Ирқий қирғинчилиқниң нуқтилиқ нишаниға айланған уйғур аяллири темисида тор сөһбити өткүзүлди
2023.03.09

3-Айниң 8-күни “хәлқара аяллар байрими” мунасивити билән, уйғур һәрикити тәшкилати “мәдәнийәт вәйранчилиқи вә ирқий қирғинчилиқниң нишаниға айланған аяллар” дегән темида хәлқаралиқ тор сөһбити йиғини өткүзди.
Бу сөһбәт йиғиниға дунядики охшимиған район, охшимиған милләт мәнсуплиридин болған аял парламент әзалири, мутәхәссисләр вә паалийәтчиләр қатнашқан болуп, аялларниң коллектип шәкилдә зиянкәшликкә учраватқанлиқи, кишиләрниң “аяллар азадлиқи” вә “туғут адалити” гә болған хата чүшәнчиси һәмдә дуняниң һәр қайси җайлирида аялларниң һоқуқини қоғдашниң муһимлиқи қатарлиқ мәсилиләрдә өз пикирлирини баян қилди.
Йиғинда асасән аялларниң мәдәнийәт, дин вә әвладларниң давамлишишида ойнайдиған муһим роли зор болғанлиқи үчүн, уларниң һәр даим мәдәнийәт вәйранчилиқи вә ирқий қирғинчилиқ һуҗуминиң нишаниға айлинидиғанлиқи һәққидики қараш илгири сүрүлгән. Буниң типик мисали болған уйғур аяллириниң хитай әрлиригә тегишкә мәҗбурлиниш, мәҗбурий туғмас қилиниши, һамилә чүшүрүветиш яки нарәсидә балилиридин айриветиш, түрмә-лагерларда коллектип шәкилдә җинсий хорлуққа учраш қатарлиқ қәбиһ зиянкәшликләргә учрап кәлгәнлики пакит қилип көрситилди.
Йиғинға қатнашқан “әнглийә һазар комитети” ниң рәиси доктор май һумәйра рәзаи (May Homira Rezai) афғанистанда яшаватқан вә мусулман болмиған һазарларниң 1700-йиллардин башлап зиянкәшликкә учриғанлиқи, 1891-йилдин 1893-йилғичә афғанистандики 62 пирсәнттин көп һазарларниң қирғин қилинғанлиқи, 1923-йил һазар аяллириниң афғанистан ақсақаллири вә генераллириға тартуқ қилинғанлиқи, 1990-йилларда талибан һакимийәт бешиға чиққандиму көплигән һазар аяллириниң басқунчилиққа учриғанлиқи, америка армийәси афғанистанни контрол қилған 20 йилда һазар аяллириниң әһвали бир қәдәр яхшиланған болсиму, талибан қайта һакимийәт бешиға чиққандин кейин қайта хәтәр астида қалғанлиқи һәққидә мәлумат бәрди, андин кейинки йилларда өзиниңму афғанистандин көчмән болушқа мәҗбур болғанлиқини тилға алди. У йәнә сөзидә, һазир өзиниң афғанистан аяллири учрап кәлгән зораванлиқларни тәкшүрүп тәтқиқ қиливатқанлиқини, бу җәрянда африқа, пакистан, иран аяллириниңму җинсий зораванлиққа учриғанлиқини байқиғанлиқини вә уларниң ғәрб әллиридә панаһлиниш йолини издәватқанлиқини оттуриға қойди.
“дуня йәһудийлири көзитиш тәшкилати” ниң иҗраийә директори серина оберстен (Serena Oberstein) бу йиғинда қилған сөзидә, “дуня йәһудийлири көзитиш тәшкилати” ниң дуняда һелиһәм давамлишиватқан ирқий қирғинчилиқ җинайәтлиригә қарши һәрикәт қиливатқанлиқини билдүргәндин кейин мундақ деди: “аяллар һаятлиқни давам қилғучилар, әнәниви мәдәнийәткә варислиқ қилғучилар; аилә вә җәмийитимизни пәрвиш қилғучилар. Һалбуки, дуняда шундақ ечинишлиқ әһвал барки, уйғур аяллирини туғмас қилиш болсун, балисини алдуруветиш болсун, дөләтниң зораванлиқ васитиси арқилиқ уларни дәпсәндә қилиш болсун, бу қәбиһ җинайәтләрдә аялларниң бәдини һуҗум нишани қилинған. Бизниң азадлиқимиз, диний әркинликимиз вә алаһидә һоқуқимиз бизни башқиларниң азадлиқи үчүнму күрәш қилишқа сәпәрвәр қилиду. Дуняниң һәр қандақ йеридә ирқий қирғинчилиқ вә зор көләмлик зораванлиқ йүз бәрсә, биз иттипақдашлиримиз вә һәққанийәтчи кишиләр билән бир сәптә туруп униңға қарши күрәш қилимиз”.
Уйғур һәрикити тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас ханим хитай һөкүмитиниң уйғур аяллириға, пиланлиқ, системилиқ һалда, узун муддәтлик вә әң қәбиһ усулда зиянкәшлик қилип келиватқанлиқини мисаллар билән баян қилди. Хитайниң мәхсус уйғур аяллирини солайдиған лагер-түрмиләрдә елип барған җинайәтлирини, тәқиб назарәт системисини, һәр бир аялниң биологийәлик учурини игиләп, бир туташ туғмаслиқ оператсийәси қилғанлиқини, чүнки хитайниң әслидинла уйғур аяллирини “туғуш машиниси” дәп қарайдиғанлиқини, ақивәттә уйғурлар нопусиниң бирақла 30 пирсәнттин көп азлап кәткәнликини, хитай даирилириниң давамлиқ түрдә уйғур қизлирини хитай аққунлириға тегишкә мәҗбурлиғанлиқини, әрләрни түрмә-лагерларға солап, аялларни өз өйидә хитай кадирлирини күтүшкә зорлиғанлиқини баян қилип өткәндин кейин мундақ деди: “уйғур аяллири өз өйидә хитайниң җинсий хорлуқиға учраватқан әһвалда, аялларниң һоқуқини қоғдаймиз дегүчиләр нәдә? уйғур аяллири учраватқан зулум вә ирқий қирғинчилиқни тохтитиш үчүн һәр ким өз мәсулийитини ада қилип, вәдисини орунлап әмәлий бир иш қилиши керәк; уйғурларни қоғдаш вә хитайдин һесаб сораш дуняниң әркинлики вә кәлгүсини қоғдиғанлиқтур”.
Бу йиғинға йәнә тәйвән парламент әзалиридин су чяв хуй, ваң вәнйү, африқа аяллирини қоғдаш вә рәһбәрлик тәшкилатиниң тәтқиқатчиси мванга мәстулла (Mwanga Mastullah Ashash) ашаш, мутләқ адиллиқ иттипақи иҗраийә комитетиниң әзаси аишә лад (Aisha Ladd) қатарлиқлар қатнашти һәмдә уйғур аяллири учриған ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләрни қаттиқ әйиблиди һәмдә аялларни, болупму мусулман аялларни бу хил җинайәтләрниң қурбани болуштин сақлаш үчүн үзлүксиз тиришчанлиқ көрситиш керәкликини тәкитлиди.