Дәва шундақ болидикән
2020.04.07

“дәва” уйғур тилида қәдимдин бар сөз. “дәвагәр шу болса қази муттәһәм бопту” дегән мақал-тәмсилдин қариғанда, бу сөзниң тарихи узун. Мақал-тәмсилләр тил бинасиниң улини һасил қилидиған ташларға охшаш муқим болуп асан өзгәрмәйду. Шуңа юқириқи мақал-тәмсилдин қариғанда, “дәва” сөзи уйғурларда сотчилар “қази” дейилишкә башлиған миң йиллиқ тарихқа тутишиду. Әмма һәйран қаларлиқи мавзуйимизда демәкчи болған “дәва” сөзи техи “һазирқи заман уйғур тилниң изаһлиқ луғити” гә кирмигән. Луғитимиздә бар болған “дәва” пәқәтла бир қанун аталғусидур. Шуңа мавзуйимиздики “дәва” сөзини луғәттики җинайи ишлар, һәқ-тәләп дәваси бойичә бойичә чүшәнгәндә шәрқи түркистан дәваси, лагер даваси, кишилик һоқуқ дәваси дегәндики “дәва” дегән сөзни чүшәнгили болмайду.
“һазирқи заман уйғур тилиниң изаһлиқ” луғитиму изаһлап берәлмәйдиған “шәрқи түркистан дәваси” дегән аталғудики “дәва” дегән бу ибарә уйғурлар үчүн изаһлинишқа моһтаҗ. Болупму дәваниң сиртида яшаватқан, дәваға тәшәббускар болуватқан яки дәваға әгишиватқан авамға буни чүшәндүрүп беришниң әһмийити зор.
“шәрқи түркистан дәваси” дегән бирикмидә кәлгән “дәва” сөзидики мәна уйғур тилиға түркчидин кирип өзләшкән. Әмәлийәттә түркчидиму бу сөз һәм бир һәқлиқ күрәшниң исми, һәмдә бир қанун аталғусидур. “сиясий дәва” дегән бирикмидики мәна қанун аталғусини билдүридиған мәнаниң кеңийишидин келип чиққан болуп, у мәлум кишиләр, милләт вә яки инсанлар җәмийити ортақ дуч келиватқан, дуч кәлгән яки дуч келидиған бир мәсилини оттуриға қоюш, һәқлиқләштүрүш вә һәл қилиш һәққидә қилинған тиришчанлиқ дегән мәнани билдүридикән. Ордучә, әрәбчә вә парсчидиму “дәва” сөзиниң қанун аталғуси сүпитидики мәнисидин башқа юқириқи “күрәш” дегән мәнасиму бар икән. Уйғур тилиға бу сөзниң түркчидин кириши муһаҗирәттики шәрқи түркистан даваси яки уйғур давасиниң түркийәдин башланғанлиқи билән мунасивәтлик.
Мән өзүмни муһаҗирәттики дәвагәрләрдин дәп санимаймән. Чүнки мән дәваниң зади қандақ қилинидиғанлиқи һәққидә һеч бир мәлуматқа игә әмәс. Дәвани қандақ қилиш һәққидә һеч бир тәрбийәләшни баштин кәчүргән әмәсмән. Шуңа мән дәвагәрлик йолидики паалийәтчиләрниң қандақ қиливатқанлиқини көзитип келиватимән.
