Хуаң венби “археолог” му яки сиясий бидикму? (2)
2023.08.31
Әң йеңи мәлуматларға асасланғанда, бу асарә-әтиқиләрниң бир қисми қачиланған төт чоң сандуқ сақлинип қалғанлиқи һәтта буларниң 1949-йили 10-айғичә барлиқи мәлум. Әпсуски узақ өтмәй улардин йәнә икки сандуқ йоқалған.
Хуаң венбиниң 1933-1934- вә 1943-1944-йиллири уйғур диярида елип барған икки қетимлиқ археологийәлик тәкшүрүш сәпири уйғур диярида миллий мустәқиллиқ һәрикәтлири күчәйгән вә һәтта миллий инқилаб қисмән ғәлибигә еришип, бир қисим җайлар миллий азадлиқ мевилириниң тәмини тетиған бир вақитқа тоғра кәлгән. Һәр йәрдә инқилаб отлири көйүватқан бундақ бир пәвқуладдә шараитниң археологийәлик тәкшүрүшләр үчүн еғир қийинчилиқ туғдуридиғанлиқи һәммигә мәлум. Һалбуки, униң һәр икки аталмиш “археологийилик тәкшүрүш сәпири” әмәлийәттә гоминдаң мәркизий һөкүмитиниң биваситә қоллиши билән елип берилған. Йеқинда йеңидин ашкара болуватқан бир қисим ички материялларға қариғанда, хуаң венбиниң шу йилларда инқилаб оти лавулдап көйүватқан уйғур дияриға “археологийәлик тәкшүрүш” нами билән беришиға җасуслуқ вәзиписиниң йүкләнгәнлики, аталмиш “археологиәлик илмий тәкшүрүш” дегән намниң әмәлийәттә униң җасуслуқ вә учур топлаш һәрикити үчүн бир вивиска болуп бәргәнлики мәлум.
1933-Йили у милләтчи хитай (гоминдаң) дөләтлик маарип министирлиқиниң алаһидә әвәтилгән вәкили сүпитидә уйғур дияриға йәнә бир қетим әвәтилгән. Шу йили 5-айдин башлап, у үрүмчи, турпан, или вә қарашәһәрләрдә маарип әһвалини тәкшүргән. Хитайда чиқидиған “ғәрбий шимални ечиш” намидики журналниң шу йиллиқ 2-топлам 5-санида униң тәкшүрүш доклати елан қилинған. У, бу доклатида уйғур дияридики йәрлик маарипниң арқида қелишиниң сәвәби, уйғурларниң пәнний мәктәпәләрдә көп оқумайдиғанлиқи вә оқуш материяллириниң кәмликидин болған дәп язған. У йәнә шу доклатида мундақ дәп язған: “шуниң билән бир вақитта, шинҗаң өлкисидики йәрлик хәлқләрниң тәркиби мурәккәп, мәдәнийәт сәвийәси төвән, уларниң тили бирликкә кәлмигән. Шуңлашқа өлкидики хитай аһалилири билән мусулманлар көп һалларда бир биригә өчмәнлик көзи билән қаришиду. Һәр қетим исян яки топилаң чиққанда, түркүмләп адәм өлтүрүлиду. Мусулманлар асаслиқ санни игиләйдиған шинҗаң хәлқиниң мәдәнийәт сәвийәсини өстүрүш үчүн, маарипни омумлаштуруш, дөләт тилини чоқум сөзлийәләйдиған һәм чүшинәләйдиған қилиш керәк. Шундақ қилғандила һәр қайси милләтләр арисидики өчмәнлик вә адавәтни азайтқили болиду.”
Униң 1930-йилларда гоминдаң һөкүмитигә сунған доклатидики “шинҗаңдики йәрлик хәлқләр арисида хитай маарипи арқилиқ дөләт тилини омумлаштуруш” дегән бу тәклипи, аридин аз кәм бир әсир өткән бүгүнки күндә коммунист хитайниң қоли билән әмәлийләшмәктә.
Хуаң венбиниң “йүгоң: йерим айлиқ сөһбәт” намлиқ хитайчә журналниң 1935-йиллиқ 4-том 5-санида елан қилинған қилған “2-қетимлиқ моңғулийә-шинҗаң археологийәлик тәкшүрүш хатириси” намлиқ бир парчә мақалиси униң қандақ бир киши икәнликини техиму ениқ көрситип бериду.
“йипәк йоли” аталғуси у вақитларда дуня илим саһәсидә асасән шәрқ билән ғәрбни бағлайдиған, уйғур диярини асаслиқ түгүн қилған “мәдәнийәт йоли” дегән уқумни берәтти. Һалбуки, өзини бир “археолог” дәп билидиған хуаң венби “йипәк йоли” дегән бу мәшһур намни әсла етирап қилмиған. Шуңиму униң һеч бир мақалиси яки язмисида “йипәк йоли” дегән нам учримайду. У шу мақалисидә “йипәк йоли” дегән намниң орниға хитайниң мустәмликичилик тарихини гәвдиләндүридиған башқа бир намни қоллинишни тәвсийә қилған. У мақалисидә хитай өлкилиридин уйғур дияриға баридиған 3 йолниң барлиқини баян қилип, уларниң дәсләпки иккисигә “сода йоли” вә “оттура йол” дегән намларни қолланған. Һалбуки, 3-йолни зу зуңтаңниң ачқанлиқини сәвәб қилип көрситип, уни “зу зуңтаң йоли” дәп аташ тәклипини бәргән. Хуаң венбиниң бу тәклипидин, униң илим саһәсидики бир “археолог” әмәс, бәлки “археологийә” ни өзигә йепинча қиливалған бир сиясий бедик икәнликини; йәни келип археологийә кәспини сиясәтниң қолтуқида елип баридиған бир киши икәнликини көрүвелиш тәс әмәс. Мундақчә ейтқанда, “археологийә” илминиң тониға оринивалған хуаң венбиң мәнчиң сулалисиниң шәрқий түркистанни иккинчи қетим истила қилған вә аталмиш “шинҗаң өлкиси” қуруш тәклипини бәргән қанхор зо зуңтаңни хитайниң “миллий қәһримани” қилип тикләп чиқиш лайиһәсини оттуриға қойған тунҗи хитай алими болғанлиқида һечқандақ шүбһә йоқ!
Наһайити ениқки, хуаң венби теңи-тәктидин ейтқанда рәсмий тәрбийәләнгән бир кәспий археолог әмәс иди. Бу һәқиқәтни әлвәттә униң өзиму биләтти. Шуңа у көп хил иқтидар тәләп қилидиған бу кәсипниң ичидин өзигә мас келидиған бир йочуқ тепишқа урунған. Хитай тилидин башқа һечқандақ қәдимки тил-йезиқларни яки уйғур дияриға мунасивәтлик бирәр тилниму билмигән хуаң венби археологийә саһәсидин шундақ бир ғәйрий йол тепишқа мәҗбур болған. Шуниң билән у өзиниң уйғур диярида елип барған аталмиш “археологийәлик тәкшүрүш” сәпәрлиридә пәқәтла хитай тили вә хитай тарихи билән мунасивәтлик буюмларғила алаһидә етибар бәргән. У байқиған һәр бир асарә-әтиқини, қазған яки зиярәт қилған һәр бир тарихий орунни пәқәтла хитай тарихи билән бағлашқа урунған. Хитай археологлири һазирға қәдәр уйғур дияридики ениқ бир йәрни көрситип туруп, бу йәр әйни вақиттики “ғәрбий дияр тутуқ мәһкимиси” иди дәп көрситәлмигән болсиму, әмма хуаң венби уйғур дияридики қизил топилиқ бир игизликни көрситип, уни хитайниң “тутуқ һиравул мәһкимиси” дәвалған, шундақла нурғун йәрләрни “җаң чйән өткән йәр” дәп җөйлүгән.
У, уйғур дияридики бәзи йәрләрдин хитайчә хәт оюлған тәңгә пулларни тепивалғинида, у йәрниң уйғурчә әсли исминиң орниға хитайчә исим қоймақчи болған. Униң қарашәһәрдики уйғур узунқомуш харабисигә вә маралбешидики тумшуқ харабилиқиға “таңваңчең” (“таң ханиданлиқи шәһәрчиси”) дегән хитайчә исимларни қоюшиму дәл шу сиясий мәқсәттин болған.
19-Әсирниң ахири вә 20-әсирниң башлирида уйғур дияриға кәлгән чәт әллик сәйяһлар өзлириниң археологийәлик илмий тәкшүрүшлири җәрянида топлиған асарәтиқиләрни өз дөләтлиригә елип кәткәнлики үчүн, хитайларниң уларни “оғри”, “қарақчи”, “булаңчи” дәп һақарәтләнгәнликини билимиз. Ундақта, нәччә он миңлиған қиммәтлик буюмларни ички хитайға елип кетип уларниң мәңгүлүк йоқилишиға сәвәбчи болған хуаң венбини немә дәп аташ керәк? шу йоқитилишта хуаң венбиниң һечқандақ мәсулийити йоқму? чәт әлгә елип кетилгән шу буюмларниң тәтқиқати пәқәт уйғур дияриниң яки уйғурларниңла әмәс, бәлки пүтүн дуня мәдәнийәт тәтқиқатиға қандақ һәссиләрни қошуватқанлиқи, оттура асия тарихини қандақ дәлилләр билән тәминлигәнлики вә тәминләватқанлиқиға шаһит болған илим дуняси, хуаң венби йоқатқан қиммәтлик қол язмилар билән асарәтиқиләрниң һесабини кимдин алиду? хуаң венбиниң пәқәт уйғурларғила әмәс, бәлки йәнә уйғур дияриниң қәдимки мәдәнийәт тарихиға алақидә күсән, тохар вә соғди қатарлиқ қәдимий милләтләрниң мәдәнийәт хәзинилиригә салған тәсвирлигүсиз зийинини, “оғри”, “қарақчи” яки “булаңчи” дәп һақарәтләватқан явропалиқ екиспедитсийәчиләрниң иш-излири билән селиштуруш әсла мумкин әмәс. Әгәр сивен һедин болсун яки алберт фон лекок болсун, явропалиқ екиспедитсийәчиләр “булаңчи” дейилидиған болса, у чағда хуаң венбиға мувапиқ келидиған исим тапқилиму болмайду.
Хитай һөкүмитиниң нөвәттә хуаң венби көтүрүп чиқип, уни “шинҗаң археологийәсидики 1-номурлуқ шәхс” дәп көккә көтүрүшини, униң әйни вақитта археологийәни йепинча қилип туруп, уйғур диярини хитайниң әбәдий бир парчисиға айландуруш үчүн хитай һөкүмитигә бәргән сиясий тәклиплиридин айрип қариғили болмайду, әлвәттә.
***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.