Әдлийә назаритиниң назири әнвәр сейитниң җинайитини “иқрар қилиши” үстидә ойлиғанлирим

Обзорчимиз асийә уйғур
2022.12.19
enwer-siyit.jpg Уйғур аптоном районлуқ әдлийә назаритиниң муавин партком секретари, баш назири әнвәр сейит “уйғур мәсилисигә аит ахбарат елан қилиш йиғини” да. 2021-Йили 10-сентәбир, бейҗиң.
ts.cn

17-Декабир аталмиш уйғур аптоном районлуқ әдлийә назаритиниң муавин партком секретари, баш назири әнвәр сейитниң еғир дәриҗидә интизамға хилаплиқ қилғанлиқи сәвәб өзини тәшәббускарлиқ билән мәлум қилғанлиқи вә нөвәттә аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш комитетиниң тәкшүрүшидә икәнликигә даир хәвәр хитайниң мәркизий интизам тәкшүрүш комитетиниң һөкүмәт тор бетидә елан қилинди. Гәрчә бу хәвәр тез сүрәттә тарқилип, хитайниң алақидар тор бәтлирини бир алған болсиму, әмма әнвәр сейитниң тәкшүрүлүш сәвәби һәққидә һечқандақ мәлумат берилмигәниди.

Әнвәр сейитқа даир ашкара учурларға қариғанда, әнвәр сейит хизмәткә қатнашқандин буян, ақсу вилайитиниң тоқсу наһийәлик партком даимий һәйитиниң әзаси, муавин секретари, ават наһийәлик партийә комитетиниң муавин секретари, һакими, ақсу партком секретари, шәһәр башлиқи, ақсу вилайәтлик мәмурийәтниң муавин комиссари, ақсу вилайәтлик партком әзаси, амма хизмити бөлүминиң башлиқи, бирликсәп бөлүминиң башлиқи, аптоном районлуқ әдлийә назаритиниң муавин партком әзаси, назири, шундақла аптоном районлуқ зәһәр ташлашни башқуруш идарисиниң биринчи дәрҗилик комиссари. . . . Қатарлиқ вәзипиләрни өтәп кәлгән.

Әнвәр сейитниң әмәлдарлиқ тарихиға нәзәр салидиған болсақму, у изчил йосунда хитай компартийәсиниң ишәнчи вә қоллишиға еришкән бири болғанлиқида қилчә шәк йоқ. Чүнки, униң 1986-йилидин тартип уйғур елида йүз бәргән шунчә сиясий давалғушлардин оңушлуқ өтүп, хитайдики назир дәриҗилик чоң әмәлдарлиқ мәнсипигә улашқини буниң полаттәк испати. Әмма уму бүгүн худди әйни чағдики нур бәкридәкла хитай компартийәси һакимийитиниң төмүр қапқиниға чүшүштәк қисмәттин қутулалмиди. У һалда сәвәб немә?

Әлвәттә, хитай компартийәси һөкүмити әзәлдин уйғурларға аит вәқәләрниң һәқиқий маһийитини ашкарилиған әмәс. Йиллардин буян уйғурлар вәтән ичидә ениқ учурға еришәлмигинидәк, хитай һөкүмити уйғурларға аит учурларни ташқи дуняғиму изчил мәхпий тутуп кәлгәниди. Бу вәҗидин уйғурларға мунасивәтлик вәқә вә һадисиләрдә һәқиқәт изчил сир болуп кәлгәниди. Гоя уйғурларниң бешиға мәҗбурий кийдүрүп қоюлған “үч хил күч” төһмитидәк, “ирқий қирғинчилиқ” ни “үч хил күчни йоқитиш” вә “җаза лагерлири” ни “кәспий тәрбийәләш мәркизи” дәп йошурғандәк, хитай компартийәси өз җинайәтлирини давамлиқ шу муқамда давам қиливәрди.

Әнвәр сейит 2017-йили шинҗаң уйғур аптоном районлуқ әдлийә назаритиниң әслидики назир ширзат бавудун тутқун қилинғандин кейинла тәйинләнгән. Бизгә мәлум ширзат бавудун әйни чағда “бөлгүнчилик”, “террорлуққа” четилиш, “диний радикаллиқ” ни тарқитиштин ибарәт “үч хил күч җинайити” билән әйибләнгән, шундақла өлүм җазасиға һөкүм қилинғаниди.

Хитайдики әдлийә назаритиниң хизмәт даириси, җинайәтчиләрни әмгәк билән тәрбийәләшни башқуруш, қанунсиз унсурларни әмгәк билән өзгәртиш, адвокатларни башқуруш вә йетәкләш, әмгәк билән өзгәртиш орунлирини башқуруш, әдлийә хизмитиниң сиясий вә нәзирийәвий асасини тәтқиқ қилиш, хизмәтләргә рәһбәрлик қилиш. . . . Дәп бекитилгән. Әмма уйғур елидики әдлийә назарити болса, уйғурларни милләт сүпитидә “үч хил күч” категорийәсигә айрип, уларға “тупрақни өзгәртиш пилани” түзүп, аталмиш “қайта тәрбийәләш” кә рәһбәрлик қилған.

Йәни, аталмиш шинҗаң уйғур аптоном районлуқ әдлийә назарити болса, уйғур ирқий қирғинчилиқидики башламчи органларниң бири һесаблиниду. Чүнки мәзкур орган аталмиш “мәркәзниң иккинчи қетимлиқ шинҗаң хизмәт йиғини” дин кейинла, “үч хил күч” ләрни йоқитишта “шинҗаңниң тупрақ сүпитини өзгәртиш пилани” ни йолға қойғаниди. Мәзкүр пиланда, уйғур елида аталмиш “үч хил күч” ләрни йилтизидин йоқитиш вә қайта пәйда болуш йоллирини пүтүнләй үзүп ташлаш нишан қилинған. Бу пилан йолға қоюлғандин кейин, аталмиш шинҗаң әдлийә назарити әйни вақиттики уйғурларниң өйлиригә көчүп киргән 200 миң хитай мәмурлири билән бирликтә йезиларға чүшкән. Уларниң асаслиқ хизмити асасий қатламдики “терорчи, бөлгүнчи вә әсәбий күчләр” ни пияз сойғандәк, ич-ичидин, қат-қетидин тәкшүрүп ениқлаш вә йоқитиш, һәмдә бу арқилиқ уйғур елини аталмиш “үч хил күч” ләрдин пүтүнләй тазилаш болған. Демәк, әнвәр сейит дәл бу пиланниң баш иҗрачилиридин бири сүпитидә шинҗаң әдлийә назаритидә бәш йил хизмәт қилған. Униң өткән бу бәш йилда уйғурларға қилинған зиянкәшликләрдә қанчилик йәр алғанлиқини бу вәҗидин сөзләш артуқчә. Әмма хитайға садақәт билән бағланған вә “түзүмгә хилаплиқ қилған” ларни йоқитишни баш вәзипә қилғ ан мушундақ бир әмәлдарниң йәнила, “түзүмгә хилаплиқ қилиш” и кишини әҗәбләндүрмәй қалмайду.

Әнвәр сейит вәзипә өтигән мәзгилләрдә, уйғур елида “үч хил күч” ләрни тазилашта мәйдани мустәһкәм һалда ши җинпиңға садақитини изчил билдүрүп кәлгәниди. У һәтта 2021-йили 10-сентәбирдә хитайниң бейҗиңда ачқан “Уйғур мәсилисигә аит ахбарат елан қилиш йиғини” да уйғурларниң кәң көләмлик назарәт астиға елинғанлиқини инкар қилған вә америкадики мусулманларниңму “назарәт қилинидиғанлиқи” ни көрситип хитайниң уйғур елидики назарәт системисини ақлиғаниди. Униңдин башқа 2022-йили апрелда “кесәк дөләтлири террорлуққа қарши туруш хизмәт гурупписи” ниң бир қетимлиқ тор йиғинида, хитайниң терорлуққа қарши туруш һәрикитидә қолға кәлтүргән нәтиҗилири һәққидә мәлумат бәргән. Шундақла хитайниң терорлуққа қарши туруш көришидә хәлқараға йеңи бир әндизә шәкилләндүрүп бәргәнликини сөзлигән. Демәк, әнвәр сейитниң терорлуққа қарши туруш сепидә бәш йилдин буян “хизмәт қилғини” ға көрә, униң “үч хил күч” билән әйиблиниш еһтималлиқи чоң болмаслиқи мумкин. Әмма башқа җинайәтләр билән әйиплиниши әлвәттә мумкин.

Болупму, ши җинпиң вәзипигә олтурған 2012-йилидин буян “черикликкә зәрбә бериш” шоари астида, “икки йүзлимичиләрни тазилаш” һәрикити елип берилғаниди. Бу һәрикәтниң асаслиқ нишани уйғурлар болуп, “үч хил күч” ләрни мәлум қилиш вә “үч хил күч” ләр билән болған чәк-чеграни толуқ айрип, мәйданини ипадиләш долқуни пүткүл уйғурлар арисида елип берилғаниди. Һәтта уйғур мәктәп балилиридин тартип, аддий деһқанларғичә, йеза кадирлиридин тартип, юқири дәриҗилик рәһбәрлик қатлимидикиләргичә һечким қалдурулмай “мәйдани ениқ билдүрүш” тәләп қилинған. Һәтта “уйғур қериндашларға очуқ хәт!” намида мәхсус һәрикәт елип берип уйғурларниң “үч хил күч” тин қол үзүши вә “гуманлиқ” ларни паш қилиши тәләп қилинған. Мана бу һәрикәтләр дәл әнвәр сейит башчилиқидики шинҗаң әдлийә назаритиниң “тупрақ сүпитини өзгәртиш пилани” астида йүргүзүлгәниди. Бу “һәрикәтләр” давамида уйғур елида “терорлуқ, бөлгүнчилик вә әсәбийлик пүтүнләй йоқитилип, өткән бәш-алтә йилдин буян бирқетимму терорлуқ һәрикити йүз берип бақмиған” лиқи, уйғур елидики “хәлқ” ләрниң бихәтәрлик туйғусиниң 99 пирсәнткә йәткүзүлгәнлики хитай һөкүмити тәрипидин җакарланғаниди.

