Мутәхәссисләр: д у қ рәһбәрлириниң японийә зиярити уйғур давасиға йеңичә күч қошти

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.10.27
duq-rabiye-yaponiye.JPG Д у қ рәһбәрлириниң японийәдә. 2015-Йили 20-өктәбир, токйо.
RFA/Qutluq

Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим йетәкчиликидики д у қ рәһбәрлири 13-өктәбирдин 21-өктәбиргичә японийәдә уйғур даваси мәсилилири бойичә зиярәт елип барди.

Японийәдики бир қисим мутәхәссисләр рабийә қадир ханим башчилиқидики д у қ рәһбәрлириниң японийәдә мувәппәқийәтлик зиярәттә болғанлиқини вә шундақла бу зиярәтни чәтәлләрдә елип бериливатқан уйғур давасиға йеңичә күч қошти дәп қарайдиғанлиқини билдүрүшти.

Японийә кюшу университети филологийә пәнлири факултетиниң пәлсәпә пәнлири кәспий тәтқиқатчиси мухтәрҗан абдурахман д у қ рәһбәрлириниң бу қетимқи японийә зиярити, японийә сияситидә зор өзгириш болған назук бир вақитта елип берилған әһмийәтлик бир зиярәт болғанлиқи һәққидә тохталди.

У сөзидә, бу қетимқи зиярәт японийә хәлқиниң уйғур давасини йәнә бир қәдәм илгирилигән һалда тәпсилий чүшинишигә түрткилик рол ойниди дәп қарашқа болидиғанлиқини билдүрди.

Мухтәрҗан абдурахман японийәдики уйғур даваси япон милләтчилири вә шундақла диний уюшмиларниң мәнпәәти үчүн хизмәт қилидиған сиясий һәрикәт болуп қилиштин сақлинишниң зөрүрлүки үстидә тохталди. У йәнә, д у қ рәһбәрлириниң японийәдики елип барған түрлүк учришишлири вә сөһбәтлириниң мувәппәқийәтлик елип берилғанлиқини, японийәдики уйғур давасиға йеңидин күч қошулди дәп қарашқа болидиғанлиқини билдүрүш билән биргә, буниңдин кейинки зиярәтләрдә д у қ рәһбәрлири диққәт қилишқа тегишлик бәзи мәсилиләр тоғрисида өзиниң тәклипи қарашлирини оттуриға қойди.

Японийәдики уйғур зиялийси доктор турмуһәммәт һашим д у қ рәһбәрлириниң японийә зиярити һәққидә японийә мәтбуатлириниң инкаслири тоғрисида қисқичә тохтилип өтти.

Японийәдики уйғур мәсилилири мустәқил тәтқиқатчиси ямада д у қ рәһбирлириниң японийә зиярити японийәдә елип бериливатқан уйғур давасиға йеңичә йол ачти дәп қарайдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “бу қетимқи рабийә қадир ханим башчилиқидики д у қ рәһбәрлириниң зияритидики әң чоң йеңилиқ, зиярәт өмикиниң мәслиһәтчилири пүтүнләй японийәдики алий билим юртлирида тәтқиқат вә оқутуш билән шуғуллиниватқан уйғур зиялийлири болуп, әлвәттә булар японийәдә уйғур давасини елип беришта д у қ рәһбәрлиригә йеқиндин ярдәмдә болалайду вә шундақла уйғур давасини тоғра йолға башлашқа мәслиһәт бериду, дәп қараймән.”

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.