Бейҗиң университетида оқулған “һидайәтнамә” дики мисралар зор ғулғула қозғиди

Мухбиримиз әзиз
2019.03.21
harvard-universitetining-mudiri-beyjingda.jpg Харвард университетиниң мудири лавренс баков Lawrence Bacow) бейҗиң университетида нутуқ сөзлигән көрүнүши. 2019-Йили 20-март, бейҗиң.
harvardmagazine.com

Америкидики, шундақла дунядики әң даңлиқ алий билим юртлириниң бири болған харвард университетиниң мудири лавренс бәков өзиниң хитайдики хизмәт зияритидә хитай рәиси ши җинпиң билән сөһбәттә болғандин кейин 20-март күни бейҗиң университетиға кәлди. Лавренс әпәндиниң шәрипигә өткүзүлгән чоң йиғинда у “һәқиқәт издәш вә университетниң вәзиписи” темисида узун нутуқ сөзләп, сөз әркинлики, пикир әркинлики вә илмий саһәниң әркинлики һәққидә мәхсус тохталди. Болупму бейҗиң университетиниң 1919-йилидики “4-май оқуғучилар һәрикити” арқилиқ йеңичә пикир инқилабиниң базиси болғанлиқидәк тарихини әслитип өтти.

Лавренс әпәндиниң бейҗиң университетиға келип пикир әркинлики һәққидә нутуқ сөзлиши тоғрисида америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән буниң аддийла бир қетимлиқ нутуқ болуштин көрә хитай һөкүмитигә йолланған көп қирлиқ учур икәнликигә бәкрәк ишиниду. У бу һәқтә сөз болғанда пүткүл хитай тәвәсидә һазирқидәк пикир әркинлики әң зор чәклимигә учраватқан бир пәйттә лавренс әпәндиниң буниңдин йүз йил илгирики хитай тарихиниң бир зор бурулуш нуқтисини әсләп өткәнликини бир алаһидә әһвал дәйду.

Йиғин мәйданидикиләрни һәммидинму бәк һәйран қалдурғини лавренс әпәндиниң нутуқ җәрянида анисиниң әйни вақиттики натсист германийәсиниң җаза лагеридин аман қалғучиларниң бири икәнликини тәкитлиши болди. Шуниң билән биргә у сөзиниң ахирида “мән уйғур шаири абдуреһим өткүрниң шеиридин бир үзүнди оқуймән” дәп мәрһум шаир абдуреһим өткүрниң “һидайәтнамә” намлиқ шеиридин бир куплетниң инглизчә тәрҗимисини оқуди. Бу куплетниң уйғурчиси мундақ иди:

Өмүр мәнзилидин тинмай излидим мән һәқиқәтни,

Тәпәккур болди бир һади тепишта чин һидайәтни,

Тиләп һәр сөзгә бай мәнә йәнә җанлиқ пасаһәтни,

Дилим истәйтти изһарғә һәмишә мәқбул пурсәтни,

Келиң әй достлирим әмди хушал башлайли бу сөһбәтни.

Харвард университетиниң тор бәтлири вә башқа алақидар хәлқаралиқ хәвәрләрдә лавренс әпәндиниң бу қетимлиқ нутуқта “һидайәтнамә” намлиқ шеирдин бир куплет мисал елишидики сәвәбләр һәққидә бирәр баянлар учримайду. Әмма бу һалниң милйонлиған уйғурлар лагерларға солинип, уйғурлар дияридики лагерлар мәсилиси хәлқарадики чоң темилардин болуватқанда оттуриға чиқиши зор диққәт қозғиди. Йәнә келип бәзи ахбарат васитилири буни йеқинда зор ғулғулиға сәвәб болған “абдуреһим һейтниң лагерда өлүп кәтмигәнлики” һәққидики “ахбарат уруши” ға бағлап чүшәндүргән. Униңда ейтилишичә, 2015-йили абдуреһим һейт мәрһум шаир абдуреһим өткүр вапатиниң 20 йиллиқини хатириләш үчүн түркийәдә өткүзүлгән хатириләш паалийитигә тәклип билән қатнашқан. Шундақла абдуреһим өткүрниң қәлимигә мәнсуп “йоқ, йоқ” намлиқ шеир абдуреһим һейт орунлиғандин кейин түркийәлик нахшичи уйғур ишилақниң иҗрасида түркчә ейтилған вә зор алқишқа еришкән иди.

Лавренс әпәндиниң өз нутқида ата-анисиниң америкиға қачқун болуп келип қалғанлиқини, анисиниң иккинчи дуня уруши мәзгилидики җаза лагериниң шаһитлири икәнликини алаһидә әслитиши, шуниңдәк уйғур шаириниң шеиридин үзүнди елишини бәзи гезитләр америка ташқи ишлар министирлиқиниң уйғурлар учраватқан иҗтимаий киризисни “1930-йиллардин буянқи әң зор инсан һәқлири дәпсәндичилики” дәп тәсвирлишигә параллел қойған һәмдә буни “харвард университетиниң мудири сиясий җәһәттики толиму назук бир мәсилини әпчиллик билән оттуриға қойди” дәп тәсвирлигән. Бу һәқтә сөз болғанда илшат һәсәнму бу һални тәсадипи һал, дәп қаримайдиғанлиқини билдүрди.

Бу тоғрисида һәммидинму бәкрәк кишиниң диққитини тартидиғини харвард университетиниң мудири бейҗиңға келип ши җинпиң билән көрүшкән һәмдә бейҗиң университетида нутуқ сөзлигәндин кейин бу әһвал хитайда бәкму чоң хәвәр болған. Һалбуки, хитай тәвәсидә бу тоғрисида берилгән һечқандақ хәвәрдә униң абдуреһим өткүр, “4-май һәрикити” яки җаза лагери һәққидә ейтқанлири қилчә тилға елинмиған. Пәқәт бейҗиң университетидики бир қисим оқуғучиларниң абдуреһим өткүр һәққидә торлардин учур издәп баққанлиқи мәлум.

Алақидар учурлардин мәлум болушичә, мәрһум абдуреһим өткүрниң бу шеириниң қисқартилған вә ихчамланған нусхиси шаир һаят вақтида “өмүр мәнзиллири” дегән намда елан қилинған. Әсли шеирниң толуқ нусхиси шаирниң вапатидин кейин “һидайәтнамә” дегән намда тарқалған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.