Уйғурларни ирқий қирғинчилиқ қилиш бәдилигә кәлгән “тәрәққият”

Амстердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2025.03.02
Хитай һөкүмити уйғур ирқий қирғинчилиқни һәм инкар қилалмайду һәм йошуралмайду Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқиға атап ишләнгән картон.
Yettesu

Хитай башқурушидики “тәңритағ тори” да 25-феврал “Йеңи дәврдики җәнубий шинҗаңниң тәрәққиятиға җаваб” намлиқ бир мақалә елан қилинған. Мақалидә, йеқинқи йиллардин буян җәнубий уйғур елидә аләмшумул тәрәққиятларниң барлиққа кәлгәнлики, болупму бурун “иқтисадий асасиниң аҗиз болуши вә җуғрапийәлик тосалғулар сәвәблик тәрәққий қилалмиған җәнубий уйғур ели” ниң бүгүн аҗайип тәрәққиятларға еришкәнлики баян қилинған. Шундақла бу тәрәққиятларниң коммунист партийәниң “шинҗаңни йеңичә идарә қилиш истратегийәси” ниң түрткисидә мәйданға кәлгәнлики көрситилгән.

Йеқинқи бир қанчә он йилдин буян хитай уйғур елиниң җәнубидики уйғурлар нопуси әң көп олтурақлашқан җайларда ул әслиһәләр қурулушини кәң көләмдә елип барди. Төмүрйол, ташйол, һава қатниши қатарлиқ түрлүк қурулушлар тез сүрәттә вуҗудқа келип, җәнубий уйғур елиниң қияпитидә һәқиқәтән зор өзгиришләр барлиққа кәлтүрүлди. Бу көрүнүш һәқиқәтән җәнубий уйғур ели тарихида әзәлдин көрүлүп бақмиған йеңи бир мәнзирә иди. Һалбуки, җәнубий уйғур елидики бу тәрәққиятлар уйғурлар билән қанчилик мунасивәтлик болди? бу райондики өзгиришләрни һәқиқий мәнидики “тәрәққият” дейиш расттинла тоғриму? бу соаллиримизға җаваб тепиш үчүн, алди билән җәнубий уйғур елидики уйғурларниң өткән бир қанчә он йилларда немиләрни баштин кәчүргәнликигә диққәт қилишимизға тоғра келиду.

“тәрәққият” сәвәблик азийиватқан уйғур нопуси

Алди билән тилға елишқа тегишлики шуки, коммунист хитай мустәмликиси башланған 1949-йилидин буян, шималий уйғур елидики уйғурлар биңтүән вә хитайниң түрлүк сиясий һәрикәтлири давамида кәң-көләмлик йоқитилишқа дуч кәлгәниди. Һәтта 60-йилларниң бешида шималий уйғур елидики зор көп санлиқ уйғурлар хитайниң чәктин ашқан зулумлири сәвәблик коллектип һалда сабиқ совет иттипақиға қечишқа мәҗбур болди. Буниңға қошуп биңтүәнниң хитай өлкилиридин зор көләмдә көчмән йөткиши сәвәблик, йиллардин буян шималий уйғур елиниң нопус қурулмисида өзгириш йүз берип, хитайлар көп санлиқ, уйғурлар болса аз санлиқ нисбәтни игиләйдиған һаләт 1980-йиллардин аввалла оттуриға чиққаниди. Җәнубий уйғур ели болса таки 1980-йилларғичә уйғурлар нопуси мутләқ көп санни игиләйдиған һаләтни сақлап Кәлди. Әмма хитайниң аталмиш ислаһатидин кейин бу әһвалларда зор өзгириш болди. Йәни хитайниң 5-қетимлиқ (1999-йилидики)аталмиш мәмликәтлик нопус тәкшүрүш нәтиҗисидин қариғанда, Хитай нопуси җәнубий уйғур елидики омумий нопусниң 26.71 Пирсәнтини игиләйдиған һаләткә йәткәнИди. Техиму муһими, қумул вилайити, бортала области вә байинғолин областлирида хитай нопуси омумий нопусниң 60-70 пирсәнтини игиләйдиған әһваллар шәкилләнди. Нөвәттә хитай нопусиниң җәнубий уйғур елидә зади қанчилик нисбәтни игилигәнликигә даир мәлуматлар хитай тәрипидин йәнила сир тутулмақта. Әмма америкадики коммунизм қурбанлири хатирә фондиниң алий тәтқиқатчиси адриан зензниң 2021-Йили елан қилған бир доклатида, кәлгүси 20 йилда уйғурлар нопусиниң тәхминән 3 дин бир қисминиң хитайниң сиясәтлири сәвәблик азийип кетидиғанлиқи оттуриға қоюлғаниди. Демәк, җәнубий уйғур елидә уйғур нопусиниң давамлиқ азайтилидиғанлиқи бир муқәррәрлик икәнликини бу вәҗидин тәхмин қилалаймиз.

Аталмиш “тәрәққият” вәйран қилған уйғурлуқ кимлики

Хитай нопусиниң көпийиши җәнубий уйғур елидики уйғур нопусиниң азийишиғила әмәс, бәлки уйғурларниң мәдәнийәт вә яшаш усуллириғиму еғир бузғунчилиқларни елип кәлди. Өткән нәччә он йилда хитай һөкүмити уйғурларниң әнәниви мәдәнийәт мираслирини вәйран қилди. Болупму диний пураққа игә болған имарәтләр, мәсчит яки тарихий орунларни чеқип йоқатти. Мәсчитләрниң чеқилиши, уйғурларниң диний етиқад әркинликлирини чәкләш билән тәң, уйғурларниң ислам дини асасида шәкилләндүргән хас мәдәнийәт вә өрп-адәтлириниму тәңла вәйран қилди. Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә тәтқиқатчилар бу Һәқтики доклатлирида Бу хил бузғунчилиқларниң һәргизму хитайниң “җәнубий уйғур елини тәрәққий қилдуруш үчүн йолға қойған ул әслиһәләр қурулушиниң нәтиҗиси” әмәсликини, әксичә уйғурларға қаритилған системилиқ бастурушниң нәтиҗиси икәнликини оттуриға қоюшти. Техиму қорқунчлуқ болғини, уйғурларниң мәһәлливи топлишип яшаш адәтлириму “тәрәққият” баһанисидә вәйран қилинған болуп, нурғунлиған уйғурларниң өй-маканлири чеқилип, мәһәллилири бузуветилди. Уйғурлар мәҗбурий һалда башқа җайларға көчүрүлүш, хитай өлкилиригә әрзан әмгәк күчи сүпитидә коллектип йөткиветилиш, хитайлар билән арилаш олтурақлаштурулуш қатарлиқ қисмәтләргә дуч кәлди. Адриан зенз тәрипидин 2020-йили елан қилинған “Нәнкәй доклати” да уйғурларни бу хил усулда өз юртлиридин қоғлап чиқириштики мәқсәтниң, уларни хитайларниң арисиға қумдәк чечип, йоқитиш икәнлики ашкара баян қилинғаниди. Демәк, җәнубий уйғур елидики аталмиш тәрәққият, уйғурларни өз хаслиқидин мәһрум қилип, миллий кимлик вә мәдәнийәтлириниң ханивәйран қилинишини кәлтүрүп чиқарди.

Маарипни хитайчилаштуруп, уйғурларни қул қилған “тәрәққият”

Ятақлиқ мәктәп сиясити җәнубий уйғур елидики уйғур балилирини мәдәнийәттә ассимилятсийә қилидиған җайға айлинип, уйғурлар балилирини өз ана тили вә мәдәнийәтлирини өгиниш һоқуқидин мәһрум қилди. Бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң тәкшүрүш доклатлирида бу хил түзүм “мәҗбурий өзгәртиш” дәп қаралған Болуп, асаслиқ мәқсәт уйғур балилирини өз миллий кимлики вә диний етиқадидин тандуруп, хитай кимликигә сиңдүрүветиш болғанлиқи көрситилгән. Бу қилмиш пәқәт уйғурларни мәдәнийәт һәқлиридин мәһрум қилиш биләнла чәкләнмәстин, бәлки уларниң писхикиси вә иҗтимаий кимлик тонушиғиму узун муддәтлик тәсир көрситидиғанлиқи шәксиз. Буниңдин башқа, уйғурларниң хитайдики әмгәк күчи базарлирида тәңсиз муамилигә учриши, һәтта хитайлар тәрипидин коллектип сетилиш қисмәтлиригә қеливатқанлиқи һечкимгә сир әмәс. Мисалға алсақ, австралийә истратегийәлик тәтқиқат мәркизи 2020-йили елан қилған “Уйғурлар сетилиду” намлиқ доклатида, бу һәқтә наһайити тәпсилий мәлуматларни ашкарилиған. Йәни доклатта, уйғурларниң хитай өлкилиридики һәрқайси завутларға коллектип йөткиливатқанлиқи, бу уйғурларниң асасән җәнубий уйғур елидин икәнлики, уларниң көп қисми җаза лагерлиридин биваситә хитай карханилириға йөткәлгәнлики баян қилинған. Шундақла йөткәлгән бу уйғурларниң барған җайлирида айрим ятақларда, назарәт астида туридиғанлиқи, хизмәттин сиртқи вақитлирида хитай тили вә идеологийәлик тәрбийәләшләргә қатнишидиғанлиқи көрситилгән. Демәк, җәнубий уйғур елидики аталмиш “тәрәққият” уйғурларниң мал сүпитидә сетилиши, қул сүпитидә ишлитилиши, шундақла уйғур болуштин чәклинишигә сәвәб болған.

Йиғинчақлиғанда, җәнубий уйғур елиниң ул әслиһәлири йеңилинип, иқтисадий тәрәққияти муәййән илгириләшләргә еришкән болсиму, лекин буниң бәдили уйғурларниң мәдәнийәт вә кишилик һоқуқлириниң дәпсәндә қилиниши болған. Җәнубий уйғур елини заманивилаштуруш қурулуши, әмәлийәттә уйғурларниң мәдәнийәт мираслирини вә миллий кимликлирини вәйран қилиш бәдилигә елип берилған. Қисқиси, мәйли җәнубий уйғур елидики яки пүткүл уйғур елидики тәрәққиятлар болсун, һәммиси охшашла уйғурларни түп йилтизидин йоқитиш, йәни ирқий қирғинчилиқ қилиш бәдилигә әмәлгә ашурулған.

[Әскәртиш: мәзкур обзордики көз қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.