Мюнхен хәвпсизлик йиғини вә уйғурлар
2023.02.21

Һәр йили февралда германийәниң мюнхен шәһиридә ечилидиған “мюнхен хәвпсизлик йиғини” болса хәлқарадики әң муһим йиғинларниң бири һесаблиниду. Һәр йил бу йиғинға дуняниң һәрқайси җайлиридики сиясийонлар, дөләт әрбаблири, алим, мутәхәссисләр, карханичилар, даңлиқ ахбарат орунлири қатарлиқлар қатнишип, хәлқара мәсилиләр үстидә муназирә вә сөһбәт елип бариду. 59-Нөвәтлик мюнхен хәвпсизлик йиғини мушу айниң 17-күнидин 19-күнигичә мюнхенда йәнә ечилди. Әмма бу йиғинда русийә-украина урушидин башқа кишини қизиқтуридиған йәнә бир мәсилә, америка башлиқ ғәрб дуняси билән хитай арисидики кәскин сөз тоқунушидур. Улар арисидики бу тоқунуш алди билән уйғур ирқий қирғинчилиқиға мунасивәтлик болуп, мәзкур йиғинда һәр икки тәрәпниң бир биригә қилчә йүз хатирә қилмастин өз мәйданини җакарлиши, хитайниң америка вә ғәрб дунясиниң қарши нуқтисиға аллибурун чиқип қалғанлиқидин дәп қарашқа болиду.
Мәзкур йиғинда диққәтни тартидиған муһим нуқта дуня уйғур қурултийи рәһбири долқун әйса әпәндиниң мәзкур йиғинға тәклип билән қатнишиши вә йиғинда американиң русийәни инсанийәткә қарши җинайәт өткүзди дәп елан қилишидур. У һалда бу икки ишниң қандақ мунасивити бар?
Американиң муавин президенти камала харис ханим йиғиндики нутқида, русийәниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш қилмишини қаттиқ әйиблигән. Шундақла русийәниң украинадики авам хәлқни вә аммиви әслиһәләр қурулушлирини пиланлиқ вә системилиқ бомбардиман қилғанлиқини, русийә әскәрлириниң украина хәлқигә рәһимсизләрчә җисманий җаза, аялларға басқунчилиқ қилиш қатарлиқ еғир җинайәтләрни садир қилғанлиқи, украина хәлқини өз юрт-маканлиридин сүргүн қилип, русийәгә палиғанлиқи, һәтта нәччә онмиңлиған украина өсмүрлирини аилисидин айрип, вәйран қилғанлиқини тилға елип өткән. Камала харис ханим бу һәқтә йәнә американиң русийәниң җинайәтлиригә даир нурғун испатларни тәкшүрүп дәлиллигәнлики, шу вәҗидин русийәниң украинаға қилғанлириниң инсанийәткә қарши җинайәт дәп бекитилгәнликини оттуриға қойған. У йәнә әскәртип, “мән бу хил җинайәтни садир қилғанларға, уларға ярдәм бәргүчиләргә, уларниң башлиқлириға шундақ дәймәнки, силәрниң җинайи мәсулийитиңлар чоқум сүрүштә қилиниду!”
Камала харис ханимниң сөзи гәрчә русийәгә қаритилғандәк қилсиму, әмәлийәттә украина хәлқи учраватқан инсанийәткә қарши җинайәтләр билән уйғур хәлқи учраватқан ирқий қирғинчилиқниң һәр иккисила америка қатарлиқ ғәрб демократик әллириниң кишилик һоқуқ қиммәт қарашлирини дәпсәндә қилидиған еғир җинайәт һесаблиниду. Шуңа камала харисниң сөзидә ирқий қирғинчилиқ җинайәтлириниң бирму бир тилға елиниши әлвәттә, уйғурлар үстидә охшаш җинайәт садир қиливатқан хитайғиму қаритилған дейишкә болиду. Америка болса хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидә ирқий қирғинчилиқ йүргүзгәнликини етирап қилған бир дөләт. Бу нуқтидин қариғанда бу қетим камала харисниң нутқи пәқәт ррсийәгила қаритилған болмастин, бәлки хитайниму өз ичигә алған кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатқан барлиқ дөләтләргә берилгән кәскин агаһландуруш.
Демәк, американиң уйғур мәсилисидики мәйдани ениқ. Йәни, америка инсанийәткә қарши җинайәт садир қилди дәп қариған русийәгә қандақ муамилә қилса, уйғур ирқий қирғинчилиқиниң җавабкари болған хитайғиму охшаш муамилидә болидиғанлиқи тәбиий.
Бундақ чүшинишимизниң хата әмәслики, җорҗи соросниң российә һәққидә сөзлигәнлири билән техиму дәлиллинип турупту. Җорҗи соросму мәзкүр йиғиндики муһим қатнашқучи салаһийитидә российә вә украина вәзийити, шундақла хитай һәққидә тохталған. У украина урушта ғәлибә қилса, русийәниң пүтүнләй парчилинип кетидиғанлиқи вә явропа һәм дуняға қайта тәһдит шәкилләндүрәлмәйдиғанлиқини оттуриға қойған. У йәнә хитай һәққидики сөзидә ши җинпиңниң мәғлуп болидиғанлиқини кесип ейтиш билән биргә, бүгүнки дуня вәзийитиниң демократик җәмийәт билән мустәбит җәмийәт арисидики күч синишиш икәнликини тилға алған.
Дәрвәқә, америка башлиқ ғәрб дуняси нөвәттики әһвалда русийә билән хитайни охшашла өзлиригә тәһдит дәп тонуғанлиқи, шундақла бу тәһдитни йоқитишни өзини қоғдаштики әң муһим нишан қилидиғанлиқи ениқ. Техиму ениқ болғини америка башлиқ ғәрб дуняси өзиниң һаман русийә вә хитай үстидин ғалип келидиғанлиқиға пүтүнләй ишиниду.
Хитайға вакалитән бу йиғинға қатнашқан хитай дипломатийә хизмити комитети ишханисиниң мудири (сабиқ дипломатийә министири) ваң йиму бу йиғинда “бихәтәр дуня бәрпа қилиш” темисида нутуқ сөзлигән. Ваң йиниң темисидинла ениқки, униң яки хитайниң нәзиридики “бихәтәр дуня” хитайниң рәһбәрлики яки башқурушидики, хитайниң мәнпәәтигә уйғун болған бир дунядур.
Ваң йи өз нутқида бир қисим күчләрниң русийә-украина урушиниң тохтишини халимиғанлиқи сәвәб, тинчлиқ сөһбитини елип бериш мумкин болмайватқанлиқини дегән. У йәнә, бу күчләрниң бәлким “украинадинму чоң болған бир истратегийәлик нишан” ға көз тикиватқанлиқини, шуңа уруш тохтитилиши керәкликини оттуриға қойған. Йәни ваң йиниң сөзиниң орамидин қариғанда, америка башлиқ ғәрб дунясиниң украинадинму чоң болған нишани дәл хитай болуши еһтималға әң йеқин. Әксичә болғанда америка башлиқ ғәрб дунясиниң сирлиқ нишани һәққидә сөз ечишиниң һечбир зөрүрийити болмайтти.
Мюнхендики бу йиғинда америка ташқи ишлар министири антонио билинкен әпәнди, хитай дипломати ваң йи билән йепиқ көрүшмә қилған болуп, көрүшмидин кейин мухбирларниң зияритини қобул қилғанда, хитайниң русийәгә һәрбий қорал-ярақлар билән ярдәм бериш еһтималлиқи барлиқини ейтқан.
Шуни кесип ейтишқа болидуки, гәрчә хитай миюнхен хәвпсизлик йиғиниға қатнашқан болсиму, әмма униң нутуқидин қариғанда хитайниң бихәтәрликигә әң зор тәһдит болидиғини пәқәтла америка башлиқ ғәрб демократик җәмийити.
Қарайдиған болсақ, ваң йиниң нутқида тәкрар тилға елинған “бихәтәр дуня бәрпа қилиш” сөзи әмәлийәттә, ши җинпиңниң аталмиш 20-қурултай нутуқидики “бихәтәр җуңго бәрпа қилиш” идийәсиниң хәлқаралашқан нусхисиға охшайду. Бу худди аталмиш “бихәтәр шинҗаң бәрпа қилиш” намида уйғурларни пүткүл хитайниң йоқитиш обйекти қилғинидәк бир иш. Уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқ дәрвәқә аталмиш “үч хил күчләрни тазилап, бихәтәр шинҗаң бәрпа қилиш” шоари астида елип берилғаниди. Аталмиш “бихәтәр хитай бәрпа қилиш” му хитай ичидә “җуңхуа миллити” яритип, барлиқ милләтләрни ассимилятсийә қилишни нишан қилип йүргүзүлгән сиясий пилан һесаблиниду. Бу нуқтидин, ваң йи тилға алған “бихәтәр дуня бәрпа қилиш” ниму әмәлийәттә хитайниң америка башлиқ ғәрб дуняси вә ғәрб демократик қиммәт қарашлириниң орнини елиш билән рояпқа чиқидиған бүйүк пилан дәп чүшинишкә болиду. Йәни ваң йи ейтқандәк, русийә мәғлуп болса, ғәрб дунясиниң кейинки нишани дәрһал хитайға йөткүлидиғанлиқи сәвәб, хитайму бу хәтәрни йоқитишни өзини қоғдап қелишниң бирдинбир йоли дәп қарайдиғанлиқи ениқ.
Демәк, бу қетимқи мййнхен хәвпсизлик йиғини америка башлиқ ғәрб дунясиниң русийә вә хитайға ашкара мәйдан җакарлиши дәп қарашқа тамамән һәқлиқмиз. Ваң йиниң нутуқиму шәксизки, хитайниң дуняниң ғоҗиси болуш ғәризидин әсла янмайдиғанлиқиниң дәлилидур. Әмма дуня уйғур қурултийи вә долқун әйса әпәндиниң мюнхен хәвпсизлик йиғиниға қатнишишиниң өзила, америка башлиқ ғәрб дунясиниң уйғурлар мәсилисидә худди украина мәсилисидәкла мәйданиниң мустәһкәм вә хитайға әсла йол қоймайдиғанлиқиниң бишаритидур. Йәни, уйғур мәсилиси бүгүн худди украина мәсилисигә охшашла америка башлиқ ғәрб дунясиниң хитай, русийә қатарлиқ мустәбит дөләтләр билән болған тоқунушидики қизил сизиқидур.
***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.