Фирансийәлик хитайшунас мари һолизман: хитай өзигә дүшмән яратмақта
2016.01.13
Хитайниң уйғур диярида йолға қоюватқан миллий сиясити ғәрб көзәткүчилириниң диққитини барғансери күчлүк җәлп қиливатқан бир мәзгилдә, хитай даирилириниң һәр қайси өлкилиридә уйғурларға ятақ яки иҗаригә өй бәрмәслик қилмишлири давамлашмақта.
“бошүн тори” 13 - январдики хәвиридә, хитай даирилириниң гуаңши өлкиси нәнниң шәһиридә уқтуруш тарқитип,“уйғурларға өй иҗаригә бәрмәсликни, тиғлиқ сайманлар, йенишчан маддилар, бензин вә сулфат кислатасиға охшаш кишилик бихәтәрликкә тәһдит елип келидиған маддиларни сатмаслиқни, уйғурларни учратқан һаман һөкүмәт вә сақчиларға мәлум қилиш” ни тәшвиқ қилған. Бундин илгири, гуаңдуң өлкисидиму охшаш мәзмундики түзүмләрниң йолға қоюлғанлиқи ашкара болған иди. Көзәткүчиләр буни, “хитайниң миллий сияситигә бағлиқ мәсилә” дәп қаримақта.
Мәлумки, 11 - январ үрүмчидә уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи 4 - омумий йиғини чақирилип, униң хәвири хитай ахбарат васитилиридә “парлақ келәчәк яратқуси йеңи бир миллий сиясәт” сияқида кәң тарқитилишқа башлиди.
12 - январдики “шинҗаң гезити”, “тәңритағ тори” қатарлиқ хитай һөкүмәт мәнбәлиридики учурларға асасланғанда, йиғинда хәлқ һөкүмити рәиси шөһрәт закирниң тили арқилиқ “шинҗаңни қанун бойичә идарә қилиш, шинҗаңни иттипақ - муқим қилиш, шинҗаңни узаққичә гүлләндүрүштә чиң туруп, террорлуққа қарши туруш, муқимлиқни қоғдаш иқтидаримизни үзлүксиз өстүримиз. Зораванлиқ, террорлуққа қаттиқ зәрбә бериш мәхсус һәрикитини давамлиқ чоңқурлаштуримиз. Идеологийә саһәсидики бөлгүнчиликкә қарши күрәшниң тәшәббускарлиқ һоқуқини чиң игиләймиз.” дейилгән.
Ғәрб көзәткүчилириниң диққити болса, хитай йүргүзүватқан миллий сиясәт һәм униң хәтәрлик ақивитигә барғансери җиддий мәркәзләшмәктә.
Явропа бирлики кишилик һоқуқ комитети хадими улрик һилләр ханим өткән ай бремин парламентида хитайниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан миллий бастуруш сиясити һәққидә тохталғанда мундақ дегән иди: “уйғурларниң пикир, тил, мәдәнийәт, диний етиқад җәһәттә дәпсәндичиликкә учраватқанлиқи, террор қалпиқи билән бастурулуватқанлиқи, кәмситиливатқанлиқи тоғрисида һәммимизниң мәлумати бар. Хитайниң миллий сияситини қайтидин көздин кәчүридиған вақти кәлди. Миллий тоқунушларға хатимә беришниң алдинқи шәрти, миллий мәсилиләрни һәл қилиш. Уйғурлар радикал қаршилиқларға мәҗбурланмаслиқи лазим.”
1988 - Йили үрүмчи вә турпанда зиярәттә болуп, уйғурларни мәлум дәриҗидә чүшиниш пурситигә еришкән, хитайниң уйғур һәм тибәт сияситини тәтқиқ қиливатқан фирансийәлик кишилик һоқуқ паалийәтчиси, хитайшунас мари холизман ханим бүгүн зияритимизни қобул қилип, уйғур вәтинидә иҗра қилиниватқан миллий сиясәт һәққидики пикирлирини оттуриға қойғанда “хитай үзлүксиз рәвиштә өзигә һәр түрлүк дүшмән яратмақта” дегән қарашни илгири сүрди.
