Хитай һакимийити әпсанә-ривайәтләрдин қандақ пайдилинип кәлди?
2024.04.29

Ривайәтләрни сиясий қорал қилип пайдилиниш хитай һөкүмитиниң тарихтин буян қоллинип кәлгән бир түрлүк нәйриңи болуп, бүгүнки күндә хитайниң уйғур елиға қарита мустәмликичилик сияситини йүргүзүштә түрлүк шәкилләрдә мәйданға чиқмақта.
Бу хил нәйрәңләрниң ичидә пәқәт бирқанчә мисал көрситип өтүшкә тоғра келиду. Мәсилән, хитай һөкүмити хитай әдәбиятида орун алған “ғәрбкә саяһәт” ривайитидики сүн вукоң, таң сең қатарлиқ персонажларниң турпандики ялқунтағдин өткәнликидәк бир вәқәни тутқа қиливелип, турпанға сүн вукоң, таңсең вә җу баҗей қатарлиқ хитай әпсанивий образлириниң һәйкәллирини тиклиди. Хитай әпсанилиридики “ши ваңму”, йәни мәнә тәрҗимисидә “ғәрбтики бузругвар ана” дейилидиған әпсанивий аялниң боғда көлигә келип арам алғанлиқидәк ривайәтни пәш қилип, тәңритағ етикидики боғда көли әтрапиға ши ваңмуниң тәсвирий сүрити чүшүрүлгән таш оймиларни қойди вә хитайчә нәқишлик равақ-шипаңлар ясиди.
Тарихтин буян хитай сулалилири вә һакимийәтлири әпсанә-ривайәтләрни өз һакимийити үчүн хизмәт қилдурушқа әһмийәт берип кәлгән. Шуңа хитайлар арисида “бир ривайәтниң күчи, бир қошунниң күчидинму зор болиду” дәйдиған қарашниң мәвҗут болуши буниң җүмлисидиндур.
Хитай һөкүмити нөвәттә йәнә хитайниң бу хил әпсанә-ривайәтлиирдин пайдилиниш нәйриңини ши җинпиң тәшәббус қиливатқан аталмиш “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси” бәрпа қилиш тәшвиқати билән бирләштүрүшкә урунмақта. Төвәндә буларниң ичидә көрүнәрлик өрнәкләрдин болған “шиваңму”, йәни “ғәрбтики бүзрүквар ана” әпсаниси билән фуши-нүва әпсанисиниң бүгүнки хитай һакимийити тәрипидин қандақ суйиистемал қилиниватқанлиқиға нәзәр селип бақайли:
Йеқиндин буян шинхуа тори қатарлиқ хитай һөкүмәт таратқулирида, ши ваңму әпсаниси қайта шәрһлинишкә башлиған болуп, хитайларниң әпсанивий вә мәниви аниси һесабланған ши ваңмуниң йирақ өтмүштә ғәрбтики қарақурум теғида яшиғанлиқи вә униң тәңритағ чоққисидики боғда көлигә келип арам алғанлиқиға аит ривайәтлик һекайиләр кәң тәшвиқ қилинмақта. Бу хил ривайәтләр билән бирликтә йәнә қарақурум тағ тизмилири (хитайчә куинлун\күнлүн теғи), хитай тарихнамилиридики “ғәрбий район” билән ши ваңмуни өзара бағлап туридиған “җуңхуа тәвәлики” ниң тамғиси бесилған пакиттур, дәйдиған тәшвиқатларму әвҗ алмақта.
Вәһаләнки, хитайларниң ши ваңму ривайитини қарақурум теғиға бағливелиши илмийлик вә илмий пакитлар җәһәттин ейтқанда, бир бимәнә сәпсәтәдин башқа нәрсә әмәс. Чүнки бу қараш илимға зит, һәтта бу җәһәттики баян-шәрһиләр бир-биригә зиддийәтлик болуп, пакитларниң қайил қилиш күчи әсла йетәрлик әмәс. Буниң пәқәтла хитайниң сиясий тәшвиқат нишани үчүн хизмәт қилдурулғанлиқини һәрким илға қилалайду. Бу һәқтә тәтқиқат елип барған майкел лов (Michael Loew) “хитайларниң өлмәсликниң дориси һәққидики издинишлири” намлиқ китабида, тарихий пакитларға тайинип, хитайниң ши ваңму ривайитини қарақурум теғиға бағливелиши вә уни хитайниң дав тәриқити (давҗияв) тидики бир қисим әқидиләргә бағлап чүшәндүрүшиниң ғәрбий хән сулалиси дәвридин кейин мәйданға чиққанлиқини тәкитләйду.
