Уйғур сиясий затлириниң илһам тохти мәсилиси һәққидики қарашлири
2016.01.22
“хәлқара кәчүрүм тәшкилати” ниң, дуня илим саһәсидә тонулған 400 нәпәр кишиниң хитай рәиси ши җинпиңға очуқ хәт йезип, түрмидики уйғур зиялийси илһам тохтини қоюп беришкә чақирғанлиқи һәққидики хәвири ғәрб мәтбуатлирида кәң тарқалди.
Германийәдики “күндилик гезит” му 15-январ күни “илһам тохти үчүн етираз” намлиқ мақалини елан қилип, дуня җамаитиниң илһам тохтиниң әркинлики үчүн хитай билән муҗадилә қиливатқанлиқини илгири сүрди.
Илһам тохти қолға елинип, муддәтсиз қамақ җазасиға мәһкум қилинғанлиқиниң 2 йиллиқи мунасивити билән елан қилиниватқан хәвәр вә анализларда, хитай һөкүмитиниң илһам тохтиға һәқсизлиқ қилғанлиқиға аит пикирләр язмиларниң асасий мәзмунини тәшкил қилди.
Мәлумки, уйғур зиялийси илһам тохти 2014-йили 1-айниң 15-күни тутқун қилинип, 23-сентәбир үрүмчидә “бөлгүнчилик” җинайити билән әйиблинип муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди.
Биз хәлқара мәтбуатларда бирқанчә күндин буян елан қилиниватқан тутқундики илһам тохтиға аит учурларни көргәндин кейин, уйғур сиясий затлиридин әркин алиптекин әпәндиниң бу язмиларға қарита инкасини билиш истикидә уни зиярәт қилдуқ.
Биз йәнә хәлқарада илһам тохтиға әркинлик тиләш паалийәтлири давам қиливатқан бу күнләрдә д у қ ниң илһам тохти үчүн немиләрни қилғанлиқини билиш мәқситидә, д у қ иҗраийә комитети рәиси долқун әйса әпәндиниң пикирлирини аңлидуқ.
Уйғурлар мәсилиси көзәткүчиси әнвәрҗан әпәндиму бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, илһам тохтини “сахароф мукапати” ға наил қилиш йолидики тиришчанлиқларниң давам қиливатқанлиқини тәкитлиди.