Ғәрб әллири хитай билән болған мунасивитини қайтидин ойлишиш басқучиға кирдиму?

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2020.03.19
polsha-virus.jpg Полша чегра сақлиғучилири корона вирусиниң сирттин киришиниң алдини елиш үчүн чеградин өткән йүк аптомобил шопурлириниң температурисини өлчимәктә. 2020-Йили 20-март.
AP

Корона вируси апити ғәрб демократик дөләтлиридә хитай билән болған һәр саһә мунасивәтлирини қайтидин ойлишиш чуқанлирини пәйда қилмақта.

Хитайда пәйда болуп җаһанға ямриған корона вируси апити инсанларни еғир паракәндичиликләргә гириптар қилипла қалмай, дуня иқтисадиғиму мөлчәрлигүсиз зор зиянларни елип кәлмәктә.

Мәлум болғинидәк, уйғур дияри хитайниң әң чоң хам әшя вә енергийә базиси болғиниға охшаш, хитайму ғәрбниң әң чоң базири һәм хам әшя базиси болуп кәлгән. Корона вабаси пәйда болғандин кейин хитайдин келидиған хам әшялар үзүлүп қалғанлиқи яки корона вирусидин мудапийә көрүш еһтияҗидин хитайдин келидиған маллар бирдәк чәкләнгәнлики үчүн хитай маллириға тайинип мәһсулат ишләпчиқиридиған ғәрбтики нурғунлиған завутлар паләч һалға чүшүп қалған. Америкада болғиниға охшаш, явропадики көплигән дөләтләрму мүшкүлат ичидә қалған карханиларниң зиянлирини төләшкә қанчә милярдлап пул аҗритишқа мәҗбур болған. Дөләт рәһбәрлири бу җәһәттики вәдилирини ашкара җакарлимақта.

Буниң нәтиҗисидә явропадики бәзи мутәхәссисләрниң каллисида “явропа әллириниң хитайға беқинип қелиши қандақ яман ақивәтләрни пәйда қилди?”, “корона апити тарихқа айланғандин кейин явропа иттипақиниң хитай билән болған мунасивити йәнә бурунқиға охшаш нормал һаләткә қайтамду-йоқ?”, “хитай билән бундин кейин зади қандақ бир мунасивәттә болғанда иқтисадий тәрәққиятқа капаләтлик қилғили, явропа бирликиниң парчилинип кетишиниң алдини алғили вә хитайниң дуняни өзигә беқиндуруш хаһишидин сақланғили болиду?” дәйдиған җиддий соаллар туғулуп, мәтбуатларни бу мәсилиләр тоғрисидики талаш-тартишлар қаплиған.

Германийәдә нәшрдин чиқидиған “заман гезити” ниң юқири дәриҗилик сиясий анализчиси мартин килиңст әпәндиниң 16-март күни мәзкур гезиттә елан қилған “биз хитай тоғрилиқ сөзлишишимиз лазим” намлиқ мақалиси мушу темиға беғишланған әсәрләрниң бири.

500 Дин артуқ кишиниң язма инкасини қозғиған бу мақалә “корона кризиси бизниң хитайға нәқәдәр беқинип қалғанлиқимизни көрситип бәрди. Шуниң билән биргә хитайниң ғәрбидики инсанийәтсиз сиясәтләр пәйда қиливатқан һоқуқ қәһәтчиликигә қарши турушимизниң зөрүрлүкини намаян қилди” дегән җүмлә билән башланған.

Мақалида “корона вируси вә униң ақивитиниң юқири техника һәм доригәрлик саһәсидә германийәниң болупму иқтисадий җәһәттин хитайға нәқәдәр беқинди һаләткә чүшүп қалғанлиқини испатлап бәргәнлики”, бу беқиндилиқниң һазир германийәниң гелиға туруп қалғанлиқи, германийәгә әмди еғир келиватқанлиқи вә германийәниң буниң дәрдини қаттиқ тартиватқанлиқи баян қилинип: “техиму муһими, хитай узундин буян һәрбий күчини кеңәйтипла қалмай, йипәк йоли программиси һәм мәбләғ селиш усуллири арқилиқ африқа, асия, латин америкасидики бир қисим дөләтләрдә, һәтта явропа иттипақиға әза бәзи дөләтләрдиму өзиниң тәсир күчини ашурушқа урунуп кәлди. Буниңдики мәқсәт ениқ: бейҗиңниң рәһбәрлири башқиларни өзигә беқиндурушни халайду,” дәп язған.

Мақалида йәнә хитайниң “барлиқ кишилик һоқуқ һәм қиммәт қарашлирини дәпсәндә қиливатқан дөләт” икәнликини әскәртип: “хитай рәһбәрлири сиясий җәһәттә ғәрбкә охшимайдиған башқа бир пиланетта яшайду. Улар һечқандақ бир зиддийәткә бәрдашлиқ берәлмәйду, сиясий өктичиләрни рәһимсизләрчә бастуриду, улар бир милйондин артуқ уйғур мусулманлирини җаза лагерлириға соливелип, қәдәмму-қәдәм һәммә нәрсә көзитиш астиға елинған назарәт дөлитини қуруп чиқти. Тәлийигә яриша тәртиплик омумлашқан кишилик һоқуқ һәм қиммәт қарашлириға игә болған ғәрбниң барлиқ муһим вә қәдирлик нәрсилирини улар күндин күнгә аяқ асти қилмақта,” дегән баянларға орун берип, германийә һөкүмитини хитай һәққидә қайтидин ойлинишқа, хитайниң хам әшялириға беқинмиған һалда өзини тәминлийәләйдиған бир системини бәрпа қилишқа җиддий көңүл бөлүшкә чақириду.

Д у қ тәркибидики уйғур тәтқиқат мәркизиниң мудири әнвәр әһмәт әпәнди бу тоғрисида тохталғанда германийә пуқралириниң һөкүмәттин хитай билән болған мунасивәтни қайтидин көздин көчүрүшни тәләп қиливатқанлиқини әскәртти.

18-Март “германийә авази” радийосида елан қилинған “хитай корона вируси тарқалған пурсәттин пайдилинип явропаниң бирликини бөлмәкчиму?” намлиқ хәвәрдә хитайниң башқа дөләтләрни өзигә беқиндуруш, кеңәймичилик қилиш хаһишлириға даир қарашлар оттуриға қоюлиду.

Хәвәрдә баян қилинишичә, италийәдики корона вирусиниң ямришиға қарши хизмәткә ярдәм бериш үчүн хитайниң 9 кишидин тәркиб тапқан бир гуруппа мутәхәссислири 13-март саһийә буюмлирини елип италийәгә йетип кәлгән. Италийәниң юқири дәриҗилик рәһбәрлири хитайға болған мәмнунийәтлирини билдүргән. Италийә ташқи ишлар министири луйги де майио “италийә ялғуз әмәс, дуняда италийәгә ярдәм беришни халайдиған кишиләрму бар,” дегән. Униң бундақ бир ибарини қоллинишиға явропа иттипақи банкисиниң италийәгә дәрһал иқтисадий ярдәм бәрмигәнлики һәмдә германийәниң сәһийә җәһәттин ярдәм қолини сунмиғанлиқи сәвәб болған.

“берлин хәлқара универсал сиясәт тәтқиқат институти” ниң мәсули торстен бенбер бу һәқтә тохталғанда, хитайниң италийәгә қилған инсанпәрвәрлик ярдимини қоллайдиғанлиқини билдүрүп: “әлвәттә, биз йәнә шуниңға диққәт қилимизки, корона вирусиниң дуняға ямрап бүгүнкидәк дәриҗигә йетишидики әң муһим сәвәбләрниң бири, хитай һөкүмитиниң вирус тарқалған дәсләпки мәзгилдә өткүзгән хаталиқидиндур. Башқа әлләрниң бундақ бир вәзийәттә хитайниң ярдимигә еришиши нормал әһвал” дегән һәмдә өзиниң корона вируси сәвәблик явропа иттипақиниң бирликиниң бузулушидин, хитайниң бу пурсәттин пайдилинип кетишидин бәкрәк әнсирәйдиғанлиқини ипадә қилған.

Хәвәрдә германийәниң сабиқ ташқи ишлар министири сигмар габрийәлниң 2018-йили хитайдин “бир явропа пиринсипиға һөрмәт қилиш, явропани шәрқий явропа, ғәрбий явропаға айрип, явропа иттипақини бөлүшкә урунмаслиқ” ни тәләп қилғанлиқи қәйт қилиниду.

Берлиндики сиясәтчи бена бу хусуста “германийә авази” ниң зияритини қобул қилғанда явропа иттипақиниң дәсләптила италийәгә дәрһал ярдәм қилмиғанлиқи сәвәблик ички җәһәттә ихтилап келип чиққанлиқини илгири сүрүп: “хитайда явропаниң бирликини парчилаш истратегийәлик урунушиниң болуши нормал, һалқилиқ мәсилә явропаниң өзиниң иттипақлашмаслиқида,” дегән.

Германийә сода-санаәт бирләшмисиниң ташқи содиға мәсул рәһбири фолкер трейерниң 17-март мәтбуатларға билдүрүшичә, хитай хам әшясиға беқинип қалған германийәниң иқтисадий тәрәққият вәзийити 2020-йили изчил яманлишип 2008-йили йүз бәргән йәр шари характерлик иқтисадий кризис дәвридикидинму начар болидикән.

“шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң муавин рәиси, д у қ ниң рәис вәкили турғунҗан алавудун әпәнди германийә һөкүмитиниң корона вируси сәвәблик иши ақсиған карханиларға иқтисадий җәһәттин ярдәм бериш сияситини елан қилғанлиқини, ишсиз қалған хәлқниң бу бу вирус сәвәблик әндишигә чүшкәнликини тилға алди.

Хәвәрләргә асасланғанда, хитайниң хам әшясиға яки иқтисадий мәблиғигә тайинип қалғанлиқи сәвәблик корона вируси тарқалғандин буян явропада иштин тохтиған завутлар наһайити көп икән. Бу һал явропалиқларни “корона дәври” ахирлашқандин кейин хитай билән болған мунасивәтлирини қайтидин көздин көчүрүшкә йетәрлик сәвәб болалайдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.