Америкидики “йәрлик милләтләр тәтқиқати мәркизи” ниң мақалисидә уйғурлар мулаһизә қилинди

Мухбиримиз ирадә
2018.02.14
qeshqer-qizil-bayraq-kocha-bala-balilar.jpg Қәшқәр кона шәһәрдики хитайниң қизил байрақлири есилған кочисида ойнаватқан уйғур балилар. 2017-Йили 4-ноябир.
AP Photo/Ng Han Guan

Америкидики “йәрлик милләтләр тәтқиқати мәркизи” ниң тор бетидә бүгүн “4-дуня милләтлири 1945-йилидин бери ирқий қирғинчилиқ астида изтирап чәкмәктә-йәрлик уйғурларниң мәсилиси” темисида бир парчә мақалә елан қилинди.

Мақалидә аптор уйғурларниң вәзийитини дунядики башқа ирқий қирғинчилиқ мәсилилири билән селиштурған вә уйғурларниң хитай һөкүмити тәрипидин қирғинчилиққа учраватқанлиқини илгири сүрүп, бундақ дәп қараштики сәвәблирини оттуриға қойған.

“йәрлик милләтләр тәтқиқати мәркизи”1979‏-йили америкида қурулған бир мустәқил тәтқиқат вә маарип оргини. Мәзкур орган қурулғандин буян америкидики индианлар вә дуняниң башқа җайлиридики һәрқайси йәрлик милләтләрниң әһвали үстидә издәнгән вә һәрқайси һөкүмәтләр билән йәрлик хәлқләрниң мәдәнийәт һәм сәһийә ишлирини яхшилашта һәмкарлишип кәлгән.

Йеқинда, бу мәркәзниң тор бетидә мәркәз қурғучи рәислиридин бири болған доктор рудолф райсер әпәнди тәрипидин уйғурларниң вәзийити һәққидә бир парчә мақалә елан қилинди. Мақалә “4‏-дуня милләтлири 1945-йилидин бери ирқий қирғинчилиқ астида изтирап чәкмәктә-йәрлик уйғурларниң мәсилиси” темисида болуп, аптор алди билән оқурмәнләргә төвәндики мәлуматларни бәргән:
“хитай, нопуси 11 милйондин ашидиған уйғурларға өзиниң ана юрти болған уйғуристанда мәдәнийәт қирғинчилиқи елип бармақта. Әмма хәлқара җамаәт буниң алдини елиш, тохтитиш вә яки бу җинайәт үстидин дава қилиш үчүн һечнемә қилмайватиду”.

Доктор рудолф райсер әпәнди сөзини йәнә мундақ давам қилған: “мән алди билән силәргә уйғуристанда болуватқанлардин қисқичә мәлумат беримән. Андин немә үчүн хитай һөкүмитиниң уйғурларға қиливатқинини ирқий қирғинчилиқ дәп қарайдиғанлиқимни вә немә үчүн бу мәсилигә хәлқара җамаәтниң дәрһал көңүл бөлүши керәкликини техиму чоңқур чүшәндүрүп өтимән. Уйғурлар вә бирмидики роһинга мусулманлиридәк нурғун 4-дуня милләтлири ишғал қилиниш, бесип кириш вә өлтүрүш қатарлиқларни бешидин өткүзмәктә. Бу дөләтләрниң қирғинчилиқни давам қилишиға йол қоюлмаслиқи керәк”.

Аптор мақалисидә, уйғурларниң қәдимий тарихқа игә бир милләтликини, мав зедуң башчилиқидики хитай компартийәси 1949-йили уйғуристанни ютувалғанда уйғурларниң нопусиниң район нопусиниң 94 пирсәнтини тәшкил қилғанлиқини, әмма кейин хитай һөкүмитиниң системилиқ һалда нопус көчүрүш арқилиқ уйғурларни нопус җәһәттә аз санлиқ орунға, нопус нисбитини 45 пирсәнт әтрапиға чүшүрүп қойғанлиқини баян қилған. У мундақ дегән: “хитай һөкүмити бу земинни ишғал қилиш, бесип кирип зиянкәшлик қилиш вә уйғурларниң орниға өзиниң пуқралирини толдуруш арқилиқ уйғурларға мәдәнийәт қирғинчилиқи елип барди. Уйғурларниң буниңға қаршилиқиму күчлүк болди. Шуңа хитай һөкүмити уйғурларни ‛йепиқ тәрбийәләш мәркәзлири‚ гә солаш арқилиқ уларни һессиятини хитайға майил қилишқа мәҗбурлиди. Улар он миңлиған уйғурни ‛терроризм‚ дегән намни баһанә қилип туруп түрмигә қамап, йәнә миңлиған уйғурни өлтүрди”.

Америка уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқатчиси һенрий шаҗески әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғур елигә нурғун хитай көчмәнләрни көчүрүп әкәлгәндин кейин уларни яхши иш пурсәтлири билән тәминлигәнликини, әмма уйғурларниң ундақ имканларға еришәлмигәнликини билдүрди. У сөзидә йәнә, хитай һөкүмитиниң өз көчмәнлириниң бихәтәрликигә капаләтлик қилип, уларни хатирҗәм қилиш үчүн әксичә еғир бихәтәрлик тәдбирлири арқилиқ уйғурларни бастурғанлиқини қошумчә қилди.

