Хитайдики “әсәбийликни түгитиш” тәшвиқатиға қарита инкаслар
2016.01.12

Хитай һөкүмитиниң уйғур илида “әсәбийликни түгитиш” үчүн зор сәпәрвәрлик қозғап, барлиқ тәшвиқат қораллириға тәң мураҗиәт қиливатқанлиқи мәлум болмақта. Һалбуки бу һәқтә пикир йүргүзгән затлар, хитайниң уйғурларни ашқунлуққа мәҗбурлаватқанлиқини билдүрди вә хитайни миллий сияситидики хаталиқларни тонушқа чақириди.
Хитайниң “шинҗаң гезити” вә “тәңритағ тори” қатарлиқ тәшвиқат васитилиридә йеқиндин буян елан қилиниватқан “аптоном районниң әсәбийликни түгитиш темисидики йүрүшлүк тәшвиқат филимлири” дики көрүнүшләр, хитайниң уйғур диярида аталмиш “әсәбийликни түгитиш” күриши үчүн ғайәт зор енергийә сәрп қиливатқанлиқини испатлимақта.
Хитай ахбаратлиридики мәлуматларға асасланғанда, “әсәбийликни түгитиш” уйғур диярида ялғуз гезит-журнал, интернет, йеза-қишлақларғичә давам қиливатқан сиясий өгиниш, онмиңларчә кадирларниң төвәнгә чүшүп тәлим-тәрбийә елип бериши шәклидила әмәс, бәлки кино филимлири ишләш, картон филимлар ишләш, драма вә итотлар орунлаш, сиясий мәһбусларниң товинамисини елан қилиш, мәһбусларни телевизийә қаналлирида пушайман қилдуруп сөзлитиш қатарлиқ көп хил усулларда давам қилмақта.
Ундақта, уйғур илидики диний әсәбийликниң дәриҗиси зади қанчилик? хитай “ диний әсәбийлик” ни түгитиш үчүн немишқа бу қәдәр зор күч сәрп қилиду?
Биз бу һәқтә йәнә үрүмчидики хитай даирилириниңму пикрини елишқа теришқан болсақму, улишалмидуқ.
Әмма биз бу хусуста биз германийәдә яшаватқан диний затлардин турғунһаҗим, җелилқариһаҗим вә германийәлик сиясәтчи, солчиллар партийисиниң бремин парламентидики вәкили җиндел тонҗи қатарлиқлар билән сөһбәт елип берип, уларниң қарашлирини игиләш пурситигә ериштуқ.
Турғунһаҗим сөзидә әсәбийлик уқумиға тәбир берип, уйғурларда “диний әсәбийлик” дегән нәрсиниң мәвҗут әмәсликини, хитай һөкүмитиниң әсәбийликкә қарши күрәшни қанат яйдурушидики мәқситиниң, уйғурларни диний етиқадидин айрип ташлаш икәнликини алға сүрди.
Сиясәтчи җиндел тонҗи әпәнди “хитай һөкүмити уйғур диярида қанат яйдуруватқан әсәбийликкә қарши туруш мәсилисигә қарита сизниң көз қаришиңиз немә?” дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди: “ уйғурлар билән тибәтликләр охшаш тәқдиргә дуч кәлмәктә, бирақ уйғурлар учраватқан зулумлар тибәтликләрниңкидин көп еғир, болупму 2009-йилидин кейин, уйғур вәзийити техиму начарлишип кәтти. Уйғурларниң наразилиқ намайишлири қанлиқ бастурулған иди. Кочиларни һелиму сақчи вә һәрбий аптомобиллар игиләп турмақта. Өлүм җазалири иҗра қилинмақта. Түрмиләргә бәнд қилиш давамлашмақта. Кишиләр йолларда халиғанчә тәкшүрүлмәктә, назарәт қилинмақта. Из-дерәксиз ғайиб қилинмақта. Бу қәдәр зор бесимға дуч кәлгән бир милләт ичидин әсәбийлишидиған адәмләрниң чиқмаслиқи мәнчә нормал һадисә әмәс. Бирақ, хитай һөкүмити бу аз сандики әсәбийләргә қарши қорални бир пүтүн уйғур миллитигә тәңлимәктә. Бу, муқәррәр һалда қаршилиқларни күчәйтиш ролини ойнайду.”
Җелилқариһаҗим болса, хитайниң “диний әсәбийлик” қалпиқидин пайдилинип, нормал диний еқимни қарилап, уйғурларни ассимилятсийә қилип йоқитиш мәқситигә йәтмәкчи болуватқанлиқини баян қилди.
Хитайниң ассимилятсийә сиясити һәққидә тохталған җиндел тонҗи әпәнди җелил қараҗимниң бу юқириқи мәйдани қоллайдиғанлиқини билдүрүш биргә хитайни өзиниң миллий сияситини өзгәртишкә чақириди.
У мундақ деди: “уйғурларниң пикир әркинликидин, тилидин, миллий мәдәнийитидин мәһрум қилиниватқанлиқи дуняға мәлум болмақта. 18 яшқа тошмиған уйғурларниң намаз оқуши чәкләнгән. Уйғурларниң сақал-бурут қоюш, роза тутуши, миллий кимликигә мувапиқ яшиши мәни қилинған. Хитай һөкүмити һечқандақ қилипму буниңға қарита қайил қиларлиқ бир тәбир берәлмәйду, яки һәқлиқ икәнликидә өзини ақлиялмайду. Дуня җамаити хитайниң әсәбийликкә қарши туруш яки террорға қарши туруш һәрикәтлиридин гуманланмақта. Мәнчә, хитай уйғурларни әсәбийликтә әйибләштин илгири, өзиниң миллий сияситидики хаталиқларни түзитиши лазим.”