2020-Йили 16-марттин 25-мартқичә вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилатиниң тәклипи билән америкада ақсарай, дөләт мәҗлиси, ташқи ишлар министирлиқи вә ички ишлар министирлиқи, әркин асия радийоси қатарлиқ орунларда зиярәттә болдум. Бу йәрләрдики учришишларда дәваға шаһит болуш җәрянида вә дөләт мәҗлисидики йиғин әснасидә даваниң қандақ болидиғанлиқини техиму яхши чүшиниш пурситигә ериштим. Бу җәрянда шәрқий түркистан дәвасиниң пешқәдәмлирини санилидиған өмәр қанат әпәнди билән баштин-ахир биллә болдум. Униңдин дәваниң түркийәдә башлиниш, явропаға кеңийиш вә америкиға қарап тәрәққий қилиш мусаписигә алақидар барлиқ тәпсилатларни аңлап чиқтим десәмму болиду. Дәваниң тарихи һәқиқәтәнму мурәккәп бир мусапә икән. Ундақта, дәваниң бүгүничу? америкаға тәрәққий қилған дәваниң бүгүни қандақ кетип барғанду? дәва қандақ болиду? дәвада күчләр тәңпуңлуқи қандақ болуши керәк? дәваниң истиқбали қандақ? бу соалларға тапқан җавабим вә мениң он күнлүк көзәткәнлиримдин һес қилғанлирим төвәндикичә:
1. “дәрдимиз болсила болмайду”
Даваниң қандақ болидиғанлиқи һәққидә параңлашқинимизда өмәр қанат әпәнди: “кишилиримиз биз дәрдимизни шунчә аңлаттуқ, әһвалимиз шунчә еғир турса, дуня немә үчүн көңүл бөлмәйду, дәп қақшайду. Әмәлийәттә дәрдимиз болсила болмайду, ахбаратқа чиққан биләнла иш пүтмәйду, уни бир доклат һалитигә кәлтүрүп мунасивәтлик органларға сунуш, тохтимай сүрүштә қилиш, уларни мәсилимизгә баянат елан қилғузуш вә ахирида уларниң дәрдимизгә дава болидиған бир сиясий тәдбир яки бир қанун лайиһәсини мақуллишиға түрткә болуш керәк,” дәйду. У дәртниң болсила болмайдиғанлиқиға бермада яшайдиған роһингалиқларниң паҗиәсини мисал қилди. Роһингалиқлар қирғинчилиққа дуч кәлгән болсиму, уларниң америкада дәвагәрлири вә бирәр тәшкилати болмиғини үчүн бу мәсилә һәққидә елинидиған қарарлар, тәдбирләр кечиккән. Ахири бу мәсилини бир мусулман тәшкилати вакалитән қолға елип, бу һәқтә лобийчилиқ қилған. Нәтиҗидә роһинга мәсилиси хәлқаралиқ мәсилигә айлинип, дуняниң күн тәртипигә елип келингән.
2. “ахбарат биринчи қәдәм вә даимлиқ қәдәм”
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң йәнә бир рәһбири нури түркәл билән параңлишиш җәрянида ахбаратниң бир дәваниң үнүмлүк йүргүзүлүшидә қандақ рол ойнайдиғанлиқи һәққидә бәзи тонушларға игә болдум. У уйғур кишилик һоқуқ қурулушиға вакалитән мухбирларниң зияритини қобул қилишқа көп иштирак қилидиған болғачқа ахбаратниң роли һәққидә тәҗрибиси мол икән. У: “ахбарат биринчи қәдәм, һәмдә даимлиқ қәдәм, әмма мәсилимизниң ахбаратқа чиққанлиқила униң сиясийлашқанлиқи әмәс,” деди. Униң қаришичә, ахбарат пәқәт кишиләргә немә болуватқанлиқидин, һадисиләрниң қандақ йүз бәргәнликидин хәвәр беридикән. Әмма шу йүз бәргән паҗиә, вәқә яки һадисиләрни бир дәваға айландуруш үчүн яки шуниң һәл қилинишиға түрткә болуш үчүн елан қилинған хәвәрләр асасида бир доклат тәйярлиниши шундақла мунасивәтлик органларға йәткүзүлүши, андин та чарә оттуриға чиқип әмәлгә ашқичә сүрүштә қилип туруш керәк икән.
3. “дәвада һәр хил күчләрниң болғини әвзәл”
Өмәр қанат дәвадики һәр хил йолларға кәң қорсақ муамилә қилишни тәшәббус қилидикән. Униңчә, дәвада пәрқлиқ йолларниң мәвҗутлуқини инкар қилиш, уйғур дәвасиниң һәр хил еқимлардин һасил болған бир дәря икәнликини инкар қилғанлиққа баравәр икән.
У: “биздәк тинчлиқ тәшәббусидикиләрниңла барлиқини муәййәнләштүрүп, пәрқлиқ йоллар билән дәва қиливатқанларни етирап қилмисақ бәк аҗиз көрүнүп қалимиз. Биз бир-биримизни етирап қилиш бәдилигә күчлинәләймиз вә башқиларға күчлүк көрүнәләймиз” деди. Бу гәп маңа дәва йолидики кишиләрниң бир-бирини “кишилик һоқуқчи, мустәқилчи, тинчлиқчи, қораллиқ көрәшчи” дегән еқимларға бөлүп, бир-бирини чәткә қеқишлириға қаритилғандәк туюлди. Әмәлийәттә бир милләтниң ичидә көп хил еқимниң болуши әмәс, бәлки болмаслиқи аҗизлиқ иди. Уйғурдики һәммә күчләр охшаш пикир қиливатиду, охшаш йол тутуватиду, бир еқимда еқиватиду дегәнлик уйғурлар бешини ичигә тиқип ялғанчилиқ қиливатиду дегәнлик болатти.
