Хитайниң “һава йоли йипәк йоли” қурулушида уйғур елини нишанлишиниң арқа көрүнүши һәққидә анализ

Обзорчимиз асийә уйғур
2023.02.02
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
herbi-manewir-xoten-ayropilan.jpg Йолучилар айропилани билән тошулған хитай қораллиқ күчлири “террорлуқ” қа қарши маневир вә қәсәмядқа тәйярлиқ қилип, айропиландин чүшмәктә. 2017-Йили 27-феврал, хотән.
AFP

Йеқинқи йиллардин буян хитай учур васитилиридә уйғур елиниң һава йоли қатнишидики тәрәққиятларға алақидар хәвәрләр көзимизгә көп челиқидиған болуп қалди. Болупму өткән бир қанчә йилда хитайниң уйғур елидики асасий әслиһәләр қурулушиға болған селинмини ашуруп, таш йол қурулуши, төмүр йол қурулуши, шундақла айродром қурулушлирини кәң көләмдә елип барғанлиқи һечкимгә сир әмәс. “шинҗаң гезити” ториниң 31-январ күни чиқарған хәвиридә, “шинҗаң айродром гуруһи” аталмиш “14-бәш йиллиқ пилан” мәзгилидә йәнә 8 айродром қуруп, пуқрави айродром санини 33 кә йәткүзүп, заманиви айродром тори шәкилләндүридиғанлиқи йезилғаниди. Мәзкур хәвәрдә, хитай һөкүмитиниң “һавадики йипәк йоли” қурулушини техиму илгири сүрүш үчүн хәлқара һава йолидин 4 ни вә уйғур райониға биваситә кирип-чиқидиған һава йолидин 8 ни көпәйтип, шәрқий явропа вә оттура асияға айропиландин мал тошуш мулазимитини көпәйтидиғанлиқи тәшвиқ қилинған.

Бу йәрдә диққитимизни тартидиған бир нуқта болса, хитайниң уйғур елидә аталмиш “һавадики йипәк йоли” қурулушини күчәйтмәкчи болушидур. У һалда “һавадики йипәк йоли” ни күчәйтиштә хитай йәнә қандақ ғәрәзләрни көңлигә пүккәнду? бу қурулушниң күчәйтилиши уйғур ели, қисқиси ирқий қирғинчилиқ астидики уйғурлар үчүн немидин дерәк бериши мумкин?

Хитай һөкүмити иккинчи қетимлиқ “мәркәзниң шинҗаң хизмәт йиғини” дин кейин уйғур елини, аталмиш “бир бәлвағ бир йол истратегийәси” дики “йеңи йипәк йоли иқтисад бәлвеғи қурулушиниң мәркизий райони” қилип бекиткән иди. Уйғурларни иқтисадий тәрәққияттин изчил мәһрум қалдуруп кәлгән хитайниң, бу йилларда туюқсиз “йипәк йолини қайта гүлләндүрүш” кә тәрәддут қилиши әлвәттә уйғурларниң иқтисадини яхшилашни мәқсәт қилмиғаниди. Чүнки уйғурлар дәл шу пилан астида лагерларға қамалған, ирқий қирғинчилиққа учриған.

Хитайдин йолға чиққан “бир йол бир бәлвағ” орта каридор төмүр йол линийәсиниң тунҗи пойизи 6-ноябир әнқәрәгә йетип кәлди.
Хитайдин йолға чиққан “бир йол бир бәлвағ” орта каридор төмүр йол линийәсиниң тунҗи пойизи 6-ноябир әнқәрәгә йетип кәлди.
Social Media

Әмәлийәттә хитайниң бундақ бир пиланни оттуриға чиқириши әслидә хитайниң ислаһат сияситидә алдин тәрәққий тапқан деңиз яқиси районлирини уйғур ели арқилиқ явро-асия чоң қуруқлуқиға бағлашни мәқсәт қилған.

Бу хил бағлинишниң хитай үчүн қандақ әһмийити барлиқи һәққидә, хитай иҗтимаий пәнләр тәтқиқат мәркизи, хитай чегра район тәтқиқат орниниң тәтқиқатчиси шү җйәнйиңниң 2015-йили январда шинҗаң педагогика университетиниң мәктәп гезитидә елан қилған мақалисидә ениқ чүшәнчә берилгән. Шү җйәнйиң мақалисидә хитайниң “йеңи йипәк йоли иқтисад бәлвеғи” қурулушини йолға қоюши, уйғур елидики бихәтәрлик мәсилисини һәл қилиш билән биргә, ғәрб билән шәрқни туташтуридиған хәлқаралиқ иқтисад чәмбирики һасил қилалайдиғанлиқини тилға алған. Шундақла бу қурулушниң әтраптики дөләтләрниң вә дуня иқтисадиниң тәрәққиятини илгири сүрүш билән биргә, хитайниң дөләт бихәтәрлики, муқимлиқи һәмдә дөләт аманлиқини капаләткә игә қилидиғанлиқини язған.

