Хәлқара сақчи тәшкилатиниң хитай президенти кишилик һоқуқ тәшкилатлирида әндишә қозғиди
2016.11.10

Миң хуңвей хәлқара сақчи тәшкилати - интерполниң президентлиқиға сайланған тунҗи хитай әмәлдари. У, пәйшәнбә күни һиндонезийәниң бали шәһиридә өткүзүлгән 85-нөвәтлик қурултийида бу вәзипигә сайланған.
Мәркизи фирансийәниң лион шәһиридики мәзкур тәшкилатниң хәлқара қизил ташлиқ тутуш буйруқи чиқириш һоқуқи бар. У чәтәлгә қечип кәткән җинайәтчиләрниң из-дерикини қилиш, уларни қолға елип, дөлитигә қайтуруп келиштики муһим хәлқара механизм.
Миң хуңвей қурултайда сөзлигән сөзидә, хәлқара сақчи тәшкилатиниң һазирқи принсип вә миханизимини давамлаштуруш вә қоғдашни тәкитлигән. Интерполниң низамнамисидә, әза дөләтләрниң “һәрқандақ сиясий, һәрбий, диний, ирқий паалийәт вә мәқсәтләрдә һәрикәт қилиши” чәкләнсиму, әмма тәнқидчиләр хитайниң хәлқара сақчи тәшкилатини өзиниң сиясий рәқиблирини қолға елиш үчүн қоллинип кәлгәнликини илгири сүрүп кәлгән иди.
Шуңа, бу кишилик һоқуқ тәшкилатлирида җиддий әндишә қозғиди. Америкидики хитай өктичи тәшкилати-“пуқралар күчи” ниң рәиси, доктор яң җйәнли, “биз хитайниң бу тәшкилаттин пайдилинип кетишидин әндишә қилимиз” деди.
Яң җйәнли мундақ дәйду: “у мушу бир қанчә йилдин бери чегра сиртида қанун иҗра қилишқа башлиди. Тайланд, хоңкоңдики хитай пуқралирини тутуп кәтти. Шуниң билән биргә, у аталмиш террорчи дәп қарайдиған бәзи кишиләрни интерполға тапшуруп, уларни қолға елишни тәләп қилди. Бу йил 4-айда биз һәр милләт яшлириниң муһакимә йиғинини чақирғанда уйғурларниң кишилик һоқуқ рәһбири долқун әйса мушу сәвәблик һиндистанға берип, йиғинимизға қатнишалмиди. Әгәр хитайниң муавин җ х министири интерполдики бундақ муһим орунға қоюлса, биз наһайити әндишә қилимиз. Биз бу органниң хитай тәрипидин пайдилинип кетишидин қорқимиз.”
Яң җйәнли йәнә, хәлқара сақчи тәшкилатини дәрһал ислаһ қилишни тәкитләп, бу арқилиқ хитайға охшаш дөләтниң бу тәшкилатни суйиистемал қилишиниң алдини елиш керәкликини илгири сүрди.
У мундақ дәйду: “биз хәлқара җәмийәт, б д т вә хәлқара сақчи тәшкилатиға хитайдәк бир дөләтниң әмәлдариниң бундақ муһим вәзипигә олтуруши хәтәрлик икәнликини билдүрүшимиз керәк. Бизниң авазимиз бу кишиләргә бесим пәйда қилип, хитайниң бу тәшкилаттин пайдилинип кетишидин һәзәр әйләшкә пайдилиқ.
Иккинчи қәдәмдә һөкүмәт вә аммиви тәшкилатлардин қурулған бир күч уюштуруп, хәлқара сақчи тәшкилатини ислаһ қилишни алға сүрүш, кишилик һоқуққа еғир хилаплиқ қилған дөләт әмәлдарлириниң бу вәзипигә олтурушини чәкләштур.”
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң хитай мәсилиләр тәтқиқатчиси вилям не пәйшәнбә күни фирансийә агентлиқиға билдүрүшичә, хитай хәлқара сақчи тәшкилатиниң системисини қоллинип, һечқандақ җинайәт садир қилмиған уйғур өктичилирини нишанға елип кәлгән.
Д у қ баш катипи долқун әйса илгири хәлқара сақчи тәшкилати хитайниң тәлипи билән қизил ташлиқ тутуш буйруқи чиқарған уйғур паалийәтчиләрниң бири. У “интерполниң қарари униң образиға дағ чүшүриду” деди.
Долқун әйса: “интерполниң башлиқлиқиға хитай муавин җ х министириниң башлиқ болуп сайлиниши наһайити әпсуслинарлиқ һадисә. Чүнки, һазирғичә нурғун хәлқара тәшкилатлар, хәлқара мәтбуатлар һөҗҗәтләр билән, пакитлар билән интерполни бәзи дөләтләрниң сиясий паалийәтчиләргә зәрбә беришниң қорали қилип келиватқанлиқини, интерполни ислаһат қилиш керәкликини оттуриға қоюп кәлгән.
Бундақ бир шараитниң өзидә, интерполни ислаһ қилиш, өзиниң қурулуш мәқсити еғир җинайи җавабкарлиққа тартилидиған инсанларни һәмкарлишип тутуштәк хусусийитини барғансери яхшилаш орниға, хитайдин ибарәт интерполни әң еғир суйиистемал қиливатқан бир дөләтниң сақчи министирини буниңға рәиси қилиши, интерполниң образи вә салаһийитигә дағ чүшүридиған һәрикәт, дәп қараймиз” деди.
Лекин долқун әйсаниң көрситишичә, интерполниң қизил ташлиқ тутуш буйруқиниң қануни мәҗбурлаш күчи чәклик, шуңа, хитай әмәлдариниң униңға президент болуп сайлиниши уйғур паалийәтлиригә чоң тәсир көрсәтмәйду.
Долқун әйса мундақ дәйду: “униң қарарлириға һәр қайси дөләтләр өзиниң ички қанунлириға асасән муамилә қилиду. Хәлқара сақчи тәшкилати тарқатқан нәрсиләр пәқәт хәлқара һәмкарлиқ асасидики чақириқ түсини алған, әмма униң һөкүм характери йоқ. Униң һөкүм характери болған болса, мән 1999-йили интерпол тәрипидин тутуш буйруқи чиқирилған адәм. Һазирғичә бәзи дөләтләрниң чеграсида тутулдум. Корейәдә тутулдум. Америкида, 1999-йили америка консулханисида тутулдум. Түркийә чеграсида тутулдум. Әмма америкида болсун, америка консулханисида болсун, бу нәрсә һечқачан җиддий ойлишидиған бир мәсилә болмиди. Әгәр германийә вә демократик мәмликәтләр интерполниң һәр дегинини қилса, мән бүгүн түрмидә болған болаттим.”
Әмма яң җйәнлиниң көрситишичә, хитайниң интерполни контрол қилиши кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң башқа дөләтләрдин виза елишини техиму қийинлаштуридикән.
У мундақ дәйду: “хәлқара сақчи тәшкилати бизниң кишилик һоқуқ паалийәтчилиримизниң бәзи дөләтләрдин виза елишиға тәсир көрситип кәлди. Әгәр хитайниң муавин җ х министири бу вәзипигә олтурса, виза мәсилиси қийинлишидуки, йениклимәйду. Бу кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң башқа дөләтләрдә паалийәт қилиш үчүн виза елишиға тосқунлуқ қилиду.”