Уйғур етнографийәсигә аит қолязма әсәрләр вә униңға йошурунған һекмәтләр

Ситокһолмдин обзорчимиз нәвбаһар тәйярлиди
2023.11.22
shahname-jerring Шиветсийә лунд университети кутупханисида түрколог гуннар яриң (Gunnar Jarring) намида аталған “яриң коллексийони (йиғмилири) ” да сақлиниватқан “шаһнамә” ниң бир қанчә вариқи.
Шиветсийә лунд университети кутупханиси

 Хитай һөкүмитиниң уйғур диярида йүргүзүватқан юқири бесимлиқ сиясити тәсиридин, уйғур мәдәнийити вә өрп-адитигә аит әсәрләрни нәшр қилиш вә оқуш асасән мумкин болмайдиған бир вәзийәт шәкилләнди. Һалбуки бу хил вәзийәттә, чәт әлләрдә сақлиниватқан уйғурларға аит бир қисим язма ядикарлиқлар арисида уйғур етнографийәсигә аит интайин қиммәтлик қолязмиларниң барлиқи кишини хушал қилиду. 20-Әсирниң башлиридики йилларда қәшқәрдә йезилғанлиқи мәлум болған бу қолязмилар уйғур миллий кимликини қоғдаш вә давамлаштурушта бир үмид юлтузиға айланғуси.

Юқирида тилға елинған қолязмилар нөвәттә, шиветсийә лунд университети кутупханисида түрколог гуннар яриң (Gunnar Jarring) намида аталған “яриң коллексийони (йиғмилири) ” да, шәрқий түркистан қолязмилирини асас қилған 560 парчә әсәр қатарида сақланмақта. Бу әсәрләр уйғурларға аит 3-чоң қол язма әсәрләр мәҗмуәси болуп, асаслиқи килассик әдәбият, ислам диниға аит қол язмилар, қанун вә тарихий вәсиқиләрни өз ичигә алиду; буниң ичидә муһим болғанлири тәзкирә вә рисалә жанирлиридики әсәрләрдур. Униңдин башқа йәнә тебабәтчиликкә аит ретсеплар, тиҗарәт дәстурлири, тәсәввуп китаблири вә миссийонерларниң шәрқий түркистандики паалийәтлиригә аит материялларму бар.

Қолязмиларниң көп қисми гуннар яриң әпәнди тәрипидин өз ана мәктипи лунд университетиға ианә қилинған болуп, кейин шивет миссийонерлириниң қәшқәр, йәркәнт қатарлиқ җайлардин топлиған әсәрлири билән техиму толуқланған. яриң әпәнди бу қолязмиларни әйни вақитта шәрқий түркистанлиқ китабпурушлардин сетивелиш йоли билән топлиған. Кейинчә шәрқий түркистандин айрилидиған вақитта қәшқәрдин йипәк йолини бойлап, карван атлириға икки қәләй туңға қачиланған қолязмиларни артип, памир тағлирини кесип өтүп ахири юрти шиветсийәгә йетип барған.

Лунд университети кутупханисида сақлиниватқан “ярриң йиғмилири” ға аит болған қолязма әсәрләр қатаридаProv. 207  Номурлуқ архипта сақлиниватқан “бир базар күнниң баяни” намлиқ әсәр
Лунд университети кутупханисида сақлиниватқан “ярриң йиғмилири” ға аит болған қолязма әсәрләр қатаридаProv. 207 Номурлуқ архипта сақлиниватқан “бир базар күнниң баяни” намлиқ әсәр
Лунд университети кутупханиси

Шәрқий түркистанниң җәнубидин топланған қолязмилар бүгүнки күндә шәрқий түркистанниң бир әсир бурунқи вәзийити вә мәдәнийәт мираслири һәққидә чүшәнчигә игә болушта, шундақла чәт әлликләрниң “алтәшәһәр” вәзийитини чүшинишидә болсун, нурғун түгүнләрни йәшкүчи вә һәқиқәтниң баянчиси болуш қиммитигә игидур. Антрополог вә уйғуршунас илдико беллерхан (Ildikó Bellér-Hann) “бу қолязмилар еғиз әдәбияти билән язма әдәбиятниң параллел әкс әттүрүлүшидин ибарәт” дәп қарайду.

Төвәндә нуқтилиқ һалда “яриң йиғмилири” ға аит прув 207 (Prov. 207) Номурлуқ архипта сақлиниватқан уйғур етнографийәсигә аит қолязмилар һәққидә тохтилип өтимиз:

Бу қолязмиларниң уйғурларға тонушлуқ түрколог гуннар яриңниң устази тилшунас густаф ракет (Gustaf Raquette) тәрипидин шиветсийәгә елип келингәнлики мәлум. У 1896-йилдин 1901-йилғичә қәшқәрдә, 1904-йилдин 1911 йилғичә йәркәнттә миссийонер вә дохтур болуп турған. Иккинчи қетим 1913-йилдин1921-йилғичә шәрқий түркистанда қайта паалийәт елип барған болуп қәшқәрдә кесәлләрни давалаш билән биргә миссийонерларға уйғур тилидин дәрс бәргән.

Прув 207-номурлуқ архипта җәмий 169 япрақчә болуп, қолязмилар гуннар яриң коллексийонидики башқа рисалә вә тәзкирә, әдәбий әсәр қатарлиқ қолязмилар билән услуб вә тил җәһәттин рошән пәрқлиниду.

 Қолязмилар хотән қәғизи вә йоллуқ пәрәң қәғәзлиригә рәтлик көчүрүлгән болуп, һәҗми бир бәттин бәш бәткичә келидиған қисқа текистләрдин тәркиб тапқан. Һазирқи заман тилшунаслиқ қаидиси бойичә атиғанда, бу әсәрләр чағатай уйғур тилиниң ахирқи дәвридики нәмунилиригә вәкиллик қилиду. Густаф ракет вә гуннар яриң әпәндиләр әйни вақитта җәнубий шәрқий түркистан районида қоллинилған “чағатай түркчиси” дәп аталған тилдин һазирқи заман уйғур тилиға көчүш арилиқида қоллинилған өткүнчи дәврдики әдәбий тилни “шәрқий түркий тили” дәп аташниң тәшәббусчилиридур. Тәтқиқатчи әсәт сулайман әпәнди бу тил һәққидә техиму ениқ чүшәнчә бәргән. У өзиниң “қәшқәр басма буюмлири” асасидики тил тәтқиқат мақалисидә шәрқий түркий тилиниң өткүнчи дәврдә җәнубий бостанлиқ хәлқиниң, асаслиқи қәшқәр вә йәркәнт тәвәсидә яшайдиған кишиләрниң җәнуб шевисини ипадиләш үчүн қоллинилған тил икәнликини көрситиду.

Мәзкур әсәрләрниң йезилған вақти ениқ болуштәк алаһидилики бу әсәрләрниң қиммитини йәниму ашурған. Лунд университети кутупханиси мәсул хадиминиң чүшәндүрүши бизни бу әсәрләрниң йезилған вақти һәққидә техиму тоғра мәлуматқа игә қилиду. Изаһатларға қариғанда, бу топламдики әсәрләр тилшунас густаф ракетниң алаһидә тәшәббуси билән йәрлик кишиләргә буйрутуп йезилған икән. Густаф ракетниң “шәрқий түркий гирамматикиси” вә “шәрқий түрки-инглизчә луғәт” қатарлиқ әсәрлиридә бу қолязмилардин пайдиланғанлиқи вә үлгилик сөз-җүмлә қатарида өрнәк көрсәткәнлики мәлум. Шуңа мунасивәтлик хадимлар бу әсәрләрниң йил дәврини 1905-1910-йиллири дәп пәрәз қилиду.

 Қолязма әсәрләрдә муәллип һәққидә һечқандақ мәлумат берилмигән болуп, илгири гуннар яриң әпәнди бу һәқтә лунд университети кутупханиси каталогида ениқ чүшәнчә йезип қалдурған. Әсәрләрниң баш қисминиң, йәни алдинқи 117 бәтниң аптори әйни вақиттики әнглийә консулханисида оқутқучи болуп ишлигән муһәммәт али дамолла, кейинки қисминиң, йәни қалған 52 бәтниң аптори болса пүткүл қәшқәр районида йүз-абруй қазанған молла абдувәли ахун иди. Мәзкур қолязма әсәрләрни оқуғинимизда, муәллипниң йезиқчилиқ иқтидариға игә, чоңқур билим қатлими вә универсал билим сапасиға игә кишиләр икәнликини тәсәввур қилиш тәс әмәс. Оқурмәнләр болупму икки мөтивәрниң уйғур фолклори, өрп-адити һәққидики мупәссәл билими вә диний илмигә қайил болмай туралмайду.

 Шәрқий түркистандики уйғур фолклориға аит қолязмилар (Prov. 207) Дин башқа йәнә, йәркәнтлик молла абдулқадир тәрипидин йезилған Prov. 464 (100Бәт) вә доктор нурлуқ тәйярлиған Prov. 212 (142Бәт) қатарлиқ қолязмиларму бар.

Мәзкур қолязма әсәрләрниң мәзмуниға кәлсәк, әсәрләр мәлум җәһәттин ейтқанда шәрқий түркистанниң җәнубидики тарим ойманлиқидики хәлқләрниң иҗтимаий вә мәдәний турмуш һаятини әкс әттүрүп бәргән дәп қарашқа болиду. Мәзмун җәһәттин түргә айриғанда, асаслиқи тәбиәт вә җуғрапийәлик муһит һәққидики баянлар, роһий дуня һәққидики баянлар вә кишилик алақә, мурасим-йосун қатарлиқ үч чоң мәзмунни өз ичигә алиду.