Бизгә мәлум, хитайниң уйғур елидә көздә тутқан бихәтәрлик мәсилиси, шәксизки уйғурларға қаритилған. Хитай үчүн ейтқанда, уйғур елидики муқимлиқни капаләткә игә қилишта алди билән уйғур мәсилисиниң йоқ қилиш шәрт. Биз бу хил қарашниң мәнбәсини хитайниң “шинҗаң дегән бир шаһмат тахтиси, җәнубий шинҗаң болса бу шаһмат тахтисиниң көзи” дегән тәшвиқатлиридин ениқ көрүп йетәләймиз.

Болупму хитайниң 2010-йилидики “тунҗи қетимлиқ мәркәзниң шинҗаң хизмәт йиғини” дин кейин, уйғурлар нопуси әң көп олтурақлашқан җәнубий уйғур ели “шаһмат тахтисиниң көзи” дәп бекитилди. 2014-Йили авғустта әйни чағдики шинҗаң уйғур аптоном райониниң партком секретари җаң чүншйән хитайниң “һәқиқәт” торида “шинҗаңниң муқимлиқи вә узун муддәтлик әминликини тиришип қолға кәлтүрәйли” намлиқ бир мақалә елан қилған. У мақалисидә “шинҗаң хизмитидики үч муһим иш”, йәни, биринчиси, шинҗаң вәзийитиниң хитайниң ислаһат-ечиветиш сияситиниң муқим тәрәққиятиға мунасивәтлик икәнлики; иккинчиси, хитайниң бирликигә мунасивәтлик икәнлики; үчинчиси, хитайниң дөләт бихәтәрлики, “икки йүз йиллиқ пилани” вә “җуңхуа миллитиниң бүйүк гүллиниши” гә мунасивәтлик икәнликини оттуриға қойған. Җаң чүншйәнниң мәзкүр мақалиси җәнубий уйғур елиниң мәңгүлүк әмин вә муқим болуши, хитайниң дөләт бихәтәрлики, дуняға хоҗа болуш пиланида һәл қилғуч ролға игә икәнликини тәпсилий йорутқан.

2015-Йили шинҗаң уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 60 йиллиқида җәнубий уйғур елиниң “муқимлиқи вә тәрәққияти” ға алақидар бир муһим йиғин ечилған. Җаң чүншйән риясәтчиликидә ечилған бу йиғин, җәнубий уйғур дияри мәсилисини асас қилған 60 йилдин буянқи хитайда ечилған тунҗи йиғин болуп қалған. Мәзкур йиғинда “җәнубий шинҗаңниң җәмийәт муқимлиқиға капаләтлик қилип, узун муддәтлик әминликни қолға кәлтүрүш һәққидики тәклип” көздин кәчүрүлгән. Шундақла хитайниң барлиқ күчни топлап, җәнубий уйғур елиниң муқимлиқи вә бихәтәрликини капаләткә игә қилиш қарар қилинған. Дәрвәқә бу йиғинда хитай, уйғур нопуси әң көп болған җәнубий уйғур елидики аталмиш “үч хил күч” ләрни йилтизидин түгитиш болса хитайниң “дөләт пүтүнлүки, бихәтәрлики вә хитай чүшини рояпқа чиқиришниң асаси” икәнликидә бирликкә кәлгән.

