Уйғур дияридики һәрбий қомандан алмаштуруш қарари диққәт қозғимақта

Мухбиримиз әзиз
2021.08.04
Уйғур дияридики һәрбий қомандан алмаштуруш қарари диққәт қозғимақта Илгири “тибәт һәрбий райони” ниң баш қомандани болған, генерал лейтенант унванидики ваң хәйҗяң(солда) рәсмий һалда “шинҗаң һәрбий райони” ниң баш қоманданлиқиға тәйинләнгән. 2021-Йили июл.
sina.cn

Нөвәттики америка-хитай мунасивити һәққидә мутәхәссисләрниң ортақ пикири бирдәк “1970-йилидин буянқи әң төвән сәвийәгә чүшүп қалған” дәп хуласә чиқиришта ипадилиниду. Болупму хитайниң иқтисадий җәһәттики йүксилишиниң маһийәттә униң дипломатийә вә һәрбий саһәдики “уруш бөриси” тәбиитини ашкарилишиға сәвәб болған әң муһим амил икәнликиму мутәхәссисләрниң диққитидин чәттә қалғини йоқ. Хитай һөкүмитиниң бу җәһәттики қопал дипломатийә вә иғвагәрликкә толған һәрбий кеңәймичилики һазирқи уйғур қирғинчилиқи мәсилисиниң хәлқаралишиши билән юғурулуп, нөвәттә америка һөкүмитиниң ташқи сияситидә хитайниң “истратегийәлик рәқиб” болуши байден һөкүмитиниңму йол хәритисидин орун алди. Икки тәрәп мунасивити әнә шу тәриқидә яманлишип, бир қисим мутәхәссисләр икки дөләт оттурисидики уруштин сақлиниш қийин, дәватқанда 3-авғуст күни хитай һөкүмитиниң “шинҗаң һәрбий райони” ниға йеңидин баш қомандан тәйинлигәнлики һәрқайси ахбарат васитилири арқилиқ рәсмий йосунда хәвәр қилинди.

Хитай һөкүмити башқурушидики “сина хәвәрлири” ториниң 4-авғусттики хәвиридә бу әһвал тәпсилий хәвәр қилиниду. Униңда ейтилишичә, 1963-йили туғулған һәмдә генерал лейтенант унванидики ваң хәйҗяң рәсмий һалда хитай мәркизий һәрбий ишлар комитетиниң орунлаштуруши бойичә “шинҗаң һәрбий райони” ниң баш қоманданлиқиға тәйинләнгән. Мәлум болушичә ваң хәйҗяң 1980-йиллардин тартипла хитай армийәсидә вәзипә өтигән болуп, илгири “тибәт һәрбий райони” ниң баш қомандани болған икән. Әмма хәвәрдә униң бу қетим баш қоманданлиққа тәйинлиништин илгирила үрүмчигә йөткилип “шинҗаң һәрбий райони” ниң муавин баш қомандани болғанлиқи ейтилиду.

Уйғур дияридики һәрбий қисимға даир бу зор тәңшәш һәққидә сөз болғанда дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит “бу бир қетимлиқ тасадипий адәм алмаштуруш әмәс” дәп қарайду. Болупму районлар вәзийити давалғушқа толуватқан, сиясий орунлаштурушта зор өзгиришләр оттуриға чиқиватқан, хитай һөкүмитиниң һәрбий җәһәттики әндишиси ешиватқан, шуниңдәк хитай һөкүмитиниң һәрбий контроллуқ арқилиқ омумий вәзийәтни өз тизгинидә тутуп туруш истики күчийиватқанда көрүлгән бу қарар әмәлийәттә ши җинпиңниң уйғур дияридин айрилип қелиш әндишисиниму ипадиләйдикән. Чүнки пүтүн хитай миқясида һәрбий орунлаштуруш арқилиқ өзиниң мустәһкәм контроллуқини капаләткә игә қиливатқан ши җинпиңниң уйғур дияридики һәрбий қисимларниң баш қомандани үчүн өзиниң әң ишәнчлик вә қабил генераллиридин бирини таллиши ениқ икән. Техиму муһими уйғур дияри хитай һөкүмитиниң ғәрбкә кеңийишидики муһим база болуп, униң бу қәдәр муһим истратегийәлик қиммити һәргизму у җайдин чиқиватқан тәбиий байлиқлардин кәм әмәс икән. Техиму муһими хитай һөкүмити кәлгүсидә дуч келидиған һәрбий тоқунуш бир болса хитайниң деңиз тәвәликидә, бир болса уйғур диярида барлиққа келиши мумкин икән. Бундақ әһвалда хитай һөкүмитиниң “шинҗаң һәрбий райони” ниң баш қоманданини алмаштуруши алаһидә музакирә қилиштин өтмәй туруп ишқа ашмайдикән.

Америкадики мустәқил анализчи елшат һәсәнму бу мәсилигә йеқиндин диққәт қиливатқан кишиләрниң бири. Униң қаришичә, ши җинпиң уйғур дияридики ирқий қирғинчилиқни юқири пәллигә чиқириватқанда көрүлгән бу қетимлиқ һәрбий қомандан алмаштуруш маһийәттә лагер сияситиниң баш иҗрачиси болған чен чуәнгониң техиму йүрәклик вә қаттиқ қоллуқ билән иш көрүшигә оңайлиқ яритиш ролини ойнайдикән. Йәнә келип бу һал уйғур дияридики сиясий вәзийәтниң юмшайдиғанлиқиниң әмәс, әксичә буниңдин кейин техиму қаттиқ болған контроллуқ тәдбирлириниң иҗра қилинишидин бешарәт беридикән. Чүнки хәлқараниң уйғур қирғинчилиқи һәққидики тәнқидлири, явропа вә америка һөкүмитиниң хитай һөкүмитигә қарши иҗра қилинишқа башлиған ембарго чарилири, ямини кәлсә дуняви һәрбий тоқунушниң тәсири дегәнләр бирлишип хитай һөкүмитини чәклимисә хитай һөкүмити һәргизму өзлүкидин бу қирғинчилиқни тохтитип қоймайдикән. Чүнки бу һадисә дуня тарихи яки уйғурларниң йеқинқи заман тарихида болсун һәрқачан мушу хил шәкилдә давам қилған икән.

Бу мәсилә һәққидә сөз болғанда дилшат ришитму мушундақ қарашта. Униң пикричә, хитай һөкүмити уйғур дияриниң һәр җәһәттики қиммитини наһайити яхши билгәникән, улар бу районниң қолдин чиқип кәтмәслики үчүн қолидин келидиған һәммила чарини ишқа селиштин қилчә иккиләнмәйдикән. Бу қетимқи һәрбий саһәдә көрүлгән бу пәвқуладдә ‍өзгиришму буниң бир мисали икән.

Мәлум болушичә, нөвәттә америка-хитай оттурисидики йирикликниң ахирқи һесабта техиму еғир болған бир мәйдан сиясий вә һәрбий тоқунушқа айлинип кетиш еһтималлиқиниң барлиқи һәққидә түрлүк пикирләр оттуриға чиқмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.