Ғайиб уйғур балилириниң хитайдики қанунсиз орган содиси билән бағлиниши барму?
2017.05.24
Балиларниң йоқап кетиши уйғур елида 1990-йиллардин башлап давам қиливатқан, аилә, җәмийәт, муһими дөләтниң системисидики бошлуқ билән зич мунасивәтлик болған бир еғир мәсилә. Болупму йеқинқи йилларда уйғур елида нопусниң ешиши, җәмийәтниң мурәккәплишиши билән балиларни оғрилаш җинайәтлириниң алаһидилики вә характеридиму зор өзгириш болуватқан болуп, оғриланған балиларниң ички әзалириниң қәбиһ җинайәтчиләр тәрипидин оғрилинишидин ибарәт техиму қорқунчлуқ еһтималлиқ ата-аниларни әнсизликкә салмақта. Бу һәқтә хитайдики қанунсиз орган йөткәш мәсилисидики нопузлуқ тәтқиқатчи етин гутман әпәнди вә уйғур көзәткүчи илшат һәсән әпәндиләр, уйғур балилириниң из-дерәксиз йоқап кетиш мәсилиси хитайдики орган йөткәш мәсилиси билән бағлинишлиқ болуши мумкин дегән қарашлирини оттуриға қойди.
Гәрчә, уйғур балилирини хитай өлкиләргә алдап апирип мәхсус җинайәткә салидиған қара гуруһлар хитай җамаәт хәвпсизлик даирилириниң 2014-йилидики шу түрдики зәрбә бериш һәрикитидин кейин асасән йоқитилған болсиму, һалбуки, уйғур балиларниң из-дерәксиз ғайиб болуши давамлиқ йүз бәрмәктә. Болупму йеқинқи йилларда уйғур елида нопусниң ешиши, җәмийәтниң мурәккәплишиши билән балиларни алдап кетиш делолириниң алаһидилики вә характеридиму зор өзгириш болуватқанлиқи мәлум. Қәбиһ җинайәтчиләрниң балиларни оғрилаш тактикилириму көпәйгәнлики вә шиддәтлик болуватқанлиқини тохтимай тарқиливатқан син көрүнүшлиридиму ипадилиниду. Балиларни күп-күндүздә аптомобил яки мотсиклитларда булап қечиш, кәмпүткә охшаш балилар амрақ нәрсиләр билән алдап елип қечиш, һәтта ата-аниси йенида турупму булап қечишқа даир сүрәтлик вә синлиқ архиплардин хитай җәмийитидә балиларниң бихәтәрликидин әндишә пәйда болмай қалмайду. Һәтта уйғур елидиму, йеқинқи йилларда ишик алдида ойнаватқан балиларни хитайларниң тағарға, аптомобилларға селип елип қачқан делоларму көрүлмәктә. Бу балиларниң бәзилири тепилған болсиму, бәхткә қарши йәнила көп сандикиси ғайиб, борталадики елнур билән әсқәтниң арзулуқ қизи сүрийә буниңдин 3 йил бурун өз өйиниң ишик алдидин ғайиб болған иди, балисиниң дәрдидә пүтүн уйғур елини, һәтта хитай өлкилириниму қезип балисини тапалмиған елнур ханим, 3 йилдин буян қизиниң хәвирини алалмиған болсиму, йәнила адәм бедиклири яки орган җинайәтчилириниң қизиға зиянкәшлик қилишини ойлашқиму петиналмайдиғанлиқини, йүткән балиларни издәш пидаийлириниң йеқинқи йилларда хели көп балиларни тепип аилилиригә қайтуруватқанлиқидин үмидлинип яшаватқанлиқини билдүрди.
Хитайда тохтимай йүз бериватқан балиларни оғрилап, уларға зиянкәшлик қилиш делолири, оғрилап кетилгән балиларниң ички әзалириниң қәбиһ җинайәтчиләр тәрипидин өлүк яки тирик пети еливелинғанлиқиға даир иҗтимаий тартқуларда тарқитиливатқан қорқунчлуқ син көрүнүшләр, ғулғула вә әндишә, туюқсиз йоқап кәткән балилириниң из-дерикини алалмиған бәхтсиз уйғур ата-аниларни техиму зор ғәм -әндишә сарасимигә селиватқанлиқи инкаслардинму мәлум.
Хитайда балиларни оғрилап сетиш җинайәтлири илгири, балиларни қул қилиш, янчуқчилиқ, оғрилиқ яки зәһәрлик чекимлик җинайәтлиригә селиш, җинсий қул қилиш, җисманй җәһәттин нака қилиш яки тәһдит арқилиқ диваниликкә селишқа охшаш җинайәт түрлири билән бағланған иди. Нөвәттә иҗтимаий таратқулардин пайдилиниш кеңәйгәндин кейин йүткән балиларниң учуриниң тарқилиши билән бу хил җинайәтләрни өткүзүш бошлуқи тарайған. Әмма балилар давамлиқ йүтмәктә һәмдә тепилиш нисбити йәнила төвән болмақта икән. Ундақта, җинайәтчиләр бу балиларни оғрилап немә қилиду, нәгә апириду?
Хитай һөкүмити бу һәқтики учур вә санлиқ мәлуматларни қамал қилип келиватқанлиқи үчүн, бу һәқтә чәтәлләрдики көзәткүчиләрниң қарашлирини игилидуқ. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған хәлқарада нопузлуқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси, хитайдики қанунсиз орган йөткәш мәсилиси һәққидә тәтқиқат елип берип, бу һәқтә мәхсус китаб чиқарған етин гутмән әпәнди, уйғур балиларниң йоқап кетиши билән хитайдики қанунсиз орган содисиниң мунасивити барму дегән соалға җаваб берип мундақ деди: “гәрчә хитайдики қанунсиз орган содисида уйғур балилар һәққидә ениқ санлиқ мәлумат яки ениқ пакит болмисиму, хитайға мунасивәтлик мәлум болған бу һәқтә пәқәт 7 дело бар, әмма хитай даирилириниң орган содисида түрмиләрдики уйғурларни асаслиқ нишан қиливатқанлиқи бир әмәлийәт. Болупму хитайниң һөкүмәт вә һәрбий дохтурханилири буниң арқисида болғанлиқи үчүн, йоқап кетиватқан уйғур балилардин орган содиси вә җинсий қуллуққа селиниш үчүн пайдилиниши мумкин дәп пәрәз қилишқа болиду. Бу мәсилә бу наһайити еғир, әмма бу һәқтә техиму пакитлиқ учурларға еһтияҗимиз бар.”
Уйғур мәсилисини көзәткүчиләрдин, уйғур америка бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәнди болса, һазир хитайниң уйғур елида йүргүзүватқан қаттиқ бихәтәрлик, муқимлиқ тәдбирлири астидиму бала оғрилаш җинайәтлириниң бу қәдәр еғир болушиниң әсли мумкин болмаслиқи керәкликини, бу һәқтә пәқәт хитай һөкүмити бу хил җинайәтләргә көз юмуп қәстән қоюп бериватиду дегәндин башқа җаваб тапалмиғанлиқини оттуриға қоюп, уйғур елида еғир һалда йүз бериватқан балиларниң йитип кетиш мәсилисини хитайдики мәвҗут орган йөткәш җинайәтлири билән бағлинишлиқи бар дәп қарайдиғанлиқи билдүрди.