Уйғур елидики ишсизлар “ешинча әмгәк күчлири” му?
2016.07.25
Хитай һөкүмити 2004-йилидин башлап уйғур ишсиз яшларни, ешинча әмгәк күчлири сүпитидә қәрәллик вә пиланлиқ һалда сиртларға йөткәп ишқа орунлаштуруш сияситини давам қилип кәлмәктә.
10 Йилдин артуқ давам қилған бу сиясәтниң бу йилдин башлап йәнә күчәйгәнлики мәлум. Йеза ешинча әмгәк күчлирини йөткәп орунлаштуруш хитай һөкүмитиниң уйғур елида, болупму җәнубтики уйғурларға қаратқан нуқтилиқ сиясәтлириниң бири. Алдинқи бәш йиллиқ пиланида хитай уйғур елидин йилиға сртларға йөткәп ишқа орунлаштурушни бир йерим милйон адәм қетим қилип орунлап келиватқан иди. Хәлқ ториниң хәвиридин қариғанда, 13 -бәш йиллиқ пилан бойичә бу санни икки йерим милйонға көтүргән. Хәлқ тори хәвиридә ишқа орунлишишни илгири сүрүш башқармисиниң муавин башлиқи ма шавфиңниң илгири сүрүшичә, бу йилниң алдинқи йеримидила бир йил ичидә җәмий 2 милйон 200 адәм қетим йөткәш хизмәт нишанниң 68 пирсәнти орунлинип болған.
Аптоном районлуқ адәм күчи байлиқи вә иҗтимаий капаләт назаритиниң торидики статистикисида “6-айниң ахириға қәдәр, аптоном районда бу йил адәттики алий мәктәпләрни пүткүзидиғанларниң ишқа орунлишиш нисбити 56.9% Кә йетип, бултурниң охшаш мәзгилидикидин 1.2% Пирсәнт ашқан, буниң ичидә алий мәктәпни пүткүзгән аз санлиқ милләт оқуғучилириниң ишқа орунлишиш нисбити бултурниң охшаш мәзгилидикидин 1.9% Пирсәнт ашқан; йезилардики артуқ әмгәкчиләрдин 1 милйон 504 миң 900 адәм (қетим) йөткәп ишқа орунлаштурулуп, бултурниң охшаш мәзгилидикидин 303 миң 300 адәм (қетим) ешип, ешиш нисбити 25.2% Кә йәткән. Йиллиқ нишан-вәзипә 68.4% Тамамланған; ишқа орунлишишта қийинчилиқи барлардин 26 миң 400 киши ишқа орунлишип, йиллиқ нишан-вәзипә 52.8% Тамамланған. Аилисидә бирәрму ишқа орунлашқанлар йоқ аилиләрни давамлиқ һәрикәт һалитидә түгитиш йолға қоюлған” дигәнләр көрситилди.
Аптоном районлуқ адәм күчи байлиқи вә иҗтимаий капаләт назарити ишқа орунлишишни илгири сүрүш башқармисиниң муавин башлиқи ма шавфең мундақ дегән: “бу йилниң алдинқи йеримида аптоном районимизниң ишқа орунлаштуруш әһвалида үч җәһәттә алаһидилик намаян қилинди: биринчи, оттура, кичик, микро карханиларниң ишқа орунлаштуридиған асасий васитилик роли көрүнәрлик болди. Иккинчи, тоқумичилиқ, кийим-кечәк кәспи вә ‛чаққан, қолай, тез‚ түрләр бойичә ишқа орунлишишқа җәлп қилиш сиҗил ашти. Үчинчи, игилик тикләшниң ишқа орунлишишқа түрткә болуш роли техиму гәвдилик болди.”
Хитай һөкүмитиниң мәтбуатлирида мәзкур сиясәтниң ишсиз намрат уйғур яшлириниң кириминиң үзлүксиз үсүп җаһан көрүп көзини ечишқа, һәр җәһәттин қабилийитини өстүрүшкә түрткә болуватиду, дәп хәвәрләр елан қилиниватқан бир пәйттә, радийомизға уйғурлардин кәлгән инкаслардин гәрчә йезидики ишсиз уйғур яшлири өз юртида иш пурсәтлири болсиму, бу орунларниң көчмән хитайлар тәрипидин игилинип уйғур яшлириниң ешинча әмгәк күчлири сүпитидә хитай өлкилиридин иш издәшкә мәҗбур қеливатқанлиқи мәлум. Ақсу айкөл йезисидики бир уйғур яш бир қанчә ай илгири буниңға наразилиқини билдүрүп, әмәлийәттә һазир һәммә кәнт, йезиларғичә ичкири өлкиләрниң қурған завут карханилири ечиливатқан болсиму, әмма даириләр бу иш орунлириға йәрликтин бир қанчә уйғур яшни вәкиллик ишқа орунлаштуруп қоюпла асаслиқ иш орниға хитай нопусини көпләп йөткәп келиватқанлиқини, уйғурлардики ишсизлиқ, намратлиқ мәсилисиниң бундақ адаләтсиз сиясәт билән һәл болмайду дәп қарайдиғанлиқини ипадилигән иди.
Хитайниң “шинҗаң гезити”, “тәңритағ тори” қатарлиқ һөкүмәт мәтбуатлириниң мәлуматлирида көрситилишичә, аптоном район бойичә йөткәп ишқа орунлаштурушқа тегишлик йеза артуқ әмгәк күчидин йәнә 2 милйон 190 миң киши бар икән. Ешинча әмгәк күчлири атиливатқан йезилардики бу уйғур яшлири болса асасән болупму 80-, 90-йиллардин кейин туғулған, терийдиған йери йоқ, кирими йоқ, ишқа орунлишиши тәс болған яшлардин ибарәт. Һалбуки алий мәктәп пүттүргән алий мәлуматлиқ вә һәр хил кәспләрдики техникомларни тамамлиған уйғур кәсп игилириниңму уйғур елидики ишсизлар долқуниға қушуливатқанлиқи деққәт тартиду.
Қарамай шәһири хитайдики иқтисади, шәһәр тәрәққияти җәһәттә алдинқи қатардики шәһәр болуп һесаблансиму, әмма йеқинда биз игилигән мәлуматларда, қарамай шәһиридә иш кутуп турған яшларниң санниң 5000 дин ашидиғанлиқи, бу шәһәрләрни дәсләпки ечишқа қатнашқан уйғурларниң пәрзәнтлириниңму һазир ишсизлиқ хәвпигә дуч келиватқанлиқи, ишсизлиқ тупәйли уйғур яшларниң һәр хил туюқ йолларға мәҗбурлиниватқанлиқи, ата-аниларға еғир турмуш бесими пәйда қиливатқанлиқи қатарлиқлар ашкариланған иди. Қарамай шәһиридики бу ишлардин толуқ хәвири бар, әмма исимини ашкарилашни халимайдиған бир ханимму бу әһвалларни дәлиллигән иди.
Хитай һөкүмити уйғур райониниң җәнубидики йезилардики артуқ әмгәкчиләрни йөткәп ишқа орунлаштурушни йезилардики әмгәкчиләрниң еһтияҗдин ешип кетиш мәсилисини һәл қилиш, намратлиқтин қутулуп бейишни ишқа ашуруш, милләтләр иттипақлиқини илгири сүрүшниң муһим йоли, дәп тәшвиқ қилған болса чәтәлләрдики кишилик һоқуқи тәшкилатлири, болупму уйғур паалийәтчиләр бу сиясәтни хитай һөкүмитиниң уйғурларни тарқақлаштуруш вә уйғур елини хитай көчмәнлириниң сани билән игиләш, уйғур нопусини өз юртида аз санлиққа чүшүрүш иситратегийиси үчүн елип бериватқан һәрикәт дәп қаримақта.
Хитай даирилириниң ишсиз уйғур яшлириға “ешинча әмгәк күчлири” дәп нам беришниң өзила хата икәнликини оттуриға қойған канададики уйғур паалийәтчи мәмәт тохти әпәнди, “уйғур елида әмгәк күчи ешип кетиш мәвҗут әмәс, әгәр уйғур елида әмгәк күчи артуқ болса, хитай немә үчүн хитайдин һәр йили пиланлиқ әмгәк күчлирини уйғур елиға йөткәйду, демәк уйғур ели әмгәк күчигә муһтаҗ, уйғурларни өзиниң юртида ишқа орунлаштуруш тамамән мумкин. Әмма хитай уларни артуқ күч дәп көргәчкә йөткимәктә. Һәқсиз, мәҗбурий,әмгәккә селиш ишқа орунлаштуруш һесабланмайду, бу хитайниң ғәрәзлик һалда уйғурларниң нопус қурулмисини өзгәртиш вә ассимилиятсийини тезлитиш сияситиниң бир тәдбири” дәп билдүрди.
Хитай һөкүмитиниң уйғур ишсиз деһқан яшларни, йеза ешинча әмгәк күчлири сүпитидә сиртларға йөткәп ишқа орунлаштуруш сиясити 10 йилдин артуқ давам қилди. Бу җәрянда уйғур яшлири ешинча әмгәк күчи сүпитидә йөткәлгән хитай завутлирида түрлүк хорлуқ, кәмситишкә вә һәқ -һоқуқлири дәхли -тәрузға учрап наразилиқ инкаслирини пәйда қилған иди. 2009-Йилидики-26 июн гуаңдуңниң шавгүән вәқәси һәмдә-5 июл вәқәлириниңму ушбу сиясәт сәвәблик келип чиққанлиқи илгири сүрүлүп кәлмәктә.