Абдувәли аюп: “уйғурлар әрдоғанни қандақ яхши көриду”

Ихтиярий мухбиримиз абдувәли аюп
2019.07.08
erdoghan-uyghur-bilen.jpg Рәҗәп таййип әрдоған уйғурлар билән қучақлашти. 2012-Йили 8-апрел, үрүмчи.
www.maarip.org

Әрдоғанни тунҗи қетим қайил болған вақтим 97-йили иди. Шу чағда у истанбулдики бир бағчиға пешқәдәм дәвагәр әйса йүсүп алиптекинниң нами берилгән икән. Хитай әлчиханиси бу һәқтә шу чағдики истанбул шәһәр башлиқи әрдоғанни наразилиқ билдүргәндә әрдоған “мән истанбулниң шәһәр башлиқи, бу шәһәрни мән башқуримән, силәр бейҗиңни башқуруңлар” дегән икән. Бу гәпни мән түрк мәтбуатлиридин көрүп бақмидим. Әмма 2009-йили “5-июл паҗиәси” дә әрдоған хитайдики қизиқ нуқтиға айланғанда, бу гәпләрни хитай тилидики таратқуларға тартип чиқирилди.

Әрдоғанниң “бәшинчи июл паҗиәси” дә көрсәткән җасарити чәтәлләрдики уйғурларнила әмәс адаләтни яқилайдиған дуняни қайил қилди. Түркийәдики түркләрла әмәс, дунядики барлиқ түркләр орнидин дәс туруп, кочиларға қарап сәлдәк ақти. Зулумдин ғәзәпкә кәлгән түркләр, түркийәдила әмәс, ғәрбтики әлләрдә уйғурни қоллап намайиш қилди. Әрдоғанниң һәққанийлиқи вәтәндики уйғурни һаяҗанға селип түркийә қизғинлиқи сәвдалиққа айланди.

2011-Йили өктәбирдә хотәнгә барғинимда гума наһийәсидә түркийәниң кийим-кечәклирини сатидиған алтә чоң дуканни айланған идим. Түркийәдә алтә айдин артуқ турупму йәп бақмиған “мараш марожниси” ни хотән шәһиридә тетидим. Шу чағдики хотән, ақсу, корла, үрүмчи вә қәшқәрләрдә қилған тәкшүрүшлиримдә тиҗарәтчиләр “пайда азрақ чиқсиму хитайниң мелини сатқандин өзимизниң мелини сатайли!” дейишкән иди. У йилларда уйғур үчүн түркниң мели “өзимизниң” болуп болған иди.

Әрдоған 2012-йили апрелда үрүмчигә келидиған болди. Қандақ болған кишилиримиз униң консул кочисидики ноғай мәсчиттә намаз оқуйдиғанлиқидин хәвәр тепипту. “әрдоған кәлди” дегән күни бир ака ағинәм маңа телефон қилди “укам кәлсилә, мәсчиттә бир кечә әрдоған үчүн дуа қилип тенәймиз, әтиси кәлгәндә әрдоған билән көрүшүвалимиз!” бу гәпни аңлап тәсирлинип бир нәрсә язай дәп олтурсам, һәр қайси шәһәрлиридин достларниң үрүмчигә қарап кечиләп машина-машинида йолға чиққанлиқиға даир хәвәрләр телефонумға йеғип кәтти.

Бу әһвалларни көрүп, сәл сәгәклишип ойлинип қалдим. Бир сиясийонға бу қәдәр сәвдалиқ нормалму?

Мән 2005-йилиниң ахиридин 2006-йили томузғичә әнқәрә университетида “зиярәтчи тәтқиқатчи” болуп бир мәзгил турған болғачқа түркийә сиясити вә сиясийонлар һәққидә бәлгилик чүшәнчигә игә идим. Түркийәдин қайтқандин кейинму әрдоғанниң нутуқлири вә иш паалийәтлирини пәхирләнгән һалда көзитиш адитимгә айланған иди. Көргән вақтим узарғанчә, униң сөзлиридики изчилсизлиқ, позитсийәсидики өзгиришчанлиқ, сорунға қарапла тоқуп чиқилидиған “пакитлар” вә асассиз башқиларни әйибләшләр маңа сәмимий туюлмиған иди.

Шу сәвәбтин әрдоған үрүмчигә кәлгән ахшими, “әрдәмгә тәлпүнәмдуқ әрдоғанғиму” дегән темида қисқа язма йезип бир мунбәргә қойдум. Бу язмамға уйғурдин йүздә йүз пирсәнт ғәзәп яғди, болупму түркийәдә бир мәзгил турған вә оқуған қәдинас достум, пидакар иним әркизат барат қаттиқ қаршилиқ қилди вә дәрһал ююшни тәләп қилди. Мәнму әрдоғанни әмәс, оқурмәнлиримгә вә шу халис нийәтлик, уйғурсөйәр инимгә болған һөрмитим сәвәблик язмини өчүрдүм. Әркизат 2018-йили түркийә маллирини сатқанлиқи үчүн қамалған миңлиған уйғурларға охшаш тутқун қилинди вә бу йил 17 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинди.

2019-Йили баһарниң башлирида түркийәдики бир гезитниң истанбулда турушлуқ мухбири мени зиярәт қилди. Сориған соалиниң бири “уйғурлар әрдоғанни қандақ яхши көриду” иди. Мән мухбирниң уйғурлар әрдоғанни сөйәмду әмәс, қандақ сөйидиғанлиқини сориғинидинла мәндин күткән җавабни пәмлигән идим.

Шундақ болсиму: “чәтәлдики уйғурлар қанчилик сөйиду билмәймән, әмма вәтәндики уйғурлар әрдоғанни сөйгәнниң бәдилини қамақларда өтәватиду, шундақтиму мән уйғурлар әрдоғанни сөйүшкә һәр заман тәйяр дәп қараймән. Пәқәт әрдоған үрүмчидә өзини қучақлиған уйғурларниң қайси лагерда икәнликини бир сорап қойса, өзи билән көрүшкәнлики сәвәблик қамалған уйғурларни хитай достлиридин бир сүрүштә қилип бақса, өзигә бир кечә дуа қилған кишиләрниң бири болған түрмидики қурбан әхәт һаҗимниң түркийәдики балилириға ишләш рухсити бәргән болса уйғурлар йәнә әрдоған вә түркийә дәп өлүп беришкиму тәйяр” дәп җаваб бәргән идим. Бу җавабимдин мәмнун болмиған мухбир соғуқла хошлашти вә атайин зиярәт қилған хәвәрниму елан қилмиди.

Түркийәни яхши көрсәмму, түркләрдин достлирим болған болсиму, шу кочилиридики миңлиған нативан уйғур сәвәблик сөйүмлүк көрүнидиған әлдин айрилип, явропаға кәттим. Кетиш қараримға сәвәб болған васитилик амиллар көп, маңа тәсир қилған әң муһим һадисә әрдоғанниң тәсәррупидики түркийәдә ямриған хитай тәшвиши болған иди. 2015

Мән худди 2015-йилиниң ахири вә 2016-йиллардикигә охшаш, 2019-йилиму йәнә бир қетим мән ишләшкә илтимас қилған йәнә бир университеттин рәт қилинған бир қарарни алдим.

Мәктәпниң қобул қилмаслиқтики сәвәби “биз бир дөләткә мәнсуп орган болуш сүпитимиз билән сизни қобул қилсақ дөлитимизниң хитай билән болған мунасивитигә сәлбий тәсир көрситидикән. Биз бундақ тәвәккүлчиликкә қаримай сизни қобул қилалмаймиз” дегән җаваб кәлди. Бу җавабтин кейин һәр қетим “түркийә вә уйғурлар” дегән темидики хәвәрләрни оқусам әрдоғанниң шәрқи түркистанниң байриқини тутуп турған 90-йиллардики һалити вә “қәйәрдин қәйәргә кәлди түркийә” дегән нахшини мәғрур оқуватқан, өзини қоллиғучи җамаәткә оқутуватқан 2019-йилдики һалити көз алдимда селиштурма болуп келивалиду.

***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.