Әркин әкрәм: музаффәр өздағниң шәрқий түркистанниң келәчики һәққидики қарашлири тоғра чиқти

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2020.02.11
erkin-ekrem-yighin-soz.jpg Әнқәрәдики уйғур институти мудири доктор әркин әкрәм әпәнди музаффәр өздағни хатириләш йиғинида уйғур дияриниң истратегийәлик әһмийити вә уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити тоғрисида сөзлимәктә. 2020-Йили 8-феврал, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

8-Феврал әнқәрәдә өткүзүлгән“түрк юртлирида немиләр болуватиду?” намлиқ йиғинда уйғур дияриниң истратегийәлик әһмийити вә уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити қатарлиқ темилар музакирә қилинди.

Түркийәниң дөләт әрбаби уйғур дәвасиниң һармас қоллиғучиси мәрһум музаффәр өздағ вапат болғанлиқиниң17 йиллиқини хатириләш мунасивити билән өткүзүлгән бу йиғинда түрк вә уйғур тәтқиқатчилар һәмдә тәшкилатлар вәкиллири қатнишип мәлумат бәрди.

Йиғинни әнқәрәдики 21-әсир истратегийә тәтқиқат институти уюштурған болуп, институтниң башқуруш һәйити рәиси вә парламент әзаси профессор үмид өздағ әпәнди сөз қилди. У, сөзидә 20-әсирниң түркләр үчүн ойғиниш йили болғанлиқини, һазир дуняда мустәқил 7 түрк дөлити барлиқини баян қилип мундақ деди: “1901-йилидин 2001-йилиғичә һесаблисақ 21-әсирниң башлириға кәлгинимиздә дуняда 7 мустәқил түрк дөлити мәвҗут. Булар түркийә, әзәрбәйҗан, шималий сипрус түрк җумһурийити, қазақистан, қирғизистан, түркмәнистан вә өзбекистан. 20-Әсир түркий хәлқләр үчүн ойғиниш йили болди. 2021-Йили 5 түркий җумһурийитиниң мустәқил болғанлиқиниң 30 йиллиқини қутлуқлаймиз. У җумһурийәтләрдики нурғун яшлар мустәқил дөләтләрдә туғулуп чоң болди. Лекин, бүгүн қийин вәзийәттә зулум тартиватқан түркий хәлқләр бар, бүгүнки йиғинда уларниң мәсилилирини оттуриға қойимиз.”

“ийи”, йәни яхши партийәсиниң парламент әзаси үмид өздағ әпәнди арқидин уйғурлар тоғрисида тохтилип мундақ деди: “музаффәр өздағниң дейишичә, шәрқий түркистан түрк әллириниң шәрқий тәрипидур. Шәрқий түркистанлиқлар 21-әсирдә хитай фашизминиң бесими астида заманиви ирқий қирғинчилиққа қарши күрәш қилмақта.”

Үмид өздағ әпәнди мәрһум дадиси, уйғур дәвасиниң һармас қоллиғучиси мзаффәр өздағниң 1990-йилларниң башлирида “шәрқий түркистан авази” намлиқ журналда елан қилинған мақалисидин нәқил кәлтүрүп мундақ деди: “шәрқий түркистан түркий хәлқләр пәйда болғандин буянқи миңларчә йиллардин буян түркләрниң вәтини болуп кәлмәктә. Түркләрниң алтун дәврлири һесаблинидиған, һун, көктүрк, уйғур вә қараханийлар дөләтлири мәзгиллиридә бу земин хәлқи вә мәдәнийити билән өз мәвҗудийитини давамлаштурған. Шәрқий түркистан хәлқи бүгүн йоқ болуп кетиш хәвпигә дучар болмақта”.

Музаффәр өздағ мақалисидә уйғурлар 1884-йили бесивелинған болсиму, 20-әсирдә икки қетим мустәқиллиқини елан қилғанлиқи, 1949-йили коммунист хитай тәрипидин бесивелинғандин кейин күчлүк ассимилятсийә сияситигә дучар болуватқанлиқини баян қилған. Мәрһум музафәр өздағ 1990-йилларда елан қилған мақалисидә мундақ дегән: “кейинки 200 йил ичидә көп қетим дүшминини йеңип әркинликкә еришкән шәрқий түркистан кейинки 40 йил ичидә еғир яридар болуп, һаяти хәвп астида турмақта. Сериқ әҗдиһаниң пәнҗиси астида җан талашмақта. Хитайниң шәрқий түркистанда елип бериватқан бу бесим сиясити узун муддәттә хитайға зор зиян елип келиду.”

Мәрһум музаффәр өздағ әпәнди түрк дуняси, болупму уйғурлар дәвасиға зор төһпә қошқан киши һесаблиниду. Шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ рәиси һамут гөктүрк өзиниң 1994-йилидин башлап музаффәр өздағни тонуйдиғанлиқини, униң “түрк дуняси вә шәрқий түркистан истратегийәси” намлиқ китабиниң нәшр қилинғанлиқини баян қилди.

Һамут гөктүрк әпәнди музаффәр өздағниң яшанғанлиқиға қаримай германийәдә чақирилған “шәрқий түркистан қурултийиғиму иштирак қилғанлиқини баян қилди.

Доктор әркин әкрәм әпәнди музаффәр өздағниң “шәрқий түркистанниң келәчики тоғрисидики көз қарашлириниң тоғра чиққанлиқи” ни баян қилди.

Музаффәр өздағ 2002-йили 2-айниң 5-күни аләмдин өткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.