“ғәрбий дияр пидаийлири” му охшашла хитайниң уйғур ирқий қирғинчилиқидики сиясий қорали

Амстердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2025.02.26
gherbi-diyar-pidailiri-1024 “ғәрбий дияр пидаийлири” тәшвиқати
cpc.people.com.cn

20-Феврал хитайниң “йәр шари вақит гезити” дә “Баш секретар ши җинпиң яшлардин ғәрбкә берип, ғәрбкә төһпә қошуп, вәтәнгә җаваб қайтурушини тәләп қилиду” намлиқ бир мақалә елан қилинған. Шундақла бу мақалә тез сүрәттә хитайдики нурғун һөкүмәт таратқулирида кәң-көләмдә көчүрүп тарқитилған. Мақалиниң мәзмунидин қариғанда, бир түркүм хитай яшлириниң “ғәрбий дияр пидаийлири” намида уйғур қатарлиқ районларға берип, бу җайларниң сәһийә, маарип қатарлиқ түрлүк саһәлиридә “төһпә яратқан” лиқи толиму тәсирлик баян қилинған. Мақалида хитай яшлириниң йәрликтики хизмәт тиришчанлиқи, уларниң пидаийлиқтин, йәрлишип қелишқичә болған җәрянлардики һес-туйғулири наһайити тәсирлик баян қилинған болсиму, лекин бу йәрдә наһайити муһим бир амил нәзәрдин сақит қилинған. Йәни бу амил дәл уйғур қатарлиқ йәрлик милләтләрниң өз тупрақлиридики хитай өзи етирап қилған аптономийә һәқлириниң мәзкур “пидаийлар” тәрипидин тартип елинишидур. Йәни барлиқ һоқуқларниң хитайларниң қолида тутулушидур.

Қарайдиған болсақ, болупму аталмиш “шинҗаңға ярдәм” сиясити йолға қоюлған 1990-йиллардин буян, уйғурларниң җәмийәттин сиқип чиқирилиши җәмийәтниң һәр саһәлиридә толуқ гәвдилинишкә башлиғаниди. Болупму “шинҗаңға ярдәм” намида уйғур елиға келидиған хитайларға берилидиған әң муһим әвзәл сиясәтләрниң бири, уларни уйғур аптоном райониниң һәрқайси саһәлиридә “Биринчи қол рәһбәрлик вәзиписигә қоюш” ; йәнә бири болса ярдәмгә кәлгән бу “пидаийлар” ниң хитай өлкисидики хизмәт иштати вә барлиқ тәминатлирини тохтатмаслиқ билән биргә, уйғур елидиму охшаш тәминатлардин бәһримән қилиш қатарлиқлар болғаниди. Аталмиш “ғәрбий дияр пидаийлири” сияситиму юқиридики “шинҗаңға ярдәм” сияситигә яндаш һаләттә йолға қоюлған сиясәтләрниң биридур. Мәзкур сиясәт 2003-йилидин башлап йолға қоюлған болуп, хитай яшлириниң уйғур елидики муһим хизмәт орунлирини игиләп, уйғур яшлириниң оқуш пүттүргәндин кейинки хизмәт киризисиниң келип чиқишида һалқилиқ рол ойниған. Йәни, мәйли “ғәрбий диярға пидаий болуш” болсун яки “шинҗаңға ярдәм бериш” болсун, бу хил сиясий пиланға аваз қошуп, уйғур елиға кәлгән хитайларниң һәммиси, хитайниң уйғурлар үстидики ирқий қирғинчилиқ сиясәтлирини әмәлийләштүрүш вә уйғурларға қилиниватқан зулумларни йошуруш үчүн хизмәт қилғанлиқи ениқ. Чүнки ярдәм намида уйғур елиға йәрләшкән хитай көчмәнләр қиливатқан хизмәтләр, әслидә уйғурларму қилалайдиған вә қилишқа һәқлиқ болған хизмәтләр һесаблиниду. Мәсилән, маарип, тебабәт, кархана башқуруш қатарлиқ уйғурлар қилалайдиған саһәләрниң һәммисини хитайлар омумйүзлүк игиләп болған. Һәр саһәләрниң бу хил шәкилдә хитайлар тәрипидин игиливелиниши, тәбиий һалда уйғурларниң җәмийәттин сиқип чиқирилишиға асас болған. Болупму маарипниң хитайлаштурулуши, уйғур тилиниң маариптин сиқип чиқирилишиға әгишип, маарип саһәсини асасән хитай көчмәнлирини игилигән. Маарипниң хитайлаштурулуши өз нөвитидә йәнә, уйғурларни миллий кимлик вә мәдәнийәт киризисидин башқа, иқтисадий бесим вә түрлүк роһий бесимларға дучар қилған.

Уйғурларниң қул ишчи яки ешинча әмгәк күчи дәриҗисигә чүшүрүлүшиму, йәнила уйғур елиға “ярдәм” намида кәлгән хитай карханилирини әрзан әмгәк күчи билән тәминләш сиясәтлиригә зич бағланған. Йәни хитай карханилирини уйғур елиға йөткәш әмәлийәттә 1999-йили йолға қоюлған “ғәрбни ечиш” сиясити билән тәңла башланған дейишкә болиду. Мисалға алсақ, “хитай истатистика идариси шинҗаң тармиқи” ниң 2014-йили елан қилған бир истатистикисида, уйғурларниң әмгәк йешидики нопусиниң иш орни еһтияҗдин ешип кәткәнлики, йәнә келип уларниң омумий сапасиниң наһайити төвәнлики хатириләнгән. Шундақла хитай карханилириниң уйғур елиға, болупму уйғур нопуси көп болған җәнубий уйғур елиға йөткилип, ешинча әмгәк күчлирини курс ечип, тәрбийәләш вә ишқа орунлаштурушқа дәвәт қилинған.

Бу йәрдә диққәт қилишқа тегишлик бир муһим нуқта шуки, уйғур елиға “ярдәм” намида келиватқан мәйли оқуғучи, ишчи, кадир яки карханичилар болсун, һәммисила хитайниң наһайити мукәммәл болған тәрбийәләш вә тәкшүрүшлиридин өтүп андин “ярдәм бәргүчи пидаий” лиқ салаһийитигә еришидиған болуп, бу әһвал кишиләрниң тәсәввуридики “пидаий” лиқ образи билән түптин пәрқлиқ дейишкә болиду. Мисалға алсақ, мәзкур “ғәрбий дияр пидаийлири” уйғур елидәк районларға “ярдәм” гә келиш үчүн “яш марксизмчиларни тәрбийәләш қурулуши(青马工程)” ға қатнишиши шәрт. Мәзкур қурулуш 2007-йили хитай мәркизий комитети тәрипидин йолға қоюлған болуп, “пидаий” ларда сиясий садақәтмәнлик, вәтәнпәрвәрлик еңи, мукәммәл нәзәрийәви асасқа игә болған хитай коммунист партийәсиниң қоллиғучилирини тәрбийәләйду. Бу қурулушқа қатнашқанлар марксизмлиқ идийәси билән тәрбийәлинипла қалмастин бәлки йәнә барған йеридә коммунист хитайниң сиясәтлирини әмәлийләштүридиған партийә қошуниға айлиниду. МӘзкур қурулуш тарихтики германийә натсистлириниң яшларни тәрбийәләштики маарип қурулмисиға адәмни чөчүткүдәк дәриҗидә охшаш болуп, натсистлар әйни чағда яшлар тәшкилатлири арқилиқ натсист партийәсиниң садиқ қоллиғучилирини тәрбийәлигән вә бу арқилиқ җәмийәтни үнүмлүк тизгинигә алалиғаниди.

Әмәлийәттә, хитайниң аталмиш “шинҗаңни қоллаш, ярдәм бериш”, “намратларни йөләш, қутулдуруш” намида йолға қойған сиясәтлири, уйғурларға охшаш йәрлик хәлқләрниң яшаш һәқлиригә қилинған таҗавузчилиқ болуп, хитайниң уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ йүргүзүшидә муһим сиясий қоралға айланған. Әмма хитайниң уйғурлар қаратқан ирқий қирғинчилиқ услуби, бүгүнки заман кишилириниң тәсәввур даирисидин һалқип кәткән болуп, инсанларниң йеқинқи заман тарихида баштин кәчүргән ирқий қирғинчилиқ услублирини намайән қилипла қалмай бәлки йәнә бу қирғинчилиқларни “мәнтиқлиқ йошуруш” иқтидарини һазирлиған. Мисалға алсақ, заманиви пән-техника билән “феңчяв услуби” ни бирләштүрүп, мукәммәл болған көзитиш аппаратлири вә адәмләр арқилиқ назарәт қилинидиған җәмийәт бәрпа қилиш; “ярдәмчи рәһбәр” намида уйғур елиниң барлиқ мәмурий һоқуқлирини хитайларға бериш, йәрлик мәмурий хадимларни болса иш орнидин қалдуруш яки башқа қошумчә вәзипиләргә қоюш; йәрлик хәлқләрни “ярдәм” намида юртидин башқа җайларға йөткәп тарқақлаштуруш вә уларниң орниға “ярдәмчи пидаийлар” намида хитай нопусини йөткәш; уйғур пәрзәнтлирини “ятақлиқ мәктәп” ләр яки “шинҗаң синипи” арқилиқ аилиси вә ата-анилиридин айриш; деһқанларни чарва-мал, терилғу йәрлиридин, аялларни әрлиридин айриш, қисқиси уйғурларниң миллий кимлики билән бирләшкән мәвҗутлуқи билән мунасивәтлик һәрқандақ нәрсини вәйран қиливетиш, шундақла бу җинайәтләрни охшашла “ярдәм, пидаийлиқ” намлирида йошуруш, буларниң һәммиси худди хитай тохтимай тәшвиқ қиливатқан “хитайчә алаһидиликкә игә” болған уйғур ирқий қирғинчилиқиниң типик алаһидиликлиридур. Йәни хитай компартийәсиниң бу хил сиясәтлири сирттин қаримаққа худди йәрликни тәрәққий қилдуруш, намратлиқ мәсилисини һәл қилиштәк көрүнсиму, лекин бу сиясәтләр уйғур җәмийитини мәдәнийәт, маарип қатарлиқ барлиқ саһәләрдә вәйран қилиш билән тәң, уларни мәвҗутлуқ киризисиға патуруватқанлиқи бир һәқиқәт.

Хуласә қилғанда, хитайниң “ғәрбий дияр пидаийлири” сиясити худди башқа “ярдәм” намидики сиясәтлиригә охшашла, көрүнүштә уйғур елиниң иқтисадий тәрәққиятини илгири сүргәндәк қилсиму, маһийәттә бу уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқ сиясәтлириниң бир парчисидур.

[Әскәртиш: мәзкур обзордики көз қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.