“милләтләрниң юғурулуши” тәшвиқатидики йеңи қорал- “DeepSeek”
2025.02.05
Йеқинда хитай ясап чиққан сүний әқил әплиридин DeepSeek базарға селиниши билән тәңла дуня иқтисад вә техника саһәсигә тәсир көрситип, һәрқайси ахбарат васитилиридә зор ғулғула пәйда қилғанлиқи билинмәктә. Мутәхәссисләр вә көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, DeepSeek сүний әқил модели хитай коммунист һакимийитиниң контроллуқида болуп, һөкүмәт тәшвиқатиға мас һалда учур тарқитидикән. Бир қисим дөләт һөкүмәтлири вә назарәт қилип башқуруш тармақлири санлиқ учур мәхпийәтликиниң ашкарилиниши, дөләт хәвпсизлики вә әқлий мүлүк һоқуқи җәһәттин DeepSeek кәлтүрүп чиқиридиған ақивәтләр үстидә гуман вә әндишилирини изһар қилған һәмдә буниңға қарита мунасип тәдбир-чариләр үстидә баш қатурған.
Хитай базарға салған DeepSeek моделиниң уйғурларниң һоқуқ-мәнпәәтлири билән болған қандақ мунасивити бар дегән мәсилигә кәлсәк, абонетлар DeepSeek тин уйғур ирқий қирғинчилиқи, кишилик һоқуқ мәсилиси қатарлиқ хитай һөкүмити үчүн сәзгүр һесабланған темилар һәққидә учур издигәндә чәклимигә учрайдиғанлиқиму су йүзигә чиқмақта.
QQ Ториниң “тарих факултети” исимлик тор суписиниң 28-январ йолланмисида, “DeepSeek ниң баһар байримилиқ тәбрики: бәш тәрәптин кәлгән баһар садаси җуңхуа мелодийәсигә қошулди” намлиқ бир парчә язма елан қилинған. Мәзмунидин мәлумки, язмида тилға елинған “бәш милләт” хитайлардин башқа манҗу, моңғол, тибәт вә уйғурларни көрситиду.
Қизиқарлиқи DeepSeek ниң тәбрикнамисидә, юқирида тилға елинған бәш милләтниң мәдәнийәтлири ши җинпиң дәвридики “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси” йетәкчи идийәсиниң рамкисиға селинип баян қилинған. Уйғур мәдәнийитигә аит қисмида тәңритағлириниң җәнуби вә шималиниң миң йиллардин буян хитай мәдәнийити билән бағлинип келиватқанлиқидин ибарәт мәзмун илгири сүрүлгән:
Тарихта таң сулалиси әлчилириниң турпан каризлиридин су ичкәнлики; “12 муқам” садаси яңриған ашу дәмләрдә, уйғур равабиға хитайларниң пипа музикиси тәңкәш қилинғанлиқи; уйғур әтлисиниң нусхилири арисида исламий нәқишләр билән хитайчә мудән гүллүк нусхиларниң гирәлишип кәткәнлики; чаған рәстилиридә уйғур йемәкликлири билән чошқа гөшиниң биргә сетилғанлиқи, йәрлик кишиләрниң чағанлиқ тәбрик сөзлирини қилишқанлиқи; қәшқәр кочилирида балиларниң бир яқтин уссул ойнап, бир яқтин қизил панусларни йеқип хитайчә байрам нәзмилирини декламатсийә қилғанлиқидәк әбҗәш мәзмунлар тоқуп чиқирилған.
DeepSeek Сүний әқил моделидин пайдилинип тәйярланған тор язмисидики аз санлиқ милләтләр мәдәнийитиниң хитай мәдәнийити билән болған ортақлиқи вә бағлиниши гәвдиләндүрүлгән мәзмун, дәл нөвәттә хитай һөкүмити күчәп тәрғиб қиливатқан вә иҗра қиливатқан “милләтләрниң юғурулуши” (民族交融) тәшвиқатидин башқа нәрсә әмәс. “милләтләрниң юғурулуши” уқуми 2011-йили хитай зиялийлири ху әнгаң вә ма роңларниң йетәкчиликидә оттуриға қоюлған иккинчи әвлад милләтләр сиясити елан қилиниш билән тәң қәдәмдә оттуриға елип чиқилған сиясий уқум иди.
Бу уқум 2011-йилидин башлап омумлаштурулған болсиму, һалбуки униң тарихий йилтизи техиму бурунқи дәврләрдила мәйданға кәлгән дәп қарашқа болиду. “бәш милләт җумһур һөкүмити” тәшвиқати әң дәсләптә җуңхуа минго қурулған дәврдә сүн җоңшән тәрипидин оттуриға қоюлған хитай дөлити тәвәсидики манҗу, моңғул, тибәт вә мусулманларни техиму үнүмлүк идарә қилиш үчүн қолланған бир тактика дейишкә болатти. Бу дәврдә хитай милләтчи партийәси рәһбәрлиридин лияң чичавниң тәшәббуси билән тунҗи қетим “милләтләрниң юғурулуши” (民族融合) уқуми оттуриға чиққан. Шундин етибарән, мав зедоң қатарлиқ хитай һөкүмранлири “милләтләрниң юғурулуши” уқумини хитай дөлитиниң мустәмликичилик вә кеңәймичилик тарихини асасқа игә қилишта қорал орнида пайдилинип кәлгәниди.
Бу нуқтидин алғанда, 2011-йили хитай даирилири пәқәтла пәрдә алмаштуруп, әмәлийәттә бир мәйдан сиясий оюн қозғиғаниди дәп қарашқа болиду.
Бүгүнки күндә хитай һөкүмитиниң даим тәкитләйдиған тәшвиқат шоариға айланған милләтләрниң “сиңишиши”, “юғурулуши” вә “қошулуши” ни күчәйтиш дегән сөзләр уйғур тилида уқум вә мәнә җәһәттин көп пәрқләнмисиму, әмма хитай тилида пәрқлиқ аталғу вә уқум болуп, маһийәт җәһәттинму пәрқлиниду. Хитай тәшвиқатида чүшәндүрүлүшичә “милләтләрниң юғурулуши” (民族交融) чүшәнчисидә, милләтләрниң өзигә хас етник алаһидиликлирини сақлап қелиш вә бир-бирини етирап қилиш шәрти астида җуңхуа миллити көп мәнбәлик бир гәвдә тәрәққият әндизисини йолға қоюш дәп қарилидикән. “милләтләрниң қошулуши” (民族融合) уқуми болса, көп хил милләтләр оттурисида милләт пәрқи қалмайдиған, ахирида бир милләткә айлинип ассимилятсийә болуп кетидиған һадисини көрситидикән.
Хитай һөкүмити һәрқанчә исим алмаштуруп өзиниң чоң хитайчилиқ маһийитини пәрдазлимақчи болған болсиму, һалбуки хитай даирилириниң уйғур елидә иҗра қиливатқан инсанийәткә қарши қилмишлири униң рәзил нийитини йошуруп қалалмиған. 2000-Йилларниң бешидин башлап хитай “ғәрбни ечиш” нами билән уйғур илиға зор көләмдә хитай көчмәнлирини йөткәш, ишқа орунлаштуруш; “шинҗаңға ярдәм бериш” нами билән ешинча әмгәк күчлирини ичкири өлкиләргә йөткәш қатарлиқ сиясәтләрни йолға қойди. Бу сиясәтләрниң нәтиҗиси уйғур қизлириниң хитай көчмәнлиригә мәҗбурий ятлиқ қилиниши, уйғурларниң хитай өлкилиригә йәрлишиши, хитай тилиниң уйғур маарипиниң орнини елиши, уйғур кимликиниң вәйран қилиниши қатарлиқ бир қатар ақивәтләргә башлиғанлиқи бизгә аян. Әмәлийәттә хитай бу арқилиқ өзи тәшвиқ қиливатқан ‛милләтләрниң юғурулуши‚ ни ишқа ашуруш, уйғурларни асас қилған милләтләрни хитайлаштуруш, ахирида пүтүнләй йоқитиш үчүн йол ачқан иди. Уйғурларға нисбәтән ейтқанда хитайниң аталмиш милләтләр сиясити уйғур ирқий қирғинчилиқини кәлтүрүп чиқарған сәвәбләрниң бири дәп ейталаймиз.
Хитайниң сүний әқил модели DeepSeek ниң йеңидин базарға селинипла, хитай һөкүмитиниң дөләт сиясити қатарида йолға қоюлуватқан “милләтләрниң юғурулуши” сияситиниң байрақдари болуп рол елиши, дуня җамаәтчиликиниң диққитини тартидиған мәсилә. Әгәр DeepSeek давамлиқ түрдә хитай һөкүмәт аппаратлири тәрипидин контрол қилинса, милйонлиған инсанларға ялған учур тарқитиш, меңә ююш қилмишлири билән хитай коммунистик партийә һакимийитиниң сиясий тәшвиқатини яйидиған җинайәт шерикигә айлинип қелиши мумкин.
[Әскәртиш: мәзкур обзордики көз қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]