Йоқилиш гирдабидики уйғур әнәнивий һүнәр-кәсиплири (3): йеңисар пичақчилиқи

Обзорчимиз нәвбаһар
2023.04.20
uyghur-pichaq-pichaqchiliq-3 Пичақ билигүчи хотәндики гиләм завутида гиләм тоқуш үчүн ишлитилидиған, қолда ясалған пичақни биләп бериватқан көрүнүш. 2003-Йили 15-сентәбир.
REUTERS

Пичақчилиқ кәспи уйғурларниң әсирләрдин бери шуғуллинип кәлгән әнәнивий қол һүнәрвәнчилик кәсиплиридин биридур. Пичақчилиқ һүнәр-сәнитиниң йүксәк дәриҗидә тәрәққий қилиши униң наһайити узақ тарихқа вә чоңқур иҗтимаий асасқа игә болуши билән мунасивәтлик.

Хитай һөкүмити уйғур районидики хитай һөкүмитигә қарши кәйпият, су амбири, районниң нефит вә башқа тәбиий байлиқ записи түпәйли уйғур пичақчилиқини йоқатмақта. Бу сүрәт уйғур елидики пичақ дукинидин көрүнүш. 2008-Йили 1-апрел, үрүмчи.

Уйғур әрлири вә йигитлириниң йениға пичақ есип йүрүш адити узақ заманлардин бери уйғурларниң ишләпчиқириш, күндилик турмуш, миллий өрп-адәтлиригә яндашқан һалда, бир түрлүк маддий мәдәнийәт, мәнивий мәдәнийәт вә миллий әнәнә сүпитидә мәвҗут болуп кәлгән адәттур. Пичақниң уйғур хәлқиниң қәлбидә вә роһий қатлимида чоңқур йилтиз тартқан буюм икәнлики мәйли ташкемир сизмилирида болсун яки археологийәлик қезилмиларда болсун рошән гәвдилинип туриду. Уйғур хәлқи арисида пичақни улуғлаш әқидиси уларниң һаятиниң һәр бир деталлириғичә сиңип кәткән. Улар пичақни хатирҗәмликниң, һәқиқәтниң, шундақла әрлик ғурур вә җасарәтниң муһим бәлгиси дәп билип кәлгән. Узақ тарихта ат уйғур әҗдадлириниң бир қанити болуп кәлгән болса, пичақ йәнә бир қанинити болуп кәлгән дейишкә болиду. Шу сәвәбтин хәлқ арисида балини бөшүккә салғанда, әгәр оғул бала болса ястуқиниң астиға пичақ қоюп қоюдиған вә қәсәм қилғанда пичақни йәргә санчип қоюдиған удумлар шәкилләнгән. Һәтта әрләрниң белигә пота бағлаш адитиму пичақни янға есиш иһтияҗидин келип чиққан дәп қарашқа болиду. Пичаққа бағланған бу риштә уйғурларниң мол әдәбият-сәнәт әсәрлири, нахша-уссуллири, мақал-тәмсиллири вә ривайәт-чөчәклиридиму өз ипадисини тапқан.

Уйғур пичақчилиқиниң гүл таҗи болған йеңисар пичиқи тарим бостанлиқиниң ғәрбий-җәнубий қисмиға җайлашқан йеңисар бостанлиқиниң әнәниви иҗадийити болғанлиқи үчүн “йеңисар пичиқи” дәп аталған. Уйғурлар яшиған әң қәдимки маканлардин бири болған йеңисар бостанлиқи қол һүнәрвәнчилик кәсиплири раваҗ тапқан мәдәнийәт бөшүклиридин бири болуп, төмүрчилик, кулалчилиқ, сәргәзчилик, ташчилиқ, моздузлуқ, тумақчилиқ қатарлиқ һүнәр-кәсипләрму хели тәрәққий қилған. Бу һүнәр-кәсипләр ичидә пичақчилиқ алаһидә орун тутуп кәлгән. Йеңисарда пичақ ясиғучи устиларниң сани көп болуштин башқа йәнә улар ясиған пичақлар өзигә хас алаһидиликлири билән башқа җайлардики пичақлардин алаһидә пәрқлинип туриду. 2000 Йилдин артуқ тарихқа игә йеңисар пичиқи миллий хаслиқи, қол-һүнәрвәнчилик техникисиниң юқирилиқи, сиртқи көрүнүшиниң нәпис, көркәм, өткүр вә чидамчанлиқи, шундақла елип йүрүшкә әплик һәм ишлитиш даирисиниң кәңлики қатарлиқ өзгичиликлири билән уйғур мәдәнийәт хәзинисидики бибаһа гөһәр дәп тәриплинип кәлмәктә.

