Түркийәдики йеңичағ гезитидә илһам тохти тоғрисида обзор елан қилинди
2017.02.15

Түркийәдики әң чоң гезитләрдин бири болған йеңичағ гезитиниң 2-айниң 14-күнидики санида “21-әсирниң султан галийәви илһам тохти” мавзулуқ обзор елан қилинди.
Җазим гүрбүз әпәнди язған мақалә шундақ башланған: “мав зедуң қәйәрдә бесим болса шу йәрдә наразилиқ болиду дәп көрсәткән иди. Һазир шәрқий түркистанда бесим бар. Уйғурлар бу бесимға узун йиллардин бери чидап кәлмәктә. Бу гәпни нәдин таптимму? илһам тохтиниң һаяти, тәрҗимиһали вә күрәшлири баян қилинған бир китабни оқуғандин кейин бу чүшәнчигә игә болдум. Мәзкур китаб шира нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған ‛түрмидики лидер илһам тохти, йолум, ғайәм вә уйғурлар‚ намлиқ китабтур.”
У, обзорида муддәтсиз қамақ җазаси берилгән илһам тохтиниң һазир түрмидә йетиватқанлиқини, униң дуняда тонулған бир уйғур зиялийси икәнликини, униң һәм хитайда, һәмдә чәтәлдә көп ишларни қилғанлиқини, униң сиясәт билән шуғулланмай илим билән шуғулланғанлиқини, хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим вә ассимилятсийә сияситигә чидиялмай қарши чиққанлиқини баян қилған.
Җазим гүрбүз әпәнди обзорида илһам тохтиниң хитай һөкүмитигә дегән тәләплири тоғрисида тохтилип мундақ дәп язиду: “мән сиясәтчи әмәс, мән оқутқучи. Мениң хитайдин тәләп қилидиғиним, пәқәт адаләт вә тәң баравәрлик. Мәсилә тинчлиқ, баравәрлик вә сәмимийликтин ибарәт.”
Җазим гүрбүз әпәнди “21-әсирниң султан галийәви илһам тохти” мавзулуқ обзорида, хитай һөкүмитиниң сәл наразилиқ билдүргән уйғурни түрмигә ташлаватқанлиқини, үрүмчидики түрмиләр уйғурлар билән толуп кәткәнликини, чүнки хитай дөлитиниң сәвәнлики барлиқини, өзиниң сәвәнликини йепиш үчүн уйғурларни түрмиләргә ташлаватқанлиқини илгири сүргән.
Җазим гүрбүз әпәнди 14-феврал күни йеңичағ гезитидә елан қилинған мақалисидә, “уйғур аптоном районида бурун хитай нопуси 6% болса, бүгүн 40% гә чиққан, уйғур районида иқтисадий тәрәққият болсиму, немә үчүн уйғурларниң турмуш сәвийиси юқири көтүрүлмәйду? чүнки бу йәрдики тәрәққияттин уйғурлар несивисини алалмайду. Уйғурлар хитайдики әң намрат милләтләр қатарида” дәп көрситип, уйғурларниң диний етиқадиниң, ана тилида маарип елип беришиниң, қисқиси инсан һәқ вә һоқуқлириниң пүтүнләй чәкләнгәнликини илгири сүргән.
У, мақалисиниң ахирида, илһам тохти һәққидә китаб язған вә мәзкур китабни өзигә совғат қилип бәргән һамит гөктүрккә рәһмәт ейтқандин, 21-әсирниң султан галийәви болған илһам тохтиға һәр даим игә чиқидиғанлиқини илгири сүргән.
Обзорчи мақалисиниң ахирида илһам тохтиниң аилисигә рәһмәт ейтқандин кейин, шотландийәлик музикант җое һамилтонниң илһам тохти үчүн язған “сән қайтқучә” дегән нахшисиниң текистини бәргән.
Обзорчи җазим гүрбүз әпәнди, илһам тохтини султан галийәвгә охшатқан. Ундақта султан галийәв ким? султан галийәв 1892-йили 7-айниң 13-күни башқурдистанда туғулған татар болуп, у оттура асиядики түркий милләтләрни бирләштүрүп сотсялист түркистан җумһурийити қуруш үчүн күрәш қилған. У көп қетим түрмигә ташлинип, сүргүн қилинған болуп, 1940-йили совет иттипақи коммунист һөкүмити тәрипидин өлтүрүлгән. 1990-Йили совет иттипақи парчиланғандин кейин, униң итибари әслигә кәлтүрүлгән.
Биз обзор һәққидә көз қаришини игиләш үчүн обзорда исми өткән уйғур хәвәр вә тәтқиқати мәркизи мудири һамит гөктүрк вә уйғур зиялийси абдувели аюп әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.