Хитай немә үчүн әркин асия радийосини нишанға алиду?

Обзорчимиз абдувәли аюп
2021.04.23
Хитай немә үчүн әркин асия радийосини нишанға алиду? Сабиқ америка ташқий ишлар министири майк помпейо.
Social Media

Хитай һәр қетим уйғур мәсилиси күнтәртипкә келип бесимға дуч кәлгәндә, хәлқаралиқ ахбаратниң бомбариманида җинайити ашкариланғанда вә буниңға қарши қайтурма һуҗумға өткәндә алди билән әркин асияни нишанға алиду. Әркин асия радийоси хитайниң уйғурни қарилаш, алвастилаштуруш вә уйғур һәрикитини җинайәтләштүрүштә даим үссүйдиған там болуп қалди. Әлвәттә бу “там” ни қопурған вә тирәп туруватқан уйғур мухбирлар вә уларниң аилиси даимлиқ һуҗумларниң қурбанлиридур.

Әркин асия радийоси 1996-йили қурулған болуп хитай у чағда бу һәқтә һечқандақ етиразда болмиған. У чағда радио тибәтчә вә хитайчә аңлитиш берәтти. Аңлитиш саити пүтүн күнлүк иди. Ундин кейин әркин асияға гуаңдоңчә қошулди. 1998-Йили декабирда уйғурчә аңлитиш йолға қоюлди. Аңлитиш вақти пәқәтла йерим саәт болғаниди. Хитай шу вақитниң өзидә буниңға күчлүк инкас қайтуруп америка һөкүмитигә наразилиқ билдүрди. Бирақ хиитайниң наразилиқи карға кәлмиди вә 2001-йили бир саәткә көпәйтилди.

Хитай һөкүмити шу вақитлардин башлап әркин асия радийоси уйғур бөлүмини дүшмәнлик тизимликигә тизип вәтәндә аңлиғучиларни җазалиди, алақә қилғанларни қолға алди, зиярәтни қобул қилғанларни тутқун қилди. Әркин асия мухбирлириниң аилә вә уруқ-туғқанлири хитайниң гуманлиқ кишиләр тизимликигә киргүзүлди. Һәтта тутқун қилинди. Буниң ичидә биваситә хитайниң һуҗумиға нишан болғанлар мәмәтҗан җүмә билән мухбир шөһрәт һошур болғаниди. Уларниң аилисидин кишиләр тутқун қилинди. Мәсилән, 2009-йили бәшинчи июл күни болған намайиштин кейин мәмәтҗан җүмәниң үч иниси тутқун қилинди. Шөһрәт һошурниң бир иниси тутулуп җазаланди.

Хитай һөкүмитиниң әркин асияға қилған һуҗум қилиши тунҗи қетим әң сахтикар түс алған вақти 2009-йили томузда болди. Хитай әркин асия радийосини “бәшинчи июл вәқәси” ни пәйда қилғучи, күшкүрткүчи вә улғайтқучи дәп төһмәт қилди. Хитай мухбир шөһрәт һошурни баш қутратқу қатариға тизип уни дуня уйғур қурултийиниң тәшвиқатқа мәсул рәһбири дәп атиди. Әмәлийәттә әркин асия радийоси хадимлириға һеч қандақ тәшкилатқа қатнашмаслиқ шәрти қоюлиду. Радийо мухбилири уйғурларниң бирәр тәшкилатиға әза болса, рәһбәрлик қилса уларниң битәрәп мухбирлиқ салаһийитигә тәсир көрситиду.

Хитай әркин асия радийосиға қилған һуҗумни ‍әң әтраплиқ, омумйүзлүк вә ғалҗирларчә қилған вақти 2017-йилдин кейин болди. Бу қетимлиқ қара-қоюқ тутқунда әркин асия радийоси мухбирлири омумйүзлүк һуҗумға учриди. Әркин асия радийоси уйғур бөлүмидә ишләйдиған он нәччә уйғурниң һәммисиниң аилә әзалири вә уруқ-туғқанлири ичидин тутқун қилинғанлар болди.

