Доналд трампниң қайта пирезидентлиққа сайлиниши уйғур мәсилисигә қандақ тәсир көрситиши мумкин?
2024.11.09
5-Ноябир пүткүл дуня җамаитиниң күчлүк диққитини тартқан америка пирезидентлиқ сайлими ахири сабиқ пирезидент доналд трампниң ғәлибиси билән ахирлашти. 2016-Йили сиясий саһәгә натонушлуқиға көрә, америка хәлқиниң таллиши билән доналд трамп пирезидентлиқ һаятини башлиғаниди. Пирезидент трамп 4 йиллиқ пирезидентлиқ һаятида америка вә дуняға интайин чоңқур тәсир пәйда қилди. 2020-Йилидики пирезидентлиқ сайлимида, пирезидент җов байден тәрипидин мәғлуп қилинған трампниң, 2024-йили америка хәлқи тәрипидин әң йүксәк қоллаш билән қайта пирезидентлиққа лайиқ көрүлүп, пүткүл дуняни һәйран қалдурди. Буниң билән америка тарихида дәвр атлап пирезидент болуштәк йеңилиқни яратқан доналд трамп вә американиң кейинки йүзлиниши һәққидики пәрәзләр арқа-арқидин оттуриға чиқишқа башлиди. Бәзиләр әндишиләнсә, бәзиләр үмидварлиқини ипадиләшти. Һәтта уйғурлар арисидиму бу һәқтики пәрқлиқ қарашлар оттуриға чиқиватқанлиқи тәбиий. Чүнки, америка һөкүмитиниң уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш вә хитайни давамлиқ җазалаш мәсилисидики позитсийәси, дәл муһаҗирәттики уйғурлар әң көңүл бөлидиған мәсилә иди. Ундақта, доналд трамп вәзипигә олтурғандин кейин американиң уйғур мәсилисидики позитсийәсидә өзгириш боламду?
Мәлум болғинидәк, америкада демократлар партийәси билән җумһурийәтчиләр партийәси өз ара риқабәт мунасивитидә болсиму, әмма уйғур мәсилиси бу икки партийә арисидики бирдинбир ортақ темиға айланғанлиқи америкилиқларла әмәс, дуняму етирап қилидиған һәқиқәттур. Һәтта уйғурларға алақидар бәзи қанунларму бу икки партийәниң һәмкарлиқи астида рояпқа чиққан. Бундақ һәмкарлиқ америка тарихида әзәлдин көрүлмигән десәк әсла артуқ кәтмәйду әлвәттә!
Уйғурлар 2016-йилидин буян өзиниң аҗайип сирлиқ ирқий қирғинчилиқ қисмәтлири сәвәб, өзгичә характергә игә бу пирезидент билән тәңла хәлқара сиясәт сәһнисиниң мәркизигә йол алди. Доналд трамп вәзипә өтигән мәзгилдә, уйғурларға қалдурған әң чоң тәсириму мундақ 3 җәһәттә ипадилиниду. Униң бири, уйғурларниң кишилик һоқуқини қоғдаш вә ирқий қирғинчилиқ билән мунасивәтлик болған хитай әмәлдарлирини җазалаш һәққидики “уйғур кишилик һоқуқ қануни” ни тәстиқлаш; иккинчиси, хитайниң 300 дин артуқ карханилирини җазалаш тизимликигә киргүзүш; үчинчиси, байден һөкүмитигә һоқуқни өткүзүп бериштин бир күн аввал, хитайниң уйғурлар вә башқа аз санлиқ мусулманлар үстидә ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт садир қилғанлиқини җакарлаштур.
Дәрвәқә, коммунист хитай 1949-йили уйғур елигә бесип киргәндин буян өткүзүп келиватқан җинайәтлиригә, трамп дәвридә тунҗи қетим “ирқий қирғинчилиқ” дегән тамға урулди. Бу һадисә хитайни пути көйгән тохудәк сәкритивәткән, һәтта доналд трамп пирезидентлиқ сайлимида мәғлуп болғинида, хитай әң хушал болғаниди. Һәтта хитай башқурушидики шинхуа тори әйни чағдики твиттир һесабида “ахири кәттиң доналд трамп!” дегән мәнидә учур елан қилған. Хитай һөкүмитиму трамп һөкүмитидә вәзипә өтигән марко рубио, майк помпео қатарлиқ йигирмә нәччә сабиқ әмәлдарға җаза елан қилғаниди. Демәк, хитайниң йилларчә сахта тәшвиқатлири нәтиҗисидә дуняниң көзидин йирақлаштурулған уйғурлар үчүн, доналд трамп һөкүмитиниң қилғанлири һәқиқәтән уйғурларниң қаниған ярисиға сүркәлгән әң дәсләпки мәлһәм болди. Уйғурлар бу сәвәблик кәлгүсидин қайта үмид һес қилғаниди.
Пирезидент җов байден вәзипигә олтурғандин кейин, америка һөкүмитиниң уйғур мәсилисигә болған диққити аҗизлап қалғини йоқ. Әксичә, байден һөкүмитиниң хитай сиясити трамп һөкүмитиниң сиясити давамлаштуруш билән башланди. Шундақла, уйғурлар мәсилисидики позитсийәси һәтта трамп һөкүмитидинму күчлүк бир дәвргә кирди. 2021-Йили байден “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни тәстиқлиди. Байден һөкүмити җазалаш тизимликигә киргүзгән хитай карханилириниң сани болса, трамп һөкүмити дәвридикидин ешип кәтти. Һәтта байденниң ташқи сияситидә американиң иттипақдаш дөләтләр билән болған мунасивитини чоңқурлаштурушидин кейин, уйғур мәсилиниң явропа шундақла башқа ғәрб дөләтлиридә күнтәртипкә келиши, һәтта бир қисим дөләт парламентлирида уйғур ирқий қирғинчилиқиниң етирап қилинишиға йол ачти. Уйғурлар мәсилисиниң хәлқарада күн тәртипкә келиши доналд трампниң вәзипигә олтуруши билән йүз бәргән болса, уйғур мәсилисиниң дуняда һәл қилинишини күтүп турған муһим мәсилиләрниң бири сүпитидә бүгүнгичә давам қилиши байдин дәвридә йүз бәрди. Йәни байден һөкүмитиниң уйғур мәсилисини муһим күн тәртиптә тутуши вә хитайға қаратқан кәскин сиясәтлири уйғур мәсилисини ғәрб демократик әллириниң ортақ мәсилисигә айландурди. Байден һөкүмити өткән төт йилда гәрчә хитайни истратегийәлик риқабәтчи дәп атиған болсиму, лекин уйғур мәсилисидә мәйдани ениқ, позитсийәси кәскин, хитай иқтисадиға бәргән зәрбисиму көрүнәрлик болуп, өткән төт йилда хитайниң вай җенини чиқарғаниди. Йеқиндин буян хитай иқтисадида көрүлүватқан чекинишләр, хитай җәмийитидә оттуриға чиқиватқан муқимсизлиқлар, ишсизлиқниң ешиши қатарлиқ мәсилиләрниң һәммиси дәл америка билән хитай арисидики зиддийәтләрниң бүйүк нәтиҗиси иди. Навада камала харис сайламда ғәлибә қилғинида, бәлки байдин һөкүмитиниң хитайға қарши бу сиясәтлириниң давам қилиши ениқ иди.
Әмма трамп һөкүмитиниң мунасивәтлик сиясәтлиридә қандақ өзгиришләр болиду? бу һәқтә бир нәрсә дейишкә алдиримаймиз. Лекин бу йил сайлам мәзгилидә америка җумһурийәтчиләр партийәси елан қилған 2024-йиллиқ елан низамда хитайниң “етибар берилидиған имтиязға игә дөләт” салаһийитини елип ташлаш қатарлиқ тәдбирләрни қоллинидиғанлиқи бәлгиләнгән. Трамп вәзипигә олтурса, америка һөкүмитиниң хитайға қаритидиған сияситиниң байден һөкүмитиниңкидин көп пәрқләнмәйдиғанлиқиниму көрәләймиз. Әгәр пәрқ бар дейилсә, у һалда бу йәрдики пәрқ шуки, байден һөкүмити хитайни “истратегийәлик риқабәтчи” дәп бекиткән. Әмма өткән сәккиз йилдин буян, американиң хитай қаратқан қаттиқ қол сияситидә күчийиш болдики, чекиниш болғини йоқ. Ши җинпиң мәслиһәтчиси вә америка-хитай мунасивәтлири мутәхәссиси дәп нам алған җин сәнроңму, 7-ноябир бу һәқтә ипадә билдүргән. У өз билогида трампниң қайта вәзипигә олтурушини хитай үчүн “техиму дәһшәтлик болған сода урушиниң йетип келидиғанлиқидин дерәк бериду” дәп язған. Шундақла хитайниң буниңға тақабил туруши үчүн бир бәлбағ бир йол қурулушиға әза дөләтләр билән бирликсәп бәрпа қилиши керәкликини тәкитлигән.
