“достлуқ мунасивити” му яки “достлуқ қилтиқи” му?
2023.04.03

Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секритари ма шиңруй 26-марттин 30-мартқичә қазақистан, өзбекистан вә қирғизистанға туюқсиз зиярәткә барған.
Хитай даирилириниң ашкара учурлириға қариғанда, ма шиңруйниң оттура асиядики бу дөләтләргә зиярәткә беришини хитай даирилири оттура асия дөләтлири билән хитай арисида мәңгүлүк истратегийәлик шериклик мунасивитини йеңи пәллигә көтүрүш, дәп баһалиған. Ма шиңруйму өз баянатлирида бу дөләтләрниң аталмиш “шинҗаңни сиртқа ечиветиш вә һәмкарлиқ орнитиш” тики муһим нишан дөләтләр икәнликини, шуңа хитай билән оттура асиядики дөләтлири арисидики йәрлик һөкүмәтләр билән һәр қайси саһәләрдики һәмкарлиқларни көчәйтишниң зөрүрликини тәкитлигән. Шундақла иқтисадий вә тиҗарий алақиларни омумйүзлүк чоңқурлаштуруп, мәдәнийәт алмаштуруш вә шәһәрләр ара достлуқ һәмкарлиқини көчәйтишни тәкитлигән.
Бу қетим ма шиңруйниң уйғур аптоном райониға вакалитән оттура асияда зиярәттә болуши нормал бир һадисә болмастин, бәлки хитайниң уйғур аптоном райониниң игилик һоқуқини, шундақла уйғурларниң аптономийә һәқлирини пүтүнләй нәзәрдин сақит қилғанлиқиниң типик намайәндиси дәп қарашқа болиду. Әксичә болғанда, мәзкур зиярәткә хитай коммунист партийәсиниң йәрликтики вәкили әмәс, бәлки уйғур аптоном райониниң йәрлик рәһбәрлири бериши керәк иди. Ундақта, ма шиңруйниң бу сәпири немини мәқсәт қилған?
Уйғур аптоном районини әмәлдин қалдуруш тәйярлиқи
Йәрлик партком секритари болған ма шиңруйниң уйғур аптоном райониға вакалитән оттура асияда зиярәттә болуши, хитайниң уйғур елидики аталмиш “аптономийә” сини пүтүнләй әмәлдин қалдурушқа тәмшиливатқанлиқиниң бир ипадиси болуши мумкин. Чүнки мав зедоң дәвридә уйғур аптоном райониға биңтуәндин ибарәт бир қанунсиз органни сәпләшниң өзила, бу земинда уйғурларниң һәқлириниң әсла капаләтләндүрүлмәйдиғанлиқиниң дәлили иди. Реаллиқтиму дәл шундақ болуп, йиллардин буян уйғурлар биңтуәндин ибарәт бир назарәтчи органниң қораллиқ назарити астида пүткүл һәқлиридин мәһрум һаләттә еғир зулум чекип кәлди. Дең шявпиң дәвридә башланған ислаһатта болса, аптоном районларни қандақ қилғанда пүтүнләй йоқитип, җуңхуа улусидин ибарәт бирла кимлики болған хитай дөлитини қуруп чиқиш ахириқи нишан қилинди. Дәрвәқә, хитайларни бай қилип, хитай болмиған, хитайдики 5 аптоном райондики асасий гәвдә милләтләрни намратлаштуруш ислаһатниң әң чоң “утуқлири” дин бири болуп қалди.
Өткән әсирниң 90-йиллирида хитай зиялийлири арисида аптоном районларни әмәлдин қалдуруш тәшәббуслири күчийишкә башлиди. Таки 2010-йилиғичә миллий територийәлик аптономийәни әмәлдин қалдуруш вә иккинчи әвлат милләтләр сияситини йолға қоюш авазлири үзүлүп бақмиди. Шундақла нурғунлиған хитай тәтқиқатчилири аптономийәни әмәлдин қалдуруш вә кейинки милләтләр сияситини қандақ елип бериш һәққидә түрлүк лайиһәләрни оттуриға қоюшти. Чиңхуа университети дөләт әһвали тәтқиқат мәркизиниң мудири, профессор ху әнгаң билән бейҗиң университетиниң җәмийәтшунаслиқ профессори ма руң оттуриға қойған иккинчи әвлат милләтләр сиясити нәзәрийәси хитайниң нөвәттики милләтләр сияситигә әң чоң тәсир көрсәткән лайиһәләрдин бири һесаблиниду. Улар оттуриға қойған бу лайиһәдә, хитай болмиған милләтләрниң милләт кимлики еңини суслаштуруш вә җуңхуа миллити кимликини қобул қилдуруш; уйғур вә тибәткә охшаш хитайлар билән тойлашмайдиған, ассимилатсийә болуш нисбити төвән, миллий уюшушчанлиқи күчлүк хәлқләргә мәҗбурлаш усуллирини қоллиниш арқилиқ хитайлаштуруш қатарлиқлар тәшәббус қилинған.
Нөвәттә хитай түрмисидики илһам тохти әпәнди иккинчи әвлат милләтләр сиясити лайиһәсини әң бурун тәнқид қилған вә бундақ қилишниң хитайда техиму еғир ақивәтләрниң келип чиқишиға сәвәб болидиғанлиқи билән хитайни агаһландурғаниди. Илһам тохти һәтта милләтләр мәсилисини, җүмлидин уйғурлар мәсилисини һәл қилишниң әң тоғра вә мувапииқ болған пилан лайиһәсини 2011-йили түзүп елан қилған. Илһам тохтиниң мәзкур лайиһәсидә нөвәттә уйғурларниң қаршилиқлириниң сәвәбиниң аптономийә һәқлириниң әмәлийләшмигәнлики, һәқ-һоқуқлириниң қоғдалмиғанлиқидин келип чиқиватқанлиқини, уйғурларға һәқиқий аптономийә һәқлирини қайтуруп бериш, пүткүл һәқ-һоқуқлирини капаләткә игә қилишниң миллий зиддийәтләрни һәл қилишниң әң яхши вә үнүмлүк йоли икәнлики дәлил-испатлиқ йорутулған. Әмма хитай һөкүмити илһам тохтини дәл бу қарашлири сәвәблик қолға алди вә муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилғаниди. Илһам тохтиниң қамаққа елиниши, уйғурларниң кейинки қәдәмләрдә атақтики аптономийә һәқлиридинму пүтүнләй мәһрум қелиштин башқа, ирқий қирғинчилиққа учришиниң башлиниши болди.
Ма шиңруйниң оттура асия сәпири хитай һөкүмитиниң уйғурларниң аптономийә һәқлирини етирап қилмайдиғанлиқиниң ениқ намайәндиси болупла қалмастин, бәлки йәнә хитайниң оттура асиядики қериндаш дөләтләрни кейинки қәдәмдә нишанға еливатқанлиқиниңму бәлгисидур.
Оттура асияға “достлуқ қилтиқи” қуруш
Қарайдиған болсақ, ма шиңруй оттура асиядики қазақистан, өзбекистан вә қирғизистандин ибарәт бу дөләтләргә зиярәткә бериш мәқситиниң улар билән болған “достлуқ” ини чоңқурлаштурушни мәқсәт қилидиғанлиқини баян қилған. Шундақла бу достлуқни қандақ чоңқурлаштуруш һәққидә биринчиси, сода-тиҗарәт вә мәдәнийәт алмаштурушни чоңқурлаштуруш; йәнә бири болса, шәһәрләр ара достлуқ мунасивити орнитиштин ибарәт икки ноқтини оттуриға қойған. Мана бу икки ноқта ма шиңруйниң бу қетимлиқ сәпириниң әң негизлиқ қисми дәп қарашқа болиду. Немә үчүн бу икки ноқтини негизлиқ ноқта дәймиз?
