Мутәхәссис франсиз: хитай компартийәсиниң иқтисад моделини дуняға тәшвиқ қилишқа әрзимду?
2016.01.21

Японийәдин чиқидиған “һәптилик хәвәрләр” журнилиниң йеқинқи санида америкилиқ хәлқара мунасивәтләр мутәхәссиси франсиз фукуяманиң “хитай компартийәсиниң иқтисад моделини дуняға тәшвиқ қилишқа боламду?” сәрләвһилик мақалиси елан қилинған. Мақалидә хитайниң сиясий иқтисадни вә шундақла ши җинпиңниң “бир бәлвағ бир йол” истратегийәлик пиланини дуняға тәшвиқ қилиш мәсилиси һәққидә бир қатар әтраплиқ мулаһизиләр елип берилған.
Америка станфорд университети хәлқара мунасивәтләр тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси, мутәхәссис франсиз фукуяма мақалисидә һазирқи вақитта хитайниң дуняға “бир бәлвағ бир йол” истратегийәсини күчлүк тәшвиқ қиливатқанлиқини шундақла нөвәттә хәлқарада америка, хитай, явропа әллири оттурисида йеңидин бир мәйдан иқтисадий мәбләғ селиш мусабиқисиниң башлиниш алдида турғанлиқини оттуриға қойған.
Униң қаришичә, хитайниң иқтисадий сүрити астилап, миллий дарамити үзлүксиз төвәнләп һазирқи вақитниң өзидә 7% чүшкән, буниң түп сәвәби ши җинпиң “бир бәлвағ бир йол” қурулушидин ибарәт улуғвар ғайисини әмәлгә ашуруш үчүн хитайниң “асия ул әслиһәләргә мәбләғ селиш банкиси” қариғуларчә пилансиз һалда таш йол, төмүр йол, газ йоли қатарлиқ қурулуш түрлиригә ғайәт зор мәбләғ селип, дөләт хәзинисини қуруқдап қойғанлиқидин ибарәткән.
Франсиз фукуяманиң ейтишичә, хитай “бир бәлвағ бир йол” иқтисад моделини оттура вә җәнубий америка, африқа әллиригә тәшвиқ қилған. Нәзирийәдә дейиливатқан йеңи йипәк йоли қурулуш истратегийәси әмәлийәттин көп йирақ болуп, мундақчә ейтқанда, иқтисадий мәбләғ селиш асасән санаәткә қаритилған. Бу дегәнлик санаәт қурулушлирини материял билән тәминләш әмәс, бәлки өзидики бир қисим санаәт завутлирини чәтәлгә йөткәшни көрситидикән.
Униң көзитишичә, хитайниң бу хил өзгичә иқтисад модели америка вә явропаниң иқтисади мәбләғ селиш моделлиридин көп пәрқлиқ болуп, хитай һәрқандақ бир дөләткә мәбләғ салғанда шу йәрниң төмүр йол қатнаш, айродром, деңиз порти, електр санаитигә мәбләғ селип астиртин шу дөләтниң санаитини монопол қилишни пиланлайдикән.
Америка, явропа әллири болса бу хил мәбләғ селиш усуллиридин өзлирини изчил қачуруп кәлгән болуп, улар асаслиқи җәмийәт параванлиқи, ана-балилар сағламлиқи қатарлиқ түрләргә мәбләғ селишни нишан қилидикән.
Мутәхәссис франсиз фукуяманиң билдүрүшичә, америка вә явропа әллириниң бу хил мәбләғ истратегийәсини хәлқарада аддий, бирақ иқтисадий үнүми юқири болған кәлгүсигә мәбләғ селиш усули дәп атайдикән.
Мақалидә: “хитайниң ‛бир бәлвағ бир йол‚ истратегийә пилани һиндонезийәдин полшағичә болған арилиқта ғәлибә қилалиса, андин хитай иқтисадий нәпкә еришәләйду. Бирақ һазирқи хитай иқтисадидин қариғанда хитай ейтиватқан ‛бир бәлвағ бир йол‚ истратегийәсиниң нәзәрийиси билән хитай иқтисадиниң әмәлийити көп пәрқлиқ” дәп тәриплигән.
Тәтқиқатчи франсиз фукуяма, хитайниң “бир бәлвағ бир йол” истратегийәси хитай компартийәсиниң контроллуқидики хитай дөлитидә иқтисадий нәпкә еришип ғәлибә қазанған билән, буниң демократик әлләрдә иқтисадий үнүм яритиши вә мувәппәқийәт қазинишидин үмид йоқ дәп қарайдикән. Чүнки, демократик әлләрдики ички тоқунуш, қозғилаң дегәндәк демократик һәрикәтләрниң үзлүксиз елип берилиши хитайниң бу дөләтләргә салған мәбләғлирини вәйран қиливетидикән.
Униң дейишичә, хитай өзиниң қошниси болған пакистан билән қазақистанға бир қисим мәбләғләрни селип һазирчә аз тола иқтисадий нәпкә еришкән болсиму, бирақ, афғанистандики кан ечишқа салған көплигән мәбләғлири талибанларниң һөкүмәткә қарши елип барған түрлүк һуҗумлири сәвәбидин һазирчә пәқәтла бир изидила тохтап қалған.
Франсиз фукуяманиң көзитишичә, оттура асиядики түркий милләтләр, ислам дөләтлиридики мусулманлар хитайниң уйғур аптоном районидики уйғур мусулманлириниң диний етиқадлирини қаттиқ аяқ асти қилип бастуруватқанлиқидин аллиқачан хәвәрдар болуп, буларниң вақти саити кәлгәндә өз дөләтлиридики хитай ширкәтлиригә вә шундақла хитай содигәрлиригә зәрбә бериш еһтималлиқи юқирикән. Шуңа хитай һәмишә оттура асия вә ислам әллиригә салған мәблиғидин әндишә қилидикән.
Бирақ, зияритимизни қобул қилған японийәдики хитай ишлири мутәхәссислиридин нако ханим бу һәқтә тохтилип:“хитай иқтисадини гүлләндүрүштә оттура шәрқни изчил нишан қилип кәлди. Сәвәби 11-сентәбир вәқәсидин кейин ислам әллириниң америка вә ғәрб әллири билән болған иқтисадий мунасивитиниң йериклишишидин устилиқ билән пайдиланған хитай ислам дуняси билән күчлүк иқтисадий мунасивәт орнатти” деди.
Франсиз фукуяманиң тәһлиличә, йеқин кәлгүсидә оттура асияда зор сиясий өзгириш йүз берип, бир қисим хәлқләр демократлишишқа қарап йүзлинишни тәрғиб қилса, йәнә бир қисимлири ислам әһкамлири асасидики дөләт қуруш идийисини көтүрүп чиқип, бу районда ғайәт зор сиясий идеологийә тоқунуши йүз бериш еһтималлиқи юқирикән.
Әгәр, навада франсиз фукуяма ейтқандәк, оттура асияда юқириқидәк тоқунуш йүз бәрсә, хитайниң “бир бәлвағ бир йол” қурулуш иқтисад пилани у чағда уйғур аптоном районниң арқа һойлиси болған оттура асия районидила тохтап қалидикән.
Хәлқарада һәтта хитайниң йеқин дости дәп қарилидиған русийәму хитайниң бу пиланиниң оттура асиядин һалқип өзи арқилиқ шәрқ явропа әллиригә өтүшини пәқәтла халимайдикән.
Хитай һазирқи вақитта америка вә явропа әллири билән бәслишип африқа, латин америкисидики бир қисим әлләргә көпләп мәбләғ селишни пиланлап өзиниң “бир бәлвағ бир йол”иқтисадий қурулуш моделини уларға таңмақчи болған болсиму, бирақ бу районлардики бир қисим дөләтләр хитайниң қара нийитини билип қилип, һазирдин башлап хитайниң бу иқтисадий моделиға қарши чиққан.
Франсиз фукуяма мақалисидә, америка башчилиқидики ғәрб әллири хитайниң африқа, латин америкисидики екологийәгә ғайәт зор тәсир көрситидиған бу хил иқтисад моделиға тиздин тәдбир қолланмиса, бу районларниң екологийәси зор бузғунчилиқларға учраш еһтималлиқи көрүлидиғанлиқини алаһидә әскәрткән.
Японийәлик бир қисим иқтисадшунаслар болса хитай иқтисадида җанландуруш амили кәмчил дәп қарайдикән.
Хитайниң “бир бәлвағ бир йол” қурулуш иқтисад истратегийәсиниң кәлгүси тәқдири һәққидә зияритимизни қобул қилған хитай ишлири көзәткүчилиридин ямада бу һәқтә тохтилип: “хитайниң бу хил сиясий иқтисад пилани шәрқий җәнуби асиядики бир қисим дөләтләрдә һәқиқәтән бәлгилик дәриҗидә өз тәсирини көрсәткән болсиму, лекин һазирқи вақиттики әмәлийәттин қариғанда буниң кәлгүсидин үмид йоқтәк қилиду” деди.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.