Олаф шолиз хитай зияритидә уйғурлар мәсилисини растла тилға аламду?

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2022.11.03
Германийә баш министери олаф шолизниң б д т йиғинида уйғурлар мәсилисини тилға елиши хитайниң җениға тәгкән Американиң ню-йорк шәһиридә чақириливатқан б д т ниң омумий йиғинида германийә баш министири олаф шолиз(Olaf Scholz) уйғурлар мәсилисини тилға алмақта. 2022-Йили 20-сентәбир.
AP

Германийә баш министери олаф шолиз ши, җинпиң билән болған учришишта уйғурлар мәсилисини оттуриға қоюштин өзини қачурмайдиғанлиқи тоғрисида бишарәт бәргән.

Германийә баш министери олаф шолизниң 4-ноябир башлинидиған вә 11 саәт давам қилидиған хитай зиярити һәм у өзи рәһбәрлик қиливатқан бирләшмә һөкүмәттә һәм германийә җәмийитидә, шундақла уйғурлар ичидә ғулғулиларға, наразилиқларға сәвәбчи болмақта иди. Д у қ ни өз ичигә алған нурғунлиған кишилик һоқуқ тәшкилатлири бирқанчә күндин буян “3-қетим һакимийәт бешиға чиққан хитайниң мустәбит рәһбири билән, уйғурлар үстидин ирқий қирғинчилиқ елип бериватқан ши җинпиңдин ибарәт бир залим билән көрүшүш хата” дегән қарашни илгири сүрүп, шолиздин хитай зияритини әмәлдин қалдурушни тәләп қилишқан иди.

2-Өктәбир күни германийә баш министери олаф шолиз өз қәлими билән “мән шуниң үчүн хитайға зиярәткә кетиватимән” намлиқ бир язмини “франкфурт мәҗмуәси” гезитидә елан қилип, өзиниң хитай зияритигә чүшәнчә бәргән. Униң баян қилишичә, бу қетимқи хитай зияритиниң асасий мәзмуни хитай рәһбәрлири билән килимат өзгириши, русийә-украина уруши, асия-тинч окян районлириниң бихәтәрлики қатарлиқ мәсилиләр үстидә сөһбәт елип бериш икән. Бу сөһбәттә “шинҗаңдики вәзийәт” ни өз ичигә алған кишилик һоқуқ мәсилисиму муһим бир тема сүпитидә оттуриға қоюлидикән.

Германийә баш министери олаф шолиз “мән шуниң үчүн хитайға зиярәткә кетиватимән” намлиқ язмисида, кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә тохталғанда, өзиниң хитай рәһбәрлири билән болған сөһбәтләрдә “қийин мәсилиләр” гиму сәл қарашни халимайдиғанлиқини ипадә қилип мундақ ибариләргә орун бәргән: “бу шинҗаң өлкисидики аз санлиқларниң пуқравий вә сиясий һәқлиригә һөрмәт қилишни көздә тутушниму өз ичигә алиду.”

Германийә баш министери олаф шолизниң “мән шуниң үчүн хитайға зиярәткә кетиватимән” намлиқ язмисида әкис әткән “шинҗаңдики аз санлиқларниң пуқравий вә сиясий һәқлиригә һөрмәт қилиш” пикри, мәтбуатлар вә кишилик һоқуқ паалийәтчилиридә аз-тола болсиму бир үмид пәйда қилған. Бу олаф шолизниң хитай рәиси билән болған сөһбәттә кишилик һоқуқ мәсилисини, җүмлидин уйғурлар мәсилисини иқтисадий мәнпиәт билән баравәр йосунда үстәл үстигә қоюши мумкинликиниң бир бишарити болуп қалған.

Вәзийәт анализчиси әнвәр әһмәт әпәнди бу һәқтә тохталғанда, нөвәттики вәзийәттә шолизниң хитай зияритидә уйғурлар мәсилисини тилға алмай өтүп кетәлишиниң қийинға тохтайдиғанлиқини, әгәр тилға алса, буниң муһаҗирәттики уйғур миллий һәрикитигә зор үмид беғишлайдиғанлиқини тәкитлиди.

Олаф шолиз язмисида хитай рәиси ши җинпиңниң 3-қетим һакимийәт бешиға чиқип, хитайни техиму мустәбитлик йолиға башлиғанлиқ мәсилисиниму нәзәргә алған болуп, у өзиниң йеңи хитай сияситини йолға қойидиғанлиқидин бишарәт бәргән һалда мундақ дәйду “бүгүнки хитай, бундин 5 йил, 10 йил илгирики хитайға охшимайду. Ениқки, әгәр у (ши җинпиң) хитайни өзгәртсә, бизниң хитай билән болған алақә усуллиримизму чоқум өзгириши лазим.”

Олаф шолиз өз язмисида хитайниң тәйвәнгә қарита тәһдитлириниму тилға елип мундақ дәйду: “америка вә башқа дөләтләргә охшаш, бизму ‛бир хитай‚ сияситини қоллиниватимиз. Әмма бу нөвәттики мәвҗут вәзийәтниң теничлиқ усуллири вә икки тәрәпниң ортақ мақуллиқи биләнла өзгиридиғанлиқидин дерәк бериду.”

Хитай зияритидә олаф шолиз уйғурлар мәсилисини растла тилға аламду? әгәр шундақ қилса, буниң уйғурлар үчүн немә әһмийити болиду?

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бу суалға җаваб бәргәндә, шолизниң хитай зияритидә уйғурлар мәсилисини оттуриға қоюшиниң униң әқәлли мәҗбурийити икәнликини, әгәр у уйғурлар мәсилисини оттуриға қойса, явропа иттипақидики башқа дөләтләр үчүнму бир үлгә яритидиғанлиқини тилға алди. Д у қ берлин ишханисиниң мудири ғәюр қурбанму бу һәқтә қарашлирини ипадә қилип өтти.

Әгәр олаф шолиз бу қетимқи хитай зияритидә уйғурлар мәсилисини тилға алса, бу униң тунҗи қетим уйғурлар үчүн аваз чиқириши болуп һесабланмайду. Олаф шолиз бу йил 5-айда шиветсарийәниң давус шәһиридә өткүзүлгән “дуня иқтисад мунбири” йиғинидиму “биз шинҗаңдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини көрмәскә салалмаймиз” дейиш арқилиқ, өзиниң уйғурлар мәсилисигә қарита позитсийәсини ипадә қилған иди. У бу йил 26-июн баварийәдә чақирилған G7 йиғинидиму “хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә сәл қариялмаймиз” дейиш арқилиқ өз мәйданини очуқ намайән қилған. Олаф шолиз йәнә бу йил 20-сентәбир американиң ню-йорк шәһиридә өткүзүлгән, 150 дин артуқ дөләтниң рәһбәрлири қатнашқан б д т ниң омумий йиғинида хитайни “б д т кишилик һоқуқ комиссариниң уйғурларға яхширақ муамилидә болуш тоғрисидики тәвсийәлиригә әмәл қилишқа чақирған” болуп, хитай һакимйити өз вақтида униң бу сөзлиридин көп биарам болғаниди.

Олаф шолизниң бу қетимқи хитай зияритидә уйғурлар мәсилисини растинла оттуриға қойидиған-қоймайдиғанлиқини, оттуриға қойса, қандақ позитсийәдә, қанчилик дәриҗидә оттуриға қойидиғанлиқини йәнила күтүшкә тоғра келиду.

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
quju-tam-resim-01
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.