Демәк, хитай коммунист һөкүмитиниң нөвәттә уйғурларни “өз йеғида өз гөшини қоруши” ға еһтияҗ көп қалмиди. Әнвәр сейитму һәтта хәлқара сәһниләргичә чиқип, уйғур ирқий қирғинчилиқиниң “ялғанлиқи” ни испатлап вәзиписини толуқ тамамлиди. Әмди ундақ бир уйғур назирниң хитайға һечбир қиммити йоқ. Чүнки у бәрибир әнә шу “үч хил күч” кә мәнсуп гуруппиниң бир әзаси. Мәйли хитай компартйәсигә қанчилик садақәт билдүрсун, униң җуңхуа миллитигә тәвә болуши мумкин әмәс. Мәйли қандақ садақәт билдүрсун, уйғурлар мәңгү хитай коммунист партийәси аилисиниң рәсмий әзаси дәп қаралмайдиғанлиқи ениқ. Шундақ болғаникән, хитай һөкүмити еһтияҗлиқ болғанда уйғур әмәлдарларни ишлитиши мумкин. Әмма еһтияҗ түгигәндә халиған бөһтанлар билән йоқитидиғанлиқиму шәксиз. Йәнә келип бундақ мисаллар тарихта аз әмәс. Мәсилән, “бейҗиң баһари” журнилиниң баш муһәррири ху пиң әпәндимниң 2019-йили әркин асия радийоси хитай бөлүмигә бәргән зияритидә, нур бәкриниң қолға елинишиниң сәвәби һәққидә бир қисим мәлуматларға еришкәнликини ашкарилиғаниди. У, 5-июл қирғинчилиқида чоң хизмәт көрсәткән уйғур аптоном райониниң мәзкур сабиқ рәисиниң тутулуши һәққидә мундақ дәйду: “уйғурларниң хитай бекиткән үч җинайити бар. Йәни, терорчи, бөлгүнчи вә әсәбийдин ибарәт үч хил күчләр. Гәрчә нур бәкрини ‛үч хил күч‚ билән бағлаш мумкинчилики болмисиму, әмма у төвәндики қериндашлиридин арқа-арқидин келиватқан наразилиқларға бәрдашлиқ берәлмәй, юқириға әһвални мәлум қилғанлиқи үчүн қолға елинған. Йәни, уйғурлар нур бәкриниң достлири арқилиқ нур бәкригә тәкрар-тәкрар наразилиқлирини мәлум қиливәргәндин кейин, нур бәкриму тақәт қилалмай, в аң яң(ваңяң болса хитай хәлқ җумһурийити сиясий мәслиһәт кеңишиниң башлиқи) ни издәп барған вә уйғурларниң әһвалини ваң яңға йәткүзгән. Ваң яңму бу әһвалларни ши җинпиңға доклат қилған. Әмма ши җинпиң уйғурларниң дәрдигә қулақ селишни халимиған. Әксичә нур бәкрини қолға алған”.

Йәнә бир мисални алсақ, әнвәр сейиттин аввал шинҗаң уйғур аптоном районлуқ әдлийә назаритиниң башлиқи болған ширзат бавудунму, 2003-йилидики “җинайити” үчүн “үч хил күч” дәп әйиблинип, өлүм җазасиға һөкүм қилинғаниди. Әмма әркин асия радийоси уйғур бөлүминиң 2021-йили 12-априлда бу һәқтә бәргән бир хәвиридә, ширзат бавудунниң үстидики хитайниң әйибләшлириниң пүтүнләй ойдурма икәнликини дәлилләнгән.

Демәк, уйғурларниң ирқий қирғинчилиқ билән йоқитлишиниң тезлишишиға әгишип, хитайниң уйғур елидики хитайға садиқ уйғур әмәлдарларға болған еһтияҗиму асасән азийип маңиду. Ақивәттә, хитай мустәмликиси астида өз миллитигә хаинлиқ қилған, адаләттә әмәс, мәнпәәт билән бир сәптә турушни таллиған уйғур әмәлдарлар пайдилиниш қиммити түгигәндә худди өз қериндашлириға охшашла хитай һакимийитиниң қарши нуқтисиға тизилиду-дә, уларниң қисмитиму ирқий қирғинчилиққа учраватқан милләтдашлириға охшашла йәр йүзидин тәл-төкүс йоқитилиш болиду.

***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.