Зиялийлар саһәси: иккинчи илһам тохти қәйәрдә? (1)
2015.10.26
Йеқинда америкидики уйғур инсан һәқлири қурулушиниң тор бетидә гүлнур осман имзасида “иккинчи илһам тохти қәйәрдә?” мавзулуқ мақалә елан қилинди.
Бу мақалидә аптор хитайдики алий мәктәп оқутқучиси илһам тохтиниң қанунлуқ пуқра болуш сүпитидә хитай асасий қанунида бәлгиләнгән пуқраларниң сөз вә мәтбуат әркинлики һәққидики алақидар маддилар бойичә өз бурчини ада қилғанлиқини, униң мәвҗут иҗтимаий мәсилиләрни оттуриға қоюштин башқа дөләт һакимийитигә қарши чиққудәк һечқандақ җисманий һәрикәттә болмиғанлиқини тәкитләйду. Мақалә апториниң қаришичә, бир йерим милярд нопусқа вә икки милйондин артуқ мунтизим армийигә, шундақла дуня бойичә алдинқи қатарда кетиватқан иқтисади гүллинишкә саһиб болуватқан бир мәмликәт илһам тохтидәк бир пуқраниң ағзаки баянлири түпәйлидин өмүчүк ториға охшаш һалак болуп кәтмәйду. Бәлки, униңдики мәвҗут мәсилиләр һәл қилинса бу дөләтниң кәлгүси үчүн пайдилиқ болиду. Апторниң баяниға қариғанда, илһам тохти хитайдики хата тәшвиқатлар арқисида келип чиққан уйғурлар һәққидики сәлбий иҗтимаий тәсвирни түгитиш, шундақла уйғурларниң тил вә мәдәнийәт байлиқини хитай пуқралириға тонуштуруш мәқситидә “уйғурбиз” торбетини қуруп чиққан вә шу арқилиқ җәмийәттә һәқиқий мәнидики инақлиқ бәрпа қилишқа өз һәссисини қошмақчи болған. Һалбуки, униң бу хил тиришчанлиқи әксичә “милләтләр арисиға өчмәнлик уруқи териш” җинайитигә айлинип қалған.
Мақалидә илһам тохтиға йүкләнгән әң чоң җинайәтниң униң уйғурларниң мустәқиллиқини тәшвиқ қилғанлиқи икәнликини, әмәлийәттә болса илһам тохтиниң һазирқи мәвҗут сиясий түзүм өзгәрмигән әһвалда уйғурларниң хитайлардин қутулуп мустәқил болуш шараитиниң йоқлуқини көздә тутуп, хоңкоңдикидәк йүксәк аптономийини тәләп қилғанлиқи баян қилиниду. Шундақла дөләтниң парчилинишини тәрғиб қилмиған бир зиялийниң “йемигән мантиниң пулини төләпту” дегән шәклидә, муддәтсиз қамақ җазасиға буйрулғанлиқи әскәртилиду. Мақалә апториниң қаришичә, һечқандақ иқтисадий җинайәт өткүзмигән илһам тохтиниң пүтүн мал-мүлкини мусадирә қилиш пүтүнләй қанунсизлиқ, шундақла бу униң аилә тавабиатлирини қәстән қийнаштин башқа нәрсә әмәс; униңға хитай миқясида һечқандақ бир сиясий өктичигә берилип бақмиған муддәтсиз қамақ җазаси беришни болса, аптор хитай компартийәсиниң уйғур хәлқигә уларниң тинчлиқ шәклидики, шундақла хитайниң қанун системисиға таянған һалдики һәрқандақ күришиниң мушундақ ақивәт билән ахирлишидиғанлиқи һәққидә бәргән агаһландуруши, дәп чүшинишкә болидиғанлиқини ейтиду.
