Хитай немә сәвәбтин хотән вилайитидә йеңидин икки наһийә тәсис қилди?
2025.01.04

Йеңи йил кириштин бир қанчә күн бурун, йәни 27-декабир хитай мәркизий һөкүмити уйғур елиниң хотән вилайитидә йеңидин икки наһийә тәсис қилғанлиқини җакарлиди. Бу хәвәрниң елан қилиниши муһаҗирәттики уйғур җамаитиниң диққитини тартиш билән биргә, бу ишниң сәвәблири һәққидики түрлүк қарашларму хәлқара учур васитилиридә арқа-арқидин оттуриға чиқишқа башлиди. Көплигән көзәткүчиләр бу мәсилини хитай билән һиндистан арисидики узун йиллардин буян һәл болмай келиватқан чегра тоқунуши билән бағлап чүшәнди. Хотәндә йеңидин қурулған бу икки наһийәниң җуғрапийәлик орнидин вә хитайниң бу җайларда һәрбий база қурғанлиқи нуқтисидин қариғанда, ишлар һәқиқәтәнму хитай билән һиндистан арисидики сүрүлүшкә мунасивәтликтәк көрүнәтти. Техиму муһими 2023-йили һиндистанниң әгәр Хитай тәйвәнгә уруш қозғиса, һиндистан тәрәп хитай чеграсида хитайға қарши иккинчи уруш мәйдани һазирлашни Пиланлиғанлиқиға даир хәвәрләрму хәлқарада күчлүк диққәт қозғиғаниди. Қизиқ йери шуки, Техи он күн аввалла хитай билән һиндистанниң чегра мәсилиси алаһидә вәкиллири йиғинида 6 түрлүк ортақ келишим һасил қилинғанлиқи хәлқара учур васитилиридә қизиқ темиға айланғаниди. Йәнә келип, өткән йили өктәбирдә ечилған “кесәк дөләтләр йиғини” диму һиндистан билән хитай арисидики мунасивәтләрниң күнсери яхшилинишқа башлаватқанлиқи оттуриға чиққан иди. Бундақ бир әһвалда хитайниң сәвәбсизла һиндистанниң чеграсида йеңидин икки наһийә тәсис қилишини пәқәт һиндистанға тақабил туруш биләнла бағлап, бу ишниң уйғур ирқий қирғинчилиқи билән болған мунасивитини нәзәрдин сақит қилиш мувапиқ әмәс.
Ундақта, биз бу мәсилиниң уйғурларға мунасивәтлик болушиниң сәвәблири һәққидә мулаһизә қилип бақайли.
Хитай һөкүмити елан қилған мәзкур хәвәрдә, хотәндики бу икки наһийәниң хитай мәркизий һөкүмитиниң тәстиқлиши билән бириниң қизилюлғун базириға, йәнә бириниң болса шәйдулла базириға орунлашқанлиқи тилға елинған. Бу икки базарниң ичидики Шәйдулла базири Әслидә гума наһийәсигә қарашлиқ җай болуп, 1950-йили шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтүәни 5-дивизийәси бу йәрдә база қурған. 2010-Йили мәзкур база орниниң кеңәйтилиши билән шәйдулла базири қилип өзгәртилгән. Нөвәттә болса шәйдулла наһийәси (和康县) қилип өзгәртилгән. Әслидә хотән наһийәсигә тәвә болған қизилюлғун базири һиндистан тәвәликидики кәшмир райони билән чеградаш болуп, җуғрапийәлик орни җәһәттә хитай билән һиндистан арисида талашта қалған ақсайчин райониға мәнсуп җайдур. Хотән наһийә тәвәликидики бу җайға қизилюлғун базири дегән нам 2023-йили берилгән болуп, нөвәттә қизилюлғун наһийәси (和安县) қилип өзгәртилгән.
Қизилюлғун наһийәси (和安县) вә шәйдулла наһийәси (和康县)дегән икки намниң хитайчә мәнилири тинчлиқ, бихәтәрлик вә аманлиқ дегән сөзләрдин тәркиб тапқан болуп, хитайниң бу икки наһийәни тәсис қилиштики мәқситини қисмән йорутуп туриду. Йәни хитай бу җайни хитайниң хәвпсизликини капаләткә игә қилиштики истратегийәлик орун дәриҗисигә көтүргәнлики ениқ. Йиллардин буян хитай бу районда өз хәвпсизликигә тәһдит дәп қарайдиған икки муһим амил мәвҗут болуп, униң бири уйғурлар, йәнә бир болса һиндистан. Бу икки хәвпни йоқитиш яки алдини елиш иши хитайниң әң муһим хизмәтлириниң бири һесаблинип кәлгән. Хитайниң фудән университетиниң тарихшунаслиқ пирофессори вә тор язғучиси җи зило 27-декабир бу һәқтә бир мақалә елан қилған болуп, у мақалисидә бу икки наһийәниң тәсис қилиниши хитайниң чегра район бихәтәрликини мустәһкәмләшни нишан қилғанлиқини оттуриға қойған. Демәк, мәзкур икки наһийәниң қурулуши хитайниң дөләт хәвпсизликини баш нишан қилған. У һалда, бу икки наһийәниң тәсис қилиниши хитайниң дөләт хәвпсизликини капаләткә игә қилишта қандақ рол ойниши мумкин?