Хитай һөкүмитиниң 2009-йилдин кейинки болупму 2014-йилдин буянқи әркин асия радийосиға қилған һуҗумида йеңидин әйибләшләр үзүлмиди. Сабиқ америка ташқи ишлар министири майк помпейо әркин асия радийоси уйғур бөлүминиң хизмәтлирини алаһидә тилға елип униңға юқири баһа бәргәндин кейин, бу қетимқи йеңилиқта хитай әркин асияниң мухбирини террорлуққа чатти. Йәни мухбир гүлчеһрә қәюмға әнә шундақ төһмәт қилди.

Хитайниң мәзкур радийони 2009-йилдин кейин бир қанчә қетим өзи террорлуқ тәшкилат тизимликигә хәтливалған дуня уйғур қурултийиниң тәшвиқат сәһниси дәп қарап қара чаплиғаниди.

Хитайниң әркин асия радийосини һәр хил мәзмунда әйиблиши вә мухбирини террорлуққа бағлиши адәттики һәрикәт әмәс, буниң кәйнигә уйғурни пүтүнләй йоқ қилишни мәқсәт қилған бир ғайәт зор қара нийәт йошурунған. Хитайниң бурунқидәк уйғурни миллий бөлгүнчи демәй пәқәтла террорчи дәп елишиға, уйғурниң қурмақчи болған дөлитиниму хәлқара террорлуқниң символиға айланған “хәлипилик” дәп тәсвирлишигиму аҗайип бир шумлуқ йошурунған. Хитайниң тебабәт доктори халмурат ғопурни “хәлипилик қурмақчи болған” дегән төһмити вә бу һәқтә ишлигән тәшвиқат филими билән хитайниң йеқинда тарқатқан “йошурун еқин” дегән филимида ширзат яқупни хәлипилик қурмақчи болған дегән боһтанни көтүрүп чиқишиму юқириқи қарашни дәлилләйду.

Хитай уйғурниң һөрлүк арзусини, мустәқиллиқ тәлипини, әркинлик чуқанлирини оттура шәрқни қалаймиқан қилған вә дуняниң ортақ нәпритигә қалған хәлипиликкә бағлимақчи. Хитай уйғурниң мусулманлиқини тутқа қилип туруп, уйғурчә қаршилиқ һәрикәтләрни җиһатлаштуруп, уйғурниң қурмақчи болған миллий җумһурийитини динйләштүрүп барлиқ һәрикәтләрни хәлқара терроризмға қарши күрәшниң бир парчисиға айландурмақчи болуватиду.

Хитайниң әркин асия радийосини “террорлуқ тәшкилатиниң тәшвиқатчиси” дәп қарилиши, мухбирларниң аилә-тавабатлирини террорлуқ тизимликигә киргүзүши бурунқи барлиқ әйибләшләрниң хуласиси, хитайниң уйғур мәсилисигә тутқан ахирқи һәл қилиш чарисиниң испатлиниши, йәни уйғурни хәлқара терроризмға бағлап мәвҗутлуқтин пүтүнләй мәһрум қилиштур.

Хитай әркин асия радийоси хадимлирини террочилиққа бағлаш арқилиқ дуняға уйғурниң хитай дөлитигә қарши террорчи күчла әмәс, бәлки дуня тинчлиқиға тәһдит салғучи террорлуқ гуруһи қалпқини кийдүрүп өзиниң уйғур елидики лагерлаштуруш, хитайлаштуруш сияситини дуняға һәқлиқ көрсәтмәкчи. Хитай уйғурни ислам ашқунлиқи билән әйибләп қилиниватқан қирғинчилиқни оттура шәрқтә йоқитилған ислам дөлити террорлуқ күчлиригә қарши хәлқаралиқ күрәшниң бир шәклигә охшатмақчи.

Хитай әркин асия радийосини вә уйғурларни террорлуқта әйибләш арқилиқ хәлқара терроризмға қарши күрәштә йетәкчи орунда туруватқан американи “террорлуққа ярдәм бәргүчи, қоллиғучи вә күшкүрткүчи” қилип көрситип өзигә дунядики америкаға қарши күчләрдин дост тартмақчи, тапмақчи болуши мумкин.

***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.