Бу топламдики әсәрләрниң толуқ тизимлики гуннар яриң тәрипидин инглиз тилида тәйярланған болуп, икки йүзгә йеқин темидики әсәрләрдин тәркиб тапқан. Булардин өрнәк сүпитидә “пүтүкчиниң қилидиған ишлири” , “китаб оқумақниң баяни” , “йемәк-ичмәкләрниң баяни” , “кийимләрниң баяни” , “нәғмичиләрниң баяни” , “балиниң туғулушидин тартип беқишниң баяни” , “дарвазниң баяни” , “җәң қилишниң баяни” , “сәрраплиқ вә банкиниң баяни” , “бисатниң баяни” , “перә ойнашниң баяни” вә “кәптәрбазларниң баяни” қатарлиқ әсәрләрни көрситиш мумкин.

Топламдики һәр бир әсәр өз нөвитидә бир дурданә болуп, мәйли тил алаһидилики җәһәттин болсун яки мәзмун җәһәттин болсун айрим-айрим һалда тәтқиқ қилишқа әрзийду.

Уйғур етнографийәсигә аит мәзкур қолязма әсәрләр, бүгүнки күндә бизгә йетип кәлгән 20-әсирниң башлирида йәрлик кишиләр тәрипидин йезип қалдурулған уйғур мәдәнийити хәзинисидики йеганә әсәр болуп бүгүнки күндә техиму қиммитини намаян қилмақта. Буниңдики әң муһим сәвәбләрдин бири, бу әсәрләрдә баян қилинған өрп-адәт, кийим-кечәк, ишләпчиқириш усули, һүнәр-кәсип, оюн-тамаша қатарлиқ деталлар җәмийәт тәрәққиятиға әгишип яки сиясий-иқтисадий бесимлар түпәйлидин пүтүнләй истемалдин қалған, нам-атилишлириму тарих бетидин өчүшкә йүзләнгән. “җуван тойи” , “сачбағ тойи” қатарлиқ мурасимлар буниң мисалидур. “сәргәзчилик” , “бапкарлиқ” , “моздузлуқ” қатарлиқ һүнәр-кәсипләрму һазир йоқилиш гирдабиға берип қалди. Ундин башқа илгири шәрқий түркистанда яшиған, әмма һазир нәсли қуруп кәткән бир қисим һайван, қуш вә өсүмлүкләрниң исимлири хатириләнгән. Мәсилән һайванат вә учар қушларға аит баянлар җәмий 10 парчә әсәрни өз ичигә алидиған болуп, “мурғларни тутушниң баяни” , “сайриғучларниң баяни” вә “комшарлиқ һайванларниң баяни” қатарлиқ әсәрләрдә һазир тепилмайдиған җағалман, қурғуй, давған, вә һанғуқ (һаңгит) қатарлиқ һайван вә қушлар тилға елинған.

Лунд университети кутупханисида сақлиниватқан бу қиммәтлик қолязма әсәрләр хелидин буян дунядики тилшунаслар, фолклор тәтқиқатчилири вә уйғуршунасларниң диққитини тартип келиватқан болуп, уларниң тәтқиқати вә әсәрлирини муһим мәнбә билән тәминләп кәлмәктә.

 Түрколог гуннар яриң бу җәһәттә төһпә қошқан авангартлардин болуп, бир қисим әсәрләрниң тиранскрипсийәси (оқулуши) ни ишлигән һәтта инглиз тилиға тәрҗимә қилип, сөзлүкләр билән қошуп елан қилған. Уйғуршунас илдико беллерхан ханим) Ildikó Bellér-Hann) уйғур җәмийитиниң иҗтимаий қатламлири һәққидики тәтқиқатлирида муһәммәт али дамолла язған текистләрни муһим мәнбә қилип көрсәткән вә шу мәнбәләрни чөридигән һалда әйни вақиттики шәрқий түркистанниң “алтәшәһәр” дәп аталған җайлиридики җәмийәт қурулмиси билән инсанларниң мунасивити вә диялоглири үстидә мулаһизә йүргүзгән.

Йиғип ейтқанда, шиветсийәдә сақлиниватқан Prov. 207 Номурлуқ архиптики қолязма әсәрләр уйғур мәдәнийити, җүмлидин уйғур етнографийәсигә аит тепилғусиз бибаһа гөһәрдур. Бу қолязмилар уйғурларға аит болған мәдәнийәт мираслиридин бири болуп, йеқинқи 150 йиллиқ тарихий, мәдәний мираслиримизни тәтқиқ қилиш, издиништә наһайити зор әһмийәткә игә. Қол язмилар пәқәт филологийәлик тәтқиқат қиммитигә игә болупла қалмай йәнә өз нөвитидә әйни вақиттики шәрқий түркистан җәмийитиниң сиясий вә диний вәзийити, теббий давалаш, қанун-түзүм, мәмурий башқуруш ишлири қатарлиқ җәһәтләрдин чүшиниш вә тәтқиқ қилиштиму зор қиммәткә игә.

*** Бу обзордики көз қарашлар пәқәтла апторға хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.