Бизгә мәлумки, хитайниң “шәһәрләр ара достлуқ мунасивити” болса хитай һөкүмитиниң башқа дөләтләрниң сиясий қатлимиға юмшақ күч билән сиңип кириш вә тәсир көрситиштики әң муһим вастилириниң бири һесаблиниду. Йиллардин буян хитай һөкүмити дәл бу хил мунасивәт арқилиқ ғәрб демократик җәмийитигә тәдриҗи сиңип киргәниди. Хитайниң юмшақ күч билән сиңип кириши ғәрбниң демократик түзүлмиси астида интайин қолай шараитқа еришип, ғәрб җәмийитидә бир түркүм хитайпәрәс чәт әлликләрниң һәр саһәдә пәйда болушидәк қорқунучлуқ һадисигә сәвәб болған. Буниң типик мисаллиридин хуавей, җуңшинларниң җасослуқ қилмишилири, хитайниң миң кишилик пилани (千人计划), коңзи иниститути қуруш, хитай кариханилириниң ғәрбкә мәбләғ селиши, даңлиқ маркиларниң хитайға кириши, мәктәп, тиббий вә техника җәһәтләрдики һәмкарлиқ қатарлиқ хитай билән хәлқарадики һәрқандақ бир дөләт билән болған алақиларда хитай билән болған “шәһәрләр ара достлуқ мунасивити” һалқилиқ рол ойниған. Бу вәҗидин хитай компартийәси бирликсәп бөлүминиң рәһбәрликидики мәзкур система пүткүл ғәрб дунясиға кеңийип, бүгүнкидәк ғәрб демократик қиммәт қарашлириға тәсир көрситәлигүдәк қудрәтлик бир күчкә айланған. Нөвәттә ғәрб дунясида хитайниң бу қилмишини ениқлаш вә хитай билән болған бу хил мунасивәтләргә хатимә бериш бир қисим дөләтләрдә аллибурун башлинип кәтти. Мәсилән, америкада коңзи иниститутлириниң тақилиши вә хитайниң бир қисим “илмий тәтқиқатчи” “академик” қалпиқи билән паалийәт елип бериватқан җасуслириниң қолға чүшүши, хитай сақчи понкитлириниң ашкарилиниши буларниң дәлилидур. Буларниң әң актип һәрикәт қиливатқан явропа дөләтлиридин бири голландийә һесаблиниду. Йеқинқи бир қанчә йилда голландийәниң бир қисим карихана, сиясәт, тибабәт вә тәтқиқат қатарлиқ һәр саһәләрниң арқа-арқидин уйғур ирқий қирғинчилиқи билән бағланғанлиқиниң ашкарлиниши, йәнә келип хитай сақчи понкитлириниң голландийә туприқида қурулуши голландийәдики бир қисим шәһәрләрниң хитай билән болған “шәһәрләр ара достлуқ мунасивити” ни пүтүнләй үзүп ташлишиға сәвәб болди.
“шәһәрләр ара достлуқ мунасивити” йәнә бир тәрәптин хитайниң башқа дөләтләрдики хитай пуқралирини омумйүзлүк контрол қилиш арқилиқ башқа дөләтләрниң мәхпийәтликлиригә еришиш вә башқа мәқсәтлирини әмәлгә ашуруштики вастә қилинип кәлди. Бу вәҗидин хитай пуқраси болмиған яки аллиқачан башқа дөләтниң пуқралиқиға өтүп кәткән кишиләрму хитайниң башқа дөләтләргә тәһдит пәйда қилишидики юмшақ күчигә айландурулди.
Ма шиңруй бу қетим оттура асияғиму әнә шу “мунасивәт әндизиси” ни тикләш үчүн барғаникән, у һалда бу зиярәтниң ахириқи нишани оттура асияни хитайниң “арқа һойлиси” ға айландуруштин башқа нәрсә әмәс. Навада хитайниң бу мәқсити әмәлгә ашқинида, тәһдиттә қалидиғини ялғуз оттура асия дөләтлиридики хәлқләрла болуп қалмастин, бәлки пүткүл оттура асия дөләтлириниң дөләт бихәтәрликидур.
***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.