Ғәрб әллири уйғурлар мәсилиси сәвәблик өзлириниң әхлақий өлчәмлиригә соал қоюшқа башлидиму?

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2022.07.01
Ғәрб әллири уйғурлар мәсилиси сәвәблик өзлириниң әхлақий өлчәмлиригә соал қоюшқа башлидиму? Маска тартқан намайишчи 2021-йили 22-апрел әнгилийәниң лондонда уйғур қирғинчилиқиға қарши намайишқа қатнашмақта.
Reuters

Русийәниң украинадики қирғинчилиқиға қарши туриватқанларниң хитайниң уйғур районидики ирқий қирғинчилиқиғиму қарши туруш мәсулийити барлиқи илгири сүрүлмктә.

Германийәдә нәширдин чиқидиған “базар учурлири” гезити 29-июн елан қилған “бейҗиңниң образи сунмақта, дуня хитайға башқичә қаримақта” намлиқ мақалида баян қилишичә, хитайниң уйғурлар үстидин елип бериватқан бастурушлири вә украинаға таҗавуз қиливатқан русийә билән болған “чиграсиз чуңқур достлуқи” кишиләрни хитай тоғрисида қайтидин ойлинишқа мәҗбурлиған болуп, ғәрбтә хитай образиниң чөкүши тарихта көрүлмигән юқири сәвийә яратқан. Кишиләр хитай кәби мустәбит дөләтләр һәққидә, кишилик һоқуқ вә ғәрб қиммәт қариши тоғрисида башқидин ойлинишниң лазимлиқини һес қилишқан. Бүгүнгә кәлгәндә, оттура һесаб билән 80 пирсәнттин артуқ явропалиқниң нәзәридә хитай болса мустәбит, дектатор, залим бир дөләткә айланған.

Баварийә телевизийә қанили 29-июн тор сәһиписидә елан қилған “кишилик һоқуқниң қорғини явропада: ғәрбниң әхлақий әвзәллики бир кинайидур” намлиқ мақалидә тилға елишичә, 26-июн баварийәниң әлмо қәләсидә өткүзүлгән G7 йиғинида әркинлик, демократийә, кишилик һоқуқларни өз ичигә алған ғәрб қиммәт қаришини қәтий қоғдаш вә кишилик һоқуққа башқидин җиддий көңүл бөлүш мәсилиси муһим тема сүпитидә оттуриға қоюлған. Буниңға бинаән санаәтләшкән 7 дөләт рәһбәрлири 28-июн елан қилған ахириқи бирләшмә баянатида “биз хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисигә җиддий көңүл бөлимиз” дейиш билән биргә “биз өзимизниң универсал қиммәт қаришини давамлиқ қоғдаймиз, шундақла хитайни омумий кишилик һоқуқ вә асасий әркинликкә һөрмәт қилишқа чақиримиз, тибәт вә шинҗаңдики мәҗбурий әмгәк бизниң зор әндишимиз даирисидики ишлардур,” дегән ибарини қолланған.

Мақалә аптори максимилиян бүхниң тилға елишичә, русийәниң украинадики қирғинчилиқиға қарши туруватқан ғәрб дөләтлириниң хитайниң уйғур районидики ирқий қирғинчилиқиғиму қарши туруш мәсулийити барикән. Кишилик һоқуққа көңүл бөлүштә қош өлчәм қоллиниш, ғәрбликләрниң әхлақий образини күлкилик бир һалға чүшүрүп қойидикән. У мақалисиниң “биз растинла хитай вә русийәдин яхшиму?” намлиқ бөликидә мундақ дәйду: “әлвәттә, хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзиватқан бастурушлири инсанийәтсизликниң йәнә бир ечинишлиқ абидисини яратти. Бу йәрдә бир пүтүн милләт омумйүзлүк тәқип астиға елинди, назарәт қилинди, зиянкәшликкә учриди һәмдә җаза лагерлирида кәң көләмдә хорлашларға, қайтидин тәрбийә елиш зораванлиқлириға дуч кәлди.”

Мақалиниң “демократийәни дектаторлуққа селиштурғили болмайду” намлиқ бөликидә, ғәрб рәһбәрлирини кишилик һоқуқ мәсилисидә дөләт ичидә бир хил, хәлқарада бир хил сиясәт йүргүзмәсликкә чақириду. Мақалидә явропадики универсал кишилик һоқуқни қоғдаш еңи болмиған рәһбәрләрниң әхлақий җәһәттин озуқ елишқа иһтияҗи барлиқи, пәқәтла явропаниң мәнпәәтини көздә тутуп, хәлқарадики кишилик һоқуққа көңүл бөләлмигән рәһбәрләр кишилик һоқуқтин сөз ачса, өзини мәсхириләргә гириптар қилидиғанлиқи, кишилик һоқуқниң дөләт чиграси болмайдиғанлиқи тәкитләнгән.

Германийәдики вәзийәт анализчиси пәрһат муһәммиди әпәндиниң баян қилишичә, хитайниң җаза лагерлири арқилиқ уйғурлар үстидин йүргүзиватқан зулумлириға даир мәлуматларниң ахбарат вастилирида көпләп елан қилиниши, болупму йеқинда ашкариланған “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” герман пуқралириниң хитайға болған қаришида зор бурулуш пәйда қилған. Норвегийәдики “уйғур әдлийәси архип амбири” ниң мәсули, норвегийә уйғур комитетиниң рәиси бәхтияр өмәр әпәндиму бу һәқтә өз қарашлирини ипадә қилип өтти.

Австрийәниң “тараза” журнили 29-июн елан қилған “дөләт игиликидики OMV ширкитиниң хитайниң шинҗаң районидики вәдиси” намлиқ мақалисиму ғәрб дөләтлириниң уйғурлар мәсилисигә әхлақий, инсаний нуқтидин муамилә қилиш зөрүрликигә беғишланған.

Мақалидә мундақ дейилгән: “бүгүн нурғун кишиләр уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә тохталмақта. Хитайниң ғәрбидә аз дегәндә бир милйондин артуқ мусулман уйғурлар тутқун қилинип, мәҗбурий тәрбийә астиға елинған. Тутқунларниң тән җазасиға, җинсий таҗавузчилиққа вә меңә ююшқа мәҗбурлиниватқанлиқи ашкара болмақта. Полаттәк пакитлар туғут йешидики аялларниң мәҗбурий туғмас қилиниватқанлиқини, әрләрниң тәҗрибә боюмиға айланғанлиқини, мәҗбурий меңиси ююливатқанлиқини, нарисидиләрниң ата-анисидин айрилип қалғанлиқини испатлимақта. У районда мәҗбурий әмгәк болса күндилик нормал һаятқа айланған. 5-Айниң ахирлири ашкариланған хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан меңә ююш вә хорлашлириға даир һөкүмәт һөҗҗәтлири пүтүн дуняниң ғәзипини қозғиди.”

Мәзкур мақалидә тилға елинған OMV ширкити авистрийәниң дөләт игиликидики нефт вә тәбиий газ ширкити болуп, 24 миң хизмәтчиси болған бу ширкәтниң уйғур дияриниң шаяр наһийәсидә хитайниң 17 нефт қудуқидин қачқан патқақ газини йиғивелиш техникисиға мәсул хадимлири ишләйдикән. Мақалидә “қоғдалмиған земинниң муһитини қоғдаш” қа мәсул болған австрийәлик бу хадимлар уйғур мәҗбурий әмгикидин сақлинишқа дәвәт қилинған. OMV Ширкити тәкшүрүшни қобул қилған һәм бу җәһәттә хаталиқ садир қилмайдиғанға вәдә бәргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.