Бурунқиларда “бай болай десәң, аввал йол яса” дәйдиған бир сөз бар. Йол ясаш һәқиқәтәнму иқтисадий тәрәққият үчүн әң муһим хизмәтләрниң бири һесаблиниду. Бу вәҗидин җәнубий уйғур елини тәрәққий қилдурушму алди билән йол ясаштин башланған. Лекин бу йолларниң ясилиши, ақивәттә хитай һакимийитиниң бихәтәрлики үчүн уйғурларниң йоқилишини алдинқи шәрт қилған. Ши җинпиң вәзипидә турған өткән он йил ичидә уйғур елидә ясалған таш йолларниң омумий узунлуқи 217миң 300километирға йәткән. Пүткүл уйғур елиниң барлиқ наһийә, шәһәр вә йезилириғичә биринчи вә иккинчи дәриҗилик дөләт таш йоллири, шундақла йеза ташйоллири ясалған. Төмүр йол линийәлириму аввалқи ләнҗу-шинҗаң төмүр йолини, хотән-чақилиқ төмүр йоли билән бағлиған. Бу арқилиқ уйғур елиниң җәнуб, шимал вә оттура қисимлири өз ара туташтурулуп, җәнуб билән шималда икки айланма төмүр йол чәмбирики һасил қилған. Бу икки төмүр чәмбирики бүгүн хитайниң деңиз яқиси районлирини уйғур ели арқилиқ явро-асия чоң қуруқлуқиға туташтуридиған муһим төмүр йол түгүнигә айланған. Шундақ қилип ши җинпиң вәзипигә олтурған он йил ичидә хитайниң “бир бәлвағ бир йол истратегийәси” үчүн бихәтәр муһит бәрпа қилиш пилани уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилиш билән әмәлгә ешипла қалмай, хитайниң ғәрбкә кеңийиши үчүн таш йол вә төмүр йол қурулуши тамамланған.

Хитайниң “бир бәлвағ, бир йол” истратегийәсиниң мәқсити дуняға хоҗа болуштәк “хитай чүши” ни реаллиққа айландуруш үчүн иди. Бу вәҗидин алди билән хитай ичи вә сиртида хитайниң бу пиланиға тосалғу болидиған барлиқ амилларни йоқитиш хитайниң әң муһим вәзиписигә айланди.

Қарайдиған болсақ худди хитай мустәмликиси астида изчил зулумға учрап кәлгән уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учриши билән, ғәрб демократик қиммәт қарашлириниң вәйран қилинишидики сәвәбләр асасән охшаш. Йәни һәр иккиси хитайниң дуняға хоҗа болуш йолидики тәһдит дәп қаралған амиллардур. Техиму һәйран қаларлиқи хитай компартийәси һакимийитиниң хитай ичидики һәм хәлқарадики хитайға тәһдит дәп қаралған күчләрни йоқитиш пилани пүтүнләй деңиз яқисидики алдин тәрәққий қилдурулған хитай районлири арқилиқ елип берилған. Йәни, мәзкур хитай районлири хитайниң ислаһатида ғәрб дунясиға юмшақ күч билән сиңип кириштә қоллинилиниш билән биргә, уйғур қатарлиқ хитай болмиған хәлқләрни хитай ичидә омумйүзлүк йоқитишта қорал қилинған. Мана бүгүн хитайниң деңиз яқиси районлири ғәрб дунясиниң булуң-пучқақлириғичә сиңип кирип, хитай бирликсәпниң бир туташ рәһбәрликидә һәрикәт елип баридиған хәлқаралиқ тор шәкиллик система шәкилләндүргинидәк, йәнә шу хитайниң деңиз яқисидики 19 өлкиси уйғур елини “ярдәм бериш” намида омумйүзлүк бөлүшүп елиши нәтиҗисидә, пүткүл уйғур елидә хитай компартйәси һакимийитиниң мәнпәәти үчүн хизмәт қилидиған ғайәт чоң тор системиси барлиққа кәлтүрүлди.

Хуласилигәндә, хитай компартйәси һакимийити бүгүн деңиз яқиси районлири арқилиқ пүткүл дуняға бағланған болса, йәнә охшашла деңиз яқиси районлири арқилиқ уйғурларни йоқитип, хитайниң шәрқий билән уйғур елини қуруқлуқ, төмүрйол билән бағлиди. Демәк, хитайниң “һава йоли йипәк йоли” қурулушиму охшашла “бир бәлвағ, бир йол” истратегийәсиниң бир қисми сүпитидә “хитай чүши” ниң рояпқа чиқиши үчүн хизмәт қилидиғанлиқи ениқ.

Гәп бу йәргә кәлгәндә, биз башта тилға алған хитай даирлириниң уйғур елидә айродромларни “һавадики йипәк йоли” қурулуши үчүн кеңәйтишиниң сәвәбини техиму ениқ чүшинәлишимиз мумкин. Дәрвәқә, хитайниң 14-бәш йиллиқ пиланида “һавадики йипәк йоли” қурулушини әң муһим хизмәт пиланиға киргүзүши, пәқәт хитай компартийәси һөкүмитиниң ғәрбкә кеңийиш вә дуняға иқтисадий вә сиясий хоҗа болуш пилани болған “бир бәлвағ, бир йол” истратегийәсини давамлаштуруш үчүндур.

***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.