У, хитайниң уйғур вә тибәтләргә қарита йүргүзүватқан миллий сияситиниң түптин хата йөнилиштә кетиватқанлиқини тәкитләп шуларни тилға алди: “мән хитай һөкүмитиниң қилмишлириға пүтүнләй қарши. Униң уйғур дияри вә тибәттә йүргүзүватқан боғуш характерлик сиясити пүтүнләй хата. Хитай һакимийити түрлүк - түмән усулларни қоллинип, уйғур вә тибәт хәлқини үзүл - кесил хитайлишишқа мәҗбурлаватиду. Уларниң диний етиқади, тили, мәдәнийитини дәпсәндә қилип, хитай компартийисигә 100% ишинидиған һалға кәлтүрүшкә урунуватиду. Бирақ, уйғурлар вә тибәтликләр өз етиқадидин, мәдәнийитидин ваз кечишни әсла халимайду. Бу һәммимиз үчүн чүшинишлик.”
Мари ханим йәнә мундақ деди: “мениң һес қилишимчә, хитайниң қилмишлири гоя өзигә һәр түрлүк дүшмән яритишқа теришиватқан кәби. ялғуз уйғурлар вә тибәтликләр даирисидила әмәс, өз хәлқиниму өзиниң дүшминигә айландуруватиду. 2005 - Йили хитай һөкүмити черкавларниң крест бәлгилирини бузуп ташлаш һәрикити қозғиди. Нурғунлиған черкавларни көздин йоқатти. Буни, дүшмән яритишниң әң аддий усули дейиш мумкин. Әгәр сән уларниң өз өрп - адитигә мунасип рәвиштә диний паалийәтләр билән шуғуллинишиға йол қоймисаң, униң сени өзигә дүшмән қиливелиши турғанла гәп. Техи бирқанчә күн илгири хунәндики бир ишчи өзиниң тегишлик һәққигә еришәлмигәнлики үчүн ғәзәплинип, бир коча аптобусини көйдүрүп ташлиди. Биз хитайниң өзигә дүшмән яритиш қилмишлири һәққидә бундақ мисалларни көпләп көрситип берәләймиз.”
Мари һолизман ханим хитайниң миллий сияситидин нарази болупла қалмай, өзиниң йәнә хитай һөкүмитиниң мәсулийәтсизликидин, хитай хәлқигә тутуватқан муамилисидинму нарази икәнликини тилға елип шуларни әскәртти: “хитай һөкүмити өз пуқралириниң еришишкә тегишлик һәқлиригә еришишини, йәни иш һәққи, иззәт - һөрмити, бихәтәрлики қатарлиқларни улар һоқуқсиз болғанлиқи үчүнла қоғдимайду. Бу һәқ - һоқуқларни пуқраларға әмәс, бәлки әмәлдарларға, пулдарларға, өзлири билән яхши һәмкарлашқанларғила мәнсуп, дәп тонуйду. Башқилар униң дүшмини. Санини мән ениқ дәп берәлмәймән, әмма хитай һөкүмитиниң аста - аста йүзлишидиғини, бәлким бир милярд дүшмән болуши мумкин, йәни аддий хитай хәлқиниң һәммиси келәчәктә униң дүшминигә айлинип кетиши мумкин.”
Мари һолизман ханимниң қарашлирини орунлуқ саниған уйғур зиялийси пәрһат муһәммиди әпәндиму бу һәқтә пикир баян қилип, хитайниң миллий сияситидики хаталиқлириниң тарихи арқа көрүнүши барлиқини, хитай һөкүмити миллий сияситиниң муқамини қандақла өзгәртмисун, қарши идийидики уйғурларни бастуруш сияситидә йеқин кәлгүсидә өзгириш болмайдиғанлиқини тәкитлиди.