Дәрвәқә, хитай мәйли американиң “риқабәтчиси” дәп аталсун, яки “дүшмини” дәп аталсун, униң америка вә ғәрб дуняси үчүн бир тәһдит болғанлиқида ихтилап әсла мәвҗут әмәс. Шундақ икән, американиң уйғурлар мәсилисидики позитсийәсидә доналд трамп вәзипигә олтурғандин кейин кишини үмидсизләндүридиған бирәр чоң өзгиришниң болидиғанлиқини тәсәввур қилалмаймиз. Әксичә америка билән иттипақдашлириниң хитай тәһдитигә қарши бирликини күчәйтиштә, уйғур мәсилиси дуняниң ортақ қиммәт қарашлирини қоғдаштики қизил сизиқиға айлинишини үмид қилимиз.
Дәрвәқә, доналд трампниң пирезидентлиққа “қайтип келиши” хитайни йеңи бир нөвәтлик чоң сода уруши билән әндишиләндүрүшкә башлиғанлиқи ениқ. Чүнки хитай мәйли американиң “риқабәтчиси” дәп аталсун, яки “дүшмини” дәп аталсун, униң америка вә ғәрб дуняси үчүн бир тәһдит болғанлиқида америкалиқлар үчүн ихтилап йоқ. Әмма трампниң нөвәттики “урушни тохтитиш” вә барлиқ зиддийәтләрни “тинчлиқ билән һәл қилиш” позитсийәси, хитай билән американи аталмиш “америка-хитай сода келишими” сөһбити үчүн бир үстәлгә елип келәмду йоқ? буниси йәнила намәлум. Навада хитай билән америка сөһбәт үчүн бир үстәлгә кәлгинидә, американиң уйғур мәсилисидики позитсийәсидә өзгириш боламду-йоқ, дегән мәсилиму уйғурларни әндишигә салиду.
Уйғурлар өткән 6-7 йилда хитайниң ирқий қирғинчилиқиниң зәрбисигә қаттиқ учриғандин буян өзиниң түркий қериндашлири вә мусулман диндашлири тәрипидин рәһимсизләрчә ташливетилгән, йәни һечқандақ қоллашқа еришәлмәй, улар хитайниң мәйданини қоллиғанда америка башчилиқидики ғәрб дунясиниң күчлүк қоллишиға еришип кәлди. Әгәрдә америка хитайниң уйғурларға қаратқан бастурушини ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт дәп бекитип, бир қатар қанунларниң қобул қилмиған вә хитайни изчил әйиблимигән болса, хитайниң уйғурларни ирқий қирғин қилиши техиму күчийиши мумкин иди. Америкадәк қудрәтлик дөләтниң уйғурларға көңүл бөлүши уйғурларниң мәвҗутлуқиниң бир капалитидәк туйғу һасил қилди.
Доналд трамп вәзипигә олтурғандин кейин, уйғурлар охшашла американиң уйғурларға болған қоллишиниң давамлиқ мәвҗут болушини, қисқиси, хитайниң уйғурлар үстидики ирқий қирғинчилиқиниң тохтитилишиға тәсир көрситишини үмид қилиду, әлвәттә!
Шуниси ениқки, уйғурлар американиң йеңи һөкүмитидин уйғур мәсилисигә давамлиқ көңүл бөлүшини, шундақла уйғур мәсилисиниң трамп рәһбәрликидики йеңи һөкүмәттә, инсанийәтниң ортақ қиммәт қарашлирини қоғдап қелишниң бир қисмиға айландурулушини арзу қилиду.