Норвегийәлик инсаншунас алессандро риппа (Alessandro Rippa) тарих вә филологийә нуқтисидин шиваңму ривайитиниң тарихий чинлиққа уйғун болмиған хаталиқларниң мәвҗутлуқини оттуриға қойиду. У, илмий пакитлар арқлиқ пакит көрситип, хитайниң сиясий тәшвиқатлиридики шиваңмуниң қарақурум теғида яшиғанлиқи вә боғда көлидә арам алғанлиқиниң бимәнилик билән толған әпсанивий ейтим икәнликини илгири сүриду, шундақла хитайниң бу һәқтики баянлириға кәскин рәддийә бериду. У, хитайниң бу ривайәтни һазирқи уйғур райониға бағлап чүшәндүрүш қилмишини хитайниң тарихни бурмилаш һәрикитиниң ривайәтләргә “көчкән” ликиниң, шундақла “шинҗаң әзәлдин хитайниң айрилмас бир қисми” дегән сәпсәтәси үчүн йеңи бир асас һазирлимақчи болғанлиқиниң ипадиси, дәп көрситиду.
Түркийә егәй университети түрк дуняси тәтқиқат институтиниң пирофессори, фолклор тәтқиқатчиси алимҗан инайәт “әпсанә истратегийәси һәққидә” (mythostrategy) намлиқ мақалисидә, хитайниң ривайәтләрни қорал қилиш нәйриңиниң тарихтин қалған бир түрлүк истратегийә икәнликини илгири сүриду. У йәнә ши ваңму ривайити һәққидә тохтилип, тарихтики хитай сулалилиридин буян ши ваңму ривайитиниң мәзмунида һәр бир дәврдә өзгириш болуп турғанлиқини, буниң ипадиси сүпитидә ши ваңмуниң әпсанивий образдин тарихий шәхскә, ханишқа вә бәзидә пәриштә-илаһқа айландурулғанлиқини оттуриға қойиду.
Йәнә бир җәһәттин алсақ, хитайниң ривайәтләрни сиясий қорал қатарида қоллинишиниң арқисиға уйғурларға хас тарих вә ейтимларни йоқитиш яки хунүкләштүрүш, униң орниға хитайларниң мәнивий қиммәт өлчәмлирини зорлап теңиштәк рәзил нийәтниң йошурунғанлиқи мәлум.
Археолог қурбан вәли әпәнди 1980-йилларда язған “ши ваңму һәққидә йеңи тәтқиқат” намлиқ мақалисидә, хитай әпсанилиридики ши ваңму, һинди әпсанилиридики ума вә қәдимки түрк әпсанилиридики омайдин ибарәт үчла образниң келип чиқиш җәһәттин ортақ бир мәнбәгә бағлинидиғанлиқи, йәни бир әпсанивий образниң әмәлийәттә охшимиған мәдәнийәтләр ейтимидики ипадиси һәмдә аз-тола пәрқлиқ атилиши икәнликини илгири сүриду. Әдиб учқунҗан өмәр нәширгә тәйярлиған “уйғур тарихий қошақлири қамуси” намлиқ китапта, хитай ривайәтләрдики ши ваңмуниң дәл уйғурларниң қәдимки һекайә-ривайәтлиридики әпсанивий аял қәһриман омай ана икәнликини тәкитлигән.
Омай илаһ түрк әпсанәшунаслиқида аяллар (анилар) вә балиларниң қоғдиғучи илаһий яки һамийси сүпитидә тәсвирләнгән. Қәдимки уйғур әпсанилиридиму умай ана адимизатниң аниси вә һаятлиқ мәнбәсигә символ қилинған. Қәдимки түрк әпсанилиридә умай анилар вә балиларниң илаһи сүпитидә тилға елинған. Шуңиму мәһмуд кашиғәри “диван луғәт-тит түрк” тә “умайға тевинса, оғул туғулур” дегән мақални тилға алған. Түрк-уйғур хәлқлириниң узақ муддәтлик иҗтимаий турмушиға нәзәр салсақ, көк тәңри етиқади дәврлиридин башлапла омай ана һәққидики ривайәтләрниң уйғур хәлқиниң мәниви дунясидин орун алғанлиқини, уларға роһий ишәнч вә күч берип кәлгәнликини көрүвалалаймиз. Омай ана етиқади уйғур хәлқиниң чоңқур аң қатламлиридин орун алған болуп, кейинчә ислам динини қобул қилғандин кейинму туғут вә бөшүк мурасимлирида өз ипадисини тепип кәлгән.
Ши ваңму ривайити һәққидә мәйли хитай тарихчилири болсун яки чәт әллик тәтқиқатчилар болсун, уларда бу һәқтә нурғунлиған тоқунушлуқ пикирләр вә дә-талашлар мәвҗут, шундақла бу һәқтә давамлиқ йеңи тәтқиқатлар барлиққа кәлмәктә. Хитай һөкүмитиниң ши ваңмуни қурум теғи вә боғда көлигә бағлап шәрһлиши, илмий пакитларни нәзәргә алмиғанлиқ болуп, ноқул сиясий муддиани мәқсәт қилиштин башқа нәрсә әмәс, халас.
Хитай тәшвиқатчилири оттуриға елип чиққан йәнә бир ривайәт фуши нүва ривайити болуп, хитайларниң миллий әнәнисидә бу ривайәт кишиләрни баш әгмәслик вә қәйсәрликкә дәвәт қилидикән. Хитай тәшвиқатчилири турпан астанидин тепилған фуши нүва образи чүшүрүлгән рәсимни козер қилип, астанә қәдимки қәбристанлиқи районида мәхсус фуши-нүваниң тәсвирий һәйкилини қатурған, шундақла музей, саяһәт программилирида бу ривайәтни алаһидә гәвдиләндүрүп кәлмәктә. Хитай тәшвиқатчилири бу рәсимниң турпандин тепилиши, бүгүнки уйғур районида яшиған милләтләр билән оттура түзләңликтә яшиған хитайларниң әҗдадлириниң қан томурлириниң бир туташ икәнликини ипадиләйду, дәп давраң салмақта. Хитайниң сиясий тәшвиқатлирида йәнә хитай миллити ортақ дуня қариши вә пәлсәпәсиниң әйни вақитта турпанда яшиған хәлқләр арисидиму муһим орун тутқан дегән баянлар оттуриға чиқмақта.
Әмма илим дунясида бу хил фуши-нүва рәсимлириниң мутләқ һалда фуши-нүва ривайитини әкс әттүрмәйдиғанлиқи, бәлки бурутлуқ, қаңшарлиқ қилип сизилған образларниңму көрүлидиғанлиқиға аит пакит вә көзқарашлар мәвҗут болуп, буниң тимсали сүпитидә йәнә бир пакит көрситип өтимиз: корейә дөләтлик музейиниң тәтқиқатчи хадими яңву квон (Youngwoo Kwon) илгири японийә отани експедитсийә әтрити тәрипидин турпан астанидин қезивелинған, һазир корейә дөләтлик музейиниң оттура асия галерийәси бөлүмидә сақлиниватқан фуши-нүва рәсими һәққидә хитай тәшвиқатлириға охшимайдиған пәрқлиқ көзқарашлирини билдүриду. Униң баяничә, канап рәхткә сизилған бу рәсимниң тарихи бундин 1300 йил бурунқи дәвргә йәни 7-әсиргә тутишидикән. Рәсимдә қоллинилған техника оттура асия сәнити вә кучадики қизил миң өй ташкемирлиридә көп көрүлидиған услуб икән. Рәсимдики образларниң кийим-кечәклиридин қариғанда, йәң еғизиниң тар болуши, юмулақ яқа вә җийәк нәқишлири қатарлиқ алаһидиликләр шу дәврдики типик оттура асия кийим-кечәклири билән ортақлиққа игә икән. Рәң ишлитиш услуби вә рәсимдә әкс әттүрүлгән бир қисим асман җисимлири тәсвирлириму илгири бу җайдин тепилған сапал қача вә тоқулма буюмларда учратқили болидикән. Музей тәтқиқатчиси яңву квон ахирида рәсимдики икки образниң илаһларға символлуқ қилинғанлиқи, шуниң билән бирликтә әйни вақиттики кишиләрниң аләм вә адәмниң яритилиши һәққидики етиқад-чүшәнчисини әкс әттүрүп беридиғанлиқини билдүриду. У, бу рәсим қочо уйғур ханлиқида яшиған йәрлик хәлқләрниң иҗадийити болуши мумкин, дегән ахириқи қиясни оттуриға қойған.
Йәнә бир пакит шуки, японийәлик алимлардин окаучи митсузане (Okauchi Mitsuzane) му японийәдә чиқидиған “йипәк йоли тәтқиқати” намлиқ журналда, бу рәсим һәққидә бир парчә мақалә елан қилған. Аптор мақалисидә бу образларда адәм ата вә һава ана образи, шундақла инсанийәтниң яритилиш һекайиси әкс әткән, дәп қарайду.
Униң үстигә, бу рәсимниң йил дәври көрситилгән дәврләрдә, йәни қочо уйғур ханлиқида уйғурлар ханлиқниң асаслиқ аһалиси болуп, хитайлар һеч қачан бу районниң нопус қурулмисиға тәсир көрситәлмигән. Шундақкән, хитай аһалиси болмиған бир әлдә хитай миллитиниң дуня қариши вә пәлсәпәсиниң қобул қилиниши әсла мумкин әмәс.
Юқириқи пакитлар илим дунясида охшимиған қарашлар вә талаш-тартишлар мәвҗут болуп турған әһвалда, хитай даирилириниң бунчә асан йәкүн чиқиришиниң тоғра әмәсликини; базарға селиниватқан хитай тәшвиқатлириниң һәқиқәткә уйғун болмиған йәкүн икәнликини йәниму бир қәдәм илгирилигән һалда испатлап бериду.
Йиғип ейтқанда, хитайларниң бүгүнки күндә әпсанә-ривайәтләрни өз һакимийити үчүн хизмәт қилдуруш қилмиши, уларниң аталмиш “җуңхуа мәдәнийити ортақ гәвдиси” тәшвиқатини уйғурларға зорлап теңиш, уйғурларниң миллий кимликини йоқитиш, шундақла уйғур елиға болған мустәмликичиликни техиму күчәйтиш истратегийәсиниң бир қисми, халас. Һалбуки, илмий пакитлар вә дуня илим саһисиниң бу һәқтики илмий шәрһийлири, хитайниң бу рәзил сиясий ғәрәзлирини кәскән рәт қилиду!
*** Бу обзордики көз қарашлар пәқәтла апторға хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду.