Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати: “японийә хитайниң дөләт һалқиған бастурушиға қарши тәдбир қоллиниши керәк”

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.10.16
yaponiye-uyghur-paaliyetchiler-1
Photo: RFA

Хитай һөкүмитиниң хитайдин һалқип чәт әлләрдики өктичи авазларни бастуруш, уйғур, тибәт қатарлиқ җамаәтләрни назарәт қилиш, чәт әл университетлиридики хитай һәққидики сәлбий көз қарашларни йоқитишқа урунуштәк чегра һалқиған бастуруш һәрикити йеқинқи йилларда ғәрб демократик дөләтлириниң диққитини қозғашқа башлиған. Болупму, хитай һөкүмити уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиқни башлап, чәт әлләрдики уйғурларниму юртлиридики аилә әзалири арқилиқ тәқибләшкә алғандин кейин уйғурларниң бу мәсилини өзлири турушлуқ дөләтләрдики ахбаратларға, мунасивәтлик органларға йәткүзүши нәтиҗисидә хитайниң чегра һалқиған бесимниң көлими ғәрб һөкүмәтлиригә ашкара болғаниди.

Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати йеқинда хитай һөкүмитиниң японийәдики дөләт һалқиған бастуруш мәсилиси һәққидә бир доклат тәйярлап, японийә һөкүмитини бу мәсилигә диққәт қилишқа дәвәт қилған.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати мәхсус доклатида, японийәдә туруватқан уйғурлар, тибәтләр вә моңғуллар, хоңкоңлуқлар вә хитайлардин болуп 25 кишини зиярәт қилған болуп, улар һәммиси өзлириниң хитай һөкүмити яқтурмайдиған намайиш, паалийәт вә яки тор сөһбәтлиригә қатнашқандин кейин йолуққан пешкәлликлири, аилә әзалириниң учриған бесими һәққидә гуваһлиқ бәргән вә қолидики испатларни көрсәткән.

Гуваһлиқ бәргән уйғурлар болса өзлири японийәдә хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип барған ирқий қирғинчилиқини паш қилишқа мунасивәтлик намайишлар вә паалийәтләргә қатнашқандин кейин хитай һөкүмитиниң юртлиридики аилә әзалирини издәп берип тәһдит қилғанлиқини, үндидар арқилиқ телефон қилип, һөкүмәткә наразилиқ билдүридиған паалийәтләргә қатнашмаслиқ һәққидә агаһландурғанлиқини, хитай сақчи хадимлириниң японийә уйғур җәмийитиниң әзалири вә һәмдә японийәдә туруватқан уйғурлар тоғрисидики учурларни өзлиригә йәткүзүп беришни тәләп қилғанлиқини ейтип бәргән.

yaponiye-uyghur-paaliyetchiler-2

Японийә уйғур җәмийитиниң идарә һәйәт әзаси вә дуня уйғур қурултийиниң японийәдики вәкили савутҗан мәмәт әпәндиниң радийомизға дәп беришичә, японийәдики уйғурларниң хитайниң бундақ бесимлириға учраш әһвали бир қәдәр еғир болуп, улар бу мәсилини көп қетим японийә даирилиригә йәткүзгән.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң бу һәқтики доклатида көрситилишичә, гуваһлиқ бәргән кишиләр көпинчиси бундақ әһвалға йолуққанда әһвални японийә һөкүмәт даирилиригә билдүрүшни халимиған болуп, улар японийә һөкүмитиниң бу һәқтә бирәр иш қилип берәләйдиғанлиқиға ишәнмәйдикән.

Савутҗан мәмәт әпәндиму бу һәқтә тохтилип, японийә һөкүмитиниң хитайниң чегра һалқиған бесимиға қарита бир ениқ қануни йоқлуқини, шуңа бу мәсилидә тәдбирсиз қеливатқанлиқини билдүрди.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай ишлири бөлүми муавин директори мая ваңниң дейишичә, хитайниң чегра һалқиған бастуруш һәрикити һазир ғәрб демократик дөләтлиридә күчлүк диққәт қозғаватқан болсиму, японийәдә техи у һаләткә йәтмигән. Шуңа у бу доклат арқилиқ японийә һөкүмитиниң диққитини тартишни мәқсәт қилғанлиқини деди. У мундақ деди:

“хитай дөләт һалқиған бастуруш һәрикитини кейинки он нәччә йилдин бери наһайити күчлүк қанат яйдурди. Уйғурлар болса бу бесимға техиму қаттиқ учриди. Йеқинқи йиллардин буян америка қатарлиқ ғәрб әллиридә бу мәсилә хели кәңри тонулуп, һөкүмәтләрниң диққитини тартти. Әмма японийә үчүн ундақ дейәлмәймиз. Биз хитайниң японийәдики бастуруш һәрикәтлири һәққидә бир доклат тәйярлаш арқилиқ японийә һөкүмитиниң диққитини тартишни мәқсәт қилдуқ. Чүнки японийә хитайниң қошниси һәм асиядики демократик дөләт болуш сүпити билән муһим әһмийәткә игә. японийә тарихтики хитай зиялийлири әң көп тәшкилләнгән бир дөләт болуш сүпити билән интайин муһим бир дөләт болуп һесаблиниду.”

Мая ваң ханимниң тәкитлишичә, һөкүмәтләрниң хитайниң чегра һалқиған бастурушиға болған тонушини өстүрүш чәт әлләрдики уйғур, тибәт вә башқа җамаәтләрниң бихәтәрликигә капаләтлик қилишта муһим рол ойнайдикән. У мундақ деди:

“хитайниң дөләт һалқиған бастуруш һәрикити көпинчә һалларда шу кишиниң юртлиридики аилә әзалирини бесим астиға елиш арқилиқ елип берилған болғачқа, дәмаллиққа чәт әл һөкүмәтлири хитайда яшаватқан кишиләргә ярдәм қилалмайдиғандәк көрүниду. Бирақ, һөкүмәтләрниң хитай елип бериватқан чегра һалқиған бастурушиниң көлими вә зийини һәққидики тонушини өстүрүш интайин муһим. Шундақ қилғанда чәт әлләрдә яшаватқан уйғурларни қоғдиғили, уларға мәниви ярдәмләрни қилғили, уларниң чәт әл һөкүмәтлири тәрипидин хитайға қайтурулушиниң алдини алғили вә бу һөкүмәтләрниң хитайға бесим ишлитишини қолға кәлтүргили болиду, дәп қараймән.”

Мәлум болушичә, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати тәкшүрүш нәтиҗисини елан қилғандин кейин хитайниң японийәдики баш әлчиханиси билән алақә қилип буниңға немә дәйдиғанлиқини сориған болсиму, хитай әлчиханиси буниңға җаваб қайтурмиған. Шуниң билән бир вақитта йәнә, японийә ташқи ишлар министирлиқиму бу мәсилигә баһа беришни рәт қилған. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати йәнә японийә дөләтлик сақчи идариси билән алақә қилип, хитайниң японийәдә әп бериватқан бастуруш һәрикитигә қандақ инкас қайтуридиғанлиқини сориған болсиму охшашла җаваб алалмиған.

Савутҗан мәмәт әпәндиниң көрситишичә, японийә һазирғичә хитайниң әқлий мүлүк һоқуқини оғрилаш һәрикәтлирини җазалайдиған бир қисим тәдбирләрни қолланған болсиму, әмма техи кишилик һоқуқ мәсилилири вә җасуслуқ қилмишлирини җазалап бақмиған болуп, у бу қетимлиқ доклатниң японийә һөкүмити үчүн бир түрткә болуп қелишини үмид қилидиғанлиқини ейтти.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати бу һәқтики доклатида японийә һөкүмитигә пикир-тәклиплирини сунған. Бу тәклипләр: хитай һөкүмитиниң чәт әлләрдики дөләт һалқиған бастуруши пәйда қиливатқан тәһдитни тонуш, бу хил вәқәләрни доклат қилиш үчүн бир система орнитиш вә бу арқилиқ уларниң асасий һоқуқини қоғдашқа ярдәм бериш; бундақ вәқәләрни паш қилғанларниң хусусий мәхпийәтликигә вә бихәтәрликигә капаләтлик қилиш һәмдә ишәнчлик делоларни паш қилған кишиләрниң чеградин қоғлап чиқирилип, хитайға вә өткүзүп берилмәсликигә капаләтлик қилиш, бу хил бесимға дуч кәлгән кишиләргә панаһлиқ тиләш яки башқа қоғдаш усуллирини тәвсийә қилиш; хитай һөкүмитигә японийәдики дөләт һалқиған бесимини тохтитиш һәққидә очуқ-ашкара чақириқ қилиш қатарлиқлардур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.