Зиялийлар саһәси: иккинчи илһам тохти қәйәрдә? (2)
2015.10.27

Индиана университети мәркизий явро-асия тәтқиқат факултетиниң сабиқ мудири, тибәтшунаслиқ вә хитайшунаслиқ саһәсидә хәлқараға тонулған профессор еллийот сперлиң (Elliot Sperlingң) өзиниң илһам тохти билән йилларчә давамлашқан достлуқи арқилиқ уни бирқәдәр яхши чүшәнгән чәтәл алимлириниң бири. Униң пикричә, хитай һакимийити вә хитай компартийисиниң өз сиясәтлиридики хаталиқлар, шундақла хитай тәвәликидики уйғурларниң һакимийәттин нарази болушидики сәвәбләр һәққидә ойлиниш орниға илһам тохтиға бир қатар җинайәтләрни артип, муддәтсиз қамаққа алғанлиқи әмәлийәттә илһам тохтини қурбанлиқ қой қилиштин башқа нәрсә әмәс. У мундақ деди: “илһам тохтини қолға елип муддәтсиз қамаққа һөкүм қилиш уйғурлар дияридики вәзийәтниң яхшилинишиға, шундақла мәвҗут иҗтимаий наразилиқниң пәскойға чүшүшигә тәсир қилип кетиши натайин. Бу сәвәбтин наразилиқлар, һәтта илһам тохти шәхсән һечқачан тәшәббус қилип бақмиған бәзи зорлуқ күч шәклидики қаршилиқ һәрикәтлири йүз бериши мумкин. Әгәр бу хилдики зорлуқ күч ишлитиш вәқәлири растинила йүз бәрсә буниңға түрмидики илһам тохти әмәс, бәлки хитай коммунистлириниң һазир иҗра қилиниватқан миллий сиясәтлири җавабкар болуши керәк.”
Уйғурларниң илһам тохтиға охшаш тинч шәкилдики қаршилиқ көрситиштин зорлуқ күч арқилиқ қаршилиқ көрситишкә бурулуп кетиши вә буниң тәсири һәққидә профессор сперлиң өз қарашлирини баян қилип өтти: “бу хил әһвалда зорлуқ һәрикити башқа бир хил зорлуқни кәлтүрүп чиқириду, ташқи җәһәттә болса башқиларда сәлбий чүшәнчә пәйда қилип қойиду, шундақла илһам тохти башлап бәргән тинчлиқ шәкилдики күрәшни тохтитип қоюши мумкин, йәнә бир җәһәттин бу хилдики зорлуқ һәрикитиниң һазирқи әһвалда бирәр маһийәтлик өзгиришни пәйда қилиш еһтималлиқиму йоқ; ахирида бу хил қаршилиқ һәрикәтлири хитай дөлитиниң уйғурларни террорчи яки әсәбий ислам күчлири, дәп тәсвирлишигә баһанә болуп бериши мумкин.
Илһам тохтиниң 25-өктәбирдики туғулған күниниң түрмидә өткәнликигә қарита профессор сперлиң униң келәр йилқи туғулған күнидин бурун һөрлүккә чиққанлиқини көрүшни арзу қилидиғанлиқини вә буниңға тиләкдашлиқ билдүридиғанлиқини, шундақла илһам тохтиниң түрмә сиртида сансизлиған қоллиғучилири барлиқини унтумаслиқини ейтип өтти.
Диққәт қилишқа әрзийдиғини, уйғур зиялийлириниң илһам тохти йолуққан бәхтсизлик һәққидә ойлиғанлири хәлқараға тонулған уйғур сиясий паалийәтчи, 1989-йилидики хитай оқуғучилар һәрикитиниң рәһбәрлиридин бири өркәш дөләтниң 2014-йили тәйвәндики 49-қанал телевизийисиниң риясәтчисигә ейтқанлириға охшап кетиду. У шу чағда “кунмиң вәқәси” ниң террорлуқ характерини алғанлиқини етирап қилидиғанлиқини, әмма һазирқи мәвҗут миллий сиясәт вә қаттиқ қоллуқ башқуруш әндизиси һакимийәттин қаттиқ үмидсизләнгән уйғурларни мушундақ бир әсәбий йолға меңишқа мәҗбурлаватқанлиқини ейтқаниди. Униң қаришичә, сиясий, иқтисади вә мәдәнийәт җәһәттә иккинчи дәриҗилик пуқраға айлинип қалған бир милләткә һәммидин бәкрәк лазим болидиғини баравәрликтур. Әмма бу хитай компартийиси һәммидин бәкрәк уйғурларға беришни халимайдиған нәрсә болуп, баравәрликкә еришәлмигән уйғурларниң башқа һечнәрсигә егә болуши мумкин әмәс.
Өзиниң һәрқандақ шәкилдики зораванлиқ вә террорлуқ һәрикәтлиригә қарши икәнликини қайта-қайта тәкитлигән өркәш “5-июл вәқәси” дин кейин уйғурлардики һөкүмәтниң адиллиқиға болған ишәнч вә өзлириниң кәлгүсигә болған үмид үзүл-кесил битчит болған әһвалда, уйғурларниң зораванлиқ шәклини алған һәрикәтләр арқилиқ өз авазини дуняға аңлитиштин башқа илаҗиниң йоқлуқини тәкитлиди. Йәнә келип бу, уйғурларниң һазирқи әһвалда қолидин келидиған бирдин бир чарә икән. Униң бу баянлири кишиләргә илһам тохтиниң “хәлқни қақшатқан бундақ һөкүмәтни ағдуруветиш лазим” дегән сөзлирини әслитиду.