Германийә хитайни җазалашниң әмәлий қәдәмлирини бесиватамду?
2021.05.19

Германийә парламенти “барлиқ тәдбирләрни қоллинип, шинҗаңдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә хатимә бериш” қарариға кәлгән.
19-Май германийәдә нәширдин чиқидиған “дуня” гезити “уйғурлар вә ирқий қирғинчилиқ тоғрисида соал: хитайни җазалаш сияситиниң бир бәдили бар, бу германийә үчүнму шундақ” намлиқ бир мақалә елан қилди. Мақалида америка, әнгилийә, канада вә голландийәләрниң уйғурларниң һәқ-һоқуқини қоғдаш үчүн бәдәл төләшкә рази болуп, хитай зулумини “ирқий қирғинчилиқ” дәп атиғанлиқи, бирақ германийә һөкүмити үчүн бу бәдәлни төләш еғир кәлгәчкә һелиғичә сүкүт қилип турувалғанлиқи, әмма парламентниң күнсери күчийиватқан бесими сәвәблик һөкүмәтниң бу бәдәлни төләшкә мәҗбур болуватқанлиқи баян қилинған. Буниң бир мисали сүпитидә 17-май парламентта өткүзүлгән уйғурлар тоғрисидики йиғин тилға елип өтүлгән.
Мәлум болғинидәк, 17-май германийә парламентида кишилик һоқуқ вә инсаний ярдәм комитетиниң уюштуриши билән “хәлқара қанунларға бинаән уйғурлар үстидин йүргүзүливатқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини баһалаш” темисида доклат аңлаш йиғини өткүзүлгән, йиғин хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бастурушлириниң “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” икәнлики яки әмәсликини хәлқара қанунлар даирисидә баһалашни мәқсәт қилған иди. Шу күни хитайниң берлиндики әлчиханиси наразилиқ баянати елан қилип: “шинҗаңниң ишлири мутләқ рәвиштә җуңгониң ичкий сияситидур, шинҗаң мәсилиси миллий мәсилә, диний мәсилә яки кишилик һоқуқ мәсилиси әмәс, бәлки әсәбийликкә вә бөлгүнчиликкә қарши туруш мәсилисидур, кишилик һоқуқ комитети вә униң бәзи хадимлири кишилик һоқуқни тутқа қиливелип җуңгониң ичкий ишлириға арилашмақта, җуңго тәрәп буни һәргиз қобул қилмайду,” дегән иди.
Һалбуки, германийә мәтбуатлирида бирқанчә күндин буян меркил һөкүмитиниң хитайға қарши бәзи әмәлий тәдбирләрни йолға қоюшқа башлиғанлиқи илгири сүрүлмәктә. “җәнубий германийә гезити” елан қилған “герман ширкәтлири мумкин қәдәр уйғурлар районидин чекинип чиқиши керәк” намлиқ мақалидә баян қилинишичә, германийә һөкүмити бу йил 3-айда мақуллиған “тәминләш зәнҗири қануни” узун өтмәй рәсмий йолға қоюлидиған болуп, бу қанунниң роһиға бинаән уйғурларниң мәҗбурий әмгики билән четишлиқи болған герман ширкәтлири еғир җазаларға дучар болуши мумкин икән.
Мақалида мундақ дейилгән: “еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә учраватқан уйғурлар сәвәблик герман ширкәтлири бесимға учраш алдида турмақта. Улар хитайниң ғәрбий-шималидики шинҗаң районидики паалийәтлирини чәкләшкә яки у йәрдин пүтүнләй айрилип чиқишқа мәҗбур болуши мумкин. Әгәр герман ширкәтлири мәҗбурий әмгәк билән алақиси болған хитай ширкәтлиригә четилип қалған болса, мал билән тәминлигүчи бу хитай сода шериклири билән болған барлиқ алақисини пүтүнләй үзүш мәҗбурийитини ада қилиштин өзини қачуралмайду, әксичә болғанда герман ширкәтлири еғир җәриманә төләйду. Айрим әһвалда һәтта ширкәтниң хизмәтчи хадимлириму шәхсий мәсулийәтни үстигә елишқа мәҗбур болиду.”
Германийәдики уйғур зиялийси абдушүкүр әпәнди бу һәқтә тохталғанда, германийә һөкүмитиниң “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни балдуррақ етирап қилип, явропадики башқа дөләтләргә үлгә болуш мәҗбурийити барлиқини тилға алди. Уйғур зиялийси әнвәр әһмәт әпәндиму бу һәқтә қарашлирини ипадә қилип өтти.
“герман ширкәтлири мумкин қәдәр уйғурлар районидин чекинип чиқиши керәк” намлиқ мақалида баян қилинишичә, германийә һөкүмитиниң “тәминләш зәнҗири қануни” ниң роһиға бинаән йешиллар партийәси конкирет бир җаза тәдбирлири лайиһәсини түзүп чиққан болуп, бу лайиһә парламентниң ичкий қисмида илмий тәкшүрүштин өтүп мақулланған. Бу җаза тәдбирлири даирисидә хитайниң мәҗбурий әмгики билән алақиси болған герман ширкәтлири дәрһал өзини мудапийә қилишниң мувапиқ йолини тапмиса, йәни уйғурларниң мәҗбурий әмгики билән алақидар болған хитай ширкәтлиридин ваз кәчмисә яки у йәрдин айрилип чиқмиса, еғир җәриманә төләйдикән. Бу җәриманә һәтта шу ширкәтниң йиллиқ әң юқири омумий кириминиң 2 пирсәнтини игиләйдикән.
Мақалидә тилға елинишичә, хитайниң уйғурларни җаза лагерлириға қамап елип бериватқан бастуруш қилмишлири “ирқий қирғинчилиқ” һесаблинидикән. Һазирға қәдәр елан қилинған түрлүк доклатлар хитайниң қилмишлириниң “ирқий қирғинчилиқ җинайити ниң алдини елиш әһдинамиси” ниң 2-маддисидики 5 саһәниң һәммисигә уйғун келидиғанлиқини ашкарилиған. Буниң үчүнму америка, әнгилийә, канада вә голландийәләр уни “ирқий қирғинчилиқ” дәп атиған. Әмма тарихта ирқий қирғинчилиққа сәһнә болған германийә кәч қалған. Ваһаләнки, герман ширкәтлирини бивастә яки вастилиқ һалда мал билән тәминләватқан нурғунлиған хитай ширкәтлириниң завутлири дәл “ирқий қирғинчилиқ” давам қиливатқан түрмә яки уйғурлар қамалған җаза лагерлириниң әтраплириға орунлашқан болуп, германийәниң адидас, пума, б м в, бош, зименз, басф, в в қатарлиқ ширкәтлириниң тәминләш зәнҗиридә мәҗбурий әмгәк билән ашкара яки йошурун четишлиқи барлиқи оттуриға қоюлуп кәлгән.
Мутәхәссисләрниң қаришичә, германийә һөкүмитиниң “тәминләш зәнҗири қануни” йеңи бир қануний вәзийәтни бәрпа қилидикән. Герман ширкәтлири бундин кейин дуняниң қәйиридә тиҗарәт билән шуғулланмисун, кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш вә мәҗбурий әмгәктин узақ туруш мәҗбурийитини чоқум ада қилиши шәрт икән. Германийә парламенти бундин кейин “қоллинишқа тегишлик барлиқ һәрикәт тәдбирлирини қоллинип, вақти кәлгәндә шинҗаңдики кәң көләмлик вә системилиқ кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини ахирлаштурушқа мәсул болиду” кән.