Уйғур пичақлириниң түри вә шәкли наһайити көп болуп, ишлитилиш орниға қарап пичақниң тиғи вә дәстиси һәр хил шәкилдә ясилиду. Йеңсар пичиқи әла сүпәтлик полатни хам әшя қилип соқулидиған болуп, аввал һүнәрвәнләр материялларни отта тавлап, базған билән соқуп, тиғ һаләткә кәлтүриду. Андин суға селип қайта-қайта суғирип, датлашмайдиған вә галлашмайдиған һаләткә елип келиду. Йеңисар пичиқиниң алаһидилики тиғ қисмидила ипадилинип қалмастин, сепиға оюлған нәқишләрдиму алаһидә ипадилинип туриду. Пичақ сепи алтун, күмүш, мис, һайванларниң муңгүзи вә сөңәклири, қаштеши, сәдәп қатарлиқ әтиварлиқ буюмлар билән безилиду, шундақла өзигә мас ғилаплар сәплиниду. Бу оюлған нәқишләр пичақларға чоңқур мәдәнийәт қатлими ата қилип, истетик қиммитини ашуриду. Пичақ соқуш җәряни инчикә вә юқири маһарәт-һүнәр тәләп қилидиған болуп, әң есил пичақларни соқуп чиқиш үчүн, пишқан устилар 2-3 күн вақит сәрп қилиду. Шуңа бәзи йеңисар пичақлириниң баһасиниң наһайити қиммәт болушидики сәвәб мушу. Адәттә бу юрттин чиққан қәләмтурач, бәкә-пичақларға ‛‛йеңисар‚‚ дегән хәт вә пичақ соққучи даңлиқ устиларниң исми оюп қоюлиду. Бу йеңисар пичиқиниң нопузиға нисбәтән бир муәййәнләштүрүш характеридики бәлгә болуп һесаблиниду.

Хотәндики уйғур ресторанида ашпәзниң ешилгән сим билән бағлап қоюлған пичақни ишлитиватқан көрүнүши. 2019-Йили 31-май.
Хотәндики уйғур ресторанида ашпәзниң ешилгән сим билән бағлап қоюлған пичақни ишлитиватқан көрүнүши. 2019-Йили 31-май.
AFP

Пичақчилиқ уйғурлар арисида һәм қошумчә игилик һәм асасий игилик қатарида мәвҗут болуп кәлгән. Уйғурлар һәрқайси тарихий дәврләрдә пичақчилиқ билән шуғуллинип, иқтисадий үнүм яритиш билән бирликтә, сода карванлири арқилиқ башқа әлләргә апирип сатқан. Демәк, пичақчилиқ тәклимакан вә тарим бостанлиқлирида яшиған уйғурларниң иқтисадий турмушида муһим рол ойниған әнәнивий һүнәр-сәнәт кәсиплириниң бири болғаниди.

19-Әсирдә бир түркүм әнгилийәлик сәйяһлар қәшқәрийә дөлити тәвәликидики қәшқәр, ақсу вә хотән қатарлиқ җайларда тәкшүрүштә болған болуп, әйни вақиттики қәшқәрийә дөлитидики шәһәрләрниң иқтисадий әһвали вә базар әһвали һәққидә наһайити қиммәтлик доклатларни тәйярлап елан қилған. Буларниң ичидә роберт бернад шав (Robert Bernard Shaw) вә томас доглас форсис (Thomas Douglas Forthys) қатарлиқларниң 1875-йили елан қилған доклатлирида, қәшқәрийәниң тиҗарәт омумий әһвали, карванларниң вәзийити һәққидики анализлири орун алған. Бу доклат вә тәкшүрүш хатирилири әйни вақиттики оттура асия, җүмлидин шәрқий түркистанниң сиясий, иқтисадий вә мәдәнийәт әһвалини чүшиништә интайин муһим әһмийәткә игә. Бу доклатларда йәнә әйни вақиттики қәшқәр шәһириниң базар көрүнүши тәсвирләнгән болуп, мәлум сода базирида дуканларниң һәр күни ечилидиғанлиқи, бу җайда аз дегәндә 300 нәччә дукан вә он нәччә чоң карван сарай барлиқи, шундақла қол һүнәрвәнчилик дуканлириниң түри, сани қатарлиқлар һәққидә тәпсилий мәлумат берилгән. Буларниң ичидә пичақчилиқ кәспи һәққидиму баянлар болуп, бир сода базириниң ичидила он үч пичақчи дукини барлиқи хатириләнгән. Бу биринчи қол материяллар бизгә әйни вақиттики қәшқәр шәһиридики қол-һүнәрвәнчилик мәһсулатлириниң түрлириниң интайин көп, оборот миқдариниң юқири икәнликидин дерәк бериду.

Һалбуки, нами дуняға таралған йеңисар пичақлириниң бүгүнки әһвали кишини әпсусландуриған болуп, йеңисар пичақчилиқи нөвәттә йоқилиш гирдабидики һүнәр-кәсипләрдин бири болуп қалған. Гәрчә 2007-йили йеңисар пичақчилиқи “дөләт дәриҗилик ғәйрий маддий мәдәнийәтләр тизимлики” гә киргүзүлгән, шундақла хитай бойичә әнәнивий қол һүнәр-сәнәт буюмлирини баһалашта биринчиликкә еришкән болсиму, әмма бүгүнки күндә бу кәспниң устилири үзүлүп қелишқа, игилики вәйран болушқа қарап йүзләнгән.

Илгири әркин асия радийоси нәқ мәйдандин игилигән учурлардин қариғанда, уйғур елида 90-йиллардин башлап пичақ вә қиңрақ типидики тиғлиқ сайманларға чәклимә қоюш башланған болуп, 2014-йилидин башлап уйғур елиниң җәнубидики қәшқәр, йәкән, хотән қатарлиқ җайларда йәрлик һөкүмәт органлири тиғлиқ әсвабларни чәкләш вә контрол қилиш чәклимилирини қанунлаштуруп йолға қойған. Кейинчә уйғур районидики шәһәр-йезиларда тиғлиқ әсвабларға иккилик код орнитип архиплаштуруш сиясити иҗра қилинған. Нәтиҗидә бу хил контрол вә тәкшүрүшләр уйғур хәлқини сарасимигә селип, һечкимму йенида пичақ елип йүрүшкә җүрәт қилалмайдиған вәзийәт шәкилләнгән. Хитай һөкүмити бу сәвәбтин хәлқара кишилик һоқуқ органлири вә уйғур тәшкилатлириниң тәнқидигә учрап кәлгән болуп, бу һәқтә түркийә йилтиз техника университетиниң дотсенти али чақсу (Ali Çaksu) 2020-йили елан қилған “хитайчә услубтики ислам қорқунчи: хитайниң уйғурларни омумйүзлүк тутқун қилиш һәрикити” намлиқ мақалисидә, хитайниң пичақларға иккилик код орнитиш бәлгилимиси һәққидә әтраплиқ мулаһизә йүргүзгән. У хитайниң уйғурларға қаратқан бу қилмисини әйни вақитта натсистлар германийәсидә йәһудиларниң өйиниң ишикигә ибраний дининиң символлуқ бәлгисини сизип қойғандинму бәкрәк еғир қилмиш, дәп әйибләйду.

Демәк, хитайниң уйғур районидики юқири бесимлиқ бастуруш сиясити давамида пичақ, қиңрақ қатарлиқ тиғлиқ әсвабларға болған қаттиқ чәклимә вә контроллуққа әгишип, йеңисар пичақчилиқиму бара-бара вәйран болушқа қарап йүзләнгән.

Хитай һөкүмитиниң пичақ қатарлиқ аилидә ишлитилидиған тиғлиқ сайманларға болған қаттиқ контроллуқи, әмәлийәттә уйғурларниң тиғлиқ сайманларни елип йүрүшигә болған сәзгүрликиниң нәтиҗиси болуп, хитай даирилириниң нәзәридә пичақ “терорлуқ” билән бағланған бир символ иди.

Хитай һөкүмәт таратқулирида гәрчә йеңисар наһийәсиниң маңшин базири хитайниң ичкий өлкилири билән һәмкарлиқ орнитип, коператип характеридики “пичақчилиқ кәнти” бәрпа қилғанлиқи һәққидә тәшвиқатлар йейилған болсиму, әмәлийәттә йеңисар пичақчилиқи вәйран болушқа йүзләнгән бүгүнки күндә бу бир көз боямчилиқтин башқа нәрсә әмәс иди.

Йеқинқи йиллардин буян уйғур елиға барған чәт әллик вә хитай саяһәтчиләрниң торлардики инкаслириға вә тәвсийәлиригә асасланғанда, уйғур елида бирдәк қолда ишләнгән пичақ ишләпчиқирилмайдиған болған. Базарда сетиливатқан пичақлар хитайниң гуаңҗу қатарлиқ ичкий өлкилиридики шәһәрләрдә завутларда ясилип, униңға ялғандин “йеңисар пичиқи” дегән марка оюлуп сетилидиған болған. Хитай тор сәһипилиридә “нөвәттә йеңисарда 1000 дин көпрәк пичақчилиқ устиси бу кәсип билән шуғулланмақта” дегәндәк тәшвиқат хәвәрлири еқип йүргән болсиму, әмәлийәттә бу “устам” ларни тапқили болмайдикән.

Илгири “шинҗаңға саяһәт” намида саяһәт қолланмиси нәшир қилдурған саяһәтчи җош саммерниң (Josh Summer) ейтишичә, у 2016-йили йеңисарға барған вә пичақ сетивалмақчи болған. У саяһәт билогида елан қилған язмисида, йеңисарниң худди әрваһлар шәһиригә охшап қалғанлиқини, сода қиливатқан бирму пичақ дукинини тапалмиғанлиқини баян қилған. У йәнә башқа саяһәтчиләргә у йәрдин пичақ алмаслиқни тәвсийә қилған, чүнки пичақ сетивалған тәқдирдиму, чәклимиләр түпәйлидин чегра сиртиға чиқириш мумкин әмәс икән. Йәнә бир мәсилә базарда сетиливатқан пичақларниң һәммиси завутта ишләнгән сахта “йеңисар пичақлири” икән. Буларниң сүпити интайин начар болуп, кишини үмидсизләндүридикән.

Пичақчи устиларниң ғайип болушиниң йәнә бир сәвәби, хитайниң уйғур районида йүргүзиватқан “йеза ешинча күчлирини йөткәп ишқа орунлаштуруш” яки “намратлиқтин қутулдурушниң алтун ачқучи” дәп атаватқан өз юрт-маканлиридин айриветиш сияситидур.

Бир заманларда йирақ-йеқинда даңқ чиқарған, уйғур мәдәнийитиниң җулалиқ намаяндилиридин бири болуп һесабланған йеңисар пичиқи, хитайниң уйғур районида йүргүзиватқан ирқий вә мәдәнийәт қирғинчилиқиниң нәтиҗисидә ахириқи тиниқи билән җан талашмақта. Пичақчилиқ кәспи хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики аталмиш “үч хил күч” кә қарши сиясий тәшвиқати вә йоқири бесимлиқ контролиниң қурбаниға айланмақта.

Шаирә чимәнгүл авут йеңисар пичиқи һәққидики шеирий мисралирида мундақ дәп язған иди:

Навада норуз бир пичақ болса,

Йеңисар пичиқи болар у чоқум.

Анарму йерилиду йүрәктәк ахир,

Күнләрму-түнләрму пәқәт бир ютум.

Ашу пичақта йилим колайду қәшқәрлик аял,

Пияз чанайду көзлири юм-юм.

Етизидин көк терийду көкләмдәк күлүп,

Пичақниң бисида чечәкләйду қум.

***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.