Кишилик һоқуқ паалийәтчилири: “канада һөкүмити канада пуқраси һүсәйин җелилни қачан қайтуруп келиду?”

Мухбиримиз ирадә
2021.09.28
Huseyin-Jelil-305.jpg Һүсәйин җелилниң түрмигә кириштин бурунқи сүрити.
RFA File

Хуавей ширкити хоҗайининиң қизи мең вәнҗо хитайға қайтуруп берилгәндин кейин, хитай тәрәпму икки нәпәр канада пуқрасини қоюп бәргән иди. Бирақ канада пуқраси болған һүсәйин җелил болса һелиһәм хитай түрмисидә тутуп турулмақта. Кишилик һоқуқ паалийәтчилири һүсәйин җелил канадаға қайтурулмиғучә, тәнтәнә қилишқа болмайдиғанлиқини билдүрүшти.

Хуавей шеркити хоҗайининиң қизи мең венҗу хитайға қайтуруп берилгәндин кейин, хитайда қолға елинған икки нәпәр канада пуқраси майкол ковриг вә майкел спаворниң канадаға қайтуруп келиниши канадалиқларни хурсән қилған болсиму, әмма һелиһәм хитай түрмисидә йетиватқан канада пуқраси һүсәйин җелил һәққидики муназириләрниму йәниму күчәйтти. Нурғун көзәткүчиләр, бу нөвәт канаданиң һүсәйин җелилниму қайтуруп келәлмигәнликини тәнқид қилған.

Канаданиң “йәр шари вә почта” гезитиниң 27-сентәбирдики хәвиригә қариғанда, бу мәсилидә һөкүмәткә лобичилиқ қилған консерватип парламент әзаси гарнет генуйис мундақ дегән: “һүсәйин җелил хитайда он нәччә йилдин буян мәҗбурий тутуп турулуватиду. Биз канада һөкүмитини уни қайтуруп келишни әң муһим мәсилә қатариға қоюшқа изчил һалда чақирип кәлдуқ. Әмма бу нөвәт канада һөкүмитиниң һүсәйин җелил мәсилисни хитай даирилириға охшаш дәриҗидә яки охшаш сәвийидә оттуриға қоймиғанлиқи вә байден һөкүмитигиму демигәнлики көрүнүп турмақта,” дегән.

Канададики “равол валленберг кишилик һоқуқ мәркизи” ниң қанун мәслиһәтчиси йонаһ даймонд әпәнди радийомизға қилған сөзидә, канада пуқраси һүсәйин җелил қайтуруп келинмигүчә, тәнтәнә қилишқа болмайду, деди: “канада һөкүмити һүсәйин җелил мәсилисини өзиниң ташқий сияситиниң мәркизи қилиши керәк иди, чүнки уму баравәр һоқуқларға игә канада пуқраси. Униң хитайда мәҗбурий тутуп қелинған вақтиму интайин узун. Канада һөкүмити һүсәйин җелил мәсилисини әң муһим орунға қоюши керәк вә биз һүсәйин җелил қатарлиқ барлиқ канада пуқралири қайтуруп келинмигүчә, тәнтәнә қилмаслиқимиз керәк.”

Һүсәйин җелилниң мәсилиси канададики ахбаратларда вә иҗтимаий таратқулардиму ғулғула пәйда қилған болуп, “йәр шари вә почта” гезитиму һәрхил сәвәбләр билән һелиһәм хитайда тутуп турулуватқан канада пуқралири һәққидә ишлигән хәвиридә һүсәйин җелил мәсилисини биринчи орунға қойған. Канададики “уйғур һәқ-һоқуқлирини қоғдаш қурулуши” ниң директори мәмәт тохти әпәндиниң билдүрүшичә, канада һөкүмити хәлқ арисида “һүсәйин җелилгә мусулман болғанлиқтин һөкүмәт униңға пәрқлиқ муамилә қиливатиду” дегәндәк тәнқидләргиму дуч кәлгән икән. Мәмәт тохти сөзидә “һазир һөкүмәт үстидики бесим йәниму күчәйди,” деди.

Һүсәйин җелил 2001-йил б д т тәрипидин етирап қилинған мусапирлар қатарида канадаға кәлгән болуп, 2005-йил канада пуқралиқиға өткән. Шу йили у аялини елип өзбекистандики туғқанлирини йоқлиғили барғанда, өзбекистан даирилири тәрипидин тутқун қилинип, хитайға тапшуруп берилгән; хитай даирилири униң канада пуқралиқини етирап қилмиған иди. Һүсәйин җелилниң аяли камилә ханим “йәр шари вә почта” гезитигә қилған сөзидә, уйғур елида лагерлар йолға қоюлғандин буян уруқ-туғқанлири биләнму алақилишиш имкани қалмиғанлиқи, шуңа йолдишиниң әһвали һәққидә һечқандақ учурға еришәлмәйватқанлиқини ейтқан. У шундақла канада һөкүмитини йолдишиниң мәсилисидә йәниму көп һәрикәт қилишқа чақирған.

Мәмәт тохти әпәндиниң билдүрүшичә, улар бүгүн, йәни 28-сентәбир күни канадада зиярәттә болуватқан дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса билән бирликтә канада ташқий ишлар минситири марк гарну әпәндиниң мәслиһәтчиси билән көрүшүп, һүсәйин җелил мәсилисини оттуриға қойған. У канада һөкүмитиниң өзиму бар болған учришишларда давамлиқ түрдә һүсәйин җелил мәсилисини оттуриға қойғанлиқини, бундин кейин бу мәсилини йәниму күчлүк рәвиштә хитай тәрәпкә оттуриға қойидиғанлиқини билдүргән.

“равол валленберг кишилик һоқуқ мәркизи” ниң қанун мәслиһәтчиси йонаһ даймонд канада һөкүмитини һүсәйин җелил һәққидики вәдисидә турушқа чақирған: “канада парламентиниң кишилик һоқуқ тармақ комитети канада һөкүмитигә барлиқ вастиләрни қоллинип туруп, һүсәйин җелилни қайтуруп келиш, һүсәйин җелил мәсилисидә алаһидә әлчи тәйинләш вә мәхсус һүсәйин җелилниң әркинликкә чиқириш үчүн хизмәт қилидиған бир ишхана қурушни тәклип қилған. Йеқинда һөкүмәт бу тәклипләрни қобул қилған иди. Улар бу мәсилидә әлчи тәйинләйдиғанлиқиниму елан қилған. Шуңа биз һөкүмәтни өзиниң бу вәдисидә турушқа чақиримиз. Һүсәйин җелил хитайниң сиясий тәқиблиши сәвәбидин канадада панаһланған, униң хитайда хәтәргә учрайдиғанлиқини билгәнликимиз үчүн канадаға қобул қилған. Шуңа канаданиң уни қутқузуш мәҗбурийити бар.”

Йонаһ даймонд сөзидә йәнә һүсәйин җелилниң қанунсиз тутқун қилиниши барлиқ канадалиқларға қилинған тәһдит, деди. У: “һүсәйин җелил канадада уйғурларниң һоқуқи үчүн паалийәт қилғанлиқи сәвәблик өзбекистанда тутун қилинди. Униң қанунсиз тутқун қилиниши, барлиқ канадалиқларниң пикир әркинлики вә асасий һоқуқлириниң тәһдит астида икәнликини көрситип бериду,” дәп агаһландурди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.