Үрүмчидики лагер вә йеқин әтраптики гуманлиқ орунлар системилиқ бир гәвдиму?

Мухбиримиз гүлчеһрә
2021.04.27
Үрүмчидики лагер вә йеқин әтраптики гуманлиқ орунлар системилиқ бир гәвдиму? Үрүмчи шәһириниң тәңритағ райониға җайлашқан хоңйәнчи су електр истансиси вә униң юқири тәрипидики линийә бойичә даиридики җайлашқан гуманлиқ орунлар. 2021-Йили апрел.
Bextiyar Ömer teminligen

Норвегийәдики “уйғур әдлийә архипи” намлиқ тәтқиқат мәркизиниң хадимлири үрүмчи шәһириниң тәңритағ райониға җайлашқан хоңйәнчи су електр истансиси вә униң юқири тәрипидики линийә бойичә даиридики җайлашқан гуманлиқ орунларниң сүний һәмраһ сүрәтлирини бир мәзгиллик көзитип тәкшүрүш җәрянида, нурғун гуманлиқ нуқтиларни байқиған икән. Мәзкур орунниң мәсули бәхтияр өмәр әпәндиниң баян қилишиға қариғанда, үрүмчи 310-йол қатнаш аптобусиниң қарлиғачлиқ йоли ахирқи бекитигә җайлашқан һәрбий газармиға яндаш, қоршавға елинған бир лагер байқалған. Униң ичидики рәт-рәт биналар вә қоршав там, көзитиш мунарлири, мәйдан қатарлиқ нуқтилар вә сүний һәмраһ сүрәтләрдә ипадиләнгән нурғун нуқтилар, һәрбий газармиға яндаш селинған бу қурулушларниң лагер икәнликини ениқ көрситип беридикән.

Лагердин башқа нурғун гуманлиқ орунлар бир даиригә орунлашқан

Тәңритағ районидики бу лагерниң 3 километир әтрапидики даиридә сүний һәмраһ сүрәтлиридин байқалған муһим нуқтиларни санап өткән бәхтияр әпәндиниң чүшәндүрүшичә, бир қурулуш буюмлири завути мәзкур лагерниң орни билән интайин йеқин. Һәрбий газарма, қәбристанлиқ, қурулуш материяллири орни 1 километир даирә ичигә җайлашқан. Кишидә гуман қозғайдиғини униң 50 метир нерисида йәнә үрүмчи шәһири җамаәт хәвпсизлики идарисиниң әдлийәлик анатомийә тәҗрибиханиси (乌鲁木齐市公安局法医解剖室) барлиқи мәлум болған.

Үрүмчи шәһириниң тәңритағ райониға җайлашқан хоңйәнчи су електр истансиси вә униң юқири тәрипидики линийә бойичә байқалған лагерниң көрүнүши. 2021-Йили апрел.

Бәхтияр әпәндиниң көзитишичә, тәңритағ райониниң қарлиғачлиқ йолиниң ахириға җайлашқан бу һәрбий газарма даирисидики лагерниң бихәтәрлик дәриҗиси б болуп, сүний һәмраһ сүрәтлиридин қариғанда, тутуп туруш бинасиниң омумий сани 3, тутуп туруш өйиниң омумий сани 64, даирисигә қарап тутуп туруш иқтидарини һесаблиғанда, миң нәпәрдин бир миң 8 йүзгичә адәм тутуп туралайдиғанлиқини тәхминләшкә болидикән. Бу җайда лагер қурулуши башлиниш вақти 2017-йили 1-ай болуп, шу йили 6-айда ишқа киришкән. Әмма лагерларниң қоршав тамлириға бекитилгән полат кәпшәрлик решатка вә тосуқлар 2020-йили 15-июндин башлап еливетилгән.

Һәрбий газармиға яндап селинған бу лагерниң удулида бир километирға йәтмәйдиған арилиқта йәнә мәҗбурий әмгәк орни дәп гуман қилишқа болидиған бир завут җайлашқан болуп, хитайниң алақидар хәритилиридин 2017-йили, 7-айдин башлап 2 завут қурулуши кеңәйтилгән. Ениқлашлиримиз җәрянида лагерниң йенидики бу завутниң “шинҗаң тәңритағ қурулуш материяллириниң йеңи там материяллири чәклик ширкити” икәнлики мәлум болди.

Қәлбинур сидиқ: бу дәл ерим ишлигән завут шу

Бу ширкәт нами илгири радийомиз зияритини қобул қилған сабиқ лагер оқутқучиси қәлбинур сидиқниң ериниң ишләйдиған орни билән охшаш. У илгири ериниң өзигә бу қурулуш материяллири завутиға 2017-йилидин башлап җәнубтики ақту қатарлиқ җайлардин 114 дин артуқ яш тутқунлар елип келинип, мәҗбурий ишлитиливатқанлиқи, уларниң сиртқа чиқишиға рухсәт йоқлуқи вә наһайити қаттиқ башқурулидиғанлиқидәк әһвалларни ейтип бәргәнликини тилға алғаниди. Қәлбинур сидиқ ханимға бу завутниң сүний һәмраһ сүрәтлирини вә адреслириға аит учурларни әвәткинимиздә, у дәрһалла бу завутниң дәл ери хизмәт қиливатқан шу завутниң өзи икәнлики дәлиллиди.

Лагерға йеқин қурулуш завутида һәр җайлардики лагердин кәлгәнләр ишләйду

Бирқанчә күнлүк тиришчанлиқ нәтиҗисидә “шинҗаң тәритағ қурулуш материяллири йеңи там материяллири чәклик ширкити” ниң телефони уланди.

Завутниң телефонни алған хадими, бу завутқа һәммә җайдики тәрбийәләш мәркәзлиридин кәлгән ишчилар барлиқини ейтқан болсиму, йенидики лагердин бу завутта қанчә адәм ишләйдиғанлиқини сориғинимизда, телефонниң чәтәлдин киргән телефон икәнликини билип җаваб бәрмәй телефонни қоювәтти.

-Бу тәңритағ йеңи қурулуш материяллири завутиму?

-Һә шундақ.

-Завутуңларниң орни нәдә? ениқрақ дәп берәмсиз?

-Хуңйәнчи көлиниң үстидә 2-електр завутиға йеқин йәрдә, адресимиз йен ер во(қарлиғачлиқ) йоли 260-қору.

-Завутуңларда үрүмчидинму башқа ақту қатарлиқ җайлардики кәспий тәрбийәләштин кәлгәнләрму ишләмду?

-Һәммә ақту, һәммә йәрдин бар, келиду.

-Йениңлардики кәспий тәрбийәләш мәркизидин қанчә ишчи бар бу завутта?

-Сиз киму ?. . . .

Телефон үзүлди.

Бу завутниң мәҗбурий әмгәк билән мунасивәтлик икәнликидә гуман қалмиди.

Әдлийә архипи тәминлигән сүний һәмраһ сүрәтлири вә радийомиздики тәкшүргүчи мутәхәссисләрниң қайта ениқлиған сүний һәмраһ сүрәтлиридин һәрбий газарма, лагер, үрүмчи шәһири җамаәт хәвпсизлики идариси әдлийәлик анатомийә тәҗрибиханисиниң бир километир даирә ичидә вә қарлиғачлиқ мәһәллә районидики бир йол үстигә, янму-ян орунлашқанлиқи мәлум болди. Анатомийә тәҗрибиханисиниң йәни җәсәт тәкшүртүш орни билән удулдики һәрбий газарма вә лагерниң арилиқи 200 метир келиду.

Бу орунларниң бир даиридә, бир-биригә йеқин орунлишиши тасадипийлиқму? бу җайларниң өз ара қандақ бағлиниши бар? булар һәққидики ениқлаш нәтиҗилиримизниң давамини кейинки программилиримиздин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.