тинч йол билән уйғурларниң һәқ-һоқуқлирини тәләп қилғанлиқи үчүн 2014-йили 9-айда хитай һөкүмити тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған мәшһур уйғур зиялийси илһам тохтиниң "йолум вә ғайәм" намлиқ китаби өткән һәптә түркийәдә түрк тилида нәшрдин чиқти. китабқа илһам әпәндиниң илгири уйғур биз торида елан қилинған мақалилири вә әркин асия радиоси, америка авази қатарлиқлардики сөһбәт хатирилири киргүзүлгән. китабқа киргүзүлгән мақалиләрниң түркчә нәшри вә тәрҗимисигә түркийәдики мәмтимин һәзрәт, хамит көктүрүк, алимҗан инайәт қатарлиқ уйғур зиялийлири әмгәк сиңдүргәнлики мәлум. илһам әпәндиниң мақалилирини түрк тилиға тәрҗимә қилған зиялийлардин хамит көктүрүк әпәнди радиомиз зияритини қобул қилип, китабқа киргүзүлгән мақалиләр, нәшр қилдуруштики мәқсәт вә китабниң түркийәдә қозғиған тәсири қатарлиқ мәсилиләр һәққидә тохталди.
дүшәнбә күни радиомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилған түркийәдики уйғур паалийәтчиси хамит көктүрүк әпәнди хитай мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти илһам тохтиниң уйғур мәсилиси вә хитайниң уйғур сиясити һәққидики мақалилиридин таллинип, түрк тилиға тәрҗимә қилинип, истанбулдики доған нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған "Yolum Ve Gayem - Uygur Türkleri Ve Çin Meselesi" намлиқ мақалиләр топлимини 5-сентәбир шәнбә күни қолиға тапшурувалғанлиқини билдүрди.
хамит көктүрүк әпәнди сөһбәт җәрянида йәнә, китабқа киргүзүлгән илһам тохти әпәндиниң мақалилириниң мәзмуни һәққидә тохтилип, илһам әпәндиниң өз мақалилиридә хитай коммунист һакимийити дәвридә уйғурларға қаритилған сиясәт вә намда аптономийә түзүми дейилсиму, әмәлийәттә уйғурларниң һәқиқий аптономийилик һоқуқтин бәһримән болалмиған реал вәзийәтни әмәлий мисаллар, статистикилиқ мәлуматлар арқилиқ оттуриға қоюп, хитай һөкүмитидин уйғурларниң қануний-һәқ һоқуқлирини капаләткә игә қилишни тәләп қилғанлиқини билдүрди.
хамит әпәнди йәнә илһам тохтиниң мақалиләр топлимидин тәркиб тапқан китабниң түркийәдә түрк тилида нәшр қилиниши нөвәттә уйғур мәсилисигә қизиқиш күчийиватқан түркийәдә тәсир қозғиши мумкинликини; бу китаб түрк хәлқигә хитай һөкүмити тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған илһам тохти әпәндини вә уйғур мәсилисини тонутушита муһим рол ойнайдиғанлиқини билдүрүп, илһам тохти әпәндиниң уйғур мәсилиси һәққидики техиму көп мақалилири инглиз тили, хитай тили вә әрәб тиллириғиму тәрҗимә қилинишиниң толиму зөрүр вә тәхирсизликини билдүрди.
хитай мәркизи милләтләр университетиниң иқтисад пәнлири дотсенти илһам тохти әпәнди уйғур биз тори қатарлиқларда елан қилған мақалә, әсәрлири, хитай һөкүмитигә сунған тәклип пикирлири вә әркин асия радиоси, америка авази, фирансийә агентлиқи қатарлиқ көплигән хәлқара мәтбуатларниң зияритини қобул қилғинида, уйғурларниң хитай коммунист һөкүмити дәвридики сиясий, иқтисадий вәзийити һәққидә тохтилип, хитай һөкүмитини мәвҗут уйғур мәсилилирини һәл қилишқа чақирған. бу сәвәбтин 2014-йили 15 январ күни бейҗиңдики өйидин тутқун қилинип, шу йили 9-айниң 23-күни "миллий өчмәнликкә қутратқулуқ қилиш, дөләтни парчилашқа урунуш" җинайәтлири артилип муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған. илһам тохти әпәнди хитай һөкүмити тәрипидин тутқун қилинғандин кейин хәлқарада хитай һөкүмитидин илһам тохти әпәндини шәртсиз қоюп бериш чақириқи күчлүк болди. 2014-йили 9-апрел күни америка дөләт мәҗлисидә илһам тохти әпәндиниң америкида оқуватқан қизи җәвһәр испат бәрди, 2014-йили 5-май күни неюйоркта америка қәләмкәшләр җәмийити илһам тохти әпәндигә берилгән "бар-бара голдсмис әркин йезиш мукапати" ни униң қизи җәвһәр дадисиға вакалитән тапшурувалди. 2014-йили 31-өктәбир күни түркийәдә илһам тохти әпәндигә йәнә "түрк дуняси әркинлик мукапати" берилгәнлики елан қилинди. нөвәттә илһам әпәнди үрүмчи түрмисидә җаза муддитини өтәватқан болуп, униң түрмидики әһвали йәнила хәлқара җәмийәтниң җиддий диққитини қозғаватқан мәсилиләрниң биригә айланған. чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә ғәрб демократик дөләтлири хитай һөкүмитини уйғур зиялийси илһам тохти әпәндини қоюп беришни тәләп қилип кәлмәктә.