Долқун әйса: “уйғурлар мәркилдин нимини күтиду?”

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2021.04.23
Долқун әйса: “уйғурлар мәркилдин нимини күтиду?” Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса америка парламент бинасида AFP билән сөһбәтләшмәктә. 2019-Йили 4-июн, вашингтон.
AFP

Д у қ рәисиниң германийәдә нәширдин чиқидиған “дуня” гезитида елан қилинған “уйғурлар меркилдин немини күтиду?” намлиқ мақалиси зор тәсир қозғиди.

21-Април германийәдә нәширдин чиқидиған “дуня” гезити д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң “уйғурлар меркилдин немини күтиду?” намлиқ мақалисини елан қилди. Мақалидә меркил һөкүмитиниң хитайниң шәрқий түркистандики уйғурларға қарита елип бериватқан зулумиға кәскин бир позитсийәдә җанлиқ инкас қайтурмиғанлиқи әйибләнгән иди.

Мақалә мундақ башланған: “уйғурлар үстидин йүргүзүливатқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә аит шунчә көп дәлилләрниң ашкариланғанлиқиға қаримай, федиратип һөкүмәт хитайни пәқәт еһтиятлиқ ибариләр арқилиқ әйибләп қоюш биләнла чәкләнди. Уйғурлар вә хоңкоңлуқлар учраватқан зулумларни наһайити яхши билгән баш министер анҗила меркил явропа иттипақиниң рәисликини ахирлаштуридиған өткән йили декабирниң әң ахирқи дәқиқилиридә кишилик һоқуқни бир чәткә қайрип қоюп, узундин буян пикир бирлики һасил қилалмай кәлгән явропа-хитай мәбләғ селиш келишимини имзалиди.”

Мақилидә 2017-йилидин башлап милйонлиған уйғурларниң хитайниң җаза лагерлириға қамилип еғир азабларға муптила қилинғанлиқи, мәҗбурий әмгәк, тән җазаси, роһий зәрбиләр, мәҗбурий туғут чәкләш вә һәр түрлүк ирқий, мәдәнийәт қирғинчилиқлири һәмдә уйғур сәбийлири йолуқиватқан паҗиәләрниң һелиму давам қиливатқанлиқи баян қилип өтүлгән иди.

Мақалидә йәнә явропа иттипақиниң йетәкчиси салаһийитигә игә болған германийәниңму америка, канада, голландийәләргә охшаш хитайниң инсанийәткә қарши җинайәтлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп тонуп, явропа әллиригә үлгә тикләп бериш мәсулийити болсиму, меркил һөкүмитиниң иқтисадий мәнпиәт түпәйли бу қәдәмни басалмиғанлиқи, нурғунлиған герман ширкәтлириниң хитайда тиҗарәтлирини давамлаштуруп, уйғурлар үстидин йүргүзүливатқан зулумларға давамлиқ шерк боливатқанлиқи, меркилниң һоқуқ дәври ахирлишидиған бүгүнки бу мәзгилдә болсиму адаләт үчүн орнидин дәс туруши лазимлиқи тәкитләнгән иди.

“уйғурлар меркилдин немини күтиду?” намлиқ мақалиниң аптори, д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилғанда, алди билән мәзкур мақалини йезишқа түрткә болған амиллар һәққидә тохтилип өтти.

Долқун әйса әпәнди сөзидә йәнә тарихта “ирқий қирғинчилиқниң йүз бәргән макани” вә “қайта тәкрарланмайду” шуари пәйда болған бир земин болған германийәниң бүгүнки “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ға сүкүт қилишиниң пүтүнләй әхлақсизлиқ, мәсулийәтсизлик болидиғанлиқини тилға алди.

21-Априлдин башлап германийәдики бәзи ахбарат вастилири “уйғурлар меркилдин немини күтиду?” намлиқ мақалини бәс-бәстә көчүрүп тарқатти. “германийә долқунлири” радийоси бу хусуста елан қилған “д у қ германийәни шинҗаң мәсилисидә җиддий һәрикәт қоллинишқа дәвәт қилди” намлиқ хәвирини “д у қ рәиси долқун әйса германийә һөкүмитини шинҗаң мәсилисидә хитайни ашкарә тәнқидләшни халимиди дәп әйиблиди, у берлинни мәйданини очуқ-ашкарилашқа дәвәт қилди. У йәнә герман ширкәтлирини кишилик һоқуқ таҗавузиға шерик болмақта дәп тәнқитлиди” дегән ибариләр билән башлиған.

Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди бу һәқтә тохталғанда, “уйғурлар меркилдин немини күтиду?” намлиқ мақалиниң германийәдә пәйда қилған тәсирини әскәртип өтти. У сөзидә германийәниң уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиққа сүкүт қилип турувелишиниң уйғурларни қаттиқ үмидсизләндүргәнликини, д у қ рәисиниң өз мақалисида бу нуқтини очуқ гәвдиләндүргәнликини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.