Уйғурларниң йәрлирини биңтуән арқилиқ игиләш ирқий қирғиничилиқниң бир қисми

Обзорчимиз асийә уйғур
2023.03.10
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Хитайниң “биңтуән билән йәрликни бир шаһмат тахтисиға айландуруш” пилани немидин дерәк бериду? Уйғур аптоном районида мәмурий, иқтисадий вә һәрбий хизмәтләрни бир тәрәп қилидиған дөләт башқурушидики орган -- шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтуәни хитай хәлқара сода йәрмәнкисидә. 2021-Йили 3-сентәбир, бейҗиң.
AP

Уйғур елидики аталмиш биңтуән уйғур аптоном райониға әмәс, бәлки хитайниң дөләт рәһбәрлик мәркизигә қарайдиған йерим һәрбий һәм ишләпчиқириш оргини. Бу әмәлийәттә уйғур елини контрол қилидиған, уйғур елиниң йәр-земинлири, байлиқлирини өз алдиға игиләп алған һәрбий һакимийәт оргини, шуңа биңтуәнниң башлиқи һәрбий қаидә бойичә “баш қомандан” дәп атилип кәлмәктә.

Биңтуән һәққидә сөз ечишимиздики мәқсәт, 4-март хитай “хәлқ тори” да елан қилинған биңтуәнгә алақидар бир хәвәр сәвәбликтур. Йәни мәзкур хәвәрдә, уйғур елидики терилғу йәрләрниң йеримидин көпрәкиниң аталмиш “юқири сүпәтлик терилғу йәр” гә айландурулуп болунғанлиқи дейилгән. Гәрчә бу хәвәр аңлимаққа пәқәт терилғу йәрләрниң сүпитини өстүрүшкә мунасивәтликтә қилсиму, әмәлийәттә биңтуәнниң йәрликтики кеңәймичилики вә уйғур ирқий қирғинчилиқи билән биваситә мунасивәтлик.

Юқири сүпәтлик терилғу йәр дегәнлик, әмәлийәттә терилғу йәрләрни көләмләштүрүп ечиш арқилиқ, юқири миқдар, юқири сүпәт, юқири үнүмдики заманиви мәһсулат ишләпчиқириш системисини көрситиду. Мәзкур системиниң терилғу йәр ишлитишидә йәрдин үнүмлүк пайдилиниш, йәрниң сүпитини яхшилаш, йәргә мас келидиған мәһсулатларни териш алдинқи өлчәм қилиниду; юқири сүпәтлик йәрләргә кетидиған суни ишлитиштә болса, йәр асти су мәнбәлиридин толуқ вә үнүмлүк пайдилиниш арқилиқ мәһсулат сүпитини өстүрүш тәләп қилиниду; терилғу йәр қурулушида болса йол, суғуруш, паскина суларни бир тәрәп қилиш, су иншаати қурулуши, қатнаш әслиһәлири, ток мәсилиси қатарлиқларға алақидар болған әслиһәләрниң толуқ болушиға капаләтлик қилиниду. Һәтта сүпәтлик йәрләргә селинидиған уруқ, ишлитидиған оғут қатарлиқларғиму юқири мәһсулатлиқ, юқири үнүмлүк деһқанчилиқ зираәтлири таллап ишлитилиду.

Йәни, юқири сүпәтлик терилғу йәрләр болса териқчилиққа керәклик болған асасий әслиһәлири толуқ вә илғар, йәр көп вә сүпәтлик, терилғу зираәтләр әла сүпәтлик болуштәк тәләпләргә уйғун болуши керәккән. Һалбуки, деһқанчилиқни асаслиқ тирикчилик йоли қилған уйғур елидики асаслиқ нопуси болған уйғурларниң йеза-игиликидә бу хилдики “юқири сүпәтлик терилғу йәр” ләрниң барлиқини тәсәввур мумкин әмәс. Чүнки уйғур деһқанлири таки бүгүнгичә йәнила хитайдики вә уйғур елидики әң намрат хәлқ дегән қалпақтин қутулғини йоқ. Лекин, нөвәттә уйғур елидики терилғу йәрләрниң йеримидин көпрәкиниң “юқири сүпәтлик терилғу йәр” ләргә айландурулғанлиқи кишини һәйран қалдуриду. Уйғур деһқанлириниң көп қисми нөвәттә “кәсип өзгәртип, ишчи болған” турса, уларниң “юқири сүпәтлик терилғу йәр” гә айландурған йәрлирини ким терийду? ким пайдилиниду? бу һәқиқән кишини интайин ойға салидиған бир мәсилә. Ундақта биз деһқанчилиқ кәспий, ишчилиққа өзгәрткән деһқанларниң йәрлириниң нәгә кәткәнлики һәққидә издинип көрәйли.

Бизгә мәлум болғинидәк хитай һөкүмити уйғурларниң земинлирини тартип елишта дәслипидила биңтуәнгә таянғаниди. Бу әһвал таки бүгүнгичә һеч өзгәргән болмастин, бәлки уйғурларниң барлиқ земинлирини тартип алғучә давам қилидиғанлиқи қариғанда ениқ.

Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики йәрләрни һөкүмәткә өткүзүп бериш хизмәтлири һәққидики учурларға нәзәр салидиған болсақ, уйғур деһқанлириниң “намратлиқтин қутулуш” үчүн деһқанчилиқни ташлап, ишчи болушқа зорланғанлиқини көрәләймиз. Хитай һөкүмити һәтта уйғур деһқанлириниң йәрдин ибарәт бу алтун қозуқтин айрилишни халимаслиқидин әнсирәп икки милйонға йеқин деһқанға аталмиш “йәр кимлики” тарқатқанлиқини тәшвиқ қилған. Демәк, йәр кимлики тарқитиштин мәқсәт, уларниң игидарчилиқ һоқуқини капаләткә игә қилиш үчүн әмәс, бәлки земинлирини һөкүмәткә өткүзүп бериши мәқсәт қилинған.

“хәлқ тори” ниң 2020-йили дикабир елан қилған бир хәвиридә, хитай мәркизий комитети уйғур елидики аилиләр көтүрәгә алған терилғу йәрләрни өткүзивелиш көлүмини 35 милюн моға йәткүзүшни 13-5 йиллиқ пиланға киргүзгәнлики йезилған. Хәвәрдә йәнә, 2020-йилиниң ахири уйғур елидики аилиләр көтүрәгә алған терилғу йәрләрниң өткүзүп бериш көлүми 10 милюн моға йәткәнлики. Бу сан аилиләр өткүзүп бәргән терилғу йәр көлүминиң 35персәнтини тәшкил қилған болуп, буниң ичидә җәнубий уйғур елидики үч вилайәт бир област 20 персәнтидин көпрәк нисбәтни игилигәнлики тилға елинған.

Йәни, юқарқи хәвәрдә шәхсләрниң қолидики терилғу йәрләрни һөкүмәткә “өткүзүп бериш” нисбити җәнубий уйғур елида көп нисбәтни игилигән. Немишқа бу йәрдә җәнубий уйғур елида тартивелинған йәрләр көпрәк нисбәтни игиләп қалиду? мәсилә шуки, хитай һөкүмити уйғур елини мустәмликә қилған дәсләпки вақитларда алди билән шималий уйғур елида охшаш усулда уйғур деһқанлириниң қолидики йәрләрни тартивелишқа башлиған.

Әмәлийәттә, хитай һөкүмити уйғур елини мустәмликә қилған 1949 дин буян уйғурларниң бипаян земинлирини өзлириниң мәңгүлүк мал-мүлкигә айландурушта биңтуәнни васитә қилип кәлгән. Деһқанларниң йәрлирини юқириқидәк усулда тартивелиш вә тартивелинған йәрләрни биңтуәнниң ишлитишигә бериш дәл буниң мисалидур. Биңтуәнниң әң дәсләпки кеңәймичилики уйғур елиниң шималий қисми болуп, у йәрләр әслидинла сабиқ шәрқий түркистан җумһурийити қолида тәрәққий қилишқа йүзләнгән земинлар иди. Униңдин сирт шималий уйғур ели хитай өлкилиригә йеқин болупла қалмай, бәлки йәнә санаәттә бир аз асаси бар, йери мунбәт, тәбиий байлиқлири мол земин иди. Хитай һөкүмитиниң биңтуәнниң қанунлуқ шәкилдә уйғур земинлири игиливелиши һәққидики сиясити 1954-йили елан қилған “хитай хәлқ җумһурийити мәркизий комитетиниң уйғур районида деһқанчилиқ, қол-һүнәрвәнчилик, сода-ишләпчиқиришни коператиплаштуруш қарари” билән башланған. Бу қарар билән уйғурларниң земинлири хитайниң илкигә өтүпла қалмастин бәлки уйғур карханичилириму “һөкүмәт-кархана һәмкарлиқи” шәклидә хитай һөкүмитиниң қолиға өткүзүлгән. Қарши чиққанлар болса йоқитилған. 1995-Йили биңтуәнниң җәнубий уйғур елигә кеңийиши һәққидә аталмиш “биңтуәнни ислаһ қилиш вә тәрәққий қилдуруш” намидики йәнә бир қарар елан қилинған. Мәзкур қарарда ениқ қилип, биңтуәнниң чегра районлардики муқимлиқни қоғдаш, аз санлиқ милләтләрдики намратлиқни түгитиш қатарлиқлардики роли гәвдиләндүрүлгән. Йәни, әслидә уйғур елиниң тәрәққиятиға ярдәм бериш намида олтурақлишиш һәққигә еришкән биңтуән, 1995-йилидин башлап уйғур елидики аталмиш муқимлиқни қоғдаш намида уйғурларни бастуруш фонксийәси қанунлаштурулған. 2011-Йили болса биңтуәнниң уйғур ирқий қирғинчилиқидики роли көздә тутулуп, хитай мәркизий һөкүмити, дөләт ишлири комитети аталмиш “биңтүәнниң ислаһат вә тәрәққияти һәққидики қарари” ни елан қилған. Мәзкүр қарарда, биңтүәнниң йеза-игиликини кәспләштүрүш, карханилаштуруш вә заманивилаштуруш билән биргә, биңтүәнниң һәрбий түзүмдә башқурулушини күчәйтип, “аз санлиқ милләтләрниң намратлиқтин қутулушиға ярдәм қилиш” тәкитләнгән. Биңтүәнниң 13-бәш йиллиқ пиланиғиму хитай мәркизий комитетиниң биңтүәнниң җәнубқа кеңийиши үчүн бирқанчә түрлүк ярдәм сиясәтлирини елан қилғанлиқи тилға елинған.

Юқарқи мәнбәләргә асасән, биңтуәнниң җәнубқа кеңийишиға алақидар қарарниң 2011-йили рәсмий йосунда елан қилинишиниң сәвәбсиз болмиғанлиқини чүшинәлишимиз қийин әмәс. Йәни, хитай һөкүмити аталмиш “үч хил күчләр” ни уйғур елидики муқимсизлиқниң мәнбәси дәп ениқлима бәргәндин кейин, биңтуәнниң уйғур елиниң булуң-пучқақлириғичә кәң көләмдә кеңийишигә шараит һазирлиялиған. Аталмиш биңтуәнгә үч хил күчләрни йоқитиш намида уйғурларни йоқитиш һоқуқи дөләт тәрипидин берилгәндин кейин, уйғур ирқий қирғинчилиқида биңтуәнниң роли наһайити чоң болған. Йәни, уйғурларниң кәң көләмлик тутқун қилиниш, земинлиридин айрилиш, сәрсан-сәргәрдан болуш, пәрзәнтлири, қиз-аяллири баш-панаһсиз қелиш вә зораванлиқларға учраш. . . . . . Қатарлиқ түрлүк қабаһәтләр хитайниң деңиз яқиси районидин кәлгән хитай көчмәнлири билән биңтуән вә һакимийәтниң ортақ һәмкарлиқи астида пиланлиқ шәкилдә бир-бирләп йүз бәргән.

Демәк, йеқинқи йиллардин буян уйғур деһқанлириниң һәр хил шәкилдә тупрақлиридин айрилиши, шәк-шүбһисизки, җәнубий уйғур дияридики уйғур нопусини азайтиш яки йоқитишни мәқсәт қилғанлиқниң ипадисидур. Уйғурларниң йәр-земинлириниң тартивелинишиму уйғур ирқий қирғинчилиқиниң әң муһим бир қисми болуп, уйғур хәлқиниң өз тупрақлириға болған һәқдарлиқ һоқуқлиридин пүтүнләй айриш вә кәлгүсидә йүз бериш еһтималлиқи болған һәрқандақ һадисиләрдиму, уйғурларниң өз йәрлиридә қайтидин қәддини көтүрүш имканийәтлири пүтүнләй йоқитиш нишан қилинған.

Хитай компартйәсиниң биңтуән арқилиқ уйғурларға йүргүзүватқан җинайәтлирини таҗавузчилиқ, мустәмликичилик вә ирқий қирғинчилиқ бир гәвдиләшкән қәбиһ вә кәчүргүсиз җинайәт дәп қараш мумкин.

***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.