Бу мәсилигә җаваб тепиш үчүн алди билән хитайниң хотән вилайитигә қаратқан сиясәтлиригә йеқиндин көз йүгүртүп чиқишимизға тоғра келиду. Хитай өзиниң уйғур елидики бихәтәрликини капаләткә игә қилишта ишни алди билән уйғурларни йоқитиштин башлиған. Буниң әң типик мисаллиридин бири, җаза лагерлириниң қурулуши вә бу җаза лагерлириға қамалғанларниң мутләқ көпчиликиниң уйғур нопусини асас қилишидур.
Америка коммунизм қурбанлири хатирә фондиниң алий тәтқиқатчиси Адриан зензниң 2019-йили ноябирда “ню-йорк вақит гезити” дә елан қилған бир мақалисидә Мундақ бир учур бар. Йәни, адриан зенз шу йили ашкариланған “шинҗаң мәхпий һөҗҗәтлири” дин 2015-йилидин 2018-йилиғичә болған арилиқта уйғурлар нопуси әң көп олтурақлашқан уйғур елиниң қәшқәр вә хотән вилайәтлиридә нопусниң ешиш нисбити 84 пирсәнт төвән болғанлиқини ениқлап чиққанлиқини язған.
Адриан зенз 2020-йили елан қилған уйғурларниң мәҗбурий туғмас қилинғанлиқиға даир доклатида, хотән, қәшқәр қатарлиқ уйғурлар нопуси әң көп олтурақлашқан җайларда “туғутниң алдини елиш тәдбирлири” ниң әң көп әмәлийләштүрүлгәнлики оттуриға қоюлған. Адриан зенз бу доклати һәққидә “германийә авази” ниң зияритини қобул қилғанда, мәлум бир вилайәтниң 2020-йиллиқ нопусни өстүрүш нишаниниң нөл қилип бекитилгәнликидәк әһвални байқап һәйран болғанлиқини, хитайниң уйғурларға қарита туғут чәкләш вә нопусни тизгинләш сияситини йолға қоюш билән бир вақитта 2015-йилидин 2018-йилиғичә 2 милйон хитай көчмәнни уйғур елиға йөткәп кәлгәнликини билдүргән.
“америка авази” ниң 2019-йили марттики бир хәвиридә болса, уйғур елидики туғулуш нисбитиниң 2017-йилидин 2019-йилиғичә болған арилиқта 50 пирсәнт төвәнләп кәткәнлики, буниңдики сәвәбниң хитайниң уйғурларға қаратқан туғмас қилиш вә җаза лагери сияситидин келип чиққанлиқи хәвәр қилинғаниди. Америкадики йәһудий қирғинчилиқи хатирә мозийи 2021-йили Елан қилған бир доклатида, хитайниң җаза лагерлириға қамалған уйғурларниң сани 3 милйонға йетидиғанлиқи дейилгән.
Юқириқи учурлардин қариғанда, уйғурлар нопуси өткән он йилға йеқин вақит ичидә шиддәт билән төвәнләш билән биргә, 3 милйондин көп уйғур җаза лагерлириға қамалған вә 2 милйондин көп хитай көчмәнлири уйғур елиға көчүрүп келингән. Әмдиликтә болса, уйғур нопуси зор миқдарда азайтилған хотән вилайитидә йеңидин икки наһийә тәсис қилинған. Қизиқ йери шуки, йеқинқи 20 йилдин көпрәк вақит ичидә хитай һөкүмити уйғур елидә вилайәтни әмәлдин қалдуруп, шәһәр бәрпа қилишқа башлиған. 2001-Йили или вилайитини, 2015-йили турпан вилайитини, 2016-йили қумул вилайитини бир-бирләп әмәлдин қалдурған. Бүгүн йәнә Хотән вилайитини әмәлдин қалдуруп, вилайәт дәриҗилик шәһәргә айландуруш пиланиМу хитайниң “14-бәш йиллиқ пилани” вә “2035 пилани” Ға киргүзүлгән. Мәзкур пиланидиму хитай хотәнниң мәмурий қурулмисини қайтидин түзүш, қарақаш наһийәсини мәркәз қилған һалда хотән шәһири, хотән наһийәси, қарақаш наһийәси һәмдә лоп наһийәсини әмәлдин қалдуруп, милйон нопуслуқ шәһәрләрни қуруп чиқиш оттуриға қоюлған. Демәк, хитайниң хотәндә икки наһийәни бәрпа қилишида һиндистанға тақабил туруп, уйғурларни йоқитиштин башқа, мәзкур районларниң нопус қурулмисини пүтүнләй өзгәртиш үчүн җиддий һәрикәткә өткәнлики ашкара.
Ениқрақи, хотәндә қурулған икки йеңи наһийә, уйғур елидә вилайәтләрниң пүтүнләй әмәлдин қалдурулуши билән тәң, уйғурларниң нопус қурулмисини бузуш вә хитай көчмәнлирини уйғур елиға зор көләмдә йөткәп келиш билән мунасивәтлик болуши мумкин. Чүнки бундақ қилғанда хотән вә қәшқәр қатарлиқ җайларда уйғурлар нопусиниң мутләқ көп санни игиләш әһвалини өзгәртиш вә бу районлардики һәрбий күчини зорайтишқа болиду. Йәни хитай хотәндә йеңидин икки наһийәни тәсис қилиш арқилиқ, бири уйғур елиға зор көләмдә көчмән йөткәшни нишан қилса; йәнә бири, 2027-йили әгәр хитай тәйвәнгә таҗавуз қилмақчи болғинида һиндистанниң хотән әтрапидики чеграда хитайға қарши уруш қозғап хитайниң күчини аҗизлаштурушниң алдини елишни мәқсәт қилған.
[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду]