Тәклимакандики сатма өйләр

Обзорчимиз нәвбаһар
2022.04.15
Тәклимакандики сатма өйләр Дилпардики сатма, хуммел фотоси, (мәнбә: Sven Hedin “асия: натонуш йоллардики миң мил”)
Sven Hedin

2019-Йили 9-айниң 27-күни, хотән вилайити керийә наһийәсигә қарашлиқ дәря бойи йезисидики аһалиләргә нисбәтән бир тарихий күн болди. Хитай һөкүмитиниң буйруқиға бинаән, онлиған йүк машинилири дәря бойи йезисидики әң ахирқи 114 өйлүк кәнт аһалисини көчүрүш вәзиписини тамамлап, миң йиллардин бери әвладтин-әвладқа тәклимакан қумлуқиниң ичкири қисмида турмуш кәчүрүп кәлгән 362 өйлүк уйғур аилисиниң һәммиси тәлтөкүс йеңи олтурақ райониға көчүрүлди.

Дәрябойи кәнти керийә наһийә бостанлиқиниң шималиға, чоң қумлуқниң ичкиригә җайлашқан болуп, җәнубтин шималға узунлуқи 365 километир, шәрқтин ғәрбкә кәңлики 96 километир келиду. Аранла 1300 дин артуқ нопуси болған, йәр көлимигә нисбәтән аһалиси наһайити шалаң вә тарқақ җайлашқан бу йезида әгәр бирәрсиниң өйини соримақчи болсиңиз, “аву йәрдә!” дәп җаваб беришиду. Әмәлийәттә уларниң “аву йәрдә” дегини 30-40 километир арилиқ болуп, пиядә 2-3 саәт йол йүрүшкә тоғра келәтти.

Әсирләр бойи бу җайда яшап кәлгән дәрябойилиқлар мушу хил тарқақ олтурақлишиш усулиға адәтләнгән болуп, пүтүн йеза асасән чарвичилиқ билән шуғуллинип кәлгән. Бу җәрянда дәрябойилиқлар өзигә хас мәдәнийәт алаһидиликлирини шәкилләндүргән болуп, бу җайдин хитай йоқитишқа тиришиватқан қәдимий мәдәнийәт изналиримиз, заман еқимлирида тозан басқан өрп-адәтлиримиз вә тарихниң қум басқан ялдамилири тепилиду. Бу районда яшап кәлгән кишиләрниң өзгичә тил адити, йемәк-ичмәк мәдәнийити вә кишилик мунасивәт көзқарашлири, тилшунаслиқ, инсаншунаслиқ вә җәмийәтшунаслиқ нуқтисидин тәтқиқ қилишқа әрзийдиған қиммәтлик материяллар болуп һесаблиниду. Һалбуки, дәрябойи йезисиниң хитай һөкүмити тәрипидин сиртқа кәң ечиветилиши билән тәң, хитайниң ичкири өлкилири үчүн иқтисадий қиммәт яритишни мәқсәт қилған паалийәтләр хитай өлкилиридин йопурулуп кәлгән тәкшүргүчи, саяһәтчиләрниң зиярәтлири билән түгәнләнгән. Мәсилән, ташйол ясаш, нефитлик ечиш вә тошқан зәдики, чүчүк буя қатарлиқ қиммәтлик дора өсүмлүклирини қезиш, җәрән қатарлиқ ява һайванатларни овлап екеологийәлик тәңпуңлуқни еғир дәриҗидә бузған һалда дәрябойилиқларниң тәбиий байлиқлирини талан-тараҗ қилишқа сәвәбчи болған. Бу хил бузғунчилиқларниң нәтиҗисидә дәря бойилиқларниң тинч яшап кәлгән һаят мувазинити бузулуп, турмуш адәтлири өзгиришкә башлиған.

ming-mil.jpg

Дәрябойи хәлқи гәрчә әсирләр бойи тәбиий апәтләргә қарши тәклимаканниң қум-боранлири арисида тавлинип, батурлуқ шәҗәрисини яратқан қәһриман хәлқ болуп, әнәниви уйғур мәдәнийитиниң қоғдиғучиси сүпитидә, қағҗириған дилларға үмид берип кәлгән иди.

Бу қәдимий йеза худди қумлуқтики үсти очуқ фолклор музейиға охшайдиған болуп, биз үчүн колдурма авази техи сеһрий күчини йоқатмиған, һәқиқий миллий хаслиқ оқчуп турған бир парчә алтун тупрақтин дерәк бериду.

Дәрябойилиқларни нәччә миң йиллиқ тарихқа бағлап турған муһим амил у йәрдики туралғу өйләрдур. Тарим вадисидин тепилған 3-4 миң йил бурунқи тарихий дәврләргә аит болған қәдимий харабиликтики өйләрниң ясилиш қурулмисиниң кейинки дәврләрдә дәрябойида яшайдиған хәлқләрниң туралғу өй қурулмисиға охшайдиғанлиқи бизни һәйран қалдуриду. Харабә өйләрдин тепилған бора, юң, яғач вә лимлар үстидә қилинған анализларға асасән, әйни вақиттики қотан-еғилларниң түврүклири тоғрақ бадрилиридин ясалған болуп, өгзисигә қомуш йепилған. Бир еғиз өй икки асмақ қилип бөлүнгән болуп, йәргә аввал бора билән селинча селинип, үстигә кигиз селинған. Өйниң қақ оттурисиға очақ қоюлған. Бәзи өйләр 3-4 еғиз болуп, һәммә өйләрдә қазнақ өйләр алаһидә орун игилигән. Қазнақ өйләр асаслиқи запас белиқ вә исланған өрдәкни сақлашқа ишлитилгән. Бу хил өй қурулмисини бүгүнки дәрябойилиқларниң өй түзүлүшигә селиштурсақ, дәрябойилиқларниң һәммиси асасий җәһәттин сатма өй вә қошам өйләрдә олтуриду. Сатма өйләр ясилиш шәклигә қарап күзлүк сатма, язлиқ сатма вә қишлиқ сатма дәп үч хилға айрилған. Сатмиларниң һәммисила юлғун яки қомуш билән йепилиду. Өйниң төт бурҗикигә төт түврүк орнитип, тоғрақ яғичини тикләп там қилип, өгзисини тоғрақ, юлғун шехи вә қомушлар билән япиду, лай чапланмайду. Өй ичигә очақ, супа, һавадан, кулаң, асқу, тәкчә қатарлиқлар орунлаштурулиду. Өйниң оттурисидики җайни оюп очақ қилидиған болуп, йил бойи от йеқилиду.

Абдал кәнтидики аһалиләр, мәнбә: (  Sven Hedin “ оттура асия сәпиридики илмий тәтқиқат нәтиҗилири, 1899-1902”)
Абдал кәнтидики аһалиләр, мәнбә: ( Sven Hedin “ оттура асия сәпиридики илмий тәтқиқат нәтиҗилири, 1899-1902”)
Sven Hedin

Тарим, көнчи вә чәрчән дәряси вадисиға җайлашқан лоп районидики лопнурлуқлар дәп аталған, әмма өзлирини “лоптуқлар” дәйдиған кишиләрниң туралғу адитидиму өйләр там өй, чаплима өй, қомуш өй дәп үч хил болиду. Чаплима өй пүтүнләй қомушта ясилип, өйниң ичи-теши вә үсти саманлиқ лай (какул) да сувулиду. Торус вә ишиклири пүтүнләй қомушта ясилиду.

abdal-kenti-1.jpg

Дәрябойи районида асаслиқ ява өсүмлүкләрдин қомуш, кәндир, тоғрақ вә юлғун қатарлиқлар болуп, дәрябойи хәлқи өй селиш, йеқилғу, кийим-кечәк вә белиқчилиқ ишлирида бу хил өсүмлүкләрдин пайдилинип кәлгән. Қомуш-лопнур районида хәлқниң турмушида муһим әһмийәткә игә өсүмлүк болуп, йәрлик лоптуқлар қомушни “қамиш” дәп атайду.

Шиветсийәлик археолог свен һедин 1899-1902-йилғичә болған арилиқта өзиниң оттура асияға қилған екиспедитсийәси асасида 1902-йили “оттура асия сәпиридики илмий һасилатлар” намлиқ төт томлуқ китабини елан қилған. Бу китабниң “лопнур” вә “тарим дәряси” ға аит қисимлирида, 1899-йили свен һединниң һазирқи дәрябойи райони дәп аталған қум барханлири арисидики бу районни кезип өткәнлики вә тәкшүрүштә болғанлиқиға аит тәпсилатлар баян қилиниду. Әйни вақитта, свен һедин “чигәлик өй”, “алқатиқ чекә”, “юрт чапқан” дегән кәнтләрдә яшайдиған уйғурларниң сатмилири һәққидә чүшәнчә бәргән. У шу йәрдики йәрлик аһалиләрниң фото-сүрәтлирини йәнә өзи сизған тәклимаканға даир рәсимлири арисиға киргүзгән. Бу материяллар уйғур етнографийәсини тәтқиқ қилишта бизни биринчи қол мәнбәләр билән тәминләйду.

Венгирийәдә туғулған әнгилийәлик археолог аврел ситәйинму һиндистанниң калкуттадин йолға чиқип, 1901-йили дәрябойи кәнтигә йетип барған. У уйғур йол башчилириниң йол башлиши билән керийә дәряси бойиға җайлашқан “қара дөң” қәдимий шәһири вә нийә харабилиқида тәкшүрүштә болғанлиқи мәлум. Аврел стәйин харабилиқлардин тепилған бир қиисм гиләм вә палазларниң чоң-кичикликиниң дәл шәрқий түркистан өйлириниң айванлириға салидиған гиләмләр билән охшаш чоңлуқта икәнликини көрсәткән.

Йерим ясалған сатма , свен һедин сизмиси, мәнбә:( Sven Hedin  “асия: натонуш йоллардики миң мил”)
Йерим ясалған сатма , свен һедин сизмиси, мәнбә:( Sven Hedin “асия: натонуш йоллардики миң мил”)
Sven Hedin

Свен һединниң експедитсийә хатирилиридә, сатма өй ясашта қомуштин башқа йәнә тоғрақ яғичиму қоллинилидиғанлиқи, йәрлик тилда өйниң булуң қисми “түлүк”, өгзиниң лимлири “бараҗ”, тоғрисиға қилинған яғачлар “бәлдәң”, униңға параллел җайлашқан тар яғачлар “тарғақ яғач”, торусни көтүрүп туридиған яғач “қалқан”, кичикрәк яғачлар “часаяғач” дәп атилидиғанлиқи һәққидә мәлуматларға еришәләймиз. Свен һедин бундин бир йерим әсир илгирики сатма өйләрниң ичидики өйниң тәәллуқатлириниму тәпсилий көзәткән вә мундақ тәсвирлигән: “очақ” йәрни колап, өйниң оттуриға ясилиду, чөрисигә яғачлар билән тосуқ тосуп қоюлиду вә бу тосақлар “пәч” дәп атилиду; очақтин чиққан исниң чиқип кетиши үчүн деризә-пәнҗирә бекитишниң орниға, торустин төшүк ечип “түңлүк” ясайду; йәргә биваситә гиләм яки кигиз салмайдиған болуп, қомуштин тоқулған борини “писат” дәп атайду вә бориниң төпигә гиләм салиду; тамниң йениға егизлики бир йерим метир әтрапида келидиған “чукучәк” дәп атилидиған яғач сандуқ қоюлған болуп, кийим-кечәкләрни, йотқан-көрпиләрни сақлаш ишлитилиду. Өй бисатлиридин “кемә” дин башқа йәнә “гөлмә” дәп атилидиған белиқ тори бар. Кеминиң палиқини “куҗәк” дәп атайду. Аилидә көзгә челиқидиған әсваб вә сайманлардин йәнә төвәндикиләр учрайду: юң-қой юңи, пустун-терә, кинлар-кийим-кечәкләр, урғақ-орғақ, пуруч-яғач аяқ, чөйчүк-кичик яғач аяқ, чөмүч, қара чөгүн, севәт, тәңнә, қазан, палта вә ғәлвир қатарлиқлар бар.

Свен һедин қәбриғол қәбристанлиқини тәкшүрүш нәтиҗисидә, харабигә айланған кроран дөлитидики өйләрниң безәш вә сәрәмҗанлаштуруш шәклиниң дәл бүгүнки күндики шәрқий түркистанлиқларниң айван-һойлилиқ мемарчилиқ усулиға охшайдиғанлиқини тәкитлигән. У йәнә харабиликтики өйләрниң түзүлүшидин қариғанда, пүткүл шәһәрниң қурулуши һазирму шәрқий түркистан йезилири вә шәһәрлиридики өйләрниң җайлишишиға охшайдиғанлиқини көрсәткән. Йәни әйни вақиттики өйләрниң җайлишишиму худди 19-әсирдикидәк болуп, мәһкимиләр, карвансарайлар вә базарлар билән бағчә, гүллүк яки терилғу йәрләр арқилиқ айрилип туратти. Әйни вақитта сатма өйләргә селинған бориларму бәәйни һазир шәрқий түркистан базарлиридики тар кочиларда ләмпә қилип йепип қоюлидиған бориларға яки кигизниң астиға салидиған бориларға опмуохшаш шәкилдә тоқулғаниди.

Тәклимакандики сатма өйләр уйғурларниң йирақ өтмүши билән һазирқи яшаш муһитини өзара бағлап туридиған әң җанлиқ көзнәктур. Сатма өйләр өз нөвитидә йәнә уйғур хәлқиниң тарихтин буян дуня мәдәнийитиниң сирлири көмүлгән тәклимакан қумлуқи әтрапидики бостанлиқларда әвладму-әвлад яшап кәлгәнликиниң йимирилмәс бир пакитидур. Тарим вадисидики қәдимий харабиларда һелиһәм излири йоқалмиған туралғу өйләр вә уларниң ясилиш техникасидики изчиллиқ таки йеқинқи дәврләргичә давамлишип кәлгән болуп, униңдики нәпислик, ишлитилишчанлиқ вә қолайлиқлиқ уйғур өй-җай мәдәнийити вә бинакарлиқ сәнитиниң һаятий күчини намаян қилип турмақта. Тарим вә лопнур вадисидики қәдимки туралғу өйләр һәмдә уларниң бүгүнки уйғурларниң олтурақ һаятиға бағланған үзүлмәс йиплири уйғур мәдәнийәт типиниң йүксәк һаятий күчкә, қайта гүллиниш иқтидариға, изчиллиқ қабилийитигә, шундақла аләмшумул қиммәткә игә икәнликини көрситип бәрмәктә.

***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.