнчә-марҗанлар, нәччә миң йиллиқ там рәсимлири әскәрләр тәрипидин буланған, йәр асти искилатлирида унтулған тәсвирләп болғусиз гүзәл вә һәшәмәтлик һәтта бир қисминиң бәстигә алтун ялитилған һәйкәлләр көйүп топиға айланған, сақлинип қалған қол язма парчилирида уруш отлириниң мәңгүлүк көйүк излирини қалған.

1902-Йилидин 1914-йилиғичә германийә етнографийә музейи орунлаштурған төт қетимлиқ қидирип тәкшүрүш сәпири нәтиҗисидә җәмий 423 сандуқ асарәтиқә уйғур дияридин берлинға елип келингән. Алаһидә ясалған бу сандуқларниң һәр биригә 75 килогирамдин 80 килогирамғичә буюм қачиланған болуп, бу буюмлар миладийәдин кейинки 2-әсирдин башлап йиғивелинған вақитқичә болған дәвргә тәвә асарәтиқә вә йеқинқи заман турмуш буюмлиридин тәшкил тапқаниди. “турпан експедитсийәси” дәп аталған вә уйғур дияриниң һәммила йеридин йиғивелинған бу қиммәтлик буюмлар арисида қолязма, там рәсимлири, һәйкәлләр, һүнәр-кәсип әсваблири, кийим-кечәк, қуш вә һайванларниң әвришкилири, өсүмлүк вә зираәт уруқлири болуп 20 хилдин көп нәрсә бар иди.

 1939-Йили 2-дуня уруши башлиниш биләнла, германийәдики мунасивәтлик орунлар просийә дөләт кутупханисида сақлиниватқан әсәрләрни уруш вәйранчилиқидин қандақ қутқузуп қелиш һәққидә мәслиһәтләшкән. Бир қисим кутупхана хадимлири амал болмиғанда йәргә көмүп сақлаш тәклипини беришкән. Лекин 1942-йили 11-айда берлинға тунҗи бомба чүшкәндин кейин улар пиланини өзгәртип қолязмиларни вә башқа асарәтиқиләрни дөләт ичи вә әтраптики дөләтләрниң бихәтәр дәп қарилидиған орунлириға йөткигән. Йөткәлгән бу қолязмилар арисида уйғурчә қолязмилардин “маитри симит” вә “он тоғра йол” қатарлиқларниң бир қисим пүтүн вә кәмтүк япрақлириму бар иди.

Әпсуски, уруш башланғанда кутупхана мәркизий залида көргәзмигә қоюлған өрнәк қолязма вә таш басма әсәрлириниң пүтүн вә кәмтүк япрақлири вақтида йиғивелишқа үлгүрмәй, чүшкән бомба зәрбисидин сунған рамкиларниң әйнәк парчилири тәрипидин кесилип парә-парә болған вә бир қисми көйүп кәткән. Шу вақиттин қалған бир қисим япрақчилардики көйүк излирини күнимиздиму көрүшкә болиду.

Урушта вәйран болған көргәзмә залидин бир көрүнүш (1945)  (апторниң шәхсий архипидин)
Урушта вәйран болған көргәзмә залидин бир көрүнүш (1945) (апторниң шәхсий архипидин)
RFA/Ablet

У вақитта уруш зәрбисидин аман қалған әсәрләр йәнә бир күтүлмигән келишмәсликкә учриған.

Уруштин кейинла германийә иккигә бөлүнүп кәткән. Буниң нәтиҗисидә шәрқий вә ғәрбий қисимдики қолязмиларму бир-биридин техиму йирақлишип кәткән.

Шуниңдин башлап ғәрбий германийә тәвәликидики қисим майинтс шәһиридә турувәргән вә “майинтс қолязмилири” дәп аталған. 1990-Йили икки германийә бирлишип 1992-йилиға кәлгәндә “майинтс қолязмилири” берлин дөләт кутупханисиға елип келинди вә қолязмиларниң 50 йиллиқ айрилишиға хатимә берилди.

Уруш мәзгилидә совет иттипақи әскәрлири олҗа сүпитидә санкт-петербургқа елип кәткән қолязмилардин 225 парчиси 1978-йили шәрқий германийәгә қайтуруп берилгән. Көп қисми хитайчә уйғурчә икки тиллиқ бу әсәрләр шуниңдин кейин лайптсигтики грасси музейида сақлинип, 1990-1992-йиллири арисида берлинға елип келингән.

Әмма совет иттипақи елип кәткән қолязмилар пәқәтла бу әмәс иди. Қолязма вә сәнәт әсәрлириниң бир қисми сақланған һиндистан сәнити музейиниң мәсули болуп 1986-йилидин 2006-йилиғичә хизмәт қилған пирофессор доктур марианне ялдиз ханимниң 2005-йили язған бир мақалисидә урушта ғайиб болған 294 парчә қолязминиң санкт-петербургдики ермитаж музейда байқалғанлиқи йезилған. Бу қолязмиларниң техичә шу йәрдә сақлиниватқанлиқи мәлум.

 Йоқалған қолязмиларниң бир қисми 1990-йилларниң башлиридин башлап йәнә тепилған. 1996-Йили тасадипән лайиптсиг университети кутупханисида уруш мәзгилидә намәлум бирлири тәрипидин елип кетилгән бир сандуқ қолязминиң бурун пәрәз қилинғинидәк моңғулчә әмәс, бәлки уйғурчә икәнлики ениқлинип берлинға елип келингән.

Шундақтиму бихәтәрлик сәвәбидин башқа йәрләргә йөткәлгән қолязмиларниң әслидә зади қанчилик икәнлики һазирғичә мәлум әмәс.

 Там рәсимлири учриған вәйранчилиқни баян қилишниң өзила йүрәкни ләхтә ләхтә қилидиған йетәрлик азаб. Там рәсимлириниң куча қизил миң будда өйлиригә тәвә қисми 1933-йили саналған вә өлчәнгән. Алаһидә бир хил техника билән тамдин шиливелинған әсәрләр җәмий 252 парчә болуп, омумий көлими 328.07 Кивадрат метир кәлгән. Турпан безәкликтин елип келингән там рәсимлири арисидин таллинип музей көргәзмә залиниң егиз тамлириға пухта йәрләштүрүветилгән там рәсимлириниң көлими 150 кивадрат метирдин артуқ кәлгән. Бу там рәсимлири арисида егизлики 3 метир 90 сантиметир, кәңлики 8 метир 60 сантиметир келидиған тарихи башқа там рәсимлиридинму бурунқи дәврләргә вәкиллик қилидиған рәсимләрму болған.

 

Турпан безәкликтики 20 номурлуқ таш кемирликтин елип келинип узун вақит көргәзмигә қоюлған икки праниди көрүнүшиниң бири. Әслидә ян янға сизилған икки рәсимниң егизлики 3 метир, кәңлики 4 метир 70 сантиметир икәнлики мәлум. Бу там рәсимлириму урушта вәйран болған.  (Апторниң шәхсий архипидин)
Турпан безәкликтики 20 номурлуқ таш кемирликтин елип келинип узун вақит көргәзмигә қоюлған икки праниди көрүнүшиниң бири. Әслидә ян янға сизилған икки рәсимниң егизлики 3 метир, кәңлики 4 метир 70 сантиметир икәнлики мәлум. Бу там рәсимлириму урушта вәйран болған. (Апторниң шәхсий архипидин)
RFA/Ablet
 

Бу там рәсимлири бомбилар зәрбисидин там билән бирликтә йиқилған вә парә-парә болуп кәткән. Гәрчә ушшақ парчилар дәрһал йиғивелинип йәнә бихәтәр йәргә елип берилип сақланған вә таки һазирғичә әслигә кәлтүрүш хизмәтлири елип бериливатқан болсиму, лекин асасий қисми аллиқачан йоқалған.

Там рәсимлириниң бешиға кәлгән вә әслигә кәлтүргили болмайдиған талапәт пәқәтла бу әмәс. 1945-Йили берлинни ишғал қилған совет әскәрлири игә чақисиз қалған музейгиму бастуруп кирип көргәзмигә қоюлған кичикрәк там рәсимлирини булиған. 2008-Йили мәзкур буланған там рәсимлириниң бир қисми санкт-петербургдики ермитаж музейда рус археологлири уйғур дияридин елип кәлгән башқа там рәсимлири билән бирликтә көргәзмигә қоюлған. Мәлуматларға асасланғанда, 2016-йили “грүнведел топлими” дәп аталған бу там рәсимлириниң һәммисиниң әслигә кәлтүрүш хизмити ахирлашқан. 1945-Йили совет әскәрлири берлиндин түриңгендики кайсәрода вә граслебен дегән йәрләргә елип кәткән 120 сандуқ асарәтиқә америка әскәрлири тәрипидин селле вә висбаденларға йөткәлгән. Уруштин кейин бу қиммәтлик әсәрләр йәнә берлинға йөткәп келингән.

Әслигә кәлтүрүш мумкин болмиған бу мәңгүлүк йоқилиштин қалған вә көңүл бөлгүчиләргә тәсәлли болидиған бирдин бир хатирә, бу там рәсимлириниң әйни вақитта тартивелинған сүрәтлириниң көп қисминиң һазирғичә мәвҗутлуқи дейишкә болиду. Һәр бир парчиси тәпсилий архиплаштурулған бу рәсимләрниң көп қисми әйни вақитта дәсләпки қәдәмдә тәтқиқ қилинип, нәтиҗилири елан қилинған.

Там рәсимлири шунчә дәһшәтлик уруш вәйранчилиқлирини баштин кәчүргәнликигә қаримай, сақ қалғанлири йәнила өз җилвисини йоқатмиған. Рәңлири өңмигән һәм өчмигән, көргән кишигә худди йеңила сизилғандәк туйғу бериду. Һәйкәлләрниң йүзлиридә җулалинип туридиған мәңгүлүк тәбәссуми көргүчигә тәсвирләп болғусиз естетик һузур беғишлайду. Әпсуски бу әсәрләрниң ана юрттики парчилириниң рәңлири өңгән һәтта өчүп тонуғусиз болуп кәткән. Охшаш бир таш кемирликтин әйни вақитта пәрқлиқ кишиләр тәрипидин елип кетилип һазир охшимиған дөләтләрдә сақлиниватқан рәсим парчилирини селиштуридиған болсақ бу пәрқни техиму ениқ көрәләймиз.

 

Куча қизил миң өйи 179-номурлуқ таш кемирликниң дуняниң һәрқайси җайлирида сақлиниватқан рәсимлиридин әдоби елементс пирограммиси билән кириштүрүлгән шәкли 1-рәсим қизилда, 2-вә 3-рәсимләр берлиндин елип кетилгән. Һазир русийәниң санкт-петербург шәһиридики ермитаж музейида, 4-рәсим америка харвард университети фуг сәнәт музейида, 5-рәсим америка ню-йорк метрополиян музейида, 6-рәсим японийәдики бир шәхси топламда 7-рәсим германийә берлин шәрқий асия музейида, 8-рәсим америка пенсулаения университети музейида  (апторниң шәхси архипидин. Әйни вақитта археологлар тартивалған фото сүрәтләргә асасән рәсимләрни аптор өзи бирләштүргән)
Куча қизил миң өйи 179-номурлуқ таш кемирликниң дуняниң һәрқайси җайлирида сақлиниватқан рәсимлиридин әдоби елементс пирограммиси билән кириштүрүлгән шәкли 1-рәсим қизилда, 2-вә 3-рәсимләр берлиндин елип кетилгән. Һазир русийәниң санкт-петербург шәһиридики ермитаж музейида, 4-рәсим америка харвард университети фуг сәнәт музейида, 5-рәсим америка ню-йорк метрополиян музейида, 6-рәсим японийәдики бир шәхси топламда 7-рәсим германийә берлин шәрқий асия музейида, 8-рәсим америка пенсулаения университети музейида (апторниң шәхси архипидин. Әйни вақитта археологлар тартивалған фото сүрәтләргә асасән рәсимләрни аптор өзи бирләштүргән)
RFA/Ablet

  Уйғур дияридин елип келингән һәйкәлләрниң саниниң зади қанчилик икәнлики ениқ әмәс.

Қолязма вә там рәсимлири яшиған тирагедийә уйғур дияри тарихиниң әң гүлләнгән дәвридә мәйданға кәлгән бу әқил парасәт җәвһәрлирини аяп қоймиған. Һәйкәлләрниң наһайити аз қисми көргәзмигә қоюлған вә йәнә бир қисми бихәтәр йәргә йөткәлгән. Лекин башқа йәргә йөткәп кетишкә үлгүрмәй қалған 30 сандуққа қачиланған һәйкәл вә башқа сәнәт буюмлири берлиндики мәшһур көргәзмә сарайлиридин гропиюс бинасиниң йәр асти искилатида көйүп кәткән.

 2-Дуня урушиниң 6 йиллиқ боран чапқунлири учуруп, бомба ямғурлири парчилап, булаңчилири булап, рәһимсиз гүлханлири көйдүрүп түгитәлмигән қолязмилар, там рәсимлири вә һәйкәллириниң сақ қалғанлири күнимиздә дуня мәдәнийәт вә сәнәт тәтқиқатида йәнила әң көп қизиқиш қозғаватқан, тәтқиқатчиларға әң көп һосул бериватқан алаһидиликлири билән мәшһур. Шунчә көп вәйранчилиқларни баштин кәчүргән бу баһа пичилмас әсәрләр һәр хил сәвәбләр билән қәдими йәткән дөләт музейлириниң төридин давамлиқ орун елип, хитай истиласидики уйғурлар вәтининиң әслидә қандақ бир йәр икәнликидин хәвәр берип турмақта.

Әпсуски, әйни вақитта ана юртида қелип қалған қисимлири яратқучилириниң һазирқи әвладлири болған уйғурлар билән охшаш тәқдиргә муптила болуп, хитай һөкүмитиниң рәһимсизләрчә қирғинчилиқиға дучар болмақта. Бир қисминиң келиш мәнбәси вә әһмийити бурмилинип, хитайниң уйғур диярида йолға қоюватқан аталмиш “шинҗаң һекайисини яхши сөзләш”, “шинҗаңни мәдәнийәт билән озуқландуруш”, “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини күчәйтиш” сәпсәтисигә дәсми қилинмақта. Бу әсәрләрни миңларчә йил бағрида әтиварлап сақлап кәлгән тарихий йәрләр өзгәртип ясилип, “хитайниң бир парчиси” ға айландурулмақта.

***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.