Мақалә аптори доктор рудолф әпәнди мақалисидә “етник қирғинчилиқ” дегән аталғуниң мәнисигә алаһидә әскәртиш берип өткән болуп, у нөвәттә дуняда бу аталғу һәққидә хата бир көз қараш барлиқини билдүргән. У мундақ дегән: “герман натсистлири йәһудийларға қарита ашундақ кәң көләмлик қирғин елип барғандин буян нурғун анализчилар, баһалиғучилар вә тәтқиқатчиларниң һәммиси ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дегән сөзни хата һалда зор сандики адәмни ‛өлтүрүш вә зәһәрләш‚ дәп чүшинивалди. Әслидә ирқий қирғинчилиқ дегән бу аталғуниң иҗадчиси, адвокат вә язғучи рафаел лемкин изаһат қилидуки, йәһудийларға елип берилған ‛қирғинчилиқ‚ қандақтур ‛ирқий қирғинчилиқ‚ ниң мәниси әмәс. Бәлки, натсист емперялизими вә шундақла явропа мустәмликичиликидин келип чиққан ақивәтләр ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дегән аталғуниң мәниси һесаблиниду. Йәһудийларға қаритилған зор көләмлик қирғинчилиқ инсан тарихидики ‛ирқий қирғинчилиқ‚ ниң әң қорқунчлуқи һесаблиниду. Әмма ‛ирқий қирғинчилиқ‚ болса буниңдин нурғун йиллар илгири башлап болған”.

Аптор йәнә мундақ дәп чүшәндүргән: “ирқий қирғинчилиқниң икки басқучи болиду. Биринчиси, бесимға учриған гуруппиниң миллий алаһидиликлиригә бузғунчилиқ қилиш. Иккинчиси, бу кишиләрни өзлири турушлуқ җайлардин көчүрүветиш вә бесим қилғучи хәлқ билән толдуруш. Мундақчә ейтқанда, бир милләт кишилири бесивалғучи һакимийәт тәрипидин системилиқ вә пиланлиқ һалда башқа җайларға көчүрүлгән вә у земинға бесивалғучи милләт кишилири йәрләштүрүлгән болса мана буму бир ‛ирқий қирғинчилиқ‚ һесаблиниду. Ишғалдин кейин йәни мустәмликичиликтин кейин елип берилған һәрикәтләрниң һәммиси ирқий қирғинчилиқниң тунҗи ақивәтлири болуп һесаблиниду”.

Тәтқиқатларға қариғанда, өлтүрүш, қирғинчилиқ қилиш нәтиҗисидә ишғал қилинған 4-дуня милләтлириниң сани 156 болуп, 1945-йилидин 2017-йилиғичә тәхминән 12 милйон 482 миң адәм өлтүрүлгән икән. Б д т ға әза 58 дөләт вә уларниң қоллишидики армийә 156 ишғал вәқәсиниң җавабкари икән.

Аптор юқиридики уқум хаталиқини көрситип туруп, әмәлийәттә һазир уйғур қатарлиқ милләтләргә йүргүзүлүватқан сиясәтниң өзиниң ирқий қирғинчилиқ һесаблинидиғанлиқини әскәрткән. У мундақ дегән: “мәдәнийәт қирғинчилиқи билән зор көләмлик өлтүрүшләр ирқий қирғинчилиқниң әң асасий икки алаһидилики болуп кәлгән. Әмма шундақ болушиға қаримай, юқиридикиләр билән шуғулланған һакимийәтләр һечқайсиси бу сәвәблик җазаға тартилип бақмиған. Җүмлидин, һелиһәм хитай һөкүмити уйғурларға, ирақ һөкүмити йезидиларға вә башқиларға қарита ирқий қирғинчилиқ елип бармақта. Әмма уларниң һечқайсисиниң мәсулийити сүрүштүрүлмиди”.

Америкидики уйғур адвокат нурий түркәл әпәнди хәлқара қанунлардики ирқий қирғинчилиққа берилгән изаһатқа асасән уйғурларни хитай һөкүмитиниң ирқий қирғинчилиқ қилишиға учраватиду, дәп қарашқа болидиғанлиқини вә нөвәттә америкидиму нурғун тәтқиқатчиларниң шундақ дәп қарайдиғанлиқи һәм бу сөзниң бундин кейин уйғур мәсилисидә техиму көп оттуриға чиқидиғанлиқини билдүрди.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқатчиси һенрий шаҗскиму хәлқаралиқ органларниң, демократик әлләр һөкүмәтлириниң уйғурларға йүргүзүлүватқан бу сиясәтләрни болупму һазирқи қанунсиз “йепиқ тәрбийиләш мәркәзлирини” хитай һөкүмитидин сориши, сүрүштүрүши керәкликини, у йәрдики вәзийәтни хәлқара инсан һәқлири өлчәмлири бойичә назарәт қилиши керәкликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.