Илһам тохтини қайта чүшиниш: “илһам тохти уйғур мәсилисини хитай қануни ичидә һәл қилиш йолини тутқан” әмәс!
2024.09.26
(Илһам тохтиниң муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқиниң 10 йиллиқиға беғишлап)
Буниңдин он йил бурун, йәни 2014-йили 9-айниң 23-күни үрүмчи оттура сот мәһкимисидә мәхсус сот ечилип, уйғурларниң қануний һәқ-һоқуқлирини тәләп қилған уйғур зиялийси, уйғур иқтисадшунаси, пирофессор илһам тохти “дөләтни парчилаш” җинайити билән әйиблинип, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғаниди. Илһам тохтиниң өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилиниши уйғурлар вә хәлқара җәмийәттә зор ғулғула пәйда қилди. Илһам тохти таки бүгүнгичә хәлқара җамаәт вә уйғурлар тәрипидин “уйғурларниң кишилик һоқуқи үчүн күрәш қилғучи” дәп қарилип кәлди. Әмма хитай уни кишилик һоқуқ тәләп қилғанлиқи үчүн әмәс, бәлки “дөләтни парчилаш җинайити билән өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилған” иди. Демәк, кишиләрниң илһам тохти һәққидики чүшиниши билән хитай һөкүмитиниң илһам тохти һәққидики һөкүми арисида муәййән пәрқниң барлиқи ашкара. Буниң сәвәби зади немә?
Сиясәт яки сиясий мәсилиләр худди бир қураштурма (puzzel) оюниға охшайду. Бәзи кишиләр бу қураштурмини тезла қураштуруп, униң зади немә икәнликини асанла биләлиши мумкин. Әмма йәнә бәзи кишиләрниң бу қураштурмини қураштуруши үчүн муәййән җәрян кетидиғанлиқи муқәррәр. Қураштурмини тоғра усулда қураштуруп чиқиш үчүн қураштурма парчилирини бир аз көзитиш вә чүшинишкә тоғра келиду. Әгәр ундақ қилмиғанда, қураштурмидики “һәқиқий мәнзирә” ни тепиш асанға чүшмәйду.
Дәрвәқә, илһам тохтиниң муддәтсиз қамақ җазасиға учриши бир сиясий мәсилә. Болупму униң “дөләтни парчилаш җинайити” билән қарилиниши маһийәттә уйғур миллити билән хитай һакимийитини қариму қарши нуқтиға елип кәлгән зор сиясий мәсилә! демәк, хәлқара җәмийәт вә уйғурлар илһам тохти мәсилисини “кишилик һоқуқ мәсилиси” дәп қариған болсиму, әмма хитай буни “сиясий мәсилә” дәп қарап, сиясий мәсилә сүпитидә җазалиған. Аммибаб тил билән ейтқанда, хитайниң нәзиридә илһам тохти болса бир уйғур мустәқилчиси, әмма уйғурларниң нәзиридә болса илһам тохти “хитайниң қануний ичидә яшаш йолини тәшәббус қилидиған бир аптономийәчи!”
Ундақта немә үчүн хитай илһам тохтини “уйғур мустәқилчиси” дәп әйиблиди?
Навада биз илһам тохтиниң һаятиға вә униң илмий әмгәклиригә нәзиримизни ағдуридиған болсақ, тәсәввуримиздин башқичә бир илһам тохтини көрүшимиз вә илһам тохтиға болған хата қарашлиримиздин хиҗиллиқ һес қилишимиз тәбиий. Бу сәвәбтин алди билән илһам тохтиниң һаяти билән тонушуп чиқишимиз зөрүр.
Илһам тохти 1991-йили алий мәктәпни пүттүргәндин кейин, хитайниң мәркизий милләтләр институти (һазирқи мәркизий милләтләр университети) ға хизмәткә чүшиду. 1994-Мәркизий милләтләр университети иқтисад институтиниң тәрәққият иқтисадий кәспидә чәтәл иқтисадшунаслиқи вә шинҗаң иқтисад маарипиға даир билимләрни өгәнгән. 1996-Йили өз хираҗити билән корейәгә оқушқа чиққан. 2001-Йили хитай билән пакистан арисидики мәдәнийәт алмаштуруш түригә қатнишип, пакистанда “шинҗаңниң чегра бихәтәрлик муһити вә иқтисадий тәрәққияти” үстидә тәтқиқат елип барған. 2003-Йили у мәркизий милләтләр университети иқтисадшунаслиқ институтида “хәлқара сода ишлири” , “хәлқара пул-муамилә вә тәрәққият” , “шинҗаңниң нопуси, байлиқ мәнбәси вә муһитини давамлиқ тәрәққий қилдуруш истратегийәси тәтқиқати” , “оттура асия сиясити, иқтисади җәмийити вә мәдәнийити” қатарлиқ дәрсләрни бәргән. 1994-Йилиниң алди-кәйнидә илһам тохти хитайниң “нур гезити”, “иқтисадий анализ гезити”, “ғәрбий район тәрәққият гезити” қатарлиқ учур васитилиридә уйғур мәсилисигә мунасивәтлик мақалиләрни елан қилған. Униң 20 парчидин артуқ мақалиси хитайниң “мәркизий милләтләр университети мәктәп гезити” , “милләтләр маарипи тәтқиқати”, “шинҗаң иҗтимаий пәнләр мунбири”, “милләтләр иқтисади”, “қәшқәр педагогика институти мәктәп гезити” қатарлиқларда елан қилинған. Илһам тохти 90-йиллардила қәшқәрдә иқтисадий тәрәққият райони қуруш қаришини оттуриға қойған (бу пилан хитай тәрипидин 2010-йили 5-айда ечилған тунҗи қетимлиқ мәркәзниң шинҗаң хизмәт йиғинида рәсмий қарар қилинған).
Илһам тохти хитайниң уйғурларға қаратқан сиясәтлиридики хаталиқларни 90-йиллардин башлапла оттуриға қоюшқа башлиған. Мисалға алсақ, илһам тохтиниң 1995-йили мәркизий милләтләр университети гезитидә елан қилған “уйғур җәмийитиниң иқтисадий тәрәққияти һәққидә тәтқиқат” вә “уйғурларниң нопус сапасиға тәсир көрситиватқан маарип вә иқтисадий амиллар” қатарлиқ илмий доклатлири буниң типик мисаллиридин бериду. Илһам тохти мәзкур доклатлирида уйғурларниң иқтисадий җәһәттики чекиниши, намратлиқ, нопус сапасиниң төвән болуши, маарипта арқида қелиши қатарлиқ амилларниң хитайниң уйғурларға қаратқан сиясәтлири сәвәблик келип чиққанлиқини ениқ санлиқ мәлумат вә дәлилләр билән йорутқан. Дәрвәқә, 1999-йиллардин башлап илһам тохтиниң уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт рәһбәрлири вә йәрлик сиясәтләрни тәнқид қилған илмий әсәрлири омумйүзлүк чәкләшкә учриған. Һәтта 1999-йилидин 2003-йилиғичә болған бир қанчә йилда илһам тохти хитай мәркизий милләтләр университетидики хизмитидин тохтитип қоюлған. У уйғурлар учриған һәқсизликләрниң хитай хәлқи арисида ениқ вә тоғра чүшинишкә еришиши, җүмлидин хитай һөкүмити тәрипидин қәстән вә пиланлиқ шәкилдә образи хунүкләштүрүлгән уйғурларниң әслидә һәқлиқ күрәш қиливатқан бир хәлқ икәнликини оттуриға елип чиқиш үчүн, 2005-йили “уйғур биз” тор бекитини қуруп чиққан.
Дәрвәқә, уйғур мәсилиси вә оттура асия тәтқиқати билән шуғулланғучи болуш сүпитидә илһам тохтини уйғурлар дуч кәлгән һәқсизликләрниң сәвәблири үстидә әң яхши мәлуматқа игә иҗтиһатлиқ тәтқиқатчи, дәп қарашқа болиду. Шундақ болғанлиқи үчүн илһам тохти хитайниң уйғурларға қаратқан хата сиясәтлирини дадиллиқ билән тәнқид қилалиған. Әмма хитай болса буни “мустәқиллиқ хаһишиниң ипадилиниши” дәп қариған.
Ундақта, у немә үчүн уйғурларниң аптономийә һәқлириниң капаләткә игә қилиниши һәққидики тәклип доклатини хитай һөкүмитигә сунди? әҗәба илһам тохти хитайда қанунниң һечқандақ қиммити йоқлуқини, хитай һөкүмитиниң қанун-түзүмләргә әмәл қилидиған, хитайниң қанун билән башқурулидиған дөләт әмәсликини билмәсмиди?
Илһам тохтиниң “уйғур биз” тор бекитини уйғурларниң образи ғәрәзлик һалда хунүкләштүрүлүватқанлиқини хәлқараға ашкарилаш, шуниңдәк уйғурларниң һәқиқий әһвалини хитай ичи вә хәлқарада биваситә оттуриға чиқириш үчүн қурғанлиқи; уйғурларниң әҗдиһаниң әмәс, бәлки бөриниң әвлади болғанлиқини тәкитлиши; уйғурларниң иқтисад, мәдәнийәт вә маариптики чекинишни хитай һөкүмити кәлтүрүп чиқарғанлиқини оттуриға қоюши дәл хитайниң адаләтсиз, қанунға һөрмәт қилмайдиған, сахтипәз бир дөләт болғанлиқини билидиғанлиқиниң испати әмәсму?
Әгәр илһам тохтиниң уйғурлар дуч келиватқан мәсилиләр үстидики илмий қарашлириға әстайидил муамилә қилинған болса, уйғурларниң иккинчи дуня урушидики “йәһудийлар чоң қирғинчилиқи” дәк бир қирғинчилиққа дуч келиши әсла мумкин әмәс иди. Чүнки хитайниң уйғурларни түп йилтизидин йоқитиш пилани илһам тохти хизмәткә чиққан 90-йиллардила аллибурун йолға қоюлған болғачқа, униң бу һәқтики илмий доклатлири хитайниң пиланлириға зор тосалғу пәйда қилған. Чүнки уйғурларни ирқий қирғинчилиқ арқилиқ йоқитишта худди йәһудийлар баштин кәчүргәндәк алди билән уйғурларниң образини хунүкләштүрүш, йетим қалдуруш вә уйғурларға террорлуқ қалпиқини кийдүрүш қатарлиқ дәсләпки басқуч зөрүр болған. Һалбуки илһам тохти бу басқучларниң башлинишидин тартип таки у өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинғучә, уйғурларни бу қанлиқ паҗиәдин қутулдуруп қелиш үчүн қолидин келишичә тиришқан. Йәни униң бундақ қилиши қандақтур хитайдин уйғурларниң аптономийә һәқлирини тәләп қилиш үчүн әмәс, бәлки уйғурларни хитайниң омумйүзлүк қирип ташлишидин, бу қирғинчилиқниң “террорлуқ, әсәбийлик вә бөлгүнчиликкә қарши туруш һәрикити” намида пәрдазлинип, хәлқара җәмийәтниң уйғурлар дуч кәлгән ирқий қирғинчилиқтин хәвәрсиз қелишидин әндишә қилғанлиқидин болған десәк һеч хата болмайду. Йәни илһам тохтиниң уйғурлар учриған һәқсизликләр вә хитайниң уйғур сиясити үстидики тәтқиқатлири бир илмий тәтқиқат, кишилик һәқ-һоқуқ мәсилиси, һәргизму сиясий мәсилә әмәс!
Бу бир сиясий мәсилә болмиғанлиқи үчүн, илһам тохтини хитайдин аптономийә тәләп қилған яки хитайниң қанунлири ичидә уйғур мәсилисини һәл қилишни пилан қилған дәп қарашниң қилчә асасий йоқ.
Демәк, илһам тохти һечқачан “аптономийәчи”, хитай хәлқи билән уйғур хәлқи арисидики “көврүк” яки хитай қануни билән уйғур мәсилисини һәл қилиш тәшәббусчиси болған әмәс! униң бирдинбир мәқсити уйғурларни хәлқара террорлуққа бағлашниң хитай суйиқәсти икәнлики, уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлириниң хәлқара террорлуқ һәрикәтлири билән қилчә алақиси болмиған һәқлиқ күрәшләр икәнликини испатлаштин башқа нәрсә әмәс! әнә шу сәвәбләрдин уйғур миллитиниң мәвҗутлуқи вә кәлгүси үчүн өз һаятини беғишлиған мушундақ бир затни хитай һөкүмитиниң мәңгүлүк қамаққа һөкүм қилғиниға он йил болғандиму униң өз хәлқи тәрипидин тоғра тонулушқа еришәлмәслики әпсуслинарлиқ иш әмәсму?
[Мәзкур обзордики көз қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]