Илшат һәсән: “уйғурларниң орнидин дәс туруп, сүкүтни бузидиған вақти кәлди!”
2018.04.12

Йеқиндин буян хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита қаттиқ бастуруш һәрикәтлири йәниму күчийип бармақта. Уйғурларниң түркүм-түркүмләп аталмиш “тәрбийәләш мәркәзлири” гә қамилиши хәлқара таратқуларниң диққәт нуқтисида турмақта. Болупму муһаҗирәттики уйғурлар вә уйғур тәшкилатлири хитайға қарши наразилиқ намайишлири елип бериш, баянат елан қилиш қатарлиқ һәр хил йоллар арқилиқ хәлқара җәмийәткә хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан зулумлирини ашкарилашта актип рол ойнимақта.
Чәтәлләрдики уйғурлар арисида барғанчә күчийиватқан хитайға қарши кәйпиятқа қарита хитай даирилириму инкас қайтуруп, муһаҗирәттә яшаватқан уйғурларға болған тәқиб вә тәһдитләрни техиму күчәйткәнлики таратқуларда көпләп хәвәр қилинмақта.
Игилинишичә, хитай даирилири чәтәлләрдә яшаватқан уйғурларни контрол қилиш үчүн уларниң юртлиридики уруқ-туғқанлирини қисмаққа елип вә тутқун қилип, һәтта уларни “тәрбийәләш мәркәзлири” солап, шу арқилиқ чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә уйғур җамаитиниң хитайға қарши паалийәтлирини тосмақчи болған.
10-Апрел күни америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәндиниң “бошүн тори” да елан қилинған“уйғурлар орнуңлардин дәст туруңлар, зулумға қарши авазиңларни аңлитиңлар” сәрләвһилик мақалисидә дәл юқириқи әһваллар оттуриға қоюлған.
Мақалида муһаҗирәттики уйғурларни хитай һөкүмитиниң бесим вә тәһдитлиригә баш әгмәсликкә, юртлирида “тәрбийәләш мәркәзлири” намидики җаза лагерлириға соланған уруқ-туғқанлириниң тизимликини ашкарилашқа, хитайниң зулумини дәлил-испатлар билән дуняға аңлитишқа чақирған.
Мақалә аптори илшат һәсән әпәнди бүгүн радийомиз зияритини қобул қилип, өзиниң мәзкур мақалини йезишиға сәвәб болған амилларни аңлатти.
Илшат һәсән әпәндиниң қаришичә, нөвәттә хитай даирилириниң муһаҗирәттики уйғурларға қаратқан тәһдитни күчәйтишидики әң муһим сәвәбләрниң бири дәл чәтәлләрдики уйғурларниң хитайға қарши наразилиқ һәрикәтлирини контрол қилиш, хәлқараниң уйғурларға қарита һесдашлиқни аҗизлаштуруш шуниңдәк хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситигә болған тәнқиди пикирләрни суслаштурушни мәқсәт қилидикән.
Илшат һәсән әпәнди йәнә хитай даирилириниң бу хил тәһдитлириниң уйғур тәшкилатлири вә зор көп сандики уйғурларниң хитайға қарши наразилиқ һәрикәтлирини тосалмиғанлиқини, әмма йәнә бир қисим уйғурларда уйғур тәшкилатлириниң паалийәтлиригә аваз қошмаслиқ, уйғур җамаитидин қечиш, һәтта хитай даирилириниң зиянкәшликигә учраватқан уруқ-туғқанлириниң әһвалини ашкарилаштин қорқуп сүкүттә туруштәк вәзийәтни шәкилләндүргәнликини алаһидә тәкитлиди. У, уйғурларни орнидин дәст турушқа, давамлиқ сүкүт қилмаслиққа вә хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан зулумлирини дадиллиқ билән аңлитишқа чақириқ қилди.
Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хоңкоңдики тәтқиқатчиси мая ваң ханимму зияритимизни қобул қилип, нөвәттә уйғур диярида кәң-көләмлик тутқун еғирлишиватқан бир вәзийәттә немә үчүн бир қисим кишиләрниң уруқ-туғқанлириниң тутқун қилинғанлиқини билип туруқлуқму йәнә сүкүттә туруватқанлиқидин һәйран икәнликини билдүрди.
Мая ваң ханим йәнә тутқундики уруқ-туғқанлириниң әһвалини ашкарилаштин еһтият қиливатқанларниң әндишисини чүшинишкә болидиғанлиқини алаһидә әскәртти.
Мая ваң ханимниң қаришичә, әркин вә демократик дөләтләрдә яшап туруқлуқму туғқанлириниң тутқундики әһвалини дуняға аңлитиштин еһтият қилиш психикиси әмәлийәттә бу хилдики кишиләрниң хитай һөкүмитидин қорқуш туйғуси вә уруқ-туғқанлириға техиму көп хәтәр келишидин әнсирәш сәвәбидин болған икән. Әмма у тутқундикиләрниң әһвалини һәқиқий исим-фамилиси билән ашкарилашниң пайдилиқ тәрәплири һәққидә тохтилип өтти.
Униң қаришичә, әгәр тутқундики кишиләрниң кимлики, тутқун қилиниш сәвәби вә қәйәргә қамалғанлиқи қатарлиқ әһваллар һәққидә ениқ, ишәнчлик мәлуматлар “хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” ға охшаш кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә ғәрб демократик дөләтлиридики әркин таратқуларға көпләп ашкариланса, бу хил пакитлиқ материяллар дуняниң уйғурлар һәққидики чүшәнчисини техиму ашуридикән. Бу арқилиқ хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан бастуруш сиясити һәққидә пакитлиқ материялларни топлиғили, хитай һөкүмитидин тутқундики кишиләрниң әһвалини сүрүштүргили вә хитай һөкүмитиниң хәлқара қанун-низамларға хилап қилмишлирини испатлиқ һалда оттуриға қойғили болидикән.