Уйғур дияридики зиялийларниң мәҗбурийәтлири һәққидә уйғур ели ичи-сиртида мақалиләр йезилған вә муһакимиләр уюштурулған болсиму, америкидики уйғур зиялийлириниң һәммидин бәк көңүл бөлидиғини әмди кимниң илһам тохтиниң орниға чиқип, давамлиқ һалда уйғурларниң авазини бейҗиңға аңлитиши болди. Һалбуки, бизниң бир қисим зиялийларни зиярәт қилишимиз арқилиқ, хитайдәк қанун-түзүм һакимийәт йүргүзгүчи һакимийәтниң оюнчуқиға айлинип қалған бир диктаторилиқ түзүмидики дөләттә әмди буниң мүмкинчиликиниң бәкму кичиклики һәққидә тәсәввурлар оттуриға қоюлди. Бу һәқтә америкидики “хитай пуқралар күчи тәшкилати” ниң рәиси, харвард университетиниң сиясий иқтисад пәнлири доктори яң җйәнли илһам тохтиниң хитай қануниға һечқандақ хилаплиқ қилмиған әһвалда хитайдики һечқандақ бир сиясий өктичигә берилип бақмиған муддәтсиз қамақ җазасиға дучар болғанлиқи вә буниң сәвәблири һәққидә өз пикрини оттуриға қойди.
Униң қаришичә, илһам тохти һәқиқәтни ейтқанлиқи үчүн муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған болсиму, иккинчи илһам тохтиниң чиқиш еһтималлиқи йәнила мәвҗут. Әмма буниңда әһвал илгирикидинму қийин болуши мумкин. Хитайдики һечқандақ бир өктичи шәхскә берилмигән муддәтсиз қамақ җазасиниң илһам тохтидәк бир зиялийға берилиши мәлум сиясий арқа көрүнүшкә игә. Чүнки хитай һөкүмити дуняға уйғурларни террорчи дәп тәшвиқ қиливатқан әһвалда илһам тохтидәк бир оттура йол сәркисиниң пәйда болуши хитай һөкүмитини хәлқарада ялғанчи қилип қойиду. Өзлирини бу хил қийин әһвалдин халас қилиш үчүн хитай һөкүмити илһам тохтиниң гуруһ уюштуруп, дөләтни парчилаш һәрикити билән шуғулланғанлиқини, шундақла уйғур елидики қаршилиқ һәрикәтләрни ақлиғанлиқини униң васитилик террорлоқ җинайәтлири қилип бекиткән. Мушундақ қилиш арқилиқ хитай компартийиси уйғурларни давамлиқ һалда зорлуқ күчкә тайинишқа мәҗбур қилалайду. Доктор яң җйәнлиниң қаришичә, илһам тохти қамаққа елинғандин кейин уйғурларниң зорлуқ күчкә таянмиған һалда тинч шәкилдә қаршилиқ көрситиш шараити толиму чәклик болуп қелиши мумкин. Әмма әһвал мушундақ болсиму уйғурлар йәнила тинчлиқ шәкилдики күрәшни тохтитип қоймаслиқи лазим. Навада уйғурлар илһам тохтиниң ақивитигә қарапла зорлуқ күч ишлитишкә бурулуп кәтсә хитай компартийәсиниң қилтиқиға чүшүп кетиши мумкин, шундақла хәлқараниң қоллиши вә ярдимидинму айрилип қелиши мумкин... Доктор яң җйәнли йәнә уйғур елида тинчлиқ шәкилдики күрәшниң қийинға чүшүши мумкинликини, әмма чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири өз авазини техиму зорайтип, уйғурларниң һәққаний тәләп-арзулирини, уйғурларниң тарихи, мәдәнийити, дини етиқади вә уларниң һазирқи һалитини, шундақла уйғурларниң йүрәк садасини өз шараитиниң яр беришичә дуняға аңлитиши лазимлиқини тәкитләйду. Униңчә мушундақ болғанда, уйғурларниң хитай компартийиси тәсвирлигәндәк террорчилар әмәс, бәлки тинчлиқни сөйгүчи хәлқ икәнликини дуняға чүшәндүргили болиду.