Көзәткүчиләр хитайниң уйғурларға дөләт террорлуқи йүргүзүватқанлиқини тәкитлиди
2018.11.14
13-Ноябир күни “хитай хәвәрлири” торида “зораванлиқниң алдини елип, террорлуққа зәрбә бериш-кишилик һоқуқниң капалити, ғәрб җуңгониң шинҗаң райониға ‛қош өлчәм‚ қоймаслиқи керәк” намлиқ обзор елан қилинған. яң ченчиң имзасидики бу обзорда хитай һөкүмитиниң уйғур диярида йүргүзүватқан нөвәттики қаттиқ бастуруш сиясәтлиригә чапан йепилған.
Мақалидә хитайниң уйғур аптоном районидики муқимлиқ тәдбирлириниң мәқсити “хәлқ аммисиниң кишилик һоқуқини капаләткә игә қилиш үчүн болуватиду” дейилгән.
Мақалидә хитайниңму ғәрб дөләтлиригә охшашла террорлуқниң тәһдитигә учраватқанлиқи тәкитлинип мундақ дейилгән: “өткән бир мәзгилдә хитай җәмийитидә муқимсизлиқ амиллири көпәйди. 2009-Йили үрүмчидә йүз бәргән ‛5-июл вәқәси‚, 2013-йили бейҗиңда йүз бәргән ‛28-өктәбир тийәнәнменгә аптомобиллиқ һуҗум қилиш вәқәси‚, 2014-йили йүз бәргән ‛күнмиң пойиз истансиси пичақлиқ һуҗуми‚ қатарлиқ бир қатар террорлуқ вәқәлири җуңго пуқралириға бир кечидила террорлуқ вәһимисини һес қилдурди.”
Америкидики георгийә университетиниң тәтқиқатчи оқуғучиси сулайман гу әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, хитайниң һөкүмәт таратқулирида бу хил обзорлар елан қилип өз сияситини ақлашқа мәҗбур қелишиға нөвәттә америка қатарлиқ ғәрб демократик дөләтлириниң уйғурлар дуч келиватқан зулумларға җиддий рәвиштә көңүл бөлүватқанлиқи сәвәб болған, деди.
У йәнә мунуларни билдүрди: “мениң алди билән тәкитләйдиғиним шуки, һазир пүткүл хитай аллиқачан бир сақчи дөлитигә айлинип болди. Униң шәрқий түркистанда йүргүзүватқини пүткүл уйғур миллитини йоқитишни нишан қилған бир сиясәт дейиш мумкин. Буни икки җәһәттин изаһлашқа болиду: бири, ирқий тазилаш сиясити, йәни хитай һөкүмити зор миқдарда хитай көчмәнлирини вә һәрбийләрни йөткәш арқилиқ райондики миллий қурулмини өзгәртишкә урунуватиду. ‛милләтләр иттипақлиқи‚ дегән шоар астида уйғур қиз-аяллирини хитай әрлири билән тойлишишқа мәҗбурлап, шалғут әвлад шәкилләндүрүш арқилиқ уйғурларниң етник саплиқини өзгәртишкә күчәватиду. Шуниң билән бирликтә пүткүл шәрқий түркистан земинида зор көләмлик лагерларни қуруп, кишиләрни тәқиб астиға еливатиду. Һәтта бәзиләр бу лагерларда өлүватиду. Бу әмәлийәттә инсаний қирғинчилиқ! йәнә бир җәһәттин, хитай бу земинда мәдәнийәт қирғинчилиқи елип бериватиду. Буниң ипадиси шуки хитай һөкүмити районда уйғур тилини чәклиди. Уйғур балилириға мәҗбурий хитайчә кийим кийдүрүп, уйғурларниң ислам етиқадини чәкләватиду, һәтта чошқа баққузуватиду. Уйғурлар йәнә хитай компартийәсиниң рәиси ши җинпиңни мәдһийәләшкә, униңға чоқунушқа мәҗбурлиниватиду. Бу хил әһвалда бу йәрни сақчи дөлити дейиш мумкин, бәлки хитай пүткүл уйғур миллитини йоқитишни пиланлаватиду дейиш мумкин. Мана бу әһваллар хәлқараниң хитай һөкүмитини қаттиқ әйиблишигә сәвәб болуватқан амиллардур”
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәндиму зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмитиниң аталмиш “террорлуқ” қа зәрбә беришни баһанә қилип, өзиниң райондики қанлиқ бастурушлирини ақлашқа урунуватиду, деди.
Елшат һәсән әпәнди йәнә хитай таратқулирида гәрчә “хитай террорлуқниң тәһдитигә учраватиду” дәп тәшвиқ қилиниватқан болсиму, әмма бу хил тәшвиқатларниң пүтүнләй ялғанлиқи дуняға ашкарилинип болғанлиқини, болупму хитайниң уйғурларға қарита дөләт террорлуқи йүргүзүватқанлиқидәк бир әмәлийәтниң аллиқачан ғәрб таратқулириға мәлум болғанлиқини илгири сүрди.
Илшат әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң өз қанунлириғиму хилап һалда уйғурларни пүткүл милләт гәвдиси бойичә лагерларға қамиши вә шундақла уларниң райондики қанлиқ бастуруш қилмишлири хитайниң ялғанчилиқлирини техиму ениқ көрситип беридикән.
Сулайман гу әпәндиниң тәкитлишичә, гәрчә хитай һөкүмити өзиниң уйғурларни бастуруш сияситини ғәрбниң “террорлуққа қарши туруш” һәрикитигә бағлап көрситишкә урунуватқан болсиму, әмма хитайниң мәқсити ғәрб дөләтлиридин пүтүнләй пәрқлиқ икән.
У мундақ дәйду: “мән йәнә шуни тәкитлимәкчимәнки, ғәрбтики терроризмға қарши күрәш асаслиқи террорлуқ һәрикәтлириниң алдини елишни нишан қилған, у бәзидә сиясийлаштурулған. Әмма ғәрб дөләтлири шәрқий түркистан мәсилисидә өз сәмимийитини ипадилиди. Чүнки хитайниң шәрқий түркистанда елип бериватқан етник йоқитишиға қарита көплигән пакитлар оттуриға чиқти. Бу һәқтә ашкариланған истатискилиқ мәлуматларму бар. Әмма хитай тәшвиқатлиридики аталмиш ‛зораванлиқ вә террорлуқ‚ вәқәлири 11-сентәбир вәқәсидин илгири задила тилға елинип бақмиған. 11-Сентәбир вәқәсидин кейин йүз бәрди дегән вәқәләрму әмәлийәттә хәлқара таратқулардин йошурун тутулған, ениқсиз вә испатланмиған вәқәләрдур. Уларниң һәммиси пәқәтла хитай таратқулиридила бир тәрәплимилик тәшвиқ қилинған ойдурма вәқәләр, халас.”
Сулайман гу әпәнди йәнә хитай һөкүмитиниң “кунмиң пойиз истансиси пичақлиқ һуҗуми” ға охшаш бир қисим ениқсиз вәқәләрни давамлиқ тилға елип, “террорлуққа зәрбә бериш” ни өзиниң уйғурларни бастуруштики нәзәрийә асасий қилғанлиқини тәкитлиди.
Униң қаришичә, уйғур диярида һәқиқәтән бәзи зораванлиқ вә қаршилиқ һәрикәтлири йүз бәргән болсиму, әмма уларни террорлуқ вәқәси дәп бекитишкә йетәрлик асас йоқ икән. Шуңа хитай һөкүмити терроризмни баһанә қилип, уйғурларға қарита милләт гәвдиси бойичә зәрбә беришни тезләтмәктә икән.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәндиму бу һәқтә пикир баян қилип, хитай һөкүмитиниң йоқириқидәк тәшвиқат оюнлириға қаттиқ рәддийә бәрди. Рәддийә бәрди.