4. “тизгин өзимизниң қолида болуши керәк”
Өмәр қанат уйғур дәвасиға йеқиндин бери бир түркүм чәтәлликләр, болупму ғәрбликләрниң кирип келишини иҗабий тәрәққият дәп қарайдикән. Униң қаришичә, болупму америкада бурун мәлум министирлиқ, комитет яки мәҗлисләрдә ишлигән тәҗрибиси бар пидакарларниң уйғур дәвасиға иштирак қилиши хизмәтләрдә йеңилиқлар, илгириләшләрниң болушиға пайдилиқ икән. У: “әмма лайиһә, мәслиһәт вә контрол йәнила өзимизниң қолида болуши керәк, чүнки улар вәзийәтни биздәк чүшәнмәйду. Уларниң дунядики нопузлуқ ахбаратлар, тәтқиқатлардики чүшәнчиләр бойичә мәсилимизни чүшәндүрүп қелиш еһтимал бар, шуңа тизгин йәнила өз қолимизда болуши керәк,” дәп қарайдикән. Бу қарашни мәнму тоғра таптим вә шу күнләрдики дөләт органлирида болған бир қанчә учришишта һәқиқәтәнму шундақ болуши керәклики испатланди.
5. “дәвайимиз мислисиз пурсәтләрниң босуғисида”
Өмәр қанат ақсарайдин чиқиветип: “дәвайимиз мислисиз пурсәтләрниң босуғисида,” деди. Униң бундақ дейиштики асаслири бир қанчә түрлүк икән. Бири, америкада әлнигар илтәбирдәк бир уйғурниң ақсарайда хизмәт қилиши уйғур паалийәтчилири үчүн американиң хитай сияситини йеқиндин вә биваситә көзитәләйдиған бир көзнәк ечилғанға баравәр икән. Америкада йәнә һәр қайси саһәләрдә утуқ қазанған бир түркүм яш уйғурлар дәва сепигә қошулған болғачқа һазир америкада әлнигарға охшаш бир түркүм сәрхилләр дәваниң вәзипилирини пидаийлиқ билән үстигә алмақта икән. Иккинчи бири, хитайниң америка иккинчи дуня урушидин кейин қуруп чиққан иқтисадий системисиға тәһдит елип кәлгәнлики болуп, бүгүн америка тәдбир қолланмиса болмайдиған һалға келип қалған. Бу уйғурлар үчүн бир пурсәт болуп қелиши мумкин икән. Үчинчиси, хитай америка қоғдаватқан демократийә, кишилик һоқуқ вә әркинликни мизан қилған дуняви йүзлинишкә қарши болған бир системини бәрпа қилишқа урунуватқан болуп, бу дуняға тәһдит икән. Шуңа әгәр уйғур дәвасида тәйярлиқ пухта қилинип түрлүк пурсәтләрдин ақиланә йосунда пайдилинилса, ғәлибә йирақ әмәс икән. Әмма америка дуняви қиммәт қарашларни қоғдаш, хитайниң иқтисадий кеңәймичиликигә қарши туруш җәһәттә ялғуз болуп, бу қетимқи уйғур мәсилисидиму явропаға охшаш бир иттипақдишидинму йетәрлик қоллашқа еришәлмәй келиветипту. Болупму бурунқи шәрқи явропа дөләтлири пүтүнләй дегүдәк хитай мәбләғлириниң қизиқтуруши билән уйғур давасиға пассип муамилидә болуп кәпту. Шу сәвәбтин америка түркий тилда сөзлишидиған дөләтләр вә башқа мусулман дөләтләрниң уйғур кирзисида тоғра мәйданда туруши үчүн тиришчанлиқ көрситипту.
Өмәр қанатниң үмидварлиқи асассиз әмәстәк қилатти. Америкадики вақтимда кәспий дәвагәр тәшкилатлардин уйғур һәрикити, америка уйғур бирләшмиси вә уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилати билән биргә болуш җәрянида уларниң үмидлинишкә лайиқ маслишип хизмәт қиливатқанлиқиға шаһит болдум. Бу үч тәшкилатниң хизмәтлирини өз көзүм билән көргәндин кейин даваниң қандақ болидиғанлиқни бирәр қур чүшәнгән болдум. Әмәлийәттә, бизниң давада ғәлибә қилиш вә қилалмаслиқимиз пүтүнләй өзимизгә бағлиқ икән. Биз тәдбиримизчилик күчлүк икәнмиз. Дәвада қанчә сәмимий болсақ, тәдбиримиз қанчилик дәл, әтраплиқ вә илмий болса күчимиз шунчә зорийидикән. Америкада болуватқан йүксилишкә охшаш давада иқтидарлиқ, тәдбирлик вә пидакар бир түркүм кишиләрниң қошунида зорийиш болмайдикән, давада кәспи аң, кәспий сәвийә яритилмайдикән, мәсилимиз йәнила аҗизлиқтин қутулалмайдикән.
***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду