Хуаң венби “археолог” му яки сиясий бидикму?(1)

Берлиндин обзорчимиз абләт сәмәт тәйярлиди
2023.08.30
Huangwenbi-01 Хуаң винби оттуридики қейиниң алдида туруп лопнур көлидә қейиқ һәйдәватиду, 1928-йили, лопнур
chinanews.com

Йеқинқи бир нәччә йилдин буян, хитайда һәммә кәсипниң “пешваси” ни издәш долқуни көтүрүлди. Бу долқун уйғур диярида техиму әвҗ елип, қоюқ сиясий тәшвиқат түсигә кирди. Бу долқунда ваң лобиң уйғур хәлқ нахшилириниң “ниҗаткари” вә һәтта аталмиш “иҗадкари” болувалди. 1950-Йилларда уйғур он икки муқамини қайта рәтләш вә нотиға елиш хизмитигә қатнашқан вән туңшу 99 яшқа кирип өлүвиди, мәртивиси “муқам пешваси” дәриҗисигә көтүрүлүп, униңға атап үрүмчидә һәшәмәтлик хатирә сарийи селинди һәмдә һәйкили тикләнди. Бу йил 8-айниң оттурисида дуня ислам һәмкарлиқ тәшкилатидин тәклип қилинған бир өмәк әнә шу сарайда уйғур он икки муқамини аңлап, хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан бастуруш сияситини күйләшти. Алдинқи күни ақсуда аяғлашқан уйғур райониниң ғәйри-мәдәнийәт мираслири йиғиниму вән туңшуниң намиға аталди.

Хуаң венби (1893-‍1966) “хуаң венби тәтқиқати илмий мақалилири, (2013)” намлиқ топламдин елинди
Хуаң венби (1893-‍1966) “хуаң венби тәтқиқати илмий мақалилири, (2013)” намлиқ топламдин елинди
RFA/Ablet

 Хитай хелидин буян уйғур районидики археологийә саһәси үчүнму бир “пешва” яритишқа урунуп кәлгән иди. Буниң үчүн хуаң венби (黄文弼) исимлик бирини намзат қилип көтүрүп чиқти. 1930-Йилларда шиветсийәлик експедитсийәчи сивен һединниң тарим ойманлиқини тәкшүрүш експедитсийә әтритигә қатнашқан хуаң венби әслидә мәзкур әтрәттики адәттики бир хизмәтчи хадим иди. Әмма униң шу қетимлиқ експедитсийә давамида тапқанлиқи илгири сүрүлгән бирқанчә парчә хитайчә язма һөҗҗити бүгүн “археологийәлик зор байқаш” һесаблинип, униң намиға атап мәхсус “мәдһийә йиғинлири” ечилмақта, китаблар нәшр қилинмақта. Һәтта униң өтмүши билән һечқандақ мунасивити йоқ үрүмчидики шинҗаң педагогика университетида мәхсус тәтқиқат орни тәсис қилинип, униң аталмиш “археологийәлик байқашлири” көргәзмә қилинмақта. Йеқинда йәнә ләнҗудики ғәрбий-шимал милләтләр университетида, хуаң венби өмүр бойи чоқунған қәһримани җаң чйәнниң қәбрисигә йеқин җайда униң йәнә бир һәйкили тикләнгән. Йеқиндин буян уйғур қәдимки мәдәнийити билән мунасивәтлик йиғинларму хуаң венбиниң намини таҗ қилмай туруп ечилмайдиған болған.

 Бурун хуаң венби тоғрилиқ китаб вә мақалә язғанлар, униң тунҗи болуп уйғур диярида қидирип тәкшүрүш елип барған хитай археологи икәнликини алаһидә тәкитләйдиған болған. Йеқиндин буян уйғур районида уни хатириләйдиған вә тәбрикләйдиған паалийәтләр һәссиләп көпәйгән. “хитай хәвәрлири тори” ни өз ичигә алған хитайниң асаслиқ һөкүмәт тартқулири вә вә хитайдики һөкүмәт контроллуқидики иҗтимаий таратқулар бәс-бәс билән мақалә елан қилип, хуаң венбини “әң яхши археолог” , “йипәк йоли археологийәсиниң асасчиси” , “җуңго шинҗаң археологийәсиниң 1-дәриҗилик йетәкчиси” , “турпан археологийәсиниң атиси” дәп аташқа башлиған. Шундақла уни дуняға мәшһур шиветсийәлик експедитсийәчи свен һедин билән тәңләштүрүшкә урунған. Уйғур дияриниң археологийә тарихидин азрақла хәвири бар кишиләр, “археологийә асасчиси” дегән бу улуғвар намниң қиммити шунчилик төвәнләп кәттиму яки дуняда һеч бир нами болмиған хуаң венбиниң аталмиш “археологийәлик байқашлири” әмди очуқчилиққа чиқтиму, буни һеч биләлмәй гаңгирап қелишмақта.

 Ундақта, хуаң венби ким? у қандақ қилип сивен һедин билән бир қатарда туридиған “мәшһур археолог” болуп қалған? у уйғур дияриға мунасивәтлик археологийәлик қидирип-тәкшүрүш експедитсийәлиридә зади немә ишларни қилған? у һәқиқәтәнму хитай тәшвиқ қилғандәк шунчилик муһим шәхсму? уни свен һедин селиштуруш мумкинму?

 Хуаң венбиниң тәрҗимиһалиға даир мәлуматларға қарисақ, мундақ учурларға көзимиз чүшиду: хуаң венби 1918-йили бейҗиң университетиниң пәлсәпә кәспини пүттүрүп, шу университетиниң өзидә оқутқучи болуп қалған. 1921-Йили бейҗиң университетида йеңидин қурулған “дөләт тили” (хитай тили) кәспиниң ярдәмчи оқутқучиси болған. Таки 1926-йилиғичә униң бурунқи исми болған хуаң фәнни “хуаң венби” ға өзгәрткинидин башқа һечбир көзгә көрүнгүдәк иши учримайду. 1924-Йили 5-айда бейҗиң университетида археологийә җәмийити қурулғанда, униң пурсәтни чиң тутуп дәрһал бу җәмийәткә әза болғанлиқи мәлум. Шуниңдин кейин униң тәлийи оңдин келип, 1924-йилиниң ахиридин 1925-йили 10-айғичә давамлашқан бейҗиңдики гугуң сарийида сақлиниватқан мәдәнийәт буюмлирини рәтләш хизмитигә ярдәмчи болуп қатнашқан. Бу иш униң кейинчә “мәшһур археолог” болуп сәһнигә чиқишида муһим бир шота болған.

 1927-Йили свен һедин германийә луфтханса авиятсийә ширкитиниң һавалиси билән шаңхәйгә учидиған һава йолини лайиһәләш үчүн, бу ширкәтниң 10 учқучиси вә өзиниң тәҗрибилик һәмраһлирини башлап беҗиңға кәлгән. Бу хитайда милләтчилик күндин-күнгә күчийиватқан, чәт әлликләргә, болупму тәтқиқат вә башқа ишлар билән хитайда туруватқан әҗнәбийләргә нисбәтән қаршилиқлар барғансери зорийиватқан бир вақитлар иди. Хитайдики әнә шундақ милләтчилик кәйпиятиниң бесими билән хитай даирилири берлиндин шаңхәйгә учидиған явро-асия һава йоли линийәси ечиш пиланини рәт қилған. Буниң орниға сивен һединниң хитай даирилири тәшкиллигән бир әтрәт билән һәмкарлишип, хитай өлкилиридин уйғур дияриға тутушидиған бир ташйол қурулушини сизиш вә лайиһәләш пиланланған. Хуаң венби дәл мушу бу әтрәттә хитай тәрәпниң археологийә хизмитигә мәсул вәкили болуп талланған. Шуниң билән хуаң венбиниң аталмиш “археологийә саһәсидики парлақ һаяти” башланған. У, севен һедин илмий йетәкчи болған шу қетимлиқ қидирип тәкшүрүш експедитсийәсидә таки 1930-йилиғичә өзи илгири әзәлдин көрүп бақмиған нурғун нәрсиләрни көрүп биливалған. Шуниңдин кейин у “йолвас йоқ йәрдә маймун падишаһ” дегәндәк, өз алдиға хитай археологийә әтрити тәшкилләп уда 3 қетим, йәни 1933-йили, 1948-йили вә 1957-1958-йиллири уйғур диярида қидирип тәкшүрүш елип барған

1934-Йили 2-айда свен һедин башчилиқидики експедтсийә әтрити қумулға кәлгәндә маҗуңйиңниң адәмлири уларни зиярәт қилиду. Солдин 2-киши хуаң венби “хуаң венби вә йипәк йоли” (2012) дегән китабниң 80-бетидин елинди.
1934-Йили 2-айда свен һедин башчилиқидики експедтсийә әтрити қумулға кәлгәндә маҗуңйиңниң адәмлири уларни зиярәт қилиду. Солдин 2-киши хуаң венби “хуаң венби вә йипәк йоли” (2012) дегән китабниң 80-бетидин елинди.
RFA/Ablet

 Һалбуки, хуаң венбиниң уйғур дияриға илгири-кейин қилған төт қетимлиқ археологийәлик қидирип тәкшүрүш сәпиридә униң зади қанчә хил вә қанчә парчә асарә-әтиқә яки мәдәнийәт ядикарлиқи йиғивалғанлиқи ениқ әмәс.

 Хуаң венбиниң археологийә һаятиға даир материялларға қариғанда, у қатнашқан археологийә әтритидикиләрниң кичик гуруппиларға бөлүнүп, уйғур дияриниң пәрқлиқ йәрлиридә өз алдиға қезиш елип барғанлиқи вә бәзи асарә-әтиқиләрни топлиғанлиқи мәлум. Хуаң венбиниң 1927-йилидин 1930-йилиғичә 3 йил җәрянида язған “хуаң венбиниң ички моңғул вә шинҗаңдики тәкшүрүш җәрянида язған күндилик хатириси” , “тарим ойманлиқидики археологийәлик тәкшүрүш хатириси” , “турпан археологийәсидин тәкшүрүш хатириси” қатарлиқ китаблири нәшир қилинған. Шу китабларда у өзиниң уйғур дияридики қидирип тәкшүрүш җәрянида көплигән асарә-әтиқә, қолязма вә таш басма әсәрлиригә еришкәнликини тилға алған.

 Биз униң хатирилиридин шуни һес қилимизки, хуаң венби мәйли милләтчи хитай (гоминдаң) дәвридә болсун яки коммунист хитай һакимийәт бешиға чиққан дәвридә болсун, ун өзиниң уйғур диярида елип барған аталмиш археологийәлик тәкшүрүш хизмәтлиридә һеч бир заман тосалғуға учримиған, бәлки һәр қетим униң тәкшүрүшлиригә йешил чирағ йеқилған.

 Хуаң венбиниң уйғур дияридин қолға чүшүргән аталмиш археологийәлик буюмлириниң түридин униң қидирип тәкшүрүш ишлириниң у қәдәр илмий болуп кәтмигәнликиниму пәрәз қилиш мумкин. Мәлум болушичә, хуаң венби пәқәт турпандики ярғол вә туюқ харабиликлиридин бир қәдәр яхши сақланған 120 данә қәбрә тешини колап чиқиривалған. Адәттә қәбриләргә орнитиветилидиған бундақ қәбрә ташлирини шу қәбриләрни бузмай туруп чиқириш мумкин әмәс.

 Хуаң венби 1958-1959-йиллири, йәни өзиниң уйғур дияриға қилған 4-қетимлиқ археологийә сәпиридә топлиған 55 сандуқтики 1700 хилдин ашидиған 7500 парчидин артуқ асарә-әтиқә буюмини уйғур аптоном районлуқ музейға тапшуруп бәргинидин башқа, қалған 3 қетимлиқ сәпиридә топланған буюмларниң һәммисини хитайниң ички өлкиләргә елип кәткән. 1927-Йили башланған 1-қетимлиқ хитай чәтәл һәмкарлиқидики қидирип тәкшүрүш сәпиридә шиветсийәликләр топлиған мәдәнийәт мираслири сивен һедин тәрипидин стокһолмға елип кетилип, илмий баһалаштин кейин, хитайға қайтуруп берилгән. Бейҗиңдики дөләтлик әскирий музейға йәрләштүрүлгән бу мәдәнийәт мираслиридин кейинчә хуаң венбиниң халиғанчә пайдиланғанлиқи мәлум.

 Хуаң венбиниң иккинчи вә үчинчи қетимлиқ уйғур дияри сәпиридә топлиған асарә-әтиқиләрниң тәқдири техиму тирагедийәлик болған. Униң шу қетимлиқ тәкшүрүшләрдә уйғур дияридин қолға чүшүргән археологийәлик буюмлири хәнко шәһиридики бир чоң бинаға топланған. Әпсуслинарлиқи шуки, бу бина 2-дуня урушида японийә күрәшчи айропиланлириниң бомбардиманлирида пүтүнләй вәйран болған. Шу бомбардиманларда ғайиб болған бу бибаһа мираслар һәққидики учурларниң наһайити аз бир қисмини биз униң әйни вақиттики күндилик хатирилири вә шу вақитниң әң начар сәвийәдә тартилған фото сүрәтлиридин көрүвалалаймиз.

Юқирида хуаң венбиниң ким икәнлики, униң нөвәттә хитай һөкүмити тәрипидин аталмиш “шинҗаң археологийәсиниң пешваси” дәп көккә көтүрүлүшиниң арқа көрүнүши һәққидики обзоримизниң алдинқи қисмини аңлидиңлар. “археологийә” йепинчиси астида өмүр бойи хитайниң земин пүтүнлүки вә “шинҗаң әзәлдин хитайниң айрилмас бир парчиси” дегән сиясий сәпсәтә үчүн хизмәт қилған хуаң венбиниң һаятиға йошурунған сирларға қизиқсаңлар, диққитиңлар обзоримизниң кейинки қисмида болғай!

(Давами бар)

***
[Бу обзордики көз қарашлар пәқәтла апторниң өзигә хас болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.