Явропа иттипақи хитайни җазалашниң әмәлий қәдәмлирини қачан басиду?

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2021.03.17
явропа иттипақи хитайни җазалашниң әмәлий қәдәмлирини қачан басиду? Германийә ташқи ишлар министири һайко мас мухбирларниң соаллириға җаваб бәрмәктә. 2021-Йили 17-март, берлин, германийә.
AP

Явропа иттипақи бу йил язғичә йеңи тәминләш зәнҗири қанунини мақуллап, уйғурларниң һәқ-һоқуқини қоғдимақчи болған.

Хитайниң җаза лагерлири мәсилисигә йетәрлик инкас билдүрмәйватқан меркил һөкүмити узундин буян германийә ахбарат саһәсиниң күчлүк әйибләшлиригә вә кишилик һоқуқ органлириниң қаттиқ бесимиға учрап кәлгән иди. Мушундақ бир вәзийәттә, германийә ташқи ишлар министири һайко мас 15-март берлинда явропа иттипақиниң мунасивәтлик хадимлири вә ташқи ишлар министирлири билән өткүзгән сөһбити әснасида, ашкара һалда уйғурларға селиватқан зулумлири сәвәблик хитайға қарита җаза йүргүзүш тәшәббусида болған

Ройтерс агентлиқиниң берлиндин бәргән “федератип һөкүмәт уйғурлар сәвәблик хитайға җаза йүргүзмәкчи” намлиқ хәвиригә асасланғанда, хайко мас йиғиндин илгири мухбирларниң зияритини қобул қилип “явропа бирликиниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш қилмишлирини җазалаш пурсити бар. Биз бу қорални әлвәттә ишлитишни халаймиз” дегән. Хәвәрдә уйғурларни бастурушқа мунасивәтлик 4 нәпәр хитай әмәлдари билән бир хитай оргининиң бу җазаға нишан болидиғанлиқи әскәртилгән. Рәсмий қарар 22-март бирюсселда өткүзүлидиған явропа иттипақи ташқи ишлар министирлиқи йиғинида мақуллинидикән. Хоңкоң мәсилисиму бу җаза қануни тәркибидин йәр алидикән. Буниңдин башқа, явропа иттипақи бу йил язда хитайға қарши йәнә бәзи қарарларни қобул қилидикән.

Хәтәр астидики хәлқләр тәшкилатиниң директори улрик делиюсниң билдүрүшичә америка, канада вә голландийә уйғурлар учраватқан зулумни “ирқий қирғинчилиқ” дәп атиғандин кейин, явропа иттипақида, җүмлидин германийәдиму бу мәсилә җиддий ойлишилишқа башлиған. У мундақ дәйду: “германийәниң түрткиси билән алдимиздики айларда явропа иттипақиға әза бәзи дөләтләрдә вә явропа парламентида һәмдә явропа ташқи ишлар министирлиқида уйғурларға мунасивәтлик бәзи қарарларниң вуҗудқа чиқиш еһтимал зор. Бу сәвәбликму хитайниң һәрқайси әлләрдики әлчилириниң буниң алдини елишқа урунуватқанлиқи мәлум болмақта. Әмма явропа әллири өзлириниң қиммәт қаришини қоғдаш үчүн болсиму бундақ қарарларни елишқа мәҗбур”.

Җәнубий германийә телевизийәсиниң “явропа парламенти мәҗбурий әмгәк билән мунасивәтлик мода кийимләрни импорт қилишни чәклимәкчи” намлиқ хәвиригә асасланғанда, явропа парламенти явропа иттипақини бу йил язғичә йеңи тәминләш зәнҗири қанунини мақуллап, уйғурларниң һәқ-һоқуқини қоғдашқа чақирған. Мәзкур қанунниң роһиға бинаән тәминләш зәнҗиридә уйғурларниң мәҗбурий әмгики билән мунасивити болған чоң, оттура вә кичик типтики явропа карханилири тәкшүрүшни қобул қилиши, мәсулийәтни үстигә елиши вә төләм төләшкә һазир болуши лазимкән. Уйғурларниң мәҗбурий әмгики билән мунасивити болғанлиқи ениқланған таварларни бундин кейин явропа иттипақиға әза дөләтләргә импорт қилиш бирдәк чәклинидикән.

Бирақ, пахта теришқа һәм түрлүк қул әмгәклиригә мәҗбурлиниватқан 1 милйондин артуқ уйғурниң ишләпчиқарған мәһсулати билән явропадики мода кийим ширкәтлири арисида көплигән аричи ширкәтләр мәвҗут болуп, уларни ениқлаш қейинға тохтимақтикән һәмдә бу қанун йолға қоюлса явропа иттипақиниң иқтисадиға бәлгилик дәриҗидә зиян елип келидикән. Шундақ болсиму, явропада “уйғурларниң қул әмгики сиңгән кийимләрни кийишкә хатимә бериш лазим” икән.

Явропа асасий қанун вә кишилик һоқуқ мәркизиниң хадими бән әпәнди җәнубий германийә телевизийәси бу хусуста ишлигән “кийим ишкапидики мәҗбурий әмгәк” намлиқ филимда қилған сөзидә уйғурларниң мәҗбурий әмгики билән алақиси болған малларни чәкләшни тәшәббус қилип “мәсулийәт ширкәтләрниң зиммисидә” дегән һәмдә явропа пуқралирини мал сетивалғанда тәминләш зәнҗиригә алаһидә диққәт қилишни тәшәббус қилған. У сөзидә, уйғурларниң мәҗбурий әмгики билән алақиси болған-болмиғанлиқини биләлмигән кишиләрниң мәһсулат маркисини әвәтип, мутәхәссисләрдин мәслиһәт соришини, бу арқилиқ уйғурларға ярдәм қолини сунушини тәләп қилған.

Явропа парламенти әзаси анна каваззини ханим “кийим ишкапидики мәҗбурий әмгәк” намлиқ қисқа филимида қилған сөзидә “явропа парламенти заманиви қул әмгики түзүлмисигә хатимә бәрмәкчи” дегән кәлимини тәкрарлап мундақ дәйду: “тәминләш зәнҗири қануни һәқиқәтәнму яхши нәрсә. У ширкәтләрни зияндин қоғдапла қалмастин, муһими кишилик һоқуқни қоғдаш үчүн хизмәт қилиду. Алаһидә қейин болғини, мәҗбурий әмгәккә селиниватқан уйғурлар ишләпчиқарған мәһсулатларни пәрқләндүрүштур. Мән уйғурларни қул әмгикигә мәҗбурлаватқанларға нисбәтән күчлүк бир җаза йүргүзүшни тәләп қилимән. Буниң аддий чариси, хитайдин мал импорт қилишни чәкләш”.

Норвегийәдики уйғур зиялийси бәхтияр өмәр әпәнди бу һәқтә тохталғанда, явропа иттипақиниң кечикип болсиму бундақ бир қанунни мақуллап уйғурларни қоғдимақчи болғанлиқиниң хушаллинарлиқ бир хәвәр икәнликини тилға алди.

Етизлиқта пахта териватқан уйғур аяллириниң көрүнүшлири қистурулған “кийим ишкавидики мәҗбурий әмгәк” намлиқ филимда тилға елинишичә, явропа комисийони бу йил язда тәминләш зәнҗири қанунини